“баңкок почтиси” ниң уйғурлар һәққидики обзори тәнқидкә учриди
2016.11.29

“баңкок почтиси” гезити йеқинда елан қилған уйғурлар һәққидики бир парчә обзорида, уйғурларниң мустәқиллиқ ғайилирини “әхмиқанилик” дәп көрсәткән. Мәзкур мақалә уйғур паалийәтчиләрниң әйиблишигә учриди. Мақалә апториму мақалидики бәзи қарашлирида хаталашқанлиқини етирап қилди.
20-Ноябир күни тайландта чиқидиған “баңкок почтиси” гезитидә 2015-йилидики “ераван бутханисини партлитиш вәқәсидә қоли бар” дәп гуман қилинған икки нәпәр уйғурниң сотқа тартилиш җәряни шәрһләнгән бир парчә обзор елан қилинди.
Тайландниң пайтәхти баңкок шәһиридики “ераван бутханисини партлитиш вәқәси” өткән йили 17-авғустта йүз бәргән. Вәқәдә аз дегәндә 20 адәм қаза қилған. Вәқәдин кейин мирәли йүсүп вә адам қарадағ исимлик икки уйғур вәқәгә четилип қолға елинған. Һалбуки, тәрҗиман мәсилисидики келишәлмәслик сәвәбидин бирнәччә қетим арқиға сүрүлгән сот йеқинда, йәни 15-ноябир тайланд һәрбий сотида қайта башланған.
Даириләр бу икки уйғурни “партлитиш вә қәстән адәм өлтүрүш җинайити” билән әйиблигән болсиму, әмма бу икки уйғур өзигә артилған җинайәтләрни рәт қилип кәлгән иди.
“тәрҗимә мәсилиси” намлиқ мәзкур обзорни “баңкок почтиси” гезитиниң ярдәмчи муһәррири алан давсон қәләмгә алған. Обзорда аптор аталмиш “шинҗаңда диний радикаллиқниң мәвҗутлуқи” ни тилға елиш арқилиқ, бу икки нәпәр уйғурни “диний радикаллиқниң тәсиригә учриған террорчилар” қилип көрситишкә тиришқан. Обзорда йәнә, һазир канадада паалийәт елип бериватқан “шәрқий түркистан сүргүндики һөкүмити” зораванлиқини қоллайдиған шәкилдә сүрәтләнгән.
Обзорда мундақ дейилгән: “шинҗаңдики радикал динчилар вә буларниң демократик әлләргә қечип беривалған қериндашлири-торонтода туруп хитайға қарши паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан сүргүндики һөкүмитиниң аталмиш президенти әхмәтҗан осман-зораван террорчилиққа ишиниду. Улар өз чегралиридин наһайити узақта туруп, бу зораванлиқини һечқайси тәрәп билән четишлиқи болмиған бигунаһ кишиләргиму ишлитип, әң ахирида мустәқиллиқ вә бөлүнүп чиқип кетиштин ибарәт әхмиқаниликкә ишиниду.”
Апторниң юқириқи қарашлири “шәрқий түркистан сүргүндики һөкүмити” ниң қаршилиқиға учриди. Мәзкур һөкүмәтниң ташқи ишлар министири аблаҗан ләйлинаман әпәнди баянат берип, “шәрқий түркистан сүргүндики һөкүмити” ниң зораванлиқ вә террорлуқ билән һечқандақ мунасивити йоқлуқини илгири сүрди вә мақалидики бу қарашларниң пакитсиз икәнликини билдүрди.
Аблаҗан ләйлинаман мундақ деди: “шәрқий түркистан сүргүндики һөкүмити баңкок почтиси гезитини хәлқаралиқ ахбаратчилиқ әхлақиға интайин чоң хилаплиқ қилди, дәп қараймиз. Иккинчидин, бизниң милләт кимликимизгә, земин пүтүнликимизгә, һечқандақ қануни асасқа таянмиған һалда һақарәт қилди дәп қараймиз. Шәрқий түркистан сүргүндики һөкүмити ташқиридики паалийәтлиридә һечқачан өзимиз туруватқан дөләтләрниң қанунлириға хилаплиқ қилмидуқ һәм қилмаймиз. Қораллиқ қирғинчилиқни һеч яқилимаймиз. Бундақ иш бизниң сияситимиз вә асасий қанунимизғиму хилап. Биз вәтинимизгә бастуруп киргән хитай қораллиқ қисимлириниң хәлқимизни ашкара вә йошурун өлтүрүш һәрикитини рәсмий бир террорлуқ һәрикити дәп җакарлаш билән биллә, хәлқимизниң уларға қарши елип барған һәрикәтлирини қанунлуқ қоғдиниш һәрикити дәп қараймиз.”
Зияритимизни қобул қилған мақалә апториму, мақалидә оттуриға қоюлған қарашлириниң бәзилиридә йәңгилтәклик қилғанлиқини етирап қилди вә шәрқий түркистан һөкүмитини зораванлиққа чатмиғанлиқини билдүрди.
У, мухбиримизниң “сиз обзорда, ‛шинҗаңдики диний радикалчилар‚ дегән гәпни ишлитипсиз, ‛шинҗаңда диний радикалчилар‚ ниң барлиқини нәдин билдиңиз? хитай мәнбәлиригә асасән шундақ демәкчиму?” дегән соаллириға төвәндикичә җаваб бәрди: “бу нуқтида мени тутувалдиңиз.‛радикал ислам‚ бу бир интайин ениқ ибарә. Мән шинҗаң вә уйғурларни билсәмму, әмәлийәттә ‛радикал исламчилар‚ дәп атилидиған бир кишигиму доқурушуп қалғиним йоқ. У йәрдә, террорлуқ һәрикәтлиригә ишәнгәнләр, террорлуқ елип баридиған гуруппиларни ислам дөлитигә қәдәр қоллайдиғанларму йоқ әмәс. Шундақла диний зулумға қарши, зораванлиқ йоли билән хитай билән җәң қилишни әла билидиған бөлгүнчиләрму бар. Әмма растимни ейтсам ‛шинҗаңдики диний радикалчилар‚ дегән у сөзни ишләтмигән болсам боптикән.”
У йәнә мухбиримизниң “сиз, канадада паалийәт елип бериватқан ‛шәрқий түркистан сүргүндики һөкүмитини зораванлиқ вә террорлуққа ишиниду‚ дәпсиз, буниңға қандақ бир пакит көрситисиз”” дегән соалини төвәндикичә шәрһлиди: “ яқ, яқ, мән ундақ демидим. Мән бир җүмлидә икки нәрсини ипадиләшкә тириштим. Мән бу йәрдә шинҗаңдики диний радикалчилар вә уларниң қериндашлириниң зораванлиққа ишинидиғанлиқини яздим һәмдә әхмәтҗан османниң хитайни торонтода туруп әйибләватқанлиқини оттуриға қойдум. Әмәлийәттә әхмәтҗан османниң канададин сиясий панаһлиқ тилигәнликидин башқа, униң тоғрисида һечнәрсә билмәймән.”
Алан давсон, мухбиримизниң “сиз уйғурларниң мустәқиллиқ ғайилирини ‛әхмиқанилик‚ дәпсиз, немигә асасән бундақ бир кәмситиш ибарисини ишлитип қалдиңиз?” дегән соаллириға җаваб берип, хитайдин айрилишни истәшниң һәқиқәтән “әхмиқанилик” болидиғанлиқини қайта тәкитлиди.
У мундақ деди: “шинҗаңдики уйғурлар мустәқиллиқ вә яки хитайдин айрилиш мәқситигә йетәлмәйду. Бу бир күлкилик иш, әмәлийәткә уйғун әмәс. Мәсилән тибәтни алайли, 2016-йилида дунядики һечқандақ бир дөләт тибәтниң хитайдин айрилишиға рухсәт бәрмәйду. Бу бир һәқиқәт.
Мустәқил болуш үчүн өлүш сараңлиқ вә шундақла мустәқил болуш үчүн инсанларни өлтүрүшму охшашла сараңлиқ. Шинҗаңдики уйғурлар дунядики барлиқ мәзлум милләтләргә охшашла йүрәк-бағри дәрд-әләмгә толуп ташқан бир хәлқ, әмма бөлүнүп чиқип кетиш мәсилини һәл қилиш чариси әмәс. Чүнки, у әмәлгә ашмайду.”
Әмма, алан давсонниң бу қарашлири шәрқий түркистан сүргүндики һөкүмити парламентиниң муавин рәиси елияр шәмшидин әпәндиниң күчлүк рәт қилишиға учриди. У, һәр қандақ бир милләтниң мустәқиллиқ ғайисини “әхмиқанилик” дейишкә болмайдиғанлиқини көрсәтти.
Елияр шәмшидин мундақ деди: “шәрқий түркистан сүргүндики һөкүмитиниң вәтән ичи вә сиртида елип бериливатқан қораллиқ һәрикәтләр билән һечқандақ алақиси йоқ, әмма бизниң ғайимиз мустәқиллиқ. Мустәқиллиқ ғайиси дегән әхмәқләрчә ғайә болмайду.”
Өзиниң уйғур мәсилиси һәққидә мутәхәссис әмәсликини билдүргән обзорчи алан давсон елхәт арқилиқ бизгә йоллиған җавабида йәнә мундақ дегән: “террорлуқ һәққидә көп нәрсә билимән. Обзорумда мәркәз қилинған бу икки киши яхши тәтқиқ қилинған. Көп тәрәпләрдин ейтқанда, булар хитай-шинҗаң системисиниң қурбанидур. Әмма улар өз нөвитидә йәнә қәстән адәм өлтүргүчи қатиллардур.”
Алан давсонниң уйғурлар һәққидики мақалиси һәмдә униң юқирида оттуриға қойған қарашлири канададики уйғур зиялийси, “тарим” журнилиниң сабиқ муһәррири камил турсунниңму әйиблишигә учриди. У мәзкур мақалиниң субйектип қарашлар билән толғанлиқи, техичә җинайити бекитилмигән мәһбусларни “гумандар” дәп аташниң техиму мувапиқ болидиғанлиқини билдүрди.
Камил турсун мундақ деди: “ахбарат васитилири езилгән, зулумға учриған мәзлумларниң авази болуши керәк. Бу әқәллий бир қанунийәт, әқәллий бир сават. Хитайға охшаш дөләтләрдә ахбарат һөкүмәтниң йенида, зораванниң йенида туриду. ‛баңкок почтиси‚ му хитайға охшап қалди. Бу икки уйғурниң соти һәр қетим тәрҗиман мәсилиси сәвәбидин кечиктүрүлүватиду, буму бир сәтчилик вә ризаләт. ‛баңкок почтиси‚ техи сот қарар чиқармай туруп бу икки уйғур гумандарни ‛қатил‚ дәп атиған. Буниң өзи бу гезитниң нәқәдәр хитайға охшап қеливатқанлиқини көрситип турупту.”
Алан давсон канадада туғулған болуп, у һазир “баңкок почтиси” гезитиниң ярдәмчи тәһрири болуп ишләйдикән.
У, бизгә йоллиған җавабида йәнә, уйғурларни 40 йилдин бери тонушқа башлиғанлиқи, бир мусулман болуш сүпити билән мусулманларниң зулум тартиватқанлиқиға аит әһвалларға бәк қизиқидиғанлиқи, шу сәвәбтин уйғур вәзийитини яхши өгинишкә тиришқанлиқи, “баңкок почтиси” гезити тәһрир бөлүмидә муһәррир болуп ишләш җәрянда бейҗиңниң бесим сиясити, болупму уйғур елидики зулумға аит мақалиләрни елан қилишқа һәссә қошуп кәлгәнликини билдүрди.