Уйғурлар мустәқил болаламду?
2023.02.24
Ирқий қирғинчилиқни баштин кәчүриватқан бир хәлқ сүпитидә мустәқиллиқтин сөз ечиш техи балдурдәк қилсиму, әмма уйғурларниң мустәқиллиқ вә һөрлүккә болған интилишлири бүгүн тарихтин буянқи әң юқири пәллигә йәтти, дәп қарашқа болиду. Чүнки вәтәнсизлик вә һоқуқсизлиқ бир милләтни һөкүмран күчләрниң қолидики шахмат уруқиға айландуруп қойидиғанлиқини уйғур ирқий қирғинчилиқи испатлиди. 20-Әсирниң алдинқи йеримида пүткүл дунядики, болупму асия вә африқа қитәлиридики мустәмликә әллиридә мустәқиллиқ күрәшлири әвҗигә көтүрүлүп, көплигән мунқәрз милләтләр һөрлүккә еришкән вә мустәқил дөләтлирини қурған бир мәзгилдә, рус вә хитайдин ибарәт икки чоң күчниң арисида қалған уйғурлар хитайға мустәмликә болуштәк қисмәткә дуч кәлди. Техиму ечинарлиқ болғини шуки, мустәмликә астидики уйғурларниң авази әркин дунядин толиму йирақ, демократик һаваға йепиқ болған бир дөләттә узун мәзгил тунҗуқтуриветилгән иди. Һалбуки, бүгүн уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқидәк пәвқуладдә еғир вәзийити дуняға ашкара болуп, уйғур мәсилиси хәлқарадики муһим мәсилиләр қатаридин орун алди. Бу вәзийәт уйғурлар үчүн худди қараңғулу зулмәттики мәшәлдәк уларниң кәлгүсигә туташқан миллий ирадисигә үмид вә ишәнч ата қилмақта. Мана бүгүн, һәрқандақ бир уйғур үчүн һаят қелиш вә мәвҗутлуқини сақлашниң бирдинбир йоли _ өзигә мәнсуп болған ашу тупрақта мустәқил дөлитини қуруш, һөр вә әркин яшашни қолға кәлтүрүш болуп қалди. Бу һәр бир уйғур үчүн әң муқәддәстур ғайигә айланди.
Һалбуки, мушундақ бир пәвқуладдә вәзийәттә, уйғурларниңму йәр йүзидики барлиқ инсанларға охшашала яратқучи тәрипидин берилгән туғма һәқ-қоқуқларға игә бир хәлқ икәнликигә гуман билән қарайдиған; һөр вә мустәқил яшаш ирадисигә ишәнмәйдиған; ата-бовилиридин қалған ана тупрақлирида мустәқил дөлитини қуруш һәқлирини инкар қилидиған бир қисим гуруһ яки шәхсләр оттуриға чиқмақта. Әгәрдә бундақ тәшәббуслар хитай һакимийити вә уларниң тәшвиқат машинилири тәрипидин базарға селинса, буниңға һечким һәйран қалмайду, әлвәттә. Һалбуки, бундақ тәслимчилик пүткүл милләт гәвдиси билән ирқий қирғинчилиқниң қурбаниға айлиниватқан бир хәлқниң әзалири тәрипидин оттуриға ташланса, яки хәлқара җәмийәткә давраң қилинса, униң кәлтүридиған зиянлири тәсәввур қилғусиз еғир болиду. Ундақта, уйғурлар мустәқил болаламду? биз бүгүн бу тема һәққидики қарашлиримизни аңлармәнләр билән ортақлишип бақайли.
Мустәқиллиқ сөзи һәрқандақ адәмгә биринчи дуня урушидин кейинки мустәмликә вә йерим мустәмликә районлардики милләтләрниң миллий мустәқиллиқиға йол ечилған ашу дәврни әсләтмәй қалмайду.
Милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи тоғрисидики қарашлар барлиққа кәлгәндин бери, мустәмликичиликни йилтизидин йоқитиш хәлқарадики ортақ йөнилишкә айланди. Гәрчә уйғурлар бу пурсәтләрдин мәһрум қалдурулған болсиму, әмма уйғурларниң оттура асиядики қериндашлири вә дунядики нурғун йәрлик хәлқләр бу қарашниң оттуриға чиқиши билән мустәқиллиқ пурситигә еришти.
Ундақта, бу қараш қачан вә ким тәрипидин оттуриға қоюлди? униң тәсири қандақ болди?
1918-Йили милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш идийәсини американиң 28-нөвәтлик презденти томас вудров вилсун (Thomas Woodrow Wilson) оттуриға қойған иди. Томас вилсон 1913-йилидин 1921-йилиғичә американиң презденити болған болуп, у демократлар партийәсидин чиққан дунявий мәшһур шәхстур. Томас вилсонниң идийәси кейин хәлқарада “вилсонизм яки вилсун идийәси” дәп омумлашқан. “вилсон идийәси” американиң иккинчи дуня урушидин кейинки “маршал пилани” вә ғәрб сияситигә әң зор тәсир көрсәткән идийә дәп қарилиду.
“вилсон идийиси” ниң тәшәббус қилидиғини, һәрқандақ милләт өзигә тәвә земинда мустәқил дөлитини қуруши; бу дөләтләр мәйли чоң яки кичик болуши, күчлүк яки аҗиз болушидин қәтийнәзәр, өзара баравәр алақә шәкилләндүридиған хәлқаралиқ орган тәсис қилинишини илгири сүрүштур. Томас вилсон һәтта бу идийәсиниң әмәлийлишиши үчүн 14 түрлүк “дуня тинчлиқ низами” ниму оттуриға қойған. Бу низамнамә әйни вақитта американиң биринчи дуня урушидин кейинки дуняниң йеңи түзүлмиси һәққидики тәсәввури вә интилишини гәвдиләндүргән. Шундақла “вилсон идийәси” йәнә иккинчи дуня уруши ахирлашқандин кейинки дуня күнтәртипиниң турғузулиши вә американиң ташқий дипломатийәсигә әң чоң тәсир көрсәткән, һазирғичә тәсири йоқалмиған идийәдур.
Дәрвәқә, 1-дуня урушидин кейин, явропа мустәмликисидики районлар, дәл америка башлиқ ғәрб демократик қиммәт қариши асасида қобул қилинған “милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш қарари” бойичә мустәмликичиликтин қутулуп, мустәқиллиқ қәдимини алған.
Иккинчи дуня урушидин кейин, болупму 1945-йилидин 1975-йилиғичә болған ерилиқта африқа вә асия қитәлиридики йәрлик милләтләрниң мустәқиллиқ күрәшлири зор утуқларға еришип, нурғунлири өзлириниң мустәқил дөләтлирини қурди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатини тәшкиллигән әслидики 51 дөләтниң сани җиддий рәвиштә көпийип, 144 кә йәтти.
Һалбуки, мустәмликәсизләштүрүшниң хәлқарадики қәдими шундақ үнүмлүк бесиливатқанлиқиға қаримай таки бүгүнгичә, мустәмликә астидики уйғурларниң мунқәрзлик салаһийити хәлқарада қанунлуқ йосунда етирап қилишқа еришәлмиди. Бундақ болушида әлвәттә бәлгилик сәвәбләр мәвҗут. Әмма әнә шу мустәмликичиликниң нәтиҗиси болған уйғур ирқий қирғинчилиқиму таки бүгүнгичә хәлқарада пәқәт бир қанчә ғәрб дөләтлириниңла етирап қилишиға еришти. Бу бәлким бир қисим уйғурларни әпсусландуриған вә мустәқиллиқтин үмид үзидиған һаләткә елип келишидики асаслиқ амил болуши мумкин. Лекин бу мәсилә уйғурларниң мустәқил дөләт қуралмайдиғанлиқиға һәргизму сәвәб болалмайду, әлвәттә.
Дәрвәқә, бүгүнки мәвҗут дуня түзүлмиси йәнила биз башта тилға елип өткән “вилсонизим” ни асас қилған “милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи” ниң барлиқини етирап қилидиған демократик дуня түзүлмисидур. Бу түзүлминиң асас қилидиғини мустәмликә күчләрниң аталмиш игилик һоқуқи әмәс, бәлки “кишилик һоқуқ, игилик һоқуқидин үстүн” дәйдиған принсиплиқ қараштур. Дәл шундақ болғанлиқи сәвәблик, африқа, латин амирикаси вә асиядики нурғун йәрлик хәлқләр миллий мустәқиллиқини қолиға алалиди. Мисал үчүн ейтсақ, иккинчи дуня урушидин кейин голландийә мустәмликисидики һиндонезийә; франсийә мустәмликисидики вейтнам, сүрийә; әнгилийә контроллуқидики җәнубий африқа, танзанийә, һиндистан, йеңи зинландийә, баңладеш, иорданийә, пәләстин; японийә мустәмликисидики корийә қатарлиқ нурғун мустәмликә районлар вә мустәмликә астидики милләтләр миллий мустәқиллиқини қолиға алди. Һәтта йәрлик хәлқ болмиған хәлқләрму, ирқий қирғинчилиққа учриғанлиқи сәвәблик кейин көчүп берип йәрләшкән тупрақларда өзиниң йеңи дөлитини қуруш пурситигә еришти. Мәсилән, косовони мисал қилсақ, серибларниң игилик һоқуқи даириси болған косово аптоном районидики албан хәлқи, серибийә тәрипидин учриған ирқий қирғинчилиқ сәвәблик мустәқил болди. Гәрчә серибийә, хитай вә русийә қатарлиқ нурғун дөләтләр, косовониң мустәқиллиқини һазирғичә етирап қилмиған болсиму, шундақла б д т хәвпсизлик кеңишидики фето һоқуқини ишлитип, косовониң б д т ға әза болушини тосуп турған болсиму, әмма косово хәлқарада йәнила мустәқил бир дөләт сүпитидә мәвҗутлуқини сақлап кәлмәктә.
Әмма йәнә бир қисим йәрлик хәлқләрниң мустәқиллиқ тәләплири хәлқарада бирдәк қарши елинмиған әһвалларму йүз бәрди. Буниң типик мисали каталонийәдур. У һалда немә үчүн косоволуқлар мустәқил дөләт қуралиди-ю, әмма йәрлик хәлқ болған каталонийәликләрниң мустәқиллиқ арзулири рәт қилинди?
Әмәлийәттә, хәлқарада етирап қилинидиған “милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш қарари” болса, мустәмликә астидики яки аптономийә һоқуқи болмиған вә яки шәклән аптономийә берилгән болсиму әмма униңдин бәһриман болалмиған милләтләрни көздә тутиду. Бу дегәнлик мустәқил болуш үчүн йәрлик хәлқ болушла купайә қилмайду, бәлки зулумға учриған яки учримиғанлиқи, тегишлик һәқлириниң капаләткә игә болған яки болмиғанлиқи әң муһим амилдур. Бу вәҗидин бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 1960-йили елан қилған “мустәмликиликни йилтизидин йоқитиш хитабнамиси” (U N General Assembly Resolution 1514 [XV]) да, һәрқандақ милләтниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи барлиқи йезилиш билән биргә, “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” вә “бирләшкән дөләтләр тәшкилати низамнамиси” ға қаттиқ бойсунуш шәрти астида, дөләтләрниң земин пүтүнликигә һөрмәт қилинидиғанлиқи йезилған.
Йоқирида тилға алғинимиздәк, өз тәқдирини өзи бәлгиләшниң алдинқи шәрти мустәмликә астида болуши вә аптономийә һоқуқи капаләтләндүрүлмәслик шәрт қилинғанлиқи сәвәблик, каталонийә билән косовониң мустәқиллиқ тәләплиридин пәрқлиқ нәтиҗиләр келип чиққан. Йәни каталонийә хәлқи өзлири ейтқандәк, испанийәдики йәрлик хәлқ болсиму, әмма улар демократик түзүмдики испанийәдә мутләқ капаләт астидики аптономийә һоқуқидин бәһримән болуп келиватқан хәлқтур. Аптономийә һәқлири капаләткә игә каталонийә хәлқниң барлиқ һоқуқлири толуқ капаләтләндүрүлгән болғачқа, уларниң мустәқиллиққа еһтияҗи йоқ. Шуңа каталониялиқлар “милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш” шәртигә уйғун кәлмигән. Әгәр бу ноқтини нәзәрдин сақит қилип, каталонийәликләрниңму мустәқиллиқигә йол қоюлса, у һалда ғәрб демократик җәмийити ичкий җәһәттин еғир крезисқа петип қелиши мумкин. Чүнки ғәрб демократик түзүлмиси астидики дөләтләрдиму мустәқиллиқни тәләп қилидиған милләтләр оттуриға чиқиши вә бу сәвәблик дуня тинчлиқиға тәсир йәткүзидиған еғир ақивәтләр келип чиқиши мумкин.
Хуласилигәндә, мустәқиллиқниң нөвәттики хәлқара күнтәртипики шәрти шуки, өз алдиға мәлум бир тупрақ вә земинниң тарихтин буянқи һәқдар саһиби һесабланған бир хәлқ болуш; башқа күчләр тәрипидин мустәмликә астиға чүшүп қалған вәзийәттә болуш, шундақла мустәмликә қилғучи тәрипидин барлиқ қанунлуқ һәқлири тартивелинған болуш; ирқий қирғинчилиққа учриған болуштин ибарәттур. Бу ноқтидин қариғинимизда, хитайниң немә үчүн уйғурларни “үч хил күч” дегән төһмәт билән йоқатмақчи болғанлиқини, гәрчә хитай һакимийитиниң зулумлириға пәқәт уйғур хәлқила қаршилиқ көрситип кәлгән болисму, әмма хитай һөкүмитиниң бу һадисини “уйғур бөлгүнчилири” дәп шәрһийилимәстин, бәлки “үч хил күч” дәп хүнүкләштүргәнликиниң сәвәбини чүшинәләймиз. Техиму муһими, илһам тохтиниң уйғурларниң миллий територийәлик аптономийә һәқлириниң капаләткә игә болмиғанлиқини дәва қилғанлиқи сәвәблик мәңгүлүк қамақ җазасиға һөкүм қилиниши билән хитай тәрипидин “терорлуқ” билән әйибләнгән туруқлуқ муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинмиғанлар арисида зади қандақ пәрқ барлиқини һес қилалаймиз. Һәтта илһам тохти билән охшаш “җинайәт” билән қариланған хитай зиялийси лю шявбониң 11 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқиму дәл уйғур мәсилисиниң хитай һакимийитиниң қануний асасини тәврәткүдәк күчкә игә икәнликиниң дәлилидур.
Уйғурларниң баштин кәчүргәнлири вә һазирму баштин кәчүриватқанлиридин шу нәрсә мәлумки, уйғурлар алди билән шәрқий түркистанниң һәқлиқ игиси вә йәрлик хәлқидур. Иккинчидин, уйғурлар мәйли тарихта қандақ сәвәб билән хитай билән биргә яшашқа мәҗбур болған болишидин қәтийнәзәр, бүгүн ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқи вә хитай вәдә қилған аптономийә һоқуқлиридин әзәлдин бәһримән болуп бақмиғанлиқи бир һәқиқәттур. Мана бу икки ноқтиниң өзила уйғурларниң хәлқарада ортақ етирап қилинидиған вә һазирму күчкә игә болған “милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи” ға йүз пирсәнт уйғун келидиған сәвәбләрдур.
Демәк, уйғурлар мустәқил болушқа пүтүнләй һәқлиқ хәлқтур. Әмма “дәвагәр суслуқ қилса, қази мутиһәм болур” дәйдиған ата сөзигә охшаш, мәсилиниң маһийитини алди билән шу дәваниң игилири айдиңлаштуруши керәк. Шундила хитайниң хәлқарада давраң селиватқан түрлүк төһмәтлиригә қарши турғили, мустәқиллиқниң әң дәсләпки қәдәмлирини басқили болиду. Икки миң йилдин буян өз ана маканлиридин қоғлинип сәрсан-сәргәрданлиқ қисмитигә дуч кәлгән, натсистлар германийәси тәрипидин ирқий қирғинчилиққа учрап, пүткүл милләт гәвдиси билән йоқитилиш нишаниға айланған йәһудийларниң иккинчи дуня урушидин кейин ата-бовилириниң тупрақлирида мустәқил дөлитини қуруп чиқалиши, буниң әң ярқин мисаллиридин биридур.
Конкирет қилип ейтқанда, мустәқиллиқниң әмәлгә ешиш-ашмаслиқи, алди билән уйғур хәлқиниң мустәқиллиқ ирадисиниң бирликкә келиш-кәлмәслики; хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан ирқий қирғинчилиқ җинайитини б д т да толуқ етирап қилдуруш ишиниң қанчилик дәриҗидә ишқа ешиши; уйғурларниң әзәлдин хитайниң аталмиш “аптономийә” вәдисидин һечқачан бәһримән болмиғанлиқи; хитайлар билән биллә яшишиниң мумкинсиз икәнлики, шундақла хитай коммунист һөкүмити тәрипидин ирқий қирғинчилиқниң нишани қилиниватқанлиқини испатлашқа бағлиқ мәсилидур.
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.