Уйғур алий мәктәп оқуғучилири меңә ююш тәшвиқатиниң нишани қилинмақта
2014.05.06
30-Април күни үрүмчи пойиз истансисида адәм бомба һуҗуми йүз бәргәндин кейин хитай даирилири һөкүмәт таратқулирида “диний ашқунлуққа вә террорлуққа қарши” кәң көләмлик тәшвиқат җеңи башлиған. Хитайниң җай-җайлирида оқуватқан уйғур алий мәктәп оқуғучилири вә аспирантлар бу қетимлиқ меңә ююш тәшвиқатиниң нишани қилинған.
Мәлум болушичә, “җуңго хәвәр тори” ниң 1-майдики мунбиригә 11 нәпәр уйғур студент вә магистер аспирантниң намида “биз әмди сүкүт қилип туралмаймиз!” сәрләвһилик мақалә елан қилинған. Мәзкур мақалә шу күнила хитайдики һөкүмәт таратқулирида улап бесилған.
Униңда йеқинқи йиллардин буян уйғур ели вә хитай өлкилиридә йүз бәргән уйғурлар билән мунасивәтлик бир қатар қанлиқ вәқәләр тилға елинған. Бу вәқәләрни уйғурлар арисидики аз сандики аталмиш “яман нийәтлик диний ашқунлар” билән “террорчилар” ниң кәлтүрүп чиқарғанлиқини, уйғур хәлқиниң, болупму алий мәктәп оқуғучилириниң буниңдин чоңқур әпсуслинидиғанлиқини билдүргән. Шуниң билән биргә, “зораван күчләр” ниң милләт вә васитә таллимай бир қатар қанлиқ вәқәләрни садир қилғанлиқини, буниң хәнзу хәлқигила әмәс, бәлки уйғур миллитиниң намиға һәмдә ислам дининиң роһиғиму хилап икәнликини тәкитлигән. Ахирида уйғур алий мәктәп оқуғучилириға вакалитән хитай даирилиригә вәдә бәргән һәмдә пүтүн күчи билән иттипақлишип аталмиш “бөлгүнчилик” вә “диний ашқунлуқ” билән күрәш қилидиғанлиқини билдүргән.
Биз бу һәқтә америка уйғур бирләшмисиниң муавин рәиси илшат һәсән билән сөһбәт елип бардуқ. У хитайниң бу хил меңә ююш характерлик тәшвиқатиниң түп мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди:
“бу тәшвиқатниң мәқсити наһайити ениқ, йәни уйғурларға уйғурлар арқилиқ тақабил туруштин башқа нәрсә әмәс. Маһийитидин елип ейтқанда, буни хитайниң ‛ятларниң қоли билән ятларни идарә қилиш‚ яки ‛өз мейида өз гөшини қоруш‚ тактикисниң бир түри дейишкә болиду. Бу тактика хитайларниң башқа милләтләрни контрол қилишта узақтин буян ишлитип кәлгән башқуруш усуллириниң биридур. Бу җәһәттә хитай һөкүмити уйғур сақчиларни өрнәк қилди. Йәни һәрқандақ вәқә чиқса алди билән уйғур сақчиларни оттуриға чиқирип, уларни қурбанлиқ қилди. Шу арқилиқ ‛зораван күчләр‚ яки ‛террорчилар‚ милләт айримай уйғурларниму өлтүриду дегән тәшвиқат үнүмигә йәтмәкчи боливатиду. Шуңа бу, даириләрниң уйғурларни арисиға бөлгүнчилик селиш вә уларни бөлүп башқуруш мәқситидә елип барған тәшвиқати халас!”
У 11 нәпәр уйғур алий мәктәп оқуғучисиниң намида мәзкур мақалиниң оттуриға чиқишидики арқа көрүнүш һәққидә тохтилип мунуларни билдурди:
“бу мақалә 11 нәпәр уйғур оқуғучиниң намида елан қилинипту. Бу оқуғучиларниң бәзилири үрүмчидә, бәзилири хитай өлкилиридики алий мәктәпләрдә оқуветипту. Мән бу мақалини уйғур оқуғучилар өз ихтиярлиқи билән язди дәп қаримаймән. Бәлким һөкүмәтниң мунасивәтлик орунлири бу мақалини алдин йезип тәйярлап уйғур оқуғучиларға түрлүк бесим ишлитип, уларниң намида елан қилған болушиму мумкин. Бәзи оқуғучилар кәлгүсидики хизмәт вә чиқиш йолини ойлап буниңға имза етишқа мәҗбур болған болушиму мумкин. Бу уйғурлар үчүн йеңилиқ әмәс. ‛мәдәнийәт инқилаби‚ дин таки һазирғичә нурғун сиясий боран-чапқунлар болуп өтти. Бу җәрянда хитай һөкүмити мәйли уйғур зиялийлири болсун, диний саһәдики затлар болсун яки җамаәт әрбаблири болсун, өзлириниң сиясий қара нийитини уларға теңиш вә уларниң вастиси билән ишқа ашурушқа урунуп кәлди. Һалбуки, ойлиған мәқситигә йетәлмиди. Шуңа бу ишларниң һәйран қалғучилики йоқ, гәп һазирқи уйғурларниң қандақ позитсийәдә болуши һәммидин муһим!”
Илшат һәсән әпәнди ахирида мунуларни билдүрди:
“хитай даирилири мәйли қандақ усулни қолланмисун, бүгунки уйғур хәлқи тарихтики һәрқандақ бир дәвргә қариғанда өз мәвҗутлуқи вә келәчики һәққидә әң чоңқур дәриҗидә ойлинидиған бир дәвргә кирди. Шуңа хитайниң бундақ ‛меңә ююш‚ характерлик тәшвиқатлири әмди уйғурлар арисида бурунқидәк үнүм қазиниши мумкин әмәс!”