Уйғурлар тоғрилиқ қанун лайиһәсиниң мақуллиниши оттура асия дөләтлиридә өзгириш елип келиши мумкинму?
2019.12.09
Йеқинда америка дөләт мәҗлисидә “уйғур кишилик һоқуқ қанун” лайиһәсиниң мақуллуқтин өткәнлики тоғрилиқ хәвәр рус вә қазақ тиллиқ мәтбуатларда, болупму иҗтимаий таратқуларда кәң орун алмақта.
Русийәниң “коммерсант” гезитидә елан қилинған олга бутирлинаниң “уйғуристандин қолуңни тарт! америка қошма штатлири дөләт мәҗлиси хитайға қарши йәнә бир қанунни башлиди” намлиқ мақалисидә американиң уйғурларни яқилап, хитайға қарши қанун лайиһәси қобул қилғанлиқи, шундақла хитайниң бәзи рәһбирий шәхслиригә һәмдә хитай ширкәтлири вә хәлқарадики хитай билән сода алақиси бар башқиму ширкәтләргә қарита әмәлий тәдбирләр қоллинилидиғанлиқи вә уларни йәниму чиңитидиғанлиқи тәкитләнгән. Униңда шундақла хитай тәрәпниң америкаға қарши җаваб қайтуруштин янмайдиғанлиқи тилға елинған.
“азадлиқ” радийосида елан қилинған “дөләт мәҗлиси шинҗаңға мунасивәтлик хитайға қарши ембарго йүргүзидиғанлиқини мақуллиди” намлиқ мақалидә уйғур елидә қазақлар билән уйғурларниң бесимға учрап, лагерға қамиливатқанлиқи тоғрилиқ мәлуматларниң дәсләпки қетим 2017-йили баһарда тарқилишқа башлиғанлиқи ейтилған.
“уйғур 2019”, йәни уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси қобул қилинғандин кейин “стан қазақистан” ахбарат агентлиқида елан қилинған “тоқайеф хитайдики етник қазақларниң әһвали һәққидә ейтти” намлиқ мақалидиму уйғурлар тилға елинған. Мақалидә мундақ дейилгән: “шинҗаңда ислам диниға етиқад қилидиған уйғур вә қазаққа көрситиливатқан бесимға мунасивәтлик хитай рәһбәрлики билән келишим болдиму, дегән соалға президент бу һәқтики ахбаратниң тәкшүрүшни тәләп қилидиғанлиқини вә бу әһвалниң әттәй мурәккәпләштүрүлүватқанлиқини ейтти.” қазақистан президенти хитай лагерлирида азаб чекиватқан асасий аһалә болған уйғурларни тилға алмай, пәқәт қазақистанниң хитайға қарши мәйданға айлинип қалмаслиқ лазимлиқини әскәрткән.
Буниңдин ташқири “қазақистан” қанили “а қ ш дөләт мәҗлиси уйғурлар һәққидә қанунни мақуллиди” дегән мавзуда хәвәр тарқитип, униңда уйғур қанунини 407 адәмниң қоллап, пәқәт 1 адәмниңла қарши чиққанлиқи тәкитләнгән.
Русийәниң “репорт” ахбарат агентлиқида берилгән “дөләт мәҗлиси хитайға қарши ембарголарға елип келиши мумкин болған қанун лайиһәси қобул қилди” намлиқ мақалидә мундақ дейилгән: “қанун чиқарғучилар қошма штатлар президенти доналд трампни бейҗиңниң уйғурларға қаратқан һәрикәтлирини әйибләшкә, хитай хәлқ җумһурийити рәисини болса, бу аз санлиқ милләтниң милйонға йеқин вәкиллирини қанунсиз тутуп туруватқан тәрбийәләш лагерлирини йепишқа чақирди.”
Уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси қобул қилинип, көп вақит өтмәйла русийә пайтәхти москваниң баш муптиси уйғурларниң бүгүнки паҗиәлик әһвалиға мунасивәтлик өз қаришини билдүргән.
“реалнойе время” тор гезитидә елан қилинған “москва муптиси хитай мусулманлирини қоғдаш үчүн ‛дуня җамаәтчиликини һәрикәткә‚ чақирди” намлиқ мақалидә ейтилишичә, москва мусулманлириниң диний башқармисиниң рәиси илдар аляутдиноф җүмә намизида уйғурларниң хитай тәрипидин бастурулуватқанлиқини тилған алған. Мақалидә мундақ дейилгән: “бу адәмләр түркий хәлқләрниң вәкиллири сүпитидә бизгә йеқин туриду. Йәнә бир тәрәптин, уларниң ислам диниға алақиси бар. Бу бизниң ака-инилиримиз, һәдә-сиңиллиримиз. Хитайда болуватқан вәқәләр җаваб тепиши, бизниң йүрәклиримиздә, бизниң җанлиримизда соқуп туруши керәк. Биз бу һәқтә тинч туралмаймиз. Биз бу һәқтә дейишимиз, бу җәһәттә бир пүтүн болуп чиқип, дуня җамаәтчиликини һәрикәтләндүрүшимиз зөрүр.”
Америка дөләт мәҗлисиниң уйғурлар тоғрилиқ қанун лайиһәсини қобул қилиши оттура асия дөләтлириниң хитайниң уйғур вә башқа түркий-мусулман милләтләргә қаратқан бастуруш сияситигә болған мәвқәсиниң өзгиришигә һәмдә бу мәсилидә хитайни тәнқидләватқан американи қоллишиға елип келиши мумкинму?
Сиясәтшунас рисбек сарсенбай әпәндиниң пикричә, гео-сиясәт чоң дөләтләрниң өз ара мунасивәтлиридә алаһидә рол ойнайдикән. У оттура асия райониға җайлашқан қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан вә түркмәнистанниң пүткүл һакимийәтни бир адәм өз қолиға еливалған мәмликәтләр болуп, уларниң қошна русийә вә хитайға даим беқинди болуп кәлгәнликини, шуниң үчүн уларниң барлиқини худди бир чапан кийгән адәмгә охшитидиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “у яқта аз санлиқ милләтләрни тәрбийәләш әмәс, бәлки уларни қорқутуш, аң-сезимини өзгәртиш, диндин бәздүрүш, хитайпәрәс қилип тәрбийәләш һәрикәтлири йүргүзүлүватиду. Буниң барлиқини қирғинчилиқ дәп атаватимиз. Шуни көрүп турған йә қирғизистанниң, йә өзбекистанниң, йә башқа мәмликәтләрниң башлиқлири немә дейәләйду?. Улар бир қетим болсиму хитайниң һәрикитини әйиблимиди, йә хата демиди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатида қаралған мәсилиләрни қоллимиди. Мушуниң барлиқи бу мәмликәтләрниң техичила хитайниң вә русийәниң тәсири астида қеливатқанлиқини дәлилләйду.”
Рисбек сарсенбай хитайниң оттура асияға йеқин җайлашқанлиқидин яки қошна болғанлиқидин уларниң сиясий, иқтисадий вә башқиму җәһәтләрдин даим беқиндилиқта икәнликини, шуниң үчүн америка дөләт мәҗлиси қанун лайиһәси қобул қилғандин кейин бу мәмликәтләрдә уйғур дияридики уйғурлар вә қазақларниң әһвалиға болған позитсийәсидә бирәр өзгириш болидиғанлиқи һәққидә пикир қилишниң қийин икәнликини билдүрди.
Сиясәтшунас җасарал қаунишалин әпәнди зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “әлвәттә, бу биз үчүн интайин керәк чарә. Сәвәби хитай қазақистанни иқрар қилмисиму, америкаға нисбәтән башқа тәрәптин қарайду, чүнки униң түрлүк ембарголири вә башқиму һәрикәтлири хитайға оңай тәгмәйду. Һәм хитай, һәм русийә ‛бизни һеч нәрсә қилалмайду‚дәп чирайини көрсәткини билән һәқиқәттә америка вә ғәрб тәрипидин қилиниватқан һәрикәтләр сөзсиз өз ролини ойнайду. Бу, хитайниң аз санлиқ милләтләрни лагерларға солаштин чекинип, бу мәсилә үстидә ойлинишқа мәҗбурлиши мумкин. Американиң хитайға ишлитиватқан һәрикәтлири биз үчүнму керәк.”
Җасарал қуанишалин қазақистан рәһбириниң хитайдики қазақларға, омумән уйғур елидики вәзийәткә бола қилған билдүрүшиниң һәқиқәткә мас кәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.
Сиясәтшунас ғалим агелеуоф хитай лагерлирида азаб чекиватқанларниң асасән уйғурлар икәнликини тәкитләп, мундақ деди: “америка дөләт мәҗлисиниң бесимға вә тәқибкә учраватқан уйғур вә башқиму мусулманларға мунасивәтлик қилған тәнқидлири мәркизий асия президентлириниң һеч қандақ бир қоллишиға игә болалмайду, чүнки уларниң русийә вә хитайға болған мунасивәтлири аллиқачан шәкиллинип болған. Бу русийәпәрәс вә хитайпәрәс мәмликәтләрдур. Шуниң үчүн мәркизий асияда бу һеч бир өзгиришкә елип кәлмәйду. Мәркизий асия мәмликәтлири йә американиң, йә явропа иттипақиниң, йә башқа мәмликәтләрниң уйғурларға охшаш хәлқләрни қоллап-қуввәтләш мәсилисидә сүкүтни сақлайду, дәп ойлаймән.”
Қирғизистанлиқ сиясәтшунас адил турдиқулоф әпәнди америка дөләт мәҗлиси қобул қилған қанун лайиһәсидә асасий орунни игилигән мәсилиләрниң бири лагер мәсилисигә тохтилип, мундақ деди: “мәркизий асия мәмликәтлиридә бу мавзу мәқсәтлик һалда қозғалмайватиду. Сәвәби хитай пәқәтла сода шерики әмәс, бәлки бизгә қәрз бериватқан һәм мәбләғ селиватқан дөләт. Қирғизистан бу мәсилидә лидер болуп һесаблиниду. Шуниң үчүн қирғизистан хитайниң мундақ ички сияситигә арилашқиси кәлмәйду. Хитай йепиқ мәмликәт болғанлиқи үчүн ахирқи вақитларда көплигән мәмликәтләрдә, шу җүмлидин қазақистан вә қирғизистанда хитайға болған сәлбий көз қараш күчийиватиду. Йәнә бир тәрәптин, бу икки мәмликәттә йәр асти байлиқлириниң хитайға сетилиши йошурун һалда йүргүзүлүватиду. Буму хитайға болған қаршилиқниң күчийишигә сәвәб болмақта.”
Қазақистанда тонулған язғучи вә журналист шавкәт нәзәроф әпәндиниң ейтишичә, хитайниң уйғур районида елип бериватқан тәқибләш сияситини ашкарилайдиған һөҗҗәтниң елан қилиниши көплигән мәмликәтләрниң, хәлқләрниң хитайға болған көз қаришиниң өзгиришигә елип кәлгән икән. У мундақ деди: “униң үстигә хәлқимизгә нисбәтән тәстиқтин өткән инсан һоқуқи һәққидики қанун көплигән дөләтләрниң мәвқәсини өзгәртиду, дәп ойлаймән. Совет һөкүмитиниң парчиланғиниға 25 йил өткән болсиму, лекин техичила русийәниң тәсир даирисидин чиқалмайватқан көплигән җумһурийәтләр иқтисадий аҗизлиқи сәвәбидин мәлум дәриҗидә хитайға бағлинип қалғиниму һәқиқәт. Ни-ни тәрәққийпәрвәр дөләтләр хитайниң алдам халтисиға чүшүп қалғанлиқини тән еливатқанда техи сөңики қатмиған сабиқ совет җумһурийәтлиригә рәнҗишниңму орни йоқ. Уларниңму уйғур мәсилисигә болған көз қариши чоқум өзгириду.”
Шавкәт нәзәроф йәнә уйғур кишилик қанун лайиһәсиниң қобул қилиниши билән уйғур миллий һәрикитиниң иккинчи басқучиниң мәйданға келидиғанлиқини, бу күрәшниң дуня җамаәтчиликиниң қоллап-қуввәтлишигә еришидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.