Илшат һәсән: “һечким уйғурларниң роһи вә қәлбини бойсундуралмайду!”

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.01.09
balilarni-xitaylashturush-niye-nahiyesi-1.jpg Америкадики сиясий көзәтчи илшат һәсән әпәнди X тә һәмбәһирлигән, йеңи йил һарписида “довйин” да тарқитилған видейода хотән вилайити нийә наһийиси рукия йезисиниң мәркәз йәслисидики уйғур балилириниң хитайниң әнәниви кийим-кечәклирини кийгән һаләттә хитайчә уссул ойнап, думбақ челиватқан көрүнүши. 2023-Йили 31-декабир, нийә наһийиси.
X/Ilshat H. Kokbore

Хитай һөкүмитиниң уйғур районидики яш-өсмүрләрни нишан қилған меңә ююш вә тез сүрәттә хитайлаштуруш тәшвиқатлириниң барғансери күчийиватқанлиқи мәлум болмақта.

Йеңи йил һарписида хитайниң иҗтимаий таратқулиридин бири болған “довйин” да, хотән вилайити нийә наһийәси роқия йезисиниң мәркәз йәслисидики уйғур балилириниң 2024-Йиллиқ йеңи йилни күтүвелиш паалийитидин бир қисқа көрүнүш Көрситилгән. 12 Секунтлуқ бу қисқа видийода, уйғур балилириниң хитайниң әнәниви кийим-кечәклирини кийгән һаләттә хитайчә уссул ойнап, думбақ челиватқанлиқи; шундақла һәммисиниң хитайчә йеңи йил тәбрик сөзи сөзлигәнлики көрситилгән.

Бу қисқа видийони “X” тә һәмбәһирлигән америкадики сиясий көзәтчи илшат һәсән әпәнди бу һәқтә муну баянларни язған. “ши II (йәни қизил 2-әвлад) ниң хитай империйәси уйғурларға зораванлиқ вә ирқий қирғинчилиқ сиясити йүргүзүп, уларни хитай мәдәнийитини ‛тәшвиқ қилиш‚ ниң қули болушқа мәҗбурлиди. Бу уйғур балилириниң хитай мәдәнийитини ‛тәшвиқ қилиш‚тин башқа амали йоқ. Улар кичикидин тартипла хорлуқ, миллий кәмситиш вә зулумниң аччиқ тәмини тетимақта. Һалбуки, һечким уйғурларниң роһини вә қәлбини бойсундуралмайду. Биз өз мәдәнийитимиз, әнәнимиз вә етиқадимизни җанландурупла қалмай, бәлки йәнә мустәқил шәрқий түркистанни қайта қуруп чиқимиз!”

Илшат һәсән әпәнди радийомизниң зияритини қобул қилип, бу видейони көргәндин кейинки һес-туйғулири вә қарашлирини аңлармәнләр билән ортақлашти.

Хитай компартийәси қурулғанлиқиниң 100 йиллиқини хатириләш мурасимида, сәһниниң кәйнидики чоң екранда көрүнүп турған хитай рәиси ши җинпиңниң сүрити. 2021-Йили 28-июн, бейҗиң.
Хитай компартийәси қурулғанлиқиниң 100 йиллиқини хатириләш мурасимида, сәһниниң кәйнидики чоң екранда көрүнүп турған хитай рәиси ши җинпиңниң сүрити. 2021-Йили 28-июн, бейҗиң.
AP

Илгири шинҗаң университетида уйғур фолклори кәспи бойичә оқутқучи болған, нөвәттә америкада яшаватқан меһриай мәмтели ханимму бу өз қарашлирини баян қилип өтти. У, хитайниң уйғурларға қарита нуқтилиқ йүргүзүватқан “нәсәбини үзүп ташлаш, йилтизини кесип ташлаш, беғини боғуп ташлаш” тәк ирқий қирғинчилиқ сияситиниң уйғур мәдәнийитини пүтүнләй вәйран қилиш гирдабиға йүзләндүрүватқанлиқини, һалбуки уйғурларниң өз миллий кимлики вә мәвҗудийити үчүн ахириғичә тиркишидиғанлиқини тәкитләп өтти.

Хитай даирилири уйғурларни хитайлаштуруштин ибарәт бу истратегийәлик пиланини ишқа ашуруш үчүн, йеқинқи йиллардин буян уйғур диярида кәң көләмлик ирқий қирғинчилиқ елип бармақта. Шуниң билән бир вақитта йәнә “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш” шоари астида уйғур яш-өсмүрлиригә қарита меңә ююш характерлик қизил тәлим-тәрбийә тәшвиқатини күчәйтмәктә.

Германийәдики мәдәнийәт инсаншунаслиқи пәнлириниң доктори, уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси руне ситенберг (Rune Stenberg) әпәндиму бу һәқтики сөһбитимизгә дахил болди. У бу видийодики көрүнүшләрдә уйғур балилириға пүтүнләй хитайниң әнәниви кийимлири кийгүзүлгәнлики, уларни хитайчә уссул ойнатқанлиқи, шундақла хитай тилида йеңи йил тәбрик сөзлирини сөзләшкә орунлаштурулғанлиқиға алаһидә диққәт қилғанлиқини билдүрди. У йәнә бу вәзийәтниң уйғур яш-өсмүрлириниң өз миллий кимликини тонушиға, җүмлидин уларниң роһий вә психик дунясиға көрситидиған пассип тәсири һәққидиму өз қарашлирини оттуриға қойди.

Игилинишичә, илшат һәсән әпәнди “X” тә бу видейони һәмбәһирлигәндин кейин, хитайниң уйғур қирғинчилиқи сияситини әйибләп, уйғур мәсилисигә вә уйғур балилириниң бу вәзийитигә қарита өз һесдашлиқини билдүрүп инкас қайтурғанлар болған. Һалбуки, хитайниң уйғур районида йүргүзүватқан зораванлиқ сияситини ақлап, уйғурларға һуҗум қилғучиларму болған. Илшат һәсән әпәнди “X” тики видийоға, шундақла башқа иҗтимаий таратқулар вә һәр хил супиларда уйғурларға һуҗум қиливатқанлар һәққидә тохтилип, өз қарашлирини тәкитләп өтти.

Йеқинқи йиллардин буян чәт әлләрдики уйғур тәшкилатлири һәм муһаҗирәттики уйғур җамаитиниң дуняниң һәрқайси җайлирида уйғур қирғинчилиқи мәсилиси тоғрисида елип бериватқан түрлүк йиғин-паалийәтлири, намайишлири һәрқайси дөләтләрдики һөкүмәт органлири вә авам пуқралар арисида бәлгилик тәсир һәм үнүм көрсәтти. Һалбуки, хитай буниң алдини елиш үчүн чегра һалқиған тәтүр тәшвиқат һәрикитиниму күчәйтишкә киришкән, һәтта чәт әлләрдә бир қисим кишиләрни сетивелип, уларни хитайға тәрәпдарлиқ қилишқа, уйғур паалийәтчиләрниң алдини тосушқа салғанлиқиму ашкара болған иди. Өткән йили 16-ноябир күни хитай рәиси ши җинпиң сан-фирансискодики москоно мәркизидә йиғинға қатнишиватқанда, униңға қарши намайишчилар билән хитай һөкүмити ялливалған хитай тәрәпдарлири оттурисида йүз бәргән тоқунуш дәл шуниң мисалидур. Ундин башқа, уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханимниң 2023-йили декабирниң башлиридики иреландийәдики бир һәптилик уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисида елип барған паалийәтлириму шу җайдики хитай әлчиханисиниң түрлүк тосқунлуқиға учриған иди. Уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһаким идрис әпәндиниң өткән йили 8-декабир күни һиндонезийәдә елип барған паалийәтлири давамида, бир қисим хитайпәрәс һиндонезийәликләр мудахилә пәйда қилип, униң һиндонезийә тилиға тәрҗимә қилинған китабини көйдүрүп наразилиқ билдүргән иди. Әмма уйғур паалийәтчиләр һәм уйғур тәшкилатлири хитайниң бу хил тосалғулуқлириға қаримай, өз паалийәтлирини изчил давам қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.