Мутәхәссисләр: “уйғур қирғинчилиқиға миләнгән қанлиқ тиҗарәтләр қачан түгәйду?”

Мухбиримиз әзиз
2022.01.31
Мутәхәссисләр: “уйғур қирғинчилиқиға миләнгән қанлиқ тиҗарәтләр қачан түгәйду?” Америкада зор алқишқа сазавәр “яш түркләр” (The Young Turks) сөһбәт программисиниң риясәтчиси ана каспариан(Ana Kasparian) ханим портланд университетиниң профессори александер рус(Alexander Reid Ross) әпәндини зиярәт қилмақта. 2022-Йили 27-январ.
TYT

Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики қирғинчилиқ қилмиши ташқи дуняға көпләп мәлум болуш билән биргә бу саһәдә ‍изчил хитай компартийәси вә хитай һөкүмитини қоллап, бу һәқтики адаләт чуқанлирини өчүрүшкә күч чиқириватқанларниңму муәййән салмақни игилиши нөвәттә көпләп ашкара болушқа башлиди. Бәзиләр иҗтимаий таратқуларға бу һәқтики “нәқ мәйдан зиярити” ниң филимлирини йүкләш арқилиқ “уйғурлар бәхтиярлиқ ичидә яшимақта” дегән учурни йоллиса, йәнә бәзиләр биваситә һалда ашу хилдики шәхсләр вә ширкәтләрни мәбләғ билән тәминләп, хитай һөкүмитиниң хәлқарадики образини пәрдазлашқа зеһин қоюп кәлмәктикән. Әнә шу хилдики кишиләрниң бири кубалиқларниң әвлади болған америка учур илми содигири невил сиңхам икән.

Портланд университетиниң профессори александдр рус йеқинда “йеңи линийә” ақиллар мәркизиниң бу һәқтики тәкшүрүш доклати асасида мушу темини чөридигән һалда обзор мақалиси елан қилип, бу қилмишниң әмәлийәттә уйғурларниң қениға миләнгән “тиҗарәт болкси” йегәнликкә баравәр икәнликини тәкитлиди. Униң бу һәқтики қарашлири болса америкада зор алқишқа сазавәр “яш түркләр” (The Young Turks) сөһбәт программисиниң 27-январ санида йәниму илгириләп шәрһиләнди.

Сөһбәт риясәтчиси ана каспариан алди билән сөз елип, нөвәттә уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиқ һәмдә америка һөкүмитиниң бу һәқтики мунасивәтлик тәдбирлири һәққидә чүшәнчә бәрди. Доктур александерниң билдүрүшичә, бу йил 67 яшқа киргән невил сиңхам америка тәвәсидә көзгә көрүнгән юқири пән-техника содиси билән шуғулланғучи кишиләрниң бири болуп, униң хитай компартийәсигә һәмдә уларниң идиологийәсигә майил икәнлики узундин бери мәшһур икән. Униң ата-аниси әйни вақитта сотсиялизмниң зиянкәшликигә учрап кубадин америкаға қечип кәлгән болсиму, у яш вақитлиридила детроит шәһиридики “инқилабий қара тәнлик ишчилар бирләшмиси” гә әза болғаникән. Мәзкур тәшкилат болса мав зедоң идийәсидин илһам алған қара тәнлик ишчилар қуруп чиққан тәшкилат болуп, 1972-йили әмдила 18 яшқа киргән сиңхам бу тәшкилатниң “кадирлар бөлүми” дә ишлигәникән. Шуниңдин кейин у алий мәктәптә оқуш вә компютер техникиси саһәсидә хизмәт қилиш җәрянида сода-тиҗарәт билән шуғуллинип ғайәт зор байлиқ топлиған. 2001-Йилидин 2008-йилиғичә болған арилиқта у хитайниң хуавей гуруһида техника мәслиһәтчиси болуп ишлигән. Болупму 2017-йили униң аллиқачан он нәччә дөләткә кеңийип болған “пикир тори” ширкити намәлум баһада әнглийәдики бир намәлум кишигә сетилған. Бу ширкәт сетилғандин кейин униң пайчеки нийо-йорк пай чеки базириға селинған һәмдә омумий қиммитиниң тоққуз милярд америка доллири икәнлики ашкариланған. Бу ширкәт сетилған 2017-йилидин башлап уйғур дияридики қирғинчилиқму дәсләпки қәдәмдә юғури пәллигә чиқишқа башлиған. Шуниң билән биргә сиңхамниң ианә қилиш, ярдәм қилиш дегәндәк намларда хитай һөкүмитини яқлайдиған тәшкилат вә шәхсләрни тәмин әткән мәблиғиму сан җәһәттә ешип маңған.

Обзорда көрситилишичә, сиңхамниң “аяли” дәп қариливатқан җуди еван “һалрәң код” (Code Pink) ширкитиниң мәсули икән. Бу ширкәт болса өткән бирнәччә йилдин буян изчил һалда “соғуқ уруш” қа қарши турушни тәкитләш баһанисидә америка һөкүмитиниң хитайға қарши барлиқ тәдбирлирини әйибләп кәлгән. Шуниңдәк ашкара һалда “хитай һәргизму америка үчүн тәһдит әмәс, дүшмәнму әмәс. Бир қисим кишиләр әмәлийәттә хитайниң иқтисадий җәһәттики мувәппәқийәтлиригә һәсәт қилмақта” дегәндәк сөзләрни қилип кәлгән. Уларниң тор бетигә чапланған бу һәқтики язмиларда “уйғурларниң қирғинчилиққа учраватқанлиқи һәққидики мәлуматлар маһийәттә америка һөкүмитиниң хитайға қарши уруш қозғаш қоралидур” дегәндәк баянлар орун алған. Бу хил пикирләр болса бир қисим кишиләрниң уйғур қирғинчилиқини инкар қилишиға күчлүк “дәстәк” болуп бәргән. Бу һәқтә алаһидә филим ишлигән әнглийәлик алим җон рус болса мушу асаста “уйғур қирғинчилиқи пүтүнләй ялған һекайә” дәп хуласә чиқарған. .

Александер росниң билдүрүшичә, нөвәттә америка тәвәсидила аз дегәндиму онға йеқин пуқравий җәмийәт һәр йили сиңхам вә җуди еван тәмин әткән бир нәччә милйондин он нәччә милйон америка доллирилиқ иқтисадий ярдәм билән түрлүк паалийәтләрни давам қилдуруватқан болуп, бу җәрянда улар изчил хитай компартийәсиниң кишилик һоқуққа наһайити етибар билән қарайдиғанлиқини тәкитләп җамаәт пикри топлимақтикән. Сиңхамниң ашу хилдики иқтисадий ярдимигә еришкән “тоғриланмас һәрикәт” тәшкилатиниң мәсуллиридин бири тиринитий университетиниң сабиқ профессори виҗай прашад (Vijay Prashad) болуп, у йиллардин буян уйғурларни қарилап хитай һөкүмитини махтап мақалә йезип кәлмәктикән. Уму 2017-йили хизмәттин истепа берип пүтүн диққитини хитай компартийәсини мәдһийәләйдиған обзор вә мақалиләрни елан қилишқа мәркәзләштүргән. “йеңи линийә” ақиллар мәркизи униң хизмәттин истепа беришидики сәвәбләрни сориғанда у гәп йорғилитип “йеңи пурсәтниң ишики ечилғанлиқтин мән университеттин чиқип кәттим” дегән. Әмма униң тәтқиқат хираҗитиниң мәнбәси һәққидики соалларға җаваб бериштин өзини әпқачқан. Униң өткән бәш йилда елан қилған әсәрлири ичидә уйғур дияридики лагер системиси, зор тутқун, мәҗбурий әмгәк, аялларға қаритилған туғут контроллуқи қатар бир қатар мәсилиләрни бир-бирләп инкар қилған әсәрләр муһим салмақни игиләйдикән. Болупму америка һөкүмити уйғур қирғинчилиқи һәққидә рәсмий қарар алғандин кейин у буни инкар қилишқа алаһидә зор күч сәрп қилған. Александер болса униң әсәрлири билән “нйо-йорк вақти” гезити елан қилған уйғур дияри һәққидики хитайчә мәхпий һөҗҗәтләрниң параллел келидиғанлиқини байқиған. .

Мәлум болушичә, сиңхам вә җуди еванниң иқтисадий кирим мәнбәси изчил намәлум туруватқан болуп, “йеңи линийә” ақиллар мәркизиниң бу һәқтики көп қетимлиқ соалиға җаваб беришни рәт қилип кәлгән. Мушу әһвалға асасән бир қисим кишиләр уларниң арқа тирикини хитай һөкүмити болуши мумкин, дәп пәрәз қилмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.