BBC Муһакимиси: “уйғурлар немиләрдин айрилди?”
2022.05.06
Пүтүн дунядики мусулманлар җамаити шадиманлиқ ичидә роза һейт тәнтәнисигә чөмүлгәндә, уйғурларниңму өткән нәччә он йилниң алдидикигә охшашла байрам шатлиқидин чәттә қалмиған һалда қәшқәрдики һейтгаһ алдида топ болуп самаға чүшкәнлики иҗтимаии таратқуларда кәң тарқалди. Әмма хитай һөкүмитиниң шунчә көп дәлил вә тағдәк пакитлар алдидиму изчил уйғур дияридики қирғинчилиқни инкар қиливатқанлиқи сәвәбидин хитайниң бу хил тәшвиқатлириниң һәрқачан алдин ялливелинған “артист” ларниң қолида барлиққа кәлгән сахта көрүнүш икәнлики тоғрисидики язмилар, шуниңдәк бу хилдики сүни көрүнүшләрниң һечқачан һәқиқәтни чүмбәрдиләшкә яримайдиғанлиқи һәққитики хитаблар оттуриға чиқти. Шулар қатарида “әнглийә радийо ширкити” (BBC) 2022-йиллиқ рози һейт мунасивити билән ишлигән уйғурлар һәққидики мәхсус сөһбәт программиси нөвәттики уйғур җәмийитиниң әң җиддий мәсилилирини чөридигән һалда уйғурларниң тил, мәдәнийәт вә башқа мираслиридин немиләрниң көздин йүткәнликигә қарап чиққан.
BBC Ниң “етиқад сиртида” программиси уюштурған бу қетимлиқ сөһбәттә “BBC да чечи ақарған” мойсипит программа риясәтчиси ерний реа (Ernie Rea) алди билән сөз алған. У дунядики мусулманларниң әксичә, ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурларниң роза һейт мәзгилидиму бу зулумлардин халас болалмиғанлиқини алаһидә әскәртиш билән биргә, уйғур җәмийити дуч келиватқан реаллиқ һәққидә сөз қилишни һәрқайси мутәхәссисләргә һавалә қилған.
Лондондики уйғур паалийәтчиләрдин рәһимә мәһмуд алди билән сөз елип, өзиниң балилиқ дәвридин қалған әслимилири асасида уйғурларда ислам дининиң қандақ иҗтимаий ролларни ойнап кәлгәнлики тоғрисида қисқичә чүшәнчә бәргән. Болупму униң кичик вақитлирида милйонлиған уйғур гөдәклиригә охшаш йошурун һалда аиливий тәрбийәдин дәсләпки диний мәлуматларни өзләштүрүш шәклидә “башқиларға яхшилиқ қилған кишини аллаһ яхши көриду”, “тамақни исрап қилған кишини аллаһ яхши көрмәйду” дегәндәк бир қатар әқәллий әхлақ өлчәмлирини қобул қилғанлиқи, әмдиликтә мушу хилдики әхлақ низамлирини өзлиригә йетәкчи қилип яшаватқан уйғурларни хитай һөкүмитиниң “терорлуқ вә ашқунлуқ” қа бағлап қирғин қиливатқанлиқи һәққидики сөзлири алаһидә тәсир қозғиған. Хитай һөкүмитиниң 1980-йиллардики қисқа мәзгиллик “ечиветиш” шамилида уйғурлар тунҗи қетим ислам диниға ашкара ибадәт қилалиған болсиму, әмма бу һал узунға бармиған. 1997-Йилидики “ғулҗа қирғинчилиқи” дин кейин буниңғиму чәк қоюлушқа башлиған.
Лондондики нев касл ( “йеңи қәлә” ) университетиниң профессори җоанни симис финлей (Jo Smith Finley) буниңға улапла хитайчә өгиниш үчүн хитайға барған 1990-йилларда тунҗи қетим көргән уйғурларниң очуқ-йоруқ, сумбатлиқ, хушчақчақ, меһмандост болуштәк ортақлиқиниң һелиһәм давам қиливатқанлиқини, шуниңдәк уйғурларниң хитайлардин пүтүнләй пәрқлиқ миллий алаһидиликкә игә бир хәлқ икәнликини, уларниң бу маканда яшаватқан тарихида хитай нопусиниң һечқачан тилға алғудәк салмақта болуп бақмиғанлиқини, өткән 50 йилда барлиққа кәлгән өзгиришләрниң мисли көрүлмигән дәриҗидә уйғурларни тарихтики әң зор вә әң еғир мәһкумлуққа гириптар қилғанлиқини баян қилип бәрди.
Шу қатарда тилға елинған бир мәсилә, уйғурларниң бирнәччә қетимлиқ зорлуқ күчи арқилиқ қаршилиқ көрситиш һәркити һәмдә хитай һөкүмитиниң буни уйғурларниң “терорчи” икәнликигә асас қилиши болди. Профессор җоанни симисниң қаришичә, уйғурларниң бирнәччә қетимлиқ зорлуқ һәркитини терорлуқ өлчими бойичә өлчигәндә буни һәқиқәтәнму “терорлуқ” дейишкә болидикән. Әмма уйғурларниң “терорлуқ” шәклидики қаршилиқлириға сәвәб болған түпки амиллар, җүмлидин хитай дөлитиниң һамийлиқида давам қилған дөләт тероризими, дөләт зораванлиқи, җүмлидин дөләт хадимлириниң уйғурларниң өйлиригә мәҗбурий бесип кириш, аялларниң һеҗаблирини мәҗбурий қайрип ечиштәк қилмишлири һечқачан тилға елинмиған. Дөләт иҗра қиливатқан бу хилдики зор көләмлик зораванлиқ қилмишлириниң алдида уйғурларниң қаршилиқ көрситиши бәкму кичик ишлар болуп, уйғурларниң омумий нопусидин елип ейтқандиму, бу кишиләрниң вә қаршилиқ һәркәтлириниң сани тилға елишқиму әрзимәйдикән.
Бу һәқтә сөз болғанда рәһимә мәһмуд хитай һөкүмити тәкитләватқан “нәсәбини үзүп ташлаш, йилтизини қирқип ташлаш” дегән баш йетәкчи идийәниң нөвәттә лагер системисини мәркәз қилған һалда бир пүтүн хәлқни йоқ қилишқа хизмәт қиливатқанлиқини, 2017-йили январда ахирқи қетим өйдикилири билән телефонда сөзләшкәндә “әссаламу әләйкум” дегәнгә җаваб берәлмигән акисиниң “бизни худаға тапшурғин. Бизму силәрни худаға тапшурайли” дегәнликини, буниң һазир һәммила уйғур үчүн ортақ нида болуп қалғанлиқини, уйғурларниң әнә шу йосунда һазир өзлиридики диний кимликни чөрүп ташлашқа мәҗбурлиниватқанлиқини әскәртти.
Профессор җоанни симис буниңға қошумчә қилип, нөвәттә хитай һөкүмитиниң ислам динини вастә қилип туруп уйғурларниң миллий вә диний кимликини ююп ташлашқа атланғанлиқини, хитай ейтиватқан “терорлуқ” ниң әмәлийәттә ислам дини билән бағлинишлиқ әң әқәллий қаидә-йосунлар икәнликини тилға алди. Шу қатарда норвегийәдики уйғур зиялилиридин абдувәли аюп өзиниң бешидин өткәнләргә бирләштүргән һалда хитай һөкүмитиниң уйғурлардики мәсчит вә мазар қатарлиқ диний муәссәсәләрни нишанлиқ вәйран қилғанлиқи, кейинчә буниңға яндаштуруп уйғур тилини йоқитишниң башланғанлиқи, өзи бу җәрянда шаһид болған вәқәләр һәмдә дуч кәлгән риязәтләр тоғрисида сөз қилип: “мән үчүн уйғур тили мениң барлиқим һесаплиниду. Мән тутқундин чиққан билән роһий җәһәттики искәнҗә һәрқачан маңа һәмраһ болуп кәлмәктә” дегән, шуниңдәк бу арқилиқ лагерларға қамалған инсанларниң у җайдин чиққан һаләттиму қандақ бир һалда яшайдиғанлиқидин бишарәт бәргән.
Уйғурлар өткән он йил җәрянида йоқитип қойған мәнивийәт һалқилириниң бири “мәшрәп” болуп, уйғур әвлатлириға көплигән иҗтимаий саватларни, шуниңдәк уйғур музика мәдәнийитини җанлиқ шәкилдә йәткүзүп кәлгән. Бу һәқтә сөз болғанда муһакимә иштиракчилири буниңға мунасивәтлик әһвалларни әсләп өтти. Шу йосунда уйғурлар өзлириниң тили, маддий вә мәниви мәдәнийити, кимлики, диний етиқади, кейинки әвлатлири қатарлиқларни бир-бирләп йоқитип қоюватқанлиқини, шундақ турупму мушуларниң һәммисидә утуқ қазанған хитай һөкүмитиниң “тәрбийәләш мәркәзлири” ниң тақалғанлиқини җакарлиши һәққидә сөз болғанда, манчестер университетиниң тәтқиқатчиси риян сам (Rian Thum) буниңдики бәзи ачқучлуқ амиллар һәққидә тохтилип өтти. Униң қаришичә, көп қисим “тәрбийәләш мәркәзлири” растинла тақалған. Әмма бу җайға қамалған тутқунлар бу орунлар тақилиштин бурунла миңлап һөкүм кесилип түрмиләргә йөткәп кетилгән. Қалғанлири болса мәҗбурий әмгәккә селишқа елип кетилгән. Әнә шу тәриқидә бу орунларниң хитай һөкүмити үчүн бәк чоң әһмийити қалмиғанлиқтин улар тақиветилгән яки башқа муәссәләргә алмаштурулған. Шуңа бу мәркәзләрниң тақилиши әмлийәттә уйғурлар үчүн һечқандақ “хушхәвәр” му болалмиған.
Мәлум болушичә, уйғурлар әнә шу тәриқидә өзлиригә тәвә маддий вә мәниви байлиқлиридин тамам айрилип болған болсиму, хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики қирғинчилиқ сиясити һеч тохтап қалмастин давам қилмақта икән. Бу хил аччиқ реаллиққа нисбәтән бәзи уйғур зиялилири бу һални буниңдин бир әсир илгири өткән мәрһум уйғур шаири абдухалиқ уйғур (1901-1933) ниң “әй пеқир уйғур ойған, уйқуң йетәр, сәндә мал йоқ әмди кәтсә җан кетәр” дегән мисралириға тәққаслимақта икән.