Әркин туняз тәкитлигән уйғур районидики истратегийәлик тәрәққият пилани қандақ ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириду?
2023.03.30

Хитайниң “шинхуа агентлиқи” ториниң 29-март чаршәнбә күни елан қилған, уйғур аптоном район рәиси әркин туниязниң “шинҗаңда хитайчә заманивийлаштурушниң йеңи бабини язайли” намлиқ баш мақалиси хитайниң уйғур райони сияситини йеқиндин көзитип келиватқан вәзийәт анализчилири тәрипидин, “ши җинпиң дәвридә хитайниң уйғур диярида иҗра қилиниватқан истратегийәлик пиланини әкс әттүрди” дәп тәрипләнмәктә.
Уйғур аптоном райони рәиси әркин туняз мақалисидә, уйғур диярини идарә қилишта, районни хитайниң енергийә, деһқанчилиқ-чарвичилиқ мәһсулатлири билән тәминләштики истратегийәлик базиси вә явро-асияға чиқишниң “алтун қанили” қилип қуруп чиқишни оттуриға қойған шуниңдәк йәнә буниң толуқ иҗра қилинидиғанлиқини билдүргән.
Әркин туниязниң бу мақалиси америка башчилиқидики бир қисим ғәрб демократик дөләтлири, хитайниң уйғур сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп әйибләп, хитайниң уйғур диярида ишләпчиқарған “мәҗбурий әмгәк мәһсулатлири” ға қарита хәлқаралиқ чәклимиләрни йолға қоюватқан вақитта елан қилинди.
Әркин туняз мақалисидә уйғур аптоном районини хитайниң “заманивилашқан сотсиялистик күчлүк дөләт қуруштики истратегийәлик җай явро-асияниң алтун қанили, ғәрбкә ечиветишниң түгүни, йеңи тәрәққият вәзийитидики истратегийәлик нуқта, пүтүн мәмликәт енергийә байлиқиниң истратегийәлик капаләт базиси шуниңдәк алий сүпәтлик деһқанчилиқ-чарвичилиқ мәһсулатлириниң
Муһим тәминләш базиси” ға айдиңлаштурушни тәкитлигән.
Хитайниң уйғур дияридики сиясий иқтисадий вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан вәзийәт анализчилиридин америкадики хитай иқтисадий вәзийити анализчиси җең шүгуаң әпәндиниң қаришичә, әркин туняз тәрипидин елан қилинған бу мақалидә, ши җинпиң ядролуқидики хитай һөкүмитиниң уйғур диярини хиай дөлитиниң ички қисмидики истратегийәлик тәминләш базисиға вә явро-асияни мәркәз қилған хәлқаралиқ сода түгүнигә айландуруш арқилиқ, ши җинпиң һөкүмити дуч келиватқан сиясий иқтисадий тәһдитләрни һәл қилиш үчүн йолға қоюлған истратегийәлик пилан ипадиләнгән дейишкә болидикән.
Җең шүгуаң мундақ деди: “буниң оттуриға қоюлушиға немә сәвәб болди? дегинимиздә бу, ши җинпиң оттуриға қойған ‛иқтисадниң хитай дөлити ичидә айлиниш‚ истратегийәсиниң өз ролини җари қилдуруватқанлиқини көрситиду. Биринчидин, шинҗаң униң үчүн истратегийәлик арқа сәп һесаблиниду. Бу йәр һазир өзиниң илгирики чегра районлуқ ролидин һалқип кәтти. Шинҗаң һазир хитайниң узун муддәтлик арқа сәп вә енергийә тәминат орни һесаблиниду. Йәнә бир җәһәттин у һазир шинҗаңға йолға қоюлған иқтисадий җәһәттики җазалаш тәдбирлиригә қарита, дөләт ичидә базар ечиш арқилиқ тақабил тумақчи. Йәни шинҗаңниң мәһсулатлири дөләт ичидин чиқмиғандила андин чәклимигә учримиған болиду. Иккинчи тәрәптин бу мәһсулатлар америка вә явропа дөләтлири иқтисадий чәклимә қоялмайдиған русийә вә оттура асия дөләтлиригә експорт қилинғандила чәклимигә учримайду”.
Әркин туняз мақалисидә йәнә бу истратегийәлик пиланниң 2022-йилдики иҗра қилиниш әһвали һәққидә тохтилип: “2022-йили, уйғур аптоном райониниң ашлиқ терилғу көлиминиң дөләт чүшүргән бир милйон 99 миң 450 модин ешип, 777 миң тонна ашлиқни артуқ ишләпчиқирип пүтүн хитай бойичә биринчи орунни игилигәнлики” ни билдүргән. У йәнә: “охшаш бир вақитта уйғур елидин сиртқа тошулған көмүр 80 милйон тонниға йетип, алдинқи йилқидикидин бир һәссә ашқан” дегән
Түркийә һаҗи тепә университетиниң дотсенти истратегийә мутәхәссиси доктур әркин әкрәм әпәндиниң қаришичә, әркин туниязниң бу сөзлири, йиллардин буян уйғур дияриниң йәр асти вә йәр үсти байлиқлиридин пайдилинип, өзиниң шәрқий деңиз қирғақлиридики иқтисадини тәрәққий қилдуруп кәлгән хитай һөкүмитиниң бир юқири дәриҗилик әмәлдари тәрипидин берилгән испатлиқ иқрар дейишкә болидикән.
Әркин туняз мақалисидә: “иқтисадий җәһәттә шинҗаңда юқири сүпәтлик тәрәққият, юқири сүпәтлик ташқи експорт яритиш, юқири сүпәтлик екологийә системиси яритип, муһит булғинишиниң алдини елиш, юқири сүпәтлик турмушни капаләткә игә қилиш” дегән нуқтиларни бирму-бир шәрһлигән. У мушу нуқтилар бойичә уйғур диярида хитайчә заманивилишиш истратегийәси елип берилидиғанлиқини алаһидә тәкитлигән.
Ундақта йиллардин буян хитайниң иқтисадий тәрәққиятида енергийә базиси болуп келиватқан уйғур дияриниң нөвәттә йәнә хитайниң ашлиқ вә йемәк-ичмәк базисиға, шундақла хитайниң явро-асиядики сиясий-иқтисадий истратегийәсиниң түгүнигә айландурулуши уйғурларға қандақ ақивәтләрни елип кәлди? уйғурлар бу аталмиш тәрәққиятлардин бәһримән болалидиму вә буниңдин кейинму қанчилик бәһримән болалайду?
Доктур әркин әкрәм әпәндиниң қаришичә, ши җинпиң тәрипидин лайиһиләнгән бу аталмиш “шинҗаң истратегийәси” әмәлийәттә, хитай дөлити вә күнсайин көпийиватқан хитай көчмән аһалилириниң мәнпәәтини чиқиш қилғаникән.
Доктур әркин әкрәм сөзидә2017-йилдин кейин уйғур диярида әвҗигә чиққан уйғурларни “диний ашқунлуқ”, “террорлуқ” билән әйибләп, “қайта тәрбийәләш” намида йиғивелиш лагерлириға вә түрмиләргә қамаш, уйғурларни хитай ширкәт-фабрикилиридики “мәҗбурий вә әрзан әмгәк күчлири” гә айландуруш қилмишлирини дәл мушу аталмиш “шинҗаң истратегийәси пилани” ниң уйғурларға елип кәлгән ақивити дәп көрсәтти.
У йәнә әркин туняз тилға алған, аталмиш “тәрәққият истратегийәси” дә, райондики нефит, тәбиий газ, көмүр, ток қатарлиқ енергийә байлиқлирини ечиш қатарлиқларниң әмәлийәттә хитайниң ичкири өлкилирини тәминләшни техиму ашуруш вә күчәйтиш икәнликини тәкитлиди.
Доктур әркин әкрәм әпәнди, нефит, тәбиий газ, көмүр қатарлиқларни һәссиләп қезиш сәвәбидин уйғур елидә еғир дәриҗидә муһит булғиниш ш болғанлиқини билдүрди.
Униң тәкитлишичә, уйғур диярини хитайниң ашлиқ, мевә-чевә вә чарвичилиқ мәһсулатлири базисиға айландуруш пилани сәвәблик, уйғур деһқан-чарвичилириниң терилғу йәр вә земинлири мәҗбурий игилливелинған. Нөвәттики аталмиш тәрәққият истратегийәси, уйғурларниң миллий кимлики, ана тил маарипи, диний етиқади, сиясий вә иқтисадий һоқуқлириниң йоқилишиға һәм сәвәб болған. Хизмәт пурсити вә өй-земин, терилғу-йәрлиридин мәһрум қалдурулған уйғурлар, хитай һөддигәрлири, ширкәтлиригә берилгән пахтизарлиқ, терилғу йәр вә мевилик бағлардики ялланма әмгәкчиләргә, ширкәт-фабрикилардики мәҗбурий вә әрзан әмгәк күчлиригә айландурулмақта икән.