Уйғур қирғинчилиқи мәсилисидә канада һөкүмити немиләрни қилалайду?

Мухбиримиз әзиз
2021.08.03
Канада парламент әзалири трудео һөкүмитини “хитайниң ирқий қирғинчилиқи” қарарини әмәлийләштүрүшкә чақирди Канада парламенти хитайниң уйғурларға қаратқан зулумлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитти. 2021-Йили 22-феврал.
Photo: RFA

Америка һөкүмити 2021-йилиниң бешида “уйғур қирғинчилиқи” һәққидә мәхсус қарар алғандин кейин канада парламентиму тездин буниңға аваз қошуп уйғурлар дуч келиватқан бастуруш вә көп қатламлиқ контроллуқ тәдбирлирини “ирқийй қирғинчилиқ” дәп етирап қилғаниди. Уйғурлар учраватқан реаллиқниң һәқиқий әһвалини техиму көп саһәгә аңлитиш үчүн “хәвәрләр мунбири” агентлиқи 1-авғуст күни мәхсус телевизийә программиси ишлиди. Буниң биринчи бөликидә улар бир қисим лагер шаһитлириниң баянлири арқилиқ нөвәттә уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқниң бир қисим тәпсилатлири билән тонушуп чиқти.

Риясәтчи нима раян алди билән уйғурлар дуч келиватқан түрлүк бастуруш тәдбирлири һәққидә мәлумат бериш билән биргә, буһәқтики һәқиқий әһвални нөвәттә милйончә киши қамалған, дәп қариливатқан лагерлардин аман чиққан шаһитлардин аңлашни тәклип қилди. Алди билән лагерларниң биридә мунтизим һалда оқутқучи болған қәлбинур сидиқ лагерлардики уйғур қиз-чоканлири дуч келидиған зиянкәшликләр һәмдә җинсий хорлуқ һәққидә гуваһлиқ бәрди. Канададики уйғур паалийәтчиләрдин қасим мәсимофниң тәрҗиманлиқида қәлбинур сидиқ бу җайдики өлүм, хорлуқ вә зиянкәшликтин башқа йәнә қиз-чоканларни түрлүк теббий васитиләр арқилиқ пәрзәнт көрәлмәс қиливетиш қилмишииниңму еғир икәнликини, җүмлидин өзиниңму мушундақ зиянкәшликкә учриғанлиқини баян қилиш арқилиқ хитай һөкүмитиниң уйғур нопусини чәкләш һәмдә уни сүний усулда көпәймәс қилип қойғанлиқидәк қилмиишни шәрһләп бәрди.

Бу һәқтики йәнә бир гуваһчи өмәр бекалий болуп, уму өзиниң лагерда бешидин өткән җисманий қийнақлар һәққидә мәлумат бәрди. У өзи көргән яш вә оттура яш әрлириниң җисманий қийнақлар нәтиҗисидә қандақ набут болуп кетидиғанлиқи, бу җайдики өлүм-йитим вә зиянкәшлик қилмишлириниң әмәлийәттә һәқиқий мәнидики ирқий қирғинчилиқ түсини алған системилиқ вә пиланлиқ һәрикәт икәнликини, өзи бу җайдин қутулуп чиққандин буян бу хилдики лагерларниң һелиһәм давам қиливатқанлиқини сөзләш арқилиқ, хитай һөкүмитиниң “ис-бусини чиқармай адәм өлтүрүш” билән қандақ мәшғул болуватқанлиқини җанлиқ тәсвирләп бәрди.

Шуниңдин кейин риясәтчи нима раян ханим канада парламенти авам палатасиниң әзалиридин гарнет җинйес әпәндини екранға тәклип қилди. Парламент әзаси гарнет җийес бу һәқтә мәлумат берип, һазирғичә канада парламенти вуҗудқа кәлтүргән нәтиҗиләрни тонуштуруп өтти. Униң баян қилишичә, һазирға қәдәр канада парламентида уйғур қирғинчилиқи һәққидә көп қетимлап муһакимә вә муназириләр болған, шундақла уйғур қирғинчилиқи һәққидә мәхсус қарарму мутләқ үстүнлүк билән мақулланған. Әмма канада һөкүмити бу һәқтә техи ениқ ипадә билдүрмигән. Шундақтиму парламент изчил һөкүмәткә бу мәсилә тоғрисида бесим қилмақта икән. Әмма һазирқи әң чоң мәсилә канада һөкүмитиниң уйғур қирғинчилиқи һәққидики рәсмий қарари оттуриға чиқмай туруп, даир бирқатар конкрет вә әмәлий тәдбирләрни иҗра қилғили болмайдикән.

Гарнет җениесниң пикричә, канада һөкүмити әйни вақитта ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш әһдинамисигә имза қойғаникән, униң һазирқидәк уйғурлар қирғинчилиққа учраватқан пәвқуладдә шараитта буни ашкара тән елиш мәҗбурийити бар икән. Бу канада һөкүмити һазир қилалайдиған биринчи иш икән. Иккинчи иш, хитай һөкүмитиниң мәҗбурий әмгәк билән бағлинишлиқ болған тәминат зәнҗиридин келиватқан мәһсулатларниң канада базириға киришигә қарши тәдбирләрни елишму буниңдики муһим чариләрдин һесаблинидикән. Гәрчә канада һөкүмити биваситә хитайниң ички ишлириға қол тиқип, бу һәқтә бирәр әмили һәрикәт қилиш имтиязиға игә болмисиму, әмма чәтәлләрдә мусапир болуп йүрүватқан уйғур қачқунлириға панаһлиқ бериш уларниң қолидин келидиған йәнә бир муһим иш икән.

Бу һәқтики рәсмий қарарниң елинишиға сиясий, иқтисадий вә башқа саһәләргә четишлиқ көплигән сәвәбләр болуп, буниң бири һөкүмәттики бир қисим либерал затларниң хитайни рәнҗитип қоймаслиқ тәшәббуси муһим салмақни игиләйдикән. Бу җәһәттә һазир мумкин болидиған йәнә бир муһим қәдәм һәрқайси җайлардики пуқраларниң қануний васитиләр арқилиқ һөкүмәткә бесим пәйда қилиши икән. Җүмлидин канада истемалчилири базарлардики пәмидур қиямиға охшаш қаримаққа аддий көрүнидиған шәйиләр арқилиқ өз һөкүмитини залимға янтаяқ болмаслиққа дәвәт қилишиму муһим икән.

Канада парламентида уйғур қирғинчилиқи һәққидики қарарниң елинишида муһим рол ойниған шәхсләрниң бири, канада парламенти ташқи ишлар комитетиниң риқабәтчи намзати майкил чоң әпәндиму бу қетимқи сөһбәттә муһим сөз қилди. . У “нөвәттә канада парламенти уйғур қирғинчилиқи һәққидә қарар елишта қандақ испатларға игә?” дегән соалға қарита өз қарашлирини баян қилип өтти. Униң пикричә, лагер шаһитлириниң баянлири, ақиллар амбиридики мутәхәссисләрниң бу һәқтики издинишлири вә илмий дәлиллири, сүний һәмраһ сүрәтлири намаян қилған маддий испатлар һечқандақ бир һөкүмәтниң уйғур қирғинчилиқини инкар қилишиға мумкинчилик бәрмәйдикән. Йәнә бир муһим мәсилә пахта вә пәмидур мәһсулатлирини хитайдин канадаға импорт қиливатқанларниң көпинчиси бу һәқтә ениқ мәлуматқа игә болмиғачқа бу қирғинчилиққа четишлиқ мәҗбурий әмгәк мәһсулатлири йәнила импорт қилинмақтикән. Шуңа канада һөкүмитиниң рәсмиий һалда уйғур қирғинчилиқини етирап қилиши һәмдә буниңға қарши рәсмий шәкил алған тәдбирләрни иҗра қилиши әң муһим икән.

Мәлум болушичә, канада һөкүмити гәрчә уйғур қирғинчилиқини рәсмий йосунда етирап қилишни арқиға сөрәватқан болсиму, канада пуқралириниң бу мәсилидики мәйдани барғансери чиңиға чиқмақта икән. “йәршари вә почта гезити” ниң 2-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, нөвәттә канаданиң һәрқайси җайлиридики черкавлар хитай һөкүмитиниң уйғур қирғинчилиқиға, җүмлидин уйғурларниң диний етиқадини баһанә қилип уйғурларни бастуруш қилмишиға қарита канада һөкүмитиниң сүкүт қилишини кәскин әйиблигән. Бәзиләр мушу хилдики хәлқ аммисиниң чуқанлири юқири пәллисигә чиқивәрсә һөкүмәтниң уйғур қирғинчилиқи һәққидә рәсмий қарар елишиға түрткә болуш ролини ойнайду, дәп қаримақтикән.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
Қәшқәр тәнтәрбийә мәктипиниң аз дегәндә 8 нәпәр оқутқучисиниң тутқунда икәнлики ашкариланди
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.