Муһаҗирәттики уйғур яшлири немә дәйду?
2021.06.22

Тарихий материялларға қариғанда, уйғурларниң кәң көләмдә муһаҗирәткә көчүши 20-әсирниң оттурилиридин башланған икән. Йеқинқи йиллардин буянқи хитай һакимийитиниң уйғурларға йүргүзүватқан зулуминиң һәссиләп артип бериши нәтиҗисидә уйғурларниң чәт әлләргә мусапир болуп көчүш долқуни техиму йоқири пәллигә көтүрүлгән. Һазир қазақистандин қалса түркийә уйғур мусапирлири әң көп олтурақлашқан дөләт болуп һесаблинидикән. Униңдин башқа австралийә, америка, голландийә, германийә, шиветсийә, норвегийә, белгийә, канада, фирансийә қатарлиқ ғәрб дөләтлиридә олтурақлашқан уйғур муһаҗирлириниң саниму күндин-күнгә көпәймәктикән.
Муһаҗирәттики биринҗи әвлат уйғурларниң ана юртидин өзлири билән биллә елип чиққан балилири вә яки чәт әлдә туғулған пәрзәнтлири һазир оттура мәктәпләрдә яки алий мәктәпләрдә оқуватқан болуп, улардин бир түркүм ихтисаслиқ иккинчи әвлад уйғурлар йетишип чиқишқа башлиған.
Германийәдә турушлуқ 18 яшлиқ шаһнур қасим, канадада турушлуқ 15 яшлиқ мәһлия чәтинкаяға охшаш уйғур яшлар өзлири турушлуқ дөләтләрдики мәктәпләрдә яхши оқупла қалмастин, бәлки йәнә савақдашлириға вә шу йәрдики йәрлик хәлққә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан “ирқи қирғинчилиқи” ни аңлитишқа башлиған. Улар иҗтимаий таратқуларда уйғурларниң бешиға келиватқан қорқунчлуқ вәзийәтни аңлатқан видийоларни ишләп тарқитиш арқилиқ, чәт әллик яшларниң диққитини уйғур мәсилисигә тартқан.
Бу яш қизлар радийомизниң зияритини қобул қилди. Улар: “биз чәт әлләрдә, әркин дуняда чоң болған уйғур яшлири болуш сүпитимиз билән әсли вәтинимиздә әркин нәпәс алалмайватқан қериндашлиримизниң авази болушни таллидуқ, бу бизниң бизниң бурчимиз,” дәп қарайдикән. Сөһбитимизниң тәпсилатиға қизиқсаңлар, диққитиңлар программимизниң тәпсилатида болғай.