Хитай һөкүмити уйғурларға қарши тәшвиқатни кеңәйтиватқанда дуня уйғурларни унтудиму?

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.09.11
BBC Ниң “һәқиқий һекайиләр” программисида уйғурларниң һәқиқий әһвали аңлитилди Нурғун хитай қораллиқ сақчилириниң назарити астида йөткәш үчүн пойиз истансисида тизип олтурғузуп қоюлған, көзи теңиқ, кишәнләнгән уйғурлар.
news.sky.com

Нөвәттә бир қисим мутәхәссисләр “хитай һөкүмити хәлқара җамаәт пикригә тәсир көрситип, өзиниң шинҗаң һәққидики баянлирини омумлаштурушта мувәппәқийәт қазанған болсиму, әмма дуня җамаити хитайниң әсәбийликини вә инсанийәткә қарши садир қилған җинайитини җазалашта мәғлуп болди” дегән пикирни илгири сүрмәктә. Болупму ислам дөләтлириниң көпинчисиниң уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисидә хитай тәрәптә туруп уйғурларни ялғуз қойғанлиқи буниңдики әң чоң мисаллардин болуп кәлмәктә.

Йеңи деһлидики җәваһарлал неһру университети хәлқара тәтқиқат факултети оттура асия тәтқиқат мәркизиниң оқутқучиси, пирофессор маһеш ранҗан дебата (Mahesh Ranjan Debata) һиндистандики оқурмәнлири әң көп болған гезитләрдин “тунҗи почта” гезитидә елан қилған “хитай кәң көләмлик тәшвиқат қошунини сәпәрвәр қилғанда, дуня уйғур дәвасини унтуп қалди” мавзулуқ мақалидә мана мушу қараш алға сүрүлиду. Доктор маһеш ранҗан дебата радийомиз зияритини қобул қилғанда хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарши бастуруш сиясәтлири вә дуня миқясида уйғур дәвасиға қарши давам қилдуруватқан кәң көләмлик тәшвиқат оюнлири һәққидә сөз қилип мундақ деди:

“хитай йеқинқи йиллардин буян наһайити күчлүк тәшвиқат елип бармақта. Улар тәшвиқат арқилиқ уйғур мәсилисиниң рәзил күчләр, бөлгүнчилик, ашқунлуқ вә террорлуққа қарши туруш мәсилиси икәнлики көпләп базарға салди. Шуңлашқа уйғур мәсилиси хәлқарада зор диққәт қозғиялмиди. Хитай һөкүмити уйғурларға қарши кәң көләмлик тәшвиқат қошунини хитайдила сәпәрвәр қилип қалмастин, өзиниң сиясий, иқтисадий вә һәрбий тәсирини ишқа селип пүтүн дуняда уйғурларға қарши кәң көләмлик тәшвиқатни әмәлгә ашурмақта”.

Доктор маһеш ранҗан дебатаниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити уйғурлар вә уларни қоллиғанларға қарши туруш һәмдә хәлқара җамаәт пикрини топлаш үчүн хитай дөләт ишлири мәһкимиси учур ишханисиниң намида бир қанчә ақ ташлиқ китаб тарқатқан; дуняниң һәр қайси җайлиридики тәнқидчиләрни җимиқтуруш үчүн ғайәт зор адәм күчи вә дипломатийәни ишқа салған; ислам дунясиниң уйғур елидики мусулманларға ярдәм қилмаслиқи үчүн ислам дөләтлири билән қоюқ сиясий вә иқтисадий мунасивәт орнатқан. Униң қаришичә, хитай һөкүмитиниң муһим истратегийәсидин бири болса охшаш пикирдики достанә дөләтләрдин кәлгән чәт әллик “әзиз меһманлар”, йәни сиясийонлар, дипломатлар, ахбарат хадимлири, алимлар, паалийәтчиләрниң барлиқ чиқимини үстигә елип уйғур елини зиярәт қилдуруш болған.

Ундақта дуняниң уйғур қирғинчилиқини тохтитиш үчүн қилған тиришчанлиқида илгириләшләр болуватамду? хәлқара җәмийәтниң уйғур қирғинчилиқини тохтитиш тиришчанлиқи мәғлуп болдиму? уйғурларниң диний қериндашлири болған мусулманлар, болупму мусулман дөләтлири уйғурларға ярдәм қиливатамду? биз бу мәсилиләр һәққидики көз қаришини елиш үчүн микрофонимизни сиясий анализчи, доктор андерс кор (Anders Corr) ға узаттуқ. У бу мәсилиләр тоғрисида тохтилип мундақ деди:

“дуняниң уйғур қирғинчилиқини тохтитиш үчүн қилған тиришчанлиқида бир аз илгириләшләр болған болсиму, лекин бу һәргиз йетәрлик әмәс. Мусулман дөләтлиригә кәлсәк, ирқий қирғинчилиққа қарши турушта уларниң һәммисиниң позитсийәси вә тутқан йоли дегүдәк хитай тәрәптә болуватиду, йәни улар хитайға сетилди. Бу дөләтләрниң хитай билән болған содиси наһайити көп, улар бу содиниң дәхлигә учришини яки тохтап қелишини халимайду. Шуңа мусулман дөләтләр уйғур ирқи қирғинчилиқини тохтитиш җәһәттә хитайға қарши күчлүк позитсийә тутмайду. ‛йәттә дөләт башлиқлири гуруһи‚ (G7) ға тәвә дөләтләр, шундақла явропа иттипақи қатарлиқ дунядики йәттә чоң иқтисадий гәвдигә тәвә болған дөләтләр уйғур ирқи қирғинчилиқини тохтитиш җәһәттә хитайға қарши күчлүк позитсийәдә болуватиду. Чүнки улар хитайниң сода җәһәттә өч елишидин вә хитайниң еғир иқтисадий бесимидин қорқмайду.”

2019-Йили америка вә бир қисим явропа дөләтлири б д т кишилик һоқуқ кеңишигә хәт йезип, уйғур елидики кәң көләмлик тутуп туруш орунлири, җүмлидин лагерлар мәсилисигә көңүл бөлүш керәкликини, шундақла буни мустәқил тәкшүрүш чақириқини оттуриға қойған иди. Мисир, пакистан, сәуди әрәбистани қатарлиқ 37 ислам дөлитиниң баш әлчилири б д т мунбиридә мәзкур мустәқил тәкшүрүш чақириқини қоллашни рәт қилипла қалмастин, бәлки актиплиқ билән униңға қарши чиқип хитайниң уйғурларға қаратқан вәһший сиясәтлирини қоллаш мәзмунидики бирләшмә мәктупқа имза қойған иди.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) хәлқара җәмийәтниң уйғур қирғинчилиқини тохтитиш үчүн чарсиз қиливатқанлиқини илгири сүриду. Униң қаришичә, һазир дуняниң һәрикәт қилидиған вақти йетип кәлгән болуп, буниңға көрситидиған һечқандақ баһаниси мәвҗут әмәс. У бу һәқтики зияритимиз җәрянида бу мәсилә тоғрисида тохтилип мундақ деди:

“хәлқара җәмийәтниң уйғур қирғинчилиқини тохтитиш тиришчанлиқи мәғлуп болди. Немишқа шундақ дәймиз, дегәндә бу йәрдики өлчәм бу тиришчанлиқниң нәтиҗиси болған яки болмиғанлиқида. Хитайдики уйғурларниң әһвалида һечқандақ өзгириш болғини йоқ. Ирқий қирғинчилиқ ениқла охшимиған шәкилләрдә давам қиливатиду. Хәлқара җәмийәт буни тохтитиш үчүн чарисиз қеливатиду. Хәлқара җәмийәтниң көрсәткән тиришчанлиқи уйғурларниң инсанийәткә қарши җинайәткә дуч келишини тосуп қалалмиди. Һазир биздә ирқий қирғинчилиққа аит нурғун һөҗҗәтләр бар. Һазир дуняниң һәрикәт қилидиған вақти кәлди. Қолимиздики һөҗҗәтләрдә билишкә тегишлик барлиқ нәрсиләр бар. Хәлқарада тәсири болған тәшкилатлар яки һөкүмәтләр бу ирқий қирғинчилиқтин хәвиримиз йоқкән, дейәлмәйду. Һәммисиниң хәвири бар”.

Мәлум болушичә, нөвәттә хитай һөкүмити б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң уйғурлар һәққидики доклати яки ғәрб дөләтлири уйғурлар мәсилиси түпәйлидин елан қилған хитайға қарши җаза тәдбирлиригә пәрва қилмастин уйғурларға қарши бастурушни давам қилип кәлмәктә. Шу сәвәбтин барғансери көп мутәхәссисләр “хитайниң күнсери ешип меңиватқан хорикини пәскойға чүшүрүш вә улар садир қиливатқан инсанийәткә қарши бу җинайәтләрни үзүл-кесил тохтитиш үчүн дунядики адаләтни һимайә қилғучи дөләтләр бир йәңдин қол чиқирип иш көрмисә болмайдиған дәриҗигә берип йәтти” дәп қараватқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.