Ваң хуниңниң “җәнубий шинҗаң сәпири” вә униң арқа көрүнүши

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2024.10.25
wang-huning-ma-xingrui-xoten-bashlanghuch-1024 Хитай мәркизий комитети сиясий биюроси даимий комитетиниң әзаси, хитай мәмликәтлик сиясий кеңишиниң рәиси ваң хуниң (оңдин үчинчи киши) хотән шәһәрлик 12-башланғуч мәктәп барған. 2024-Йили 23-өктәбир, хотән
Xinhua

Хитай мәркизий комитети сиясий биюроси даимий комитетиниң әзаси, хитай мәмликәтлик сиясий кеңишиниң рәиси Ваң хуниң 21-өктәбирдин 24-өктәбиргичә уйғур елиниң қәшқәр вә хотән вилайәтлирини тәкшүрүшкә барған. Уйғур нопуси мутләқ үстүнлүкни игиләп кәлгән бу районларда ваң хуниң, аталмиш милләтләр иттипақлиқини асасий қатламда, мәктәптә вә хәлқниң күндилик турмушида әмәлийләштүрүп, җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини кичикидин башлап балиларниң идийәсигә сиңдүрүп, һәрқайси милләтләрни анарниң данисидәк зич уюштуруш керәкликини көрсәткән. Ваң хуниңниң қәшқәр вә хотәндә милләтләр иттипақлиқини уйғурларниң пүткүл һаятиға сиңдүрүветишни тәкитлиши сәвәбсиз әмәс әлвәттә! чүнки у дәл уйғур ирқий қирғинчилиқиниң биваситә җавабкарлиридин биридур.

Ваң хуниң дегән бу киши уйғур җамаити арисида ши җинпиң, җяң земин, ху җинтав вә дең шявпиң қатарлиқ хитай дөләт рәһбәрлиридәк унчә тонушлуқ әмәс. Һәтта көпинчә уйғурлар ваң хуниңниң ким вә немә қилидиғанлиқи, хитайниң юқири дәриҗилик рәһбәрлик қатлимида қандақ вәзиписи барлиқи, шундақла бу адәмниң уйғур ирқий қирғинчилиқи билән алақисиниң бар яки йоқлуқи һәққидә ениқ бир мәлуматқа игиму әмәс. Әмма дәл бу шәхс хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң йүргүзүлүши вә хәлқарадин йошурулушида әң муһим рол ойниған. Шундақла униң бу қетимқи җәнубий “шинҗаң сәпири” ниң әң асаслиқ сәвәбиму йәнила уйғурлар билән мунасивәтликтур. Бу мунасивәтни биз ваң хуниңниң уйғурлар нопуси әң көп олтурақлашқан қәшқәр вә хотәнгә бериши вә у йәрдә қандақ көрсәтмиләрни бәргәнликидин чүшинәләймиз. Буниң үчүн алди билән ваң хуниң һәққидә азрақ чүшәнчә һасил қилишимизға тоғра келиду.

Ваң хуниң ташқи дуняда ши җинпиңниң әқил көрсәткүчиси Дәп тәриплиниду. Болупму у хитайниң 19-қурултийидин башлап хитай мәркизий комитети сиясий биюроси даимий комитетиниң 7 әзаси қатариға киргән болуп, шуниңдин башлап хәлқарада ваң хуниңға болған диққәт күчәйгән. Әмма ваң хуниңниң уйғур ирқий қирғинчилиқи билән мунасивәтлик болуши, униң 19-қурултайдин башлап юқири рәһбәрлик қатлимиға киргинидин кейин болған иш әмәс әлвәттә. Әмәлийәттә ваң хуниң 90-йиллардин башлапла хитайниң сиясий саһәсидә муһим вәзипиләрни өтәп кәлгән. Йәни Ваң хуниң һәққидики мәлуматлардин қариғанда, у җяң земинға “үчкә вәкиллик қилиш”, ху җинтавға “пәнний тәрәққият қариши” вә 19-қурултайдин кейин ши җинпиңға “ши җинпиңниң йеңи дәвр хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм идийәси” қатарлиқ хас идийәләрни көтүрүп чиқиш мәслиһәтини бәргән.

Әмәлийәттә, ваң хуниң һәққидә йәнә азрақ издинидиған болсақ, униң 80-йиллардики дең шявпиң дәвридиму, хитай сияситидики тәсирини көрәләймиз. Йәни, у чағлар дәл хәлқарада коммунист дөләтләрниң бир-бирләп һалакәткә йүзлиниватқан дәври болуп, сабиқ коммунист дөләтлиридә күчлүк сиясий давалғушлар йүз бериватқаниди. Дуня миқясида көтүрүлгән бу хил демократийәлишиш йүзлиниши уйғурларғиму зор үмидләрни елип кәлгән болуп, уйғурларму өзлириниң хәлқара қанунларда бәлгиләнгән һәқ-һоқуқлири үчүн тинчлиқ күрәшлирини башлиғаниди. Йәни 1985-йили вә 1988-йилидики уйғур оқуғучилар һәрикити дәл бу күрәшләрниң мисаллиридур. Дәрвәқә, һакимийәт бешидики дең шявпиңму бу һадисиләрниң хитай һакимийитиниму ағдуруп кетиш гирдабиға елип беришидин толиму әнсирәватқан вақитлар иди. Һәтта бу вақитта, иқтисадий ислаһатни сиясий ислаһат дәриҗисигә көтүрүш тәләплири хитайлар арисидиму әвҗигә чиққаниди. Ақивәттә, бу әһвал 1989-йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң оттуриға чиқишиға сәвәб болған. Ваң хуниң 1988-йили фудән университетиниң оқуғучилар гезитидә “Заманивилишиш йолидики сиясий рәһбәрлик усули һәққидә издиниш” намлиқ бир мақалә елан қилған болуп, мақалиниң мәркизий идийәси дәл хитайниң шу вақиттики сиясий йөнилишини баш тема қилған. У мақалисидә, хитайниң буниңдин кейинки сиясий йүзлинишиниң демократик түзүмгә әмәс, бәлки мустәбит түзүмгә қарап тәрәққий қилиши керәкликини, шундақ қилғандила иҗтимаий байлиқлардин үнүмлүк пайдилинип, иқтисадни тәрәққий қилдурғили болидиғанлиқини оттуриға қойған. У мәзкур мақалисидә йәнә, мустәбит түзүмниң хитайниң һоқуқ қатлимини бир гәвдиләштүрүп, йәрлик һөкүмәтләргә һоқуқ бериш сәвәбидин келип чиқидиған бөлгүнчилик, чоң сиясий өзгириш қатарлиқ һәрикәтләрниң алдини алғили болидиғанлиқини, демократик заманивилаштурушқа қариғанда, мустәбит заманивилишишниң техиму үнүмлүк болидиғанлиқидәк қарашлирини оттуриға қойған. Ваң хуниңниң 1995-йили фудән университетидин хитай мәркизий комитети сиясий тәтқиқат ишханисиға йөткәлгән болуп, 2002-йили бу ишханиниң мудири болған. Шундақла бу хизмәтни 2020-йилиғичә давам қилған. Хитай мәркизий комитети сиясий тәтқиқат ишханиси болса хитай һөкүмитиниң ички вә ташқи сиясәт пиланлирини ишләпчиқиридиған орган болуп, конкрет ейтқанда бу орган хитай дөләт аппаратиниң қомандани яки әқил амбири һесаблиниду.

Ваң хуниң һәққидики юқириқи учурлардин мәлумки, у хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ сиясәтлириниң истратегийәлик пиланлирини лайиһәлигүчи әң муһим шәхсләрниң биридур. Бу вәҗидин униң хотән вә қәшқәрләрдики зияритиниң уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ сиясәтлири билән бағлинишлиқ болғанлиқиму чүшинишлик. Йәни униң бу бу қетимлиқ сәпиридә қилған сөзлиридин бу нуқтини техиму ениқ көрүп йетәләймиз. Йәни ваң хуниң хотән вилайити кунгаң (昆冈) иқтисад-техника тәрәққият райони вә алақидар карханиларни тәкшүргәндә, “җәнубий шинҗаңниң өзгичә әвзәлликигә игә заманиви кәсип системисини бәрпа қилиш” ни, қәшқәрдики әркин сода синақ райони сода мулазимәт мәркизи, оттура ғәрбий асия хәлқара сода базириға барғанда болса, “шинҗаңниң өзгичә ечиветиш йеңи йолида меңип, хитайниң ғәрбкә ечиветиш базиси бәрпа қилиш” и керәкликини билдүргән.

Ваң хуниң зиярәт қилған аталмиш әркин сода синақ райони сода мулазимәт мәркизи вә оттура ғәрбий асия хәлқара сода базарлири болса, 2000 йиллиқ тарихқа вә қоюқ уйғурчә пураққа игә болған әслидики қәшқәр чоң базириниң чеқиветилиши бәдилигә қурулған базарлардур. Йәни уйғурларниң нәччә миң йиллардин буян ташқи дуня билән сода алақиси арқилиқ иқтисадий тәрәққиятиға асас болған Бу базар, 2022-йили хитайниң мәнпәәти үчүн чеқип ташланған. Демәк, ваң хуниңниң бу йәрдә зиярәттә болуши вә “шинҗаңни өзгичә ечиветиш йолида меңиш” ини тәкитлиши, әмәлийәттә дәл уйғурларниң бу райондики мәвҗутлуқини давамлиқ йоқитишни тәкитләватқанлиқи дәп чүшинишкә болиду.

Ваң хуниң йәнә лоп наһийәсидики равақ будда ибадәтханиси харабиси вә қәшқәр шәһәр пиланлаш сарийиға барғандин кейин болса, җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш, “бәшни қәлбтин етирап қилиш” ни күчәйтиш, иҗтимаий муқимлиқни қоғдашни баштин-ахир биринчи орунға қоюш, шундақла биңтүән билән йәрликниң юғурма тәрәққиятини тезлитишни оттуриға қойған.

Ваң хуниң тилға алған “бәшни қәлбтин етирап қилиш” болса, хитай дөләт кимликини, җуңхуа миллити кимликини, хитай мәдәнийитини, хитай коммунист партийәсини, хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизмни етирап қилиш дегәнликтур. Йәни, уйғурларниң милләт, дин, мәдәнийәт, сиясий вә иҗтимаий һәқ-һоқуқлиридин мәҗбурий ваз кәчтүрүлүштә қоллинилған сиясәтләрниң бири дәл ваң хуниң тәкитлигән “бәшни қәлбтин етирап қилиш” сияситидур. Демәк униң бу йәрдә уйғурларни пүтүнләй ассимилятсийә қилиш һәққидә йолйоруқ көрситиватқанлиқи ашкара. Техиму муһими, у хотәнниң мәсчитлирини яки қәшқәрдики һейтгаһни зиярәт қилмастин, бәлки лоп наһийәсидики будда равиқини вә қәшқәр шәһәр пиланлаш сарийини немишқа зиярәт қилиду?

Әмәлийәттә, уйғур елини, болупму уйғур нопуси әң көп олтурақлашқан җәнубий уйғур елидики уйғур нопусини тарқақлаштуруп азайтиш, хитайниң өткән нәччә он йиллардики әң муһим сиясәтлириниң биридур. Хитайниң бу сиясити бири уйғур елидә йолға қоюлған пиланлиқ туғут сиясити, йәр тәврәшкә чидамлиқ өй селиш намидики коллектип көчүрүш сиясити, йөткәп ишқа орунлаштуруш намидики көчүрүш сиясити қатарлиқларда ениқ гәвдилиниду. Әмма уйғур нопусини хитайлар билән арилаш олтурақлаштурушму, дәл уйғур нопусини азайтиштики муһим сиясәтләрдин бири һесаблиниду. Бундақ арилаш олтурақлишиш қурулушлири дәл шәһәр пиланлаш сарийи тәрипидин лайиһәлинидиғанлиқини һәммимиз билимиз. Демәк, ваң хуниңниң лоп наһийәсидики будда равиқи билән қәшқәр шәһәр пиланлаш сарийиға зиярәткә беришиниң кәйнидә, уйғурларни хитайлаштуруш, қисқиси, қәшқәр вә хотәндики уйғур нопусиниң орнини тез сүрәттә хитай нопусиға алмаштурушни има қиливатқанлиқ дәп чүшинишкә болиду. Йәни ваң хуниң бу йәрдә биңтүән билән йәрликни юғуруветиш сөзини қошуп тилға елишта, дәл уйғурларни биңтүәнниң хитай көчмәнлиригә ассимилятсийә қилдуруветишни тезлитишни нәзәрдә тутқан дейәләймиз.

 Хуласилигәндә, ваң хуниң хитайниң әң юқири сиясий пиланлирини түзүш орниниң мудири сүпитидә, җяң земин дәвридин тартип, ши җинпиң дәвригичә хитайниң милләтләр сияситиниң биваситә “инженери” дур. Өткән 20-30 йилдики уйғурлар үстидики барлиқ сиясәтләр әмәлийәттә дәл ваң хуниң башчилиқидики хитай сиясий тәтқиқат ишханиси тәрипидин хитай һөкүмитигә тәминлигән болуши мумкин. Бу вәҗидин ваң хуниңниң бу қетим қәшқәр вә хотәндә биваситә зиярәттә болушиму, қандақтур уйғурларниң иқтисадий вә иҗтимаий тәрәққиятини илгири сүрүш яки районни тәрәққий қилдурушни мәқсәт қилған әмәс. Әксичә, уйғурлар үчүн өзи биваситә түзүп чиққан, “хитайчә алаһидиликкә игә ирқий қирғинчилиқ” ниң техиму үнүмлүк йүргүзүлүшигә көрсәтмә бериш, униң бу қетимлиқ “җәнуб сәпири” ниң асасий мәқсити дәп қарашқа болиду.

[Әскәртиш: мәзкур обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
quju-tam-resim-01
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.