Руне ситенберг: “хитайниң хотәндә хитай тилини омумлаштурушни күчәйтиши у җайда уйғур тилиниң пүтүнләй йоқалмиғанлиқиниң бешаритидур”
2023.11.15
Хитай һөкүмитиниң йеқинқи 10 йил мабәйнидә “қош тиллиқ маарип” намида хитай тилини асас қилған “йәккә тиллиқ маарип” ниң уйғур елидә тарихтин буян давамлишип кәлгән уйғур тилидики миллий маарипни тәдриҗий һалда сиқип чиқиришқа урунуватқанлиқи мәлумдур.
Хитай башқурушидики “хәлқ тори” ниң 2-ноябир күнидики хәвиридә ейтилишичә, өткән айниң ахири уйғур аптоном райони партийә комитетиниң муавин секретари, маарип хизмәт комитетиниң башлиқи җаң чүнлин 10-айниң 27-күнидин 30-күнигичә хотән шәһири, лоп наһийиси, чира наһийиси, қарақаш наһийиси қатарлиқ җайларни зиярәт қилип, хитай тилини һәрқайси мәктәп, кархана, йеза-кәнт, санаәт районлирида тәшвиқ қилиш вә омумлаштуруш әһвали һәққидә тәкшүрүш елип барған.
Хитай таратқулиридин мәлум болғинидәк, хотән вилайәтлик маарип идариси 2017-йил 6-айниң 28-күни башланғуч-оттура мәктәпләрдә уйғур тилини чәкләш һәққидә һөҗҗәт чиқарған иди. Мәзкур һөҗҗәттә шу йили 9-айдин башлап, хотән вилайитидики башланғуч вә оттура мәктәпләрдә барлиқ дәрсләрниң бирдәк хитай тилида өтүлидиғанлиқи, бундин кейин маарип системисида уйғур тилини ишлитишниң бирдәк чәклинидиғанлиқи алаһидә тәкитләнгәниди.
Илгири уйғур дияриниң корла шәһиридики бир башланғуч мәктәптә 10 йил хитай тили оқутқучиси болған, нөвәттә харвард университети шәрқий асия тиллири вә мәдәнийити факултетида уйғур тили оқутқучиси болуп ишләватқан доктор гүлнар әзиз ханим радийомизниң зияритини қобул қилип, хитай даирилириниң нөвәттә уйғурлар көп олтурақлашқан хотән, қәшқәр қатарлиқ җайларда хитай тилиниң омумлаштурулушиға җиддий қараватқанлиқини әскәртип өтти; болупму 2017-йили сентәбирдин кейин хитай даирилириниң оттура башланғуч мәктәпләрдиму уйғур тили әдәбияти дәрсликини йоқ қилиш арқилиқ уйғурларни ана тилидин мәһрум қалдуруп, уларни пүтүнләй хитай тилида сөзләйдиған, хитай тилида муамилә қилидиған һаләтни шәкилләндүрүватқанлиқини тәкитлиди.
Гүлнар әзиз ханимниң билдүрүшичә, хитайниң уйғур елидики әң чәт вә уйғурлар әң көп олтурақлашқан хотән вилайитини нуқта қилип таллиши вә у җайда хитай тилини омумлаштурушни күчәйтиши башқа җайларда аллибурун хитай тилиниң омумлаштурулғанлиқиниң нәтиҗисидин дерәк беридикән.
“хәлқ тори” ниң хәвиридин мәлум болушичә, җаң чүнлин хотәндә тәкшүрүштә болған күнлиридә, ши җинпиңниң маарип сияситини қәтий йолға қоюп, тил-йезиқ хизмитини партийә вә дөләтниң омумий тәрәққиятиға бирләштүрүштә чиң турушқа чақирған; шундақла хитай тили-йезиқини омумлаштуруш һәмдә тәшвиқ қилишни давамлиқ күчәйтиш керәкликини, “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңи” ни бәрпа қилишта давамлиқ чиң турушини тәкитлигән.
Германийәдики инсаншунас пәнлири доктори вә уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси руне ситенберг (Rune Stenberg) әпәндиму бу һәқтики сөһбитимизгә дахил болди. У хитай даирилириниң аталмиш дөләт тилини, йәни хитай тилини омумлаштурушниң маһийәттә уйғур тилини йоқитиш вә униң орниға хитай тилини дәсситиш икәнликини, ақивәттә уйғурларни мәҗбурий ассимилятсийә қилиш, мәҗбурий хитайлаштуруш икәнликини билдүрди.
Руне әпәндиниң билдүрүшичә, хитай даирилириниң хотәндә хитай тилини омумлаштуруш хизмитини күчәйтиши йәнә бир җәһәттин у җайда йәнила уйғур тилиниң техичә қоллинип келиватқанлиқидин дерәк беридикән.
“уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” 2019-йили елан қилған “шәрқий түркистандики уйғур тилиға қилиниватқан һуҗумлар” намлиқ доклатта уйғур елидики бу хил вәзийәт тәпсилий муһакимә қилинип, “хитай һөкүмити тез сүрәтлик мәҗбурий ассимилятсийә арқилиқ уйғурларни хитайлаштурушниң йеңи қәдимини елишқа башлиди” дәп хуласә чиқирилған иди. Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң чәт районлардики йеза-қишлақлириғичә уйғурларни мәҗбурий ассимилятсийә қилиш, мәҗбурий хитайлаштуруш һәрикити техи уларниң күткинидәк нәтиҗә бәрмигән, шу вәҗидин хитай һөкүмити буниңдин кейин бу һәрикәтни техиму күчәйтиши мумкин икән.