Сәдирдин: “һәйранмән, олимпик өткүзүватқан хитайниң бизгә селиватқан зулумлирини дуня билмәмдиғанду?”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2022.02.11
Сәдирдин: “һәйранмән, олимпик өткүзүватқан хитайниң бизгә селиватқан зулумлирини дуня билмәмдиғанду?” 2017-Йили 3-айда атушта лагерға қамалған муйәссәр муһәммәт қизиниң туғулған күни мунасивити билән алаһидә рухсәт елип, 5-йилдин бери тунҗи қетим аилисидикиләр билән синлиқ көрүшкән. 2022-Йили январ.
Photo: RFA

Қазақистан пуқраси сәдирдин радийомиз вә башқа хәлқара хәвәр агентлиқлириниң зияритини қобул қилип, атушта лагерға қамалған аяли, йәни 3 балисиниң аниси муйәссәрни қутқузуш үчүн, аилисиниң вә уйғурларниң вәзитини актип аңлитип кәлмәктә. Бу йил 38 яшқа киргән муйәссәр, лагерлар дәсләп башланған мәзгилләрдә юрти атушта сәвәбсиз тутқун қилинған. Униң 2019-йилидин буян завутларда мәҗбурй әмгәккә селиниватқанлиқи мәлум. Йеқинда муйәссәр қизиниң туғулған күни мунасивити билән алаһидә рухсәт елип, аилисидикиләр билән видейолуқ көрүшкән. Тәшвиш ичидики бу қисқа көрүшүштә сәдирдин аялиниң мәлум завутта мәҗбурй әмгәккә селиниватқанлиқидин хәвәр тапқан. Тәпсилатини мухбиримиз гүлчеһрә аңлитиду.

Бу видейодики йиғламсириған ана буниңдин 5 йил илгири, йәни 2017-йили 3-айда атушта лагерға қамалған муйәссәр муһәммәттур. Бу униң лагерға қамалғандин буянқи 5 җәрянида қизиниң туғулған күнини тәбрикләп тунҗи қетим телефон қилиши икән.

Муйәссәр муһәммәтниң йолдиши қазақистанлиқ сәдирдин бу видейолуқ көрүшүш хатирисини йеқинда радийомизға тәминлиди. Улар 2006-йили мисирда оқуш җәрянида өзара тонушуп той қилған. 2007-Йили қазастанда бәхтлик бир аилә қуруп, икки оғул бир қиз пәрзәнтлик болған.

Сәдирдинниң билдүрүшичә, аяли муйәссәр муһәммәт 2016-йили 9-айда паспорт узартиш иши билән қазақстандин юрти атушқа қайтқан, әмма аридин узун өтмәйла хитай даирилири тәрипидин атушта тутқун қилинип, лагерға қамалған. У тутулғанда 4-пәрзәнтигә йеңила еғир аяғ икән. Муйәссәр лагерға елип кетилип бир мәзгилдин кейин, у лагер дохтурханисидин сәдирдингә қисқа учур йоллап “бала йоқ болди” дегән.

Сәдирдин 2019-йили 7-айдин башлап, аялиниң тутулуши, лагерға қамилиши вә кейинчә атуштики лагердин чиқирилип завутта мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқи тоғрилиқ өзи аңлиған әһвалларни радийомизға йәткүзүп кәлмәктә.

Лагерлар дуняға паш болғандин кейин, “ипадиси яхши” дәп қаралған бир қисим тутқунларниң “кәсипкә чиқирилғанлиқи”, уларниң йәнила шу лагерларға яндаш селинған завутларда қул орнида мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқи паш болған иди. Сәдирдин бирқанчә йилдин буян хәлқаралиқ ахбарат агентлиқлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириға гуваһлиқ берип, аялини қутқузуш үчүн һәрикәт қилип кәлмәктә.

Сәдирдин йеқинда ундидар арқилиқ аяли билән сөзләшкинидә, униң атуштики мәлум електир запчаслири завутида ейиға 200 йүән мааш билән мәҗбурий ишләватқанлиқидин хәвәр тапқан. У йеқинда әнгилийәдики “хәвәр қанал-4” ниң зияритини қобул қилғандиму “аялим қул орнида ишқа селиниветипту. Ейиға 200 йүән хитай пули нимигә йетиду! ?. . .” дегән.

Йолдиши билән видейолуқ көрүшкәндә муйәссәр өзиниң лагердин завутқа ишләшкә чиқирилғанлиқи, 200 йүән айлиқ алидиғанлиқини ейтқан болсиму, әмма өзиниң қайси завутта, күнигә қанчә саәттин ишләйдиғанлиқи вә башқа әһваллар һәққидә гәп қилалмиған.

Тәшвиш, вәһимә ичидики бу тунҗи көрүшүштин кейин, сәдирдин аяли билән йәнә “көрүшәләймәнму-йоқ” дегән әндишә ичидә қалған. У өзиниң аялини қутқузуш үчүн пәқәт мәтбуатларға сөзләштин башқа амалиниң йоқлиқини, қазақистан даирилиридинму үмидиниң үзүлгәнликини баян қилди.

Сәдирдин өз аилисигә охшаш милйонлиған аилиләрни парчилап, аниларни балилиридин айрип, бигунаһ инсанларни түрмә, лагер вә қуллуқ әмгикиниң қурбаниға айландуриватқан, ирқий қирғинчилиқ җинайитини һелиһәм давам қиливатқан хитайға қарита пүтүн дуняниң амал қилалмай сүкүттә турғанлиқиға болған әпсуслуқини ипадә қилди. Сәдирдин ахирида чоңқур әпсуслуқ илкидә: “һәйранмән, олимпик өткүзүватқан хитайниң бизгә селиватқан зулумлирини дуня билмәмдиғанду?” дәп соал қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.