Уйғурлар билән пакистан қәбилилириниң күрәш ғайиси охшамду?

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.09.13
xitay-puqraliri-pakistan-saqchi-mashinisi.jpg Хитай пуқралириниң пакистан сақчи машинисиниң үстигә сәкрәп чиқип, сақчиларға зомигәрлик қиливатқан көрүнүши. 2018-Йили апрел, пакистан.
Social Media

Узун йиллар илгири хитай билән истратегийәлик достлуқ орнатқан вә кейинки йилларда хитай билән иқтисадий һәмкарлиқни күчәйтип келиватқан пакистан давалғуш ичидики дөләт болуп, пакистан һөкүмити вә һәрбий күчлириниң даим террорчилар, әсәбий унсурлар, бөлгүнчиләр вә топилаңчиларниң җедилини бесиқтуруп келиватқанлиқи, буниңда хитай һөкүмитиниңму тәлипи вә бесими барлиқи мәлум.

Һазир пакистанда икки исянчилар гуруһи мәвҗут болуп, уларниң бири хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулуши, җүмлидин “хитай-пакистан иқтисад каридори” ға қарши һәрикәт қиливатқан балучистан қораллиқ күчлири, йәнә бири пакистан һөкүмитини әйибләп, шәриәт дөлити қурушни яқлайдиған пакистан қәбилилири райони топилаңчилиридин ибарәт. Балучистан қораллиқ күчлири хитай ишчилирини қәстләш арқилиқ хитайниң иқтисадий монополлуқиға қарши туруп, иқтисадий җәһәттә мустәқиллиқ вә мәнпәәт тәләп қилса, пакистан қәбилилири топилаңчилири америка билән иттипақ қурған пакистан һөкүмитигә қарши туруп, талибанға охшаш шәриәт дөлити қуруш үчүн күрәш қилмақта икән.

Йеқинда, пакистанниң “сода журнили” торида елан қилинған “шинҗаң, балучистан вә пакистанға қарашлиқ қәбилиләр райони” намлиқ бир обзорда, уйғурларниң хитайға қаршилиқ көрситиш һәрикәтлири балучистан қораллиқ күчлири вә пакистан қәбилилириниң қаршилиқ һәрикитигә селиштурулған.

Обзорда мундақ дейилгән: “шинҗаң, балучистан вә пакистанға қарашлиқ қәбилиләр районидики топилаңниң тарихи, миллий алаһидилики вә җуғрапийәлик сиясәт арқа көрүнүши охшимайду. Бирақ уларниң һәммисидә һөкүмәткә қарши наразилиқ бар. Һөкүмәтниң уларға қайтурған инкасиму охшимайду. Пакистан һөкүмитиниң террорчилар, әсәбий унсурлар, бөлгүнчиләр вә топилаңчиларни бастуруштики усули, мәйли у сиясий, диний һәрикәт болсун, оқуғучилар вә башқа аммиви тәшкилатларниң һәрикити болсун, һәммини қорал күчи билән һәл қилиш; қорал күчи билән һәл қилалмиса техиму көп қорал күчи ишлитиш. Хитайниң шинҗаңдики усули болса ‛тәрәққиятни тезлитиш‚”.

Америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизи хәлқара тәртип вә хәвпсизлик мутәхәссиси раймонд ко (Raymond Kuo) бу обзордики қараш һәққидә мундақ дәйду:

“бу мақалидә улар мундақ бир нуқтини, йәни иқтисадий тәрәққият арқилиқ радикал күчләр вә башқа миллий тәшкилатларни җимиқтурғили болиду дегән нуқтини оттуриға қойған. Әмма ишларниң ундақ болмайватқанлиқини көрүватимиз. Ортақ келишим асасидики мәбләғ селиш вә иқтисадий тәрәққият тамамән башқа бир иштур. Шинҗаңни алсақ, хитай бир яқтин иқтисадни тәрәққий қилдуримиз деди, бир яқтин йиғивелиш лагерлири вә түрмиләрни қурди. Шуңа шинҗаңдики ишлар юқириқи нуқтиинәзәргә чүшмәйду”.

Бу обзорда, хитай һөкүмитиниң тили билән “1949-йилдин бери бөлгүнчилик, пан исламизм вә пантүркизм шинҗаңдики асаслиқ мәсилә болуп кәлди” дейилгән вә 75 йилдин буян хитайниң уйғурларниң хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ вә қаршилиқ һәрикәтлирини қораллиқ бастуруп келиватқанлиқи нәзәрдин сақит қилинған.

Түркийәдә турушлуқ вәзийәт анализчиси мәмәттохти атавулла әпәнди, бу обзорниң хитай мәпкурисини чиқиш қилған һалда, хитай билән пакистанниң террорлуққа қарши туруш тәдбирлири вә униң нәтиҗилирини селиштурма қилиш үчүн йезилғанлиқини билдүрди.

Обзорда йәнә мундақ дейилгән: “мәдәнийәт вә диний җәһәттә бастуруш, иқтисадий талан-тараҗ вә миллий кәмситишләр шинҗаңдики уйғурларниң топилаң көтүрүшидики сәвәбләрдур. Топилаңчилар өзлирини ‛мәдәнийәт мәвҗутлуқимиз вә аптономийә һоқуқини қолға кәлтүрүш үчүн күрәш қиливатимиз‚ десиму, мустәқил шәрқий түркистан қуруш идийәси тәрипидин йетәклиниду. Балучистан қораллиқ күчлириниң күрәш ғайисидә диний сәвәбләр кәмчил, улар пәқәт иқтисадий талан-тараҗ, болупму тәбиий газ, кан мәһсулатлири қатарлиқ тәбиий байлиқларниң қолдин кетишигә қарши туриду, техиму көп аптономийә вә мустәқиллиқ тәләп қилиду”.

Мәмәттохти атавулла балучистан қораллиқ күчлири һәрикити билән уйғурларниң қаршилиқ һәрикити оттурисидики охшашлиқ вә пәрқләрни баян қилип өтти.

Обзорчиниң қаришичә, балучистан қораллиқ күчлиригә баққанда, уйғурларниң пакистанға қарашлиқ қәбилә районидики исянчилар билән охшашлиқи көп, болупму ‛мустәқиллиққа еришишниң диний җәһәттә пәрз‚ликини тонуш вә әмәлгә ашурушни ғайә қилиш җәһәттә бирдәкликкә игә. Уйғурларниңму талибанларға охшаш мустәқил шәриәт дөлити қуруш арзуси бар, бу идийә талибанлар билән уйғурларниң идийәсигә чоңқур орнап кәткән.

Пакистанға қарашлиқ қәбилә райони һәққидә издәнгән доктор раймонд ко улар һәққидә мәлумат берип мундақ деди: “бу район пакистанниң ғәрбий шималидики аптономийәлик район болуп, өз алдиға қанун-низамлири бар, пакистан мәркизий һөкүмитигә толуқ бойсунуп кәтмәйду. У райондики қәбилиләр хелила мустәқил яшиғанлиқи үчүн, уларни контрол қилиш тәс. Әмма пакистан һөкүмити уларни бойсундурушқа урунуп келиватиду, һөкүмәт уларға иқтисадий ярдәм беришниң орниға, даим әскәр әвәтип уларниң қораллиқ күчлиригә зәрбә бериш усулини қоллиниватиду”.

Мәмәт тохти атавулланиң қаришичә, уйғурлар мусулман милләт болғачқа, уларниң сиясий күрәшлиридә диний амилниң болуши нормал. Әмма уларниң күрәш нишани билән пакистанға тәвә қәбилиләрниң күрәш нишани бир-биригә охшимайду. Уйғурларниң миллий мустәқиллиқ күриши залим хитайниң қирғинчилиқидин қутулуп, өз туприқида ө һәқлиригә игә болуш вә өз әркинлики бойичә яшаш ғайисини асас қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.