Қәйсәр ко: “нурий түркәлниң кәчүрмишлиридин уйғурларниң дәрдигә нәзәр” (1)
2018.10.15

Нөвәттә бир милйондин артуқ уйғурниң “өгиниш мәркизи” намидики йиғивелиш лагерлириға қамилиши хәлқарадики әң зор хәвәр темилиридин болуп қалди. Ундақта, бундақ чоң вәқә мана мушундақ һалда рәсмий рояпқа чиққучә қандақ болуп җаһан әһлиниң диққитини қозғимай қалди? бу һәқтики алақидар мәсилиләрни шәрһләштә әң яхши вә ениқ болған җаваб йәнила уйғурларниң өзлиридин чиқиду, дәп қариған даңлиқ тор риясәтчиси қәйсәр го бу мәсилидә алди билән америкидики уйғур адвокат, сиясий паалийәтчи нурий түркәлгә мураҗиәт қилиду. У йәнә иккинчи дуня уруши мәзгилидә гитлер германийәсиниң йәһудийларни қирғин қилишидин аман қалған йәһудийларниң пәрзәнтидин җеремейни бу сөһбәткә тәклип қилиду.
Бу үч кишиниң сөһбити башланғанда алди билән қәйсәр ко сөз елип, нөвәттә “қайта тәрбийә елиш мәркизи” дәп атиливатқан лагерларға бир милйондин артуқ уйғурниң қамилиши һәққидә гәп тәшти. У алди билән бу хил лагерларға қамалған уйғурларниң көп қисминиң “ислам әсәбийлики” билән әйибләнгәнликини, әмма бу “әсәбийлик” ниң конкрет ипадилири һәрқачан сақал-бурут қоюш, тәқва болуш яки һалал йемәклик йейиш вә яки һарақ ташлаш дегәндәк ишлар болуватқанлиқини билдүрди.
Җеремей бу һәқтә сөз елип өзиниң әң дәсләп “бир милйондин артуқ уйғур лагерларға қамалған” дегән мәлуматларни аңлиғанда бир йәһудий болуш сүпити билән дәрһалла натсистлар германийәси заманисидики мудһиш тарихни әскә алғанлиқини билдүрди. Шуниңдәк бу һәқтики мәлуматларниң қайси дәриҗидә чин икәнликини мега раҗагопалан, җеррий ши, җош чин, адрян зенз қатарлиқларниң тәпсилий баянлиридин толуқ көрүвалғили болидиғанлиқини, шу сәвәбтин б д т мунбиридә хитай һөкүмити дәсләп бу лагерлар һәққидики мәлуматларни инкар қилған болсиму, йеқиндин буян бу һадисиләрниң дуняви темиға айлинишиға әгишип хитай һөкүмитиниң мушу хилдики лагерларниң мәвҗутлуқини тән алғанлиқини тәкитләп өтти.
Шуниңдин кейин программа риясәтчиси қәйсәр ко сөз елип, бүгүнки сөһбәтниң асаслиқи бу лагерлар һәққидә әмәс, бәлки бу лагерлар мәсилиси билән мунасивәтлик әһвалниң муһаҗирәттики уйғур җамаитигә қандақ тәсир көрситиватқанлиқи һәмдә уларниң бу мәсилини хәлқараға аңлитиш арқилиқ хитай һөкүмитигә бесим ишлитишкә тиришчанлиқ көрситиватқанлиқи һәққидә икәнликини ейтип, уйғурларға вакалитән сөз қилишқа вашингтон шәһиридики уйғур адвокат, сиясий паалийәтчи нури түркәлни тәклип қилғанлиқини баян қилди.
Нури түркәл сөз елип алди билән өзиниң пүткүл аилә бойичә “он йиллиқ малиман” мәзгилидә қандақ қабаһәтлик вә паҗиәлик күнләрни баштин кәчүргәнликини әсләп өтти. Өзиниң балилиқ мәзгилидә бешидин өткән қара күнләрниң тәсиридә һәмдә кейинки вақитларда ата-анисиниң тәрбийәси җәрянида өзидә мустәһкәм болған уйғур миллий кимлик қаришини тикләп чиққанлиқини, болупму өзиниң қәшқәрдики уйғурчә мәктәптә уйғур маарип тәрбийәси көрүш, кейинчә үрүмчи вә шиән шәһәрлиридә оқуш җәрянида хитайчә тилниму оңушлуқ өгинип чиққанлиқини сөзләп өтти.
Нури түркәлниң әслишичә, 1980-йилларниң ахири, 1990-йилларниң башлирида, йәни нури түркәл хитай өлкилиридики чоң шәһәрләрдин бири болған шиән шәһиридә алий мәктәп һаятини баштин кәчүрүватқанда хитай җәмийити омумий җәһәттин бир зор өзгириш дәврини баштин кәчүрүватқан иди. Бу мәзгилләрдә мәшһур болған “1989-йилидики тйәнәнмен қирғинчилиқи” дегәндәк вәқәләр йеңидин бастурулуп, хитай җәмийити сиртқа қарита рәсмий ечиветилгән иди. Шу сәвәбтинму хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясәт вә тәдбирлиридә техи ундақ ашкара һуҗум мәзмунлири йоқ иди. Хитай һөкүмитиму ашкара һалда уйғурларға қарши һуҗумға өтмигән болғачқа, хитай хәлқидиму уйғурларға нисбәтән ундақ дүшмәнлик қариши йоқниң орнида иди. Нури шу вақитларда ичкиридики хитай оқуғучиларниң өзлиридәк уйғур оқуғучиларни һәмишә чәтәллик, дәп ойлап қалидиғанлиқини һәмдә өзлиригә чәтәлликләр муамилисидә болидиғанлиқини сөзләп өтти.
Нури түркәлниң балилиқ мәзгилидә у вә униң аилиси баштин кәчүргән қабаһәтлик йиллар 1960-йиллиридики көплигән уйғур аилилиригә, шундақла хитай аилилиригиму охшап кетидиған күлпәтләрни қалдуруп кәткән. Әмма нуриниң пикричә, 1990-йиллардин кейин баш көтүрүшкә башлиған миллий мәсилиләрдә уйғурлар тәдриҗий йеганә һуҗум нишани болуп кәлгән. Болупму 1991-йилидин башлап мустәқил болушқа башлиған оттура асиядики түркий җумһурийәтләрниң “шәрқий түркистан” дәп атиливатқан уйғур дияриниң беқинида баш көтүрүши билән хитай һөкүмити пай-петәк болушқа башлиған. Совет иттипақиға охшаш гүмүрүлүп чүшүшни әсла халимайватқан хитай һөкүмити уйғурларда пәйда болуватқан техиму көп әркинлик арзусиға қарита “қаттиқ зәрбә бериш” билән инкас қайтурған. Шуниң билән 1990-йилидики “барен вәқәси” ни бастуруш, 1997-йилидики “5-феврал ғулҗа вәқәси” қатарлиқ қанлиқ вәқәләр арқиму арқидин йүз бәргән.
Нури түркәлниң пикричә таки 2001-йилидики “11-сентәбир вәқәси” һарписиға қәдәр хитай һөкүмити уйғур җәмийитидә “бөлгүнчи” күчләрниң мәвҗутлуқини, бу хил күчләргә зәрбә бәрмигәндә уларниң “дөләт мәнпәәти” гә еғир зиян пәйда қилидиғанлиқини ейтип кәлгән. Һәтта “11-сентәбир вәқәси” дин икки һәптә илгири өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида хитай һөкүмити “шинҗаң һазир толиму бихәтәр район. Һәрқайси җайлардики содигәр вә карханичиларниң бу районға көпләп мәбләғ селишини қарши алимиз” дәп җакарлиған. Әмма ню-йорктики қошмақ бина һуҗумға учриғандин кейин хитай һөкүмити бир юмилапла өзлириниң “террорлуқниң қурбанлири” икәнликини давраң қилишқа башлиған. “11-сентәбир вәқәси” ни алтундәк бир пурсәт дәп билгән хитай һөкүмити дәрһалла америка башчилиқидики “террорлуққа қарши уруш” қа паал қатнишип, хитай хәлқигә өзлириниң “террорчи” күчләр билән уруш қиливатқанлиқини тәшвиқ қилишқа киришкән.
Нури түркәл шу ишларни әслигәч, бу хил “террорлуққа қарши туруш” намида уйғурларни бастурушниң 2009-йилиға қәдәр давам қилғанлиқини, үзлүксиз давам қилған бастурушниң ақивитидә шу йили уйғурлар тарихидики бир қетимлиқ дәвр бөлгүч зор вәқәниң барлиққа кәлгәнликини сөһбәт иштиракчилириниң ядиға салди.
Бу сөһбәтниң давамиға қизиқсаңлар диққитиңлар кейинки аңлитишимизда болсун.