Уйғур дәваси истратегийисидә һиҗрәттики яшлар

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.03.12
rabiye-qadir-longqisi-talishish-putbol-305.jpg Алғабас командиси мәшиқ қилмақта. 2011-Йили 5-июн.
RFA/Pidaiy

Муһаҗирәттики уйғур һәрикитиниң вәкил характерлик тәшкилати дуня уйғур қурултийи йетәкчиликидики уйғур давасиниң бүгүн хәлқаралашқан бир сәвийигә йәткәнликини көрүвелиш тәс әмәс. Уйғур сиясий актиплири һазир америка, германийә, әнглийә, канада, түркийә, японийә, голландийә, норвегийә, шиветсийә қатарлиқ дуняниң һәрқайси җайлирида актип паалийәт елип бармақта. Шундақла уларниң паалийәтлири уйғур дәвасиниң хәлқара җәмийәт тәрипидин етирап қилинишида муһим рол ойнайду.

Йеқинқи 3-4 йил мабәйнидә муһаҗирәттики уйғурлар қатариға көпләп яшларниң қошулғанлиқи мәлум. Буни уйғур яшлириниң һейт, байрамлиқ олтурушлири, путбол мусабиқилиригә охшаш көңүл ечиш, учришиш, мәдәний, иҗтимаий паалийәтлиридин көрәләймиз.

Уйғур яшларниң көпийиши вә уларниң паалийәтлириниң җанлиниш уйғур миллий һәрикитиниң күчийишидин дерәк берәмду? уйғур яш әвладларниң уйғур миллий һәрикитигә болған қизғинлиқи қандақ? д у қ яшларни сиясий дәваға йетәкләш җәһәттә қандақ риқабәтләргә дуч кәлмәктә? бу мәсилиләрни чөридигән һалда бүгүн биз, вашингтондики уйғур яшлириниң паалийәт актиплиридин фәрух әпәнди вә америка уйғур бирләшмиси рәиси алим сейитоф әпәндиләр билән сөһбәт уюштурдуқ.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.