Ислам дөләтлириниң хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумиға сүкүт қилиши инкас қозғимақта
2018.08.20

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә бир милйондин артуқ кишини кишини “йепиқ тәрбийә лагерлири” ға қамап, уларни өз етиқади вә мәдәнийитидин ваз кечишкә мәҗбурлаватқанлиқи бирләшкән дөләтләр тәшкилати комитети тәрипидин ениқ оттуриға қоюлған болсиму, әмма бу мәсилиниң дуняда болупму ислам дунясида йетәрлик инкас қозғиялмайватқанлиқи көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди. Улар бу һәқтики мулаһизилиридә ислам дөләтлирини хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириға тутқан муамилисигә қарши бирлишишкә чақирди.
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә бир милйондин ошуқ уйғурни “йепиқ тәрбийә лагерлири” ға қамаш арқилиқ, уйғурларниң мәвҗутлуқиға еғир тәһдит селиватқанлиқи дунядики нопузлуқ кишилик һоқуқ органлири, нопузлуқ ахбарат органлири мухбирлириниң издинишлири шундақла чәтәлләрдики уйғурларниң көрсәткән тиришчанлиқлири нәтиҗисидә ахири хәлқара җәмийәтниң җиддий диққәт қилишиға еришмәктә. Алди билән америка ташқи ишлар министирлиқи вә америка муавин президенти бу һәқтики баянатлирида хитай һөкүмитиниң уйғур елидә бир милйондин ошуқ уйғурни лагерға солап, уларни дини әқидисидин, миллий кимликидин ваз кечишкә қиставатқанлиқини тәнқид қилди. Арқидин йеқинда йәнә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати ирқий айримичилиққа қарши туруш комитети мутәхәссислири тәрипидин рәсмий тилға елинди. Буниң билән уйғурларниң лагерлар мәсилисини өз ичигә алған миллий мәвҗудийәт мәсилиси хәлқаралиқ муһим ахбарат васитилиридә көпләп орун алмақта. Бәзи көзәткүчиләр буни лагерлар мәсилини дуняға тонутуш үчүн һәрикәт қилған юқиридики орган вә шәхсләрниң зор ғәлибиси, дәп көрсәтти. Әмма у көзәткүчиләр йәнә, уйғур елидә йүргүзүлүватқан “кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң еғирлиқиға лайиқ бир әкс сада пәйда болмайватиду”, дәп қаримақта. Америка ташқи ишлар министирлиқи вә америка муавин президенти хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бу хил диний, миллий вә инсаний һоқуқ җәһәтләрдин тәқибләш сияситини тәнқид қилған шуниңдәк бир қисим америка вә башқа ғәрб дөләтлири мутәхәссислири вә кишилик һоқуқ актиплири хитайниң уйғурларға қаратқан бу хил тәқибләш сияситини тушмутуштин тәнқид қиливатқан болсиму, бирақ мусулман дөләтлири һөкүмәтлиридин яки хәлқаралиқ ислам тәшкилатлиридин бирәр сада чиқмайватқанлиқи диққәткә сазавәр болмақта.
Бүгүн, “хаффиңтон почтиси” гезитидә елан қилинған әкбәр шаһид әхмәд исимлик апторниң “дуня дөләтлири башлиқлири тутқундики бир милйон мусулманниң һоқуқи орниға хитайниң пулини таллиди” дәп мавзу қоюлған мақалиси әнә шу хилдики көз қараш ипадиләнгән мақалиләрниң биридур. Мақалидә уйғур мусулманлири учраватқан бу зулумға қарши очуқ пикир баян қиливатқан дөләтләрниң бармақ билән санивалғудәк дәриҗидә азлиқи, чүнки йәршари иқтисадиниң мутләқ көп қисминиң һазир хитай ишләпчиқарғучилириға, хитай истемалчилири вә хитайниң мәблиғигә қарашлиқ болуп қалғанлиқи билдүрүлгән. Униңда, болупму мусулман дөләтлириниң сүкүти тилға елинип: “мусулман дөләтлиридә пәләстинликләр үчүн қозғалған наразилиқларни вә роһиңга мусулманлири үчүн қозғалған мәлум дәриҗидики наразилиқларни нәзәрдә тутқанда уларниң уйғурларға көрситиватқан муамилиси техиму чоң зәрбә болмақта” дәп оттуриға қоюлған.
Бу һәқтә америка уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханим зияритимизни қобул қилип, “мусулман дөләтләрниң уйғур мусулманлириниң дини вә миллий кимликигә қиливатқан бундақ очуқ һуҗумиға қарап туруши кишини толиму үмидсизләндүриду” деди.
Йеқинда америкида нәшрдин чиқидиған “ташқи сиясәт” журнилидиму “ислам рәһбәрлириниң хитай һөкүмити мусулманларға йүргүзүватқан тутуп туруш лагерлири һәққидә дәйдиған бир сөзи йоқ” мавзулуқ бир парчә мақалә елан қилинған иди. Бу мақалидиму: “бирму мусулман рәһбәрниң хитай дөлитиниң қоллиши билән мусулман қериндашлириға йүргүзүлүватқан бу һәрикәтләрни очуқ-ашкара тәнқид қилип бақмиғанлиқи” баян қилинған. Мақалида йәнә: “. . . Һазирғичә һечқандақ бир мусулман дөлити рәһбири очуқ-ашкара һалда уйғурларни қоллайдиғанлиқини дәп бақмиди. Өзини диний әқидиниң баянатчисидәк қилип көрситип кәлгән сиясәтчиләр вә диний рәһбәрләрму хитайниң иқтисадий вә сиясий күчи алдида сүкүт қилди. . . Нурғун мусулман дөләтлири хитай билән мунасивитини қоюқлаштурупла қалмай, бәзилири һәтта хитайниң зиянкәшликлирини қоллайдиған дәриҗигә йәтти” дәп йезилған.
Бүгүн, әнглийәдики уйғур паалийәтчиси гүлназ уйғур “оттура шәрқ көзи” намлиқ тор гезитидә мәхсус мақалә елан қилип, ислам дөләтлири рәһбәрлириниң бу позитсийәсини тәнқид қилди. У мақалисидә: “хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан қийин-қистақлири вә башқа залим сиясәтлири һәққидики полаттәк пакитлар туруқлуқ, наһайити аз сандики мусулман рәһбәрлири хитайниң һәрикитини әйиблиди. Хитайға қарши туруш орниға қирғизистан, мисир вә һәтта сәуди әрәбистан қатарлиқ дөләтләр хитайдин қечип чиққан уйғурларни тутуп қайтуруп бәрмәктә. Буниңға, хитай һөкүмитиниң бу дөләтләргә бәргән иқтисадий вәдилири сәвәб болмақта. Әмма хитайниң ярдәм вә қурулуш тарихиға қарайдиған болсақ, бу пәқәтла бир қәрз қилтиқи болуши мумкин” дәп язған.
Хитайниң милләтләр сиясити вә уйғурлар һәққидә тәтқиқат билән шуғуллинип келиватқан америка индиана университетиниң дотсенти тимусий гирусму радийомизға қилған сөзидә, хитайниң “бир бәлвағ бир йол” истратегийәсидә оттура асия вә оттура шәрқтики нурғун дөләтләрниң пайда күтүватқанлиқини ейтти. У сөзидә: “оттура шәрқ вә оттура асиядики нурғун мусулман дөләтләр ши җинпиңниң бир бәлвағ бир йол қурулуши арқилиқ зор мәнпәәтләргә еришишни көзләп олтурмақта. Әпсуски, бундақ бир шараитта бу дөләт башқурғучилири хитайға қарши очуқ бир позитсийә билдүрүштин еһтият қилиду” деди.
Зубәйрә ханим сөзидә, ислам дөләтлириниң сүкүттә турушида бу дөләтләр билән хитайниң иқтисадий һәмкарлиқидин сирт йәнә, хитайниң ялған тәшвиқат паалийәтлириниң күчлүк болуши, бу дөләтләрниң өз түзүминиңму һакимийәт билән охшимайдиған пикирләргә очуқ болмаслиқи қатарлиқ амиллар болуши мумкинликини билдүрди.
Анализчи гулназ уйғур “оттура шәрқ көзи” дә елан қилған мақалисидә мусулман дөләтлири рәһбәрлиригә хитаб қилип: “қуран сүрилирини еғзидин чүшүрмәйдиған ислам рәһбәрлири әмәлийәттә алланиң һәқиқий бир сөзини, йәни адаләт йолида бирлик болуштин ибарәт сөзини унтуп қалди. Улар, һәммимизниң гунаһсиз инсанларни қутулдуруп, залимға қарши күрәш қилишимиз керәкликини унтуп қалған. Мән мусулман дөләтләрни мусулман болғанлиқи үчүн изтирап чекиватқан уйғур мусулман қериндашлирини қутқузуп қелиш үчүн бирлик болушқа чақиримән” дәп язған.