Хитай учур васитилиридә “уйғур” нами қандақ ғайиб қилинди?

Обзорчимиз асийә уйғур
2022.12.27
xitay-axbarati-uyghur-sozi-1 Уйғур елиниң йәрлик һөкүмәт яки аммиви учур-алақә васитилиридә “уйғур” наминиң нәзәрдин сақит қилиниши.
people.com.cn

Йеқинқи вақитлардин буян уйғур елиниң йәрлик һөкүмәт яки аммиви учур-алақә васитилиридә “уйғур” намини нәзәрдин сақит қилиш бара-бара омумлишишқа башлиди. Мәйли хитайниң “хәлқ тори” болсун яки уйғур елидики һөкүмәт учур васитиси болған “тәңритағ тори(йәни аталмиш тяншан тори)”, “шинҗаң гезити” болсун, “уйғур” нами көпинчә һалларда “чүшүп қалған” язмилар көзгә даим челиқип қалиду. Униңдин башқа хитайниң орган тор бәтлиридә қаидә бойичә “шинҗаң уйғур аптоном райони” дәп атилиши керәк болған сөзләрдә, уйғур наминиң “чүшүп” қелишиму бинормаллиқ ичидики нормаллиққа айлинип қалди. Һәтта хитай ташқи ишлар министирлиқиниң бирқанчә қетимлиқ баянатлири, “шинҗаң уйғур аптоном районлуқ һөкүмити” вә башқиларниң баянатлири вә баянат елан қилғучи хитай башлиқлири һәмдә партком секретарлири, муавин секретарлириниң сөз-нутуқлиридиму “шинҗаң уйғур аптонпом райони” дики “уйғур” миллити нами ишлитилмиди. Мутләқ көп һалда “шинҗаң” дейилсә, йәнә бәзи вақитларда уйғур сөзини ташливетип “аптоном район” дәпла қоюлди. Һәтта һөкүмәт тәшвиқатлирида ениқ қилип “шинҗаңда 56 милләт яшайду. Уйғурларниң шуларниң қатаридики бир аз санлиқ милләт” дәйдиған сөзләр кәң тәшвиқ қилинди.

Әслидә 1949-йили хитай коммунистлири уйғур елини ишғал қилғанда бу җайда %5 кә йәтмәйдиған хитайлар бар иди. Уйғурларниң нопуси %75 тин юқири иди. Хитайлар өзи азсанлиқ милләт иди. Һазир улар һәссиләп көпәйгән болсиму, әмма хитай һөкүмити йәнила уйғурларниң нопус җәһәттә биринчи орунда туридиғанлиқини етирап қилип кәлмәктә. Ениқки, уйғурлар өз вәтинидә азсанлиқ милләт әмәс, хитайлар өзлири бу җайдики азсанлиқ милләттур.

Уйғур елиниң йәрлик һөкүмәт яки аммиви учур-алақә васитилиридә “уйғур” наминиң нәзәрдин сақит қилиниши.
Уйғур елиниң йәрлик һөкүмәт яки аммиви учур-алақә васитилиридә “уйғур” наминиң нәзәрдин сақит қилиниши.
xjkunlun.cn

У һалда бу хил “чүшүп қелиш” лар тасадипийлиқму яки буниң арқисида бирәр қәстәнлик вә мәвқә мәвҗутму?

Хитай һөкүмити 1955-йили уйғурларға пүтүн дуня алдида өзи етирап қилған “аптоном район” һәққини бәргәнликини җакарлиғаниди. Гәрчә бу һәққә уйғурлар әзәлдин һәқиқий мәнидин еришип баққан болмисиму, һечболмиғанда хәлқарада уйғурларниң салаһийити хитайдики миллий территорийәлик аптономийәси болған бир милләт дәп қарилатти. Йеқинқи йилларда хитай компартийәси һөкүмитиниң уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ җинайәтлириниң ашкарилинишиға әгишип, хәлқара җәмийәтму уйғурларниң аптономийә һәқлиридики дәпсәндичиликләргә диққәт қилишқа башлиди. Әмма хитай хәлқараниң диққитини бураш мәқситидә уйғурларниң һәқ-һоқуқлириға қилиниватқан зиянкәшликлири қандақтур “террорлуқ, бөлгүнчилик вә радикаллиқ” тин ибарәт үч хил күчкә артип қутулмақчи болушти. Әмма, хитайниң тәрәққияти муқәррәр йосунда, хәлқара билән болған арилиқини йеқинлаштуруп, униң һәқиқий йүзини дуня әһлиниң көрүп йетиши пәқәт вақит мәсилисигә айланғаниди. Мана әмди “үч хил күч” төһмити астидиму йошуруп қелиш имкани болмиған уйғур ирқий қирғинчилиқини йошурушта техиму яхши чарә, уйғурларни тез сүрәттә “җуңхуа миллити” ға айландуруветиш, бу арқилиқ миллий территорийәлик аптономийәни әмәлдин қалдуруш болатти.

Уйғур елиниң йәрлик һөкүмәт яки аммиви учур-алақә васитилиридә “уйғур” наминиң нәзәрдин сақит қилиниши.
Уйғур елиниң йәрлик һөкүмәт яки аммиви учур-алақә васитилиридә “уйғур” наминиң нәзәрдин сақит қилиниши.
people.com.cn

Әмәлийәттә хитай ичидә миллий территорийәлик аптономийәни бикар қилиш һәққидә миш-миш параңлар 90-йиллардин башлап оттуриға чиққан болсиму, 2000-йиллардин 2010-йилларғичә болған арилиқта бу мәсилә хитай зиялийлири арисида хелила очуқ-ашкара муназирә қилинидиған темиға айланғаниди. Болупму хитай һөкүмитиниң иккинчи қетимлиқ милләтләр сияситиниң лайиһисини оттуриға қойғучилиридин чиңхуа университетиниң дөләт әһвали тәтқиқат мәркизиниң мудири ху әнгаң миллий территорийәлик аптономийәни бикар қилиш, хитайдики миллий зиддийәтләрни һәл қилишниң әң яхши йоли дәп көрсәткәниди. Гәрчә ши җинпиң вәзипигә олтурғандин кейин, хитайниң миллий территорийәлик аптономийә түзүми әмәлдин қалдурулмайдиғанлиқини тәкитләп келиватқан болсиму, лекин ху әнгаңниң милләтләрни “җуңхуа миллити” даш қазинида еритип бир гәвдә қилиш тәклипини дөләт истратегийәсиниң бир қисми сүпитидә әмәлийләштүрүп кәлди. Буниң әң типик мисаллиридин бири, уйғурлар нопуси зич олтурақлашқан җәнубтики қәшқәр, хотән, ақсу вә қизилсу қатарлиқ җайлардики уйғур нопусини нишанлиқ вә пиланлиқ шәкилдә шалаңлаштуруш һесаблиниду. Хитай һөкүмити бу мәқсәтни әмәлгә ашуруш үчүн өткән йиллардин буян җәнубий уйғур дияридики уйғур мәһәллирини чеқиш, уйғурларни арилаш олтурақ районлириға көчүрүш, хитай көчмәнлирини җәнубий уйғур дияриға “ярдәм” намида йөткәш, уйғурларниң миллий өрп-адәтлири вә әнәнилирини амал бар йоқитип, хитайчә адәтләрни қобул қилишқа зорлаш. . . . . . Ларни елип барди. Даңлиқ уйғур мәсилиси мутәхәссиси адриан зензниң 2021-йили елан қилған “нәнкәй доклати” да хитай һөкүмитиниң уйғурларни хитай өлкилиригә йөткәштики түп мәқситиниң уйғурларниң нопус қурулмисини шалаңлаштуруш, болупму хитай өлкилиригә йөткәш вә йәрләштүрүш арқилиқ, уйғурларниң миллий кимликини йоқитип, омумйүзлүк хитайлаштурушни мәқсәт қилғанлиқи ениқ ашкариланғаниди.

Уйғур елиниң йәрлик һөкүмәт яки аммиви учур-алақә васитилиридә “уйғур” наминиң нәзәрдин сақит қилиниши.
Уйғур елиниң йәрлик һөкүмәт яки аммиви учур-алақә васитилиридә “уйғур” наминиң нәзәрдин сақит қилиниши.
ts.cn

Униңдин сирт, хитай коммунист партийәсиниң 20-қурултийида ши җинпиң бәргән доклатта миллий территорийәлик аптономийәниң бир қетимму тилға елинмиғанлиқи кишини техиму гуманға салиду. Әмәлийәттә 20-қурултай болса хитай һөкүмитиниң кейинки дөләт сияситиниң йөнилишини бәлгиләйдиған муһим бир йиғиндур. Хитайниң аввалқи 19-қурултай, 18-қурултай яки униңдин бурунқи партийә қурултайлирида миллий территорийәлик аптономийә изчил тилға елинип кәлгән. Әмма бу сөз 20-қурултайда бир қетимму тилға елинмаслиқи әлвәттә сәвәбсиз болмаслиқи мумкин.

Ши җинпиңниң 20-қурултайда бәргән доклатида “хитай коммунист партийәсиниң мәркизий вәзиписи һәр милләт хәлқини йетәкләп заманиви күчлүк дөләт қуруп чиқиш, җуңгочә алаһидиликкә игә заманивилиқ билән җуңхуа миллитиниң улуғ гүллинишини әмәлгә ашуримиз” дейилгән. Ши җинпиң яки хитай коммунист партийәси нәзиридики “хитайчә алаһидиликкә игә заманивилиқ” дегән сөзниң һәқиқий мәниси, хитайчә алаһидиликтики заманиви дөләт дегәнликтур. Бу йәрдики хитайчә алаһидиликкә игә болуш, әлвәттә уйғур яки тибәткә охшаш миллий территорийәлик аптономийә һоқуқиға игә, хитайдин пәрқлиқ тил, мәдәнийәт вә тарихий арқа көрүнүшкә игә милләтләрниң мәвҗутлуқини сақлап қелиш билән рояпқа чиқидиған арзу әмәс! пәқәт аталмиш “миллий территорийәлик аптономийә” әмәлдин қалғандила, андин хитайниң арзусидики хитайчә алаһидиликкә игә бир дөләт рәсмий йосунда вуҗудқа келиду. У һалда, миллий территорийәлик аптономийәни йоқитидиған усул, миллий территорийәлик аптономийәгә еһтияҗ қалмайдиған бир муһитни бәрпа қилиштур. Бу муһит дәрвәқә, уйғур қатарлиқ милләтләр “җуңхуа миллити” кимликигә сиңип кәткәндила андин өзлүкидин шәкиллиниду.

Демәк, ши җинпиң вәзипигә олтурғандин буян аталмиш “җуңхуа миллити” ортақ гәвдиси бәрпа қилишни ағзидин чүшүрмәслики билән уйғурларниң миллий кимликигә қилиниватқан зиянкәшликләр, аталмиш һөкүмәт учур васитилиридә уйғур наминиң әтәй чүшүп қелишларниң муәййән бағлиниши барлиқи ашкара.

Ши җинпиң дәвридики милләтләр хизмитидә әң көп тәкитлиниватқан сөз болса аталмиш “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш арқилиқ, милләтләр мәсилисини һәл қилишниң җуңгочә тоғра йолида меңиш” тур. Шундақла бу мәқсәткә йетиш үчүн “милләтләрниң алақилишиши, алмаштуруши, юғурулушини илгири сүрүш” тин ибарәт. Милләтләрниң бир-биригә юғурулуп, “җуңхуа миллити” бәрпа қилиш дегәнлик, хитай болмиған милләтләрниң миллий кимликини аталмиш “җуңхуа миллити” намидики хитай кимликигә сиңдүрүветиш дегәнликтур. Хитай мәркизий комитетиниң аталмиш “14-бәш йиллиқ пиланиниң мәдәнийәтни тәрәққий қилдуруш пилани” диму бу ноқтилар ениқ тәкитләнгән.

Шуниси ениқки, хитай һөкүмитиниң йеқинқи йилларда уйғур хәлқиниң миллий кимлик еңини суслаштуруш вә уйғур намини истемалдин чиқириветиш ғәризи, уйғурларға “җуңхуа миллити” кимликини зорлап теңишлири билән мас қәдәмдә оттуриға чиқмақта. Хитай учур васитилиридә уйғур наминиң “ғайиб болуши” бу нуқтидин қариғанда һәргизму тасадипийлиқ әмәс, бәлки пиланлиқ, васитилик һалда елип бериливатқан уйғур ирқий қирғинчилиқ сиясәтлириниң бир қисмидур.

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.