“йәзиди қирғинчилиқи” ни етирап қилған б д т уйғур қирғинчилиқини қачан етирап қилиду?

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.08.07
Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачилет(Michelle Bachelet) ниң хитай зиярити. Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачилет(Michelle Bachelet) ниң хитай зиярити.
Yettesu

3-Авғуст германийә “федератсийә пуқралар маарип мәркизи” (BPB) ниң торида елан қилинған “2014-йилидики йәзиди ирқий қирғинчилиқи” намлиқ доклатта вә германийәниң дөләтлик телевизийә қанили болған ARD да елан қилған “биз бир нәрсиниң кәмликини һес қиливатимиз” намлиқ хәвәрдә баян қилинишичә, “йәзиди ирқий қирғинчилиқи” бундин 10 йил илгири ирақта йүз бәргән. Йәзидиләр ирақниң шималида яшайдиған йәрлик милләт болуп, 2014-йили даиш (ISIS) күчлири бу районда бәш миңдин артуқ адәмни қирип ташлиған, йәттә миң адәмни тутуп кәткән. Шуниң билән биргә йәзиди аяллириға җинсий зораванлиқ вә басқунчилиқ қилған. 2016-Йилиға кәлгәндә 3500 қиз-аял қоюп берилгән яки пул төләп сетивелинған болсиму һазирға қәдәр йәнә 2700 әтрапида қиз-аялларниң из-дерики болмиған. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) 2016-йили бу вәқәни “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилған һәмдә бу саһәдики тәкшүрүшлирини давамлаштуруп кәлгән.

Һалбуки, “йәзиди ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилған б д т уйғур ирқий қирғинчилиқини техи һазирғичә рәсмий йосунда етирап қилғини йоқ. Һазирға қәдәр “йәзиди ирқий қирғинчилиқи” ни тәкшүрүш үчүн мәхсус гуруппа тәшкилләп хизмәт қиливатқан б д т ниң, уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш яки тәкшүрүш йолида үнүмлүк хизмәт қилалмаслиқи көзәткүчиләрниң диққитини қозғап кәлгән бир мәсилә болуп кәлмәктә. Түркийә һаҗитәпә университетиниң дотсенти, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәмниң қаришичә, б д т да уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисини б д т хәвпсизлик кеңишигә әкириш вә б д т ниң күнтәртипигә елип чиқиш җәһәттә бәлгилик тиришчанлиқлар көрситиливатқан болсиму, бирақ хитай вә хитай тәрәпдарлириниң б д т дики тәсир күчи сәвәблик бу ишлар әмәлгә ашмай кәлмәктә икән.

Мәлум болғинидәк, 2018-йили 8-айниң 10-күни җәнвәдә б д т ирқий қирғинчилиққа қарши туруш комитетиниң 96-нөвәтлик йиғини чақирилип, хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити көздин көчүрүлгән. 2018-Йили 8-айниң 30-күни мәзкур комитет хуласә доклатини елан қилип, хитай һөкүмитиниң аталмиш “террорлуққа қарши туруш”, “ашқунлуқни түгитиш” дегән намларда бир милйондин артуқ уйғурни җаза лагерлириға муддәтсиз қамивалғанлиқини җакарлап, дуняни һәйран қалдурған иди. Ушбу доклатта хитай һөкүмитидин “қайта тәрбийә” лагерлиридики қанунсиз тутуп турушни дәрһал аяғлаштуруш, тутуп турулуватқанларни қоюп бериш, қанунсиз тутуп туруш орунлирида йетиватқан уйғурларниң сани, кимлики, тутулуш сәвәблири вә бу орунларниң шараитлирини ашкарилаш тәләп қилинған иди.

Мәзкур доклат әйни чағда хитайниң җаза лагерлири сияситиниң хәлқара мәтбуатлардин орун елишиға, 2021-йилидин башлап уйғур ирқий қирғинчилиқиниң илгири-кейин болуп америка, канада қатарлиқ 11 дөләт вә парламентта етирап қилинишиға асас һәм түрткә болған зор һадисә иди. 2022-Йили 8-айниң 31-күнигә кәлгәндә б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари мишел бачелет вәзиписидин айрилидиған ахирқи дәқиқиләрдә, хәлқара җәмийәтниң күчлүк бесими билән уйғурларға аит доклатни елан қилип, хитайниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан бастурушлириниң “инсанийәткә қарши җинайәтни шәкилләндүрүши мумкин” ликини илгири сүрди. Мана булар, уйғур елидә җаза лагерлири қурулуп, ирқий қирғинчилиқ давамлишип кәлгәндин буян б д т ниң уйғурлар үчүн қилған икки чоң хизмити болуп қалған.

Мәркизи вашингтондики “уйғур тәтқиқат мәркизи” ниң директори абдулһаким идрис әпәндиниң илгири сүрүшичә, уйғур ирқий қирғинчилиқи йәзиди ирқий қирғинчилиқиға селиштурғусиз дәриҗидә еғир вә паҗиәлик. Әмма хитай һакимийити уйғур ирқий қирғинчилиқини б д т да күнтәртипкә кәлтүрүшкә урунуватқан дөләт яки тәшкилатларға изчил қаттиқ бесим қиливатқанлиқи яки җаза йүргүзүп келиватқанлиқи үчүн уйғурлар мәсилиси йәзидиләр мәсилисигә охшаш дәриҗигә көтүрүләлмәй кәлмәктә икән. Униң әскәртишичә, хитайниң тәтүр тәшвиқатиниң күчиму бу саһәдә бәлгилик рол ойнимақта икән.

Мәлум болушичә, б д т дин хитайниң тәсирини тазилаш чуқанлири оттуриға чиққили хели йиллар болған болуп, б д т ни җиддий ислаһ қилиш нөвәттә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң, җүмлидин америка вә башқа ғәрб дөләтлириниң күчлүк тәшәббуслириниң биригә айланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.