Қәшқәрдә қаранчуқсиз қалған балилар һәққидики бир қисим учурлар ашкариланди

Мухбиримиз сада
2018.10.01
qaranchuqsiz-balilar-bala-lager.jpg “өсмүрләрни йөләш фонди” хадимлириниң ата-аниси лагерға елип кетилгән балиларниң әһвалини игиләватқан көрүнүши(мунасивәтлик мақалидин елинған). 2018-Йили сентәбир, қәшқәр
childrenshope.org.cn

Йеқиндин буян һәрқайси мәтбуатларда тарқилип келиватқан, уйғур дияридин бир милйондин артуқ уйғурниң хитай һөкүмити тәрипидин аталмиш “қайта тәрбийәләп өзгәртиш лагери” ға соланғанлиқиға аит хәвәрләр торларда кәң омумлишишиға әгишип, бундақ бир начар вәзийәтниң пәрзәнтләргә пәйда қиливатқан сәлбий тәсириму дунядики һәр қайси әлләрниң диққитини чекиватқан бир қизиқ нуқта болмақта. Нурғун ата-аниларниң бигунаһ лагерға солиниши сәвәблик уларниң пәрзәнтлири ата-ана муһәббитидин мәһрум қелип, хитай һөкүмити ачқан дарилетам вә балилар лагерида “тәрбийә” алмақтикән.

“зимистан” ториниң 24-сентәбирдә елан қилинған “уйғур диярида ата-аниси лагерларға елип кетилгән балилар күнини өзи елишқа мәҗбур болмақта” намлиқ мақалидин мәлум болушичә, бундақ қаранчуқсиз қалған балиларниң бәзилири хитай һөкүмити чирайлиқ намлар билән ативалған “дарилетам” ларға йолланса, йәнә бәзилири балилар параванлиқ орунлириға әвәтилгән. Бу балиларниң йенида уларни әркилитидиған, уларға меһрибанлиқ йәткүзидиған ата-ана яки уруқ-туғқанлири болмиғанлиқтин улар йетим балиларға охшаш бойнини қисип яшашқа мәҗбур болған. Бу балиларниң ичидә йеши әң кичиклири аран 2 яш икән.

“асия хәвәрлири тори” ниң 28-сентәбир санида “хитайниң уйғурларни бастуруш һәрикитиниң пәрзәнтләргә елип кәлгән паҗиәси” сәрләвһилик мақалә елан қилинған. Мақалидә хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай ишлири бөлүминиң тәтқиқатчиси патрик пунниң сөзлири нәқил елинған. У мундақ дегән: “нөвәттә хитайниң учурларни қамал қилиши сәвәблик лагерларға қамалған мәһбусларниң санини игиләш қийинға тохтаватиду. Һазирға кәлгүчә топлиған учурлиримизға қариғанда, лагердикиләр саниниң бир милйондин көплүки қияс қилинмақта. Чүнки биз қазақистандин 100 дин артуқ адәмни вә дуняниң һәрқайси җайлиридин болған 10 нәччә кишини зиярәт қилиш давамида уларниң уруқ-туғқанлириниң хитай тәрипидин тутулуп кәткәнликини, бәзилириниң 2017-йилниң бешидин башлап алақисиниң пүтүнләй үзүлгәнликини билдуқ.”

Мақалидә йәнә мелборндики латроби университетиниң сиясәтшунаслиқ пәнлири тәтқиқатчиси җәймис лейболд әпәндим хитай даирилири уйғур диярида қурған дарилетамлар тоғрисида тохтилип, мундақ дегән: “хитай йеқиндин бери уйғур дияридики 2 йиллиқ һәқсиз йәсли маарипини махтап кәлди. Бу қаримақта наһайити қалтис вә сехийлиқ билән елип бериливатқан программидәк көрүнсиму, әмма буниң ичигә интайин яман бир ғәрәз йошурунған. Хитай һөкүмити аввал чоңларни лагерларға солап, балиларни уларниң бова-момилириниң қаришиға қалдуруп қойған шундақла уларни қаттиқ тәқиб астиға алған. Бу әмәлийәттә 80- вә 90-йилларда туғулған бир әвлад уйғурларни өзиниң мәдәнийәт вә кимлик йилтизидин қомуруп ташлаштин башқа нәрсә әмәс.”

Бир қанчә ай илгири хитайдики “өсмүрләрни йөләш фонди” ниң тор бетидә елан қилинған бир мақалидә мәзкур фондиниң қәшқәрдики игә-чақисиз қалған балиларға ярдәм бериш хизмитини елип бериватқанлиқи баян қилинип, балиларниң қаранчуқсиз қелишиниң сәвәбини уларниң ата-анилириниң башқа җайларға иш қилғили кәткәнликидин болған дәп чүшәнчә бәргән иди.

Нәччә күн бурун үндидарда йәнә мушу фондиниң хизмәтчи хадимлириниң қәшқәрдики аталмиш “ятақта йетип оқуйдиған оқуғучилар” ға иллиқлиқ йәткүзүш-ианә топлаш паалийитини қанат яйдурғанлиқиға аит учур тарқалди. Учурда аһалиләр комитети хадимлирини һәр икки һәптидә шу паалийәт даирисигә киргүзүлгән мәктәпләргә берип, һәр хил сөһбәт, оюн қатарлиқларни орунлаштуридиғанлиқи, бу арқилиқ нурғун оқуш йешиға йәткән, әмма ата-аниси яки уруқ-туғқини йенида болмиған балиларни назарәт вә уларға ғәмхорлуқ қилидиғанлиқи баян қилинған.

Биз бу паалийәттин техиму тәпсилий хәвәрдар болуш мәқситидә җәшҗәрдики мушу түргә мәсул хадимға телефон қилдуқ. У хадим у йәрдики балиларниң ашундақ ярдәмгә еһтияҗлиқ икәнликини илгири сүргән болсиму, лекин уларниң немә үчүн қаранчуқсиз болуп қалғанлиқиға даир соалимизға шараит мәсилиси сәвәблик бәк көп учур берәлмәйдиғанлиқини ейтти.

Бу қатарда биз йәнә мушу түр даирисигә киргән қәшқәр шәһири пахтәкли йезиси мәркизий йәслиси вә дөләтбағ йеза 10-кәнттики “йеңи юлтуз” башланғуч мәктипи билән алақилишишкә тириштуқ. Башланғуч мәктәпниң телефон номури қуруқ номур болуп чиқти. Биз арқидинла мәзкур паалийәт даирисигә кирмигән қәшқәр шәһәрлик 1-балилар бағчиси билән алақиләштуқ. Телефонни алған уйғур аял хадим пахтәкли йезисидики йәсли тоғрилиқ очуқ-ашкара сөзлишәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

Биз бундақ егә-чақисиз қалған пәрзәнтләрниң психикисида қандақ өзгиришләр йүз бериду дегән темида канададики уйғур паалийәтчи руқийә турдуш ханимниң пикирини алдуқ. У өз қарашлирини мундақ баян қилди: “пәрзәнтләрниң бундақ кичик вақтидила ата-анисиниң меһри-муһәббитидин мәһрум қелиши уларниң өсүп йетилишигә қаттиқ сәлбий тәсир пәйда қилиду. Бундақ балиларда һәрқандақ вақитта өзини төвән көрүш психикиси шәкиллиниду. Шу сәвәбтин улардин кейинки әвладлардиму бундақ пассип психикилиқ һадисә давамлишип маңиду. Хитайниң қиливатқини гәрчә қаримаққа балиларға көңүл бөлүштәк көрүнсиму, әмма бу бир милләтни йошурун қирғин қилиштин башқа нәрсә әмәс.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.