Уйғур зиялийлири хитайниң бу йилқи рамизанлиқ сиясити һәққидә тохталди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2016.06.21
xitayning-ramizanliq-siyasitige-qarshi-birleshme-namayish-2.jpg

Хитайниң рамизанлиқ сияситигә қарши бирләшмә намайиштин көрүнүшләр. 2015-Йили 3-июл, мюнхен. RFA/Ekrem

xitayning-ramizanliq-siyasitige-qarshi-birleshme-namayish-3.jpg

Хитайниң рамизанлиқ сияситигә қарши бирләшмә намайиштин көрүнүшләр. 2015-Йили 3-июл, мюнхен. RFA/Ekrem

xitayning-ramizanliq-siyasitige-qarshi-birleshme-namayish-1.jpg

Хитайниң рамизанлиқ сияситигә қарши бирләшмә намайиштин көрүнүшләр. 2015-Йили 3-июл, мюнхен. RFA/Ekrem

xitayning-ramizanliq-siyasitige-qarshi-birleshme-namayish-4.jpg

Хитайниң рамизанлиқ сияситигә қарши бирләшмә намайиштин көрүнүшләр. 2015-Йили 3-июл, мюнхен. RFA/Ekrem

Көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң 2016-йили рамзанда уйғур диярида йүргүзгән сияситиниң 2015-йилидикидин пәрқи йоқлуқини, әксичә техиму қаттиқлашқанлиқини илгири сүрмәктә.

Муһаҗирәттики уйғурлар наһайити әркин һалда бу йилқи рамизанниму имканлири яр бәргән даиридә көңүллүк өткүзүшкә теришмақта. Роза, коллектип иптар паалийәтлири, тарави намазлири билән муқәддәс диний бурчлирини азадә ада қилишмақта. Җүмлидин германийәниң мюнхен шәһиридә һәр һәптидә 2 күн опчә иптар соруни орунлаштурулуп, мубарәк рамизанниң шәрипи көтүрүлмәктә. Әмма уйғур зиялийларниң қаришичә, уйғур дияридики вәзийәттә башқичә бир сиясий килимат һөкүм сүрмәктә.

Хәлқара мәтбуатлар бу йилқи рамизандиму хитайниң уйғур диярида роза тутушни чәкләш, тарави намазлирини назарәт қилиш, ашханиларни тақашқа йол қоймаслиқ, оқуғучиларниң розисини бузуш, аһалиләрни диний паалийәтләр билән шуғулланмаслиқ әһдинамилиригә қол қоюшқа мәҗбурлаш қатарлиқ тәдбирләрни 2015-йилидикигә охшашла иҗра қиливатқанлиқини тәкитләшти.

Әмма, хитай һөкүмити 2-июн күни шинхуа агентлиқида елан қилған “шинҗаңниң диний етиқад әркинлик әһвали” намлиқ ақташлиқ китабида, уйғур илида 24400 мәсчит, 88 ислам дини җәмийити, 59 бутхана, 227 христиан черкави, 26 католик ибадәтханиси барлиқини тилға елип, бу йәрдики милйонлиған һәр милләт хәлқиниң толуқ диний етиқад әркинликигә игә икәнликини илгири сүргән иди.

Һалбуки, көзәткүчиләрниң қаришичә, “шинҗаңниң диний етиқад әркинлик әһвали” да баян қилинған сәпсәтиләр нәзәрдин сақит қилинғанда, хитайниң 2016-йилидики диний сияситидә қандақтур иҗабий бир өзгириш болғанлиқини тилға алған учур мәнбәси йоқ.

Бу хил қарашни тәстиқлиған уйғур зиялийси пәрһат муһәммиди әпәнди, хитайниң 2016-йили рамзанда йүргүзгән диний чәклимә сияситиниң илгирики йиллардикидинму бәттәр иҗра қилиниватқанлиқини алға сүргүчиләрниң бири. У сөзидә, хитай һөкүмитиниң уйғурларни я иманидин кечишкә, я җандин кечишкә мәҗбурлаватқанлиқини баян қилди.

Р ф а ниң зияритини қобул қилған уйғурлар хитайниң рамзанда йүргүзүватқан чәклимилириниң һәр йилқиға охшаш давам қиливатқанлиқини тилға елишқан иди.

Германийәдики уйғур диний затлиридин турғунҗан алавудунһаҗимму хитай йолға қойған бу хил чәклимиләрниң йәнә бир қатар муқимсизлиқларға сәвәб болидиғанлиқини, хитайниң уйғурларниң узун йиллиқ диний адәтлири вә етиқадиға қарита бир-биридин бимәнә сиясәтләрни йүргүзүватқанлиқини тилға елип, рамзанда ашханиларни тақашқа йол қоймаслиқтәк бәлгилимиләрни қобул қилишниң тәсликини билдүрди.

Мәтбуатлар вә иҗтимаий таратқулар рамизан башлиништин илгири уйғур диярида бир мәйдан тутқун қилиш һадисилириниң йүз бәргәнликини, тор саһиблири, язарлири вә уйғур актиплирини қолға елишниң әвҗ алғанлиқини баян қилишқан иди.

Әркин асия радиосиниң 13-июндики хәвиридә тәкитлинишичә, мисраним ториниң саһиби абабәкри мухтәр, турсунҗан мәмәт, бағдаш ториниң саһиби әкбәрҗан әсәд, бозқир блогиниң саһиби өмәрҗан һәсән қатарлиқ 5 киши 3-ай билән 5-ай арилиқида қолға елинған. Д у қ баянатчиси дилшат ришит 6-июн хәлқара мәтбуатларға бәргән баянатида қәшқәр вә ақсу районлирида рамизанға мунасивәтлик һалда 6-айниң 3-күни аз дегәндә 17 уйғурниң қолға елинғанлиқини әскәрткән.

Германийәдики уйғур зиялийси аблимит турсун әпәнди уйғур илидин өзи игилигән учурларға бинаән, бу йилму хитай даирилириниң тутқун қилиш вә тутқунларға зулум қилиш биләнла чәкләнмәй, уларниң аилә-тавабиатлирини уйғур җамаитидин айрип ташлаш, иқтисадтин айрип ташлаштәк техиму вәһший болған бир түзүмни иҗра қиливатқанлиқини, болупму бу йилқи рамзанда бу хил чәклиминиң һәссиләп күчәйгәнликини баян қилди.

2015-Йили уйғурлар үстидин йүргүзүлгән бу хил бесим сиясити түркийә вә явропада қанчә онмиңлиған түрк вә уйғурларниң һәптиләрчә намайиш қилип етираз билдүрүшигә, мәтбуатларда хитайға қарши чуқанларға сәвәб болған иди.

Бирақ, бу йил д у қ вә уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң мәтбуаттики түрлүк наразилиқ баянлиридин башқа, хитайға қарши һазирға қәдәр хәлқарада өткән йили кәби көрүнәрлик бир һадисә йүз бәрмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.