“шинҗаң уйғур аптоном райони - шинҗаң уйғур миллитигә хас аптоном райони дегәнликму?” намлиқ видийодики хитай тәшвиқат оюни
2024.02.12

Мәлум болғинидәк, хитайниң йеқинқи йиллардин буян уйғур елидә уйғурларға йүргүзүватқан юқири бесимлиқ сияситини инкар қилип, әксичә уйғурларниң “бәхтияр турмуши” ни “мәдһийәләйдиған” видийолар күнсайин көпәймәктә. Һалбуки, хитай ичи вә хәлқарадики иҗтимаий алақә васитилиридә хитайниң бу хилдики тәшвиқатлирида, уйғурларни “баш рол” қилип, уларни екран алдиға чиқирип сөзлитиштәк син көрүнүшләрниң асасий салмақни игилиши билинмәктә.
Өзини “хотәнгүл” дәп атиған бир уйғур қизниң өзиниң шәхсий “довйин” суписи арқилиқ тарқатқан “шинҗаң уйғур аптоном райони_шинҗаң уйғур миллитигә хас аптоном райони дегәнликму?” намлиқ видийо, хитайниң нөвәттики тәшвиқат оюнлириниң ичидики бир типик мисалидур. Мәзкур видийода, “хотәнгүл” исимлик бу уйғур қизи “шинҗаң уйғур аптоном райони җуңгониң ғәрбий шималиға җайлашқан болуп, җуңгодики бәш аз санлиқ милләт аптоном райониниң бири. Әмма бәзиләр шинҗаң уйғур аптоном районини пәқәт шинҗаң уйғур миллитиниң аптоном райони дәп атайду. Бу тоғра әмәс. Шинҗаң уйғур аптоном райони көп милләтлик, көп мәдәнийәтлик вә көп тиллиқ район болуп, бу җайда уйғурлардин башқа йәнә хәнзу, қазақ, моңғул қатарлиқ башқа милләтләрму яшайду” дегән изаһатлар арқилиқ, бәзиләрниң уни қисқартип “уйғур миллити аптоном райони” яки “уйғур миллитигә хас аптоном район” дәп атишиниң “хата” икәнликини тәшвиқ қилған.
“‛шинҗаң уйғур аптоном райони‚ ни қисқартип ‛шинҗаң уйғур миллити аптоном райони‚ дәп атайду! сиз җөйлүватамсиз? мән һечкимниң ‛шинҗаң уйғур миллити аптоном райони‚ дегәнликини аңлап бақмидим. Бу пүтүнләй ‛қаға қақ етәр, өз көңлини хош етәр‚ дегәнликқу?” дегән изаһлима җүмлиләр билән америкадики сиясий көзәтчи илшат һәсән әпәнди өзиниң X (тивиттер) суписида, бу син көрүнүшини һәмбәһирлигән. У радийомизға қилған сөзидә, уйғур елидә һелиһәм уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқини давамлаштуруватқан хитай һөкүмитиниң бу хилдики мәнтиқигә уйғун болмиған сөз оюни арқилиқ, “саманниң астидин су йүгүртүш” һийлисини қоллиниватқанлиқини тилға алди. Илшат һәсән әпәнди, нөвәттә хитайниң уйғурларниң өзлирини сөзлитиш арқилиқ, хитай һөкүмити тәрипидин 1955-йили уйғурларға берилгән қәғәз йүзидики сахта аптономийә- “шинҗаң уйғур аптоном райони” дики “уйғур” аталғусиниң бүгүнки күндә хитай даирлирини биарам қилип, уни йоқитишқа урунуватқанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди.
Җәмий 1минут 41 секунт узунлуқтики мәзкур видийода “хотәнгүл” исимлик бу уйғур қиз, “шинҗаң уйғур аптоном райони” ниң “шинҗаң уйғур миллитиниң аптоном райони” билән охшаш уқумда әмәсликини бирқанчә қетим тилға елип “әскәртиш” бәргән. У йәнә, бу районда һәр қайси милләтләр ара бирлишишниң нормал әһвал икәнлики һәмдә һәр қайси милләтләрниң мәдәнийәт, сәнәт вә тиллириниң толуқ һөрмәткә еришип, тәрәққий қилдурулғанлиқи һәққидә билҗирлиған.
Америкадики хитай анализчи ху пең әпәнди “довйин” да тарқитилған бу видийоға қарита инкас қайтуруп, бу һәқтики пикирлирини аңлармәнләр билән ортақлашти. У, инкасида, “шинҗаң уйғур аптоном райони” ниң әлвәттә уйғурларниң аптономийәлик райони икәнликини, әмма бу сиясий көчмәнләрдин башқа йәнә, у райондики башқа йәрлик милләтләрниң мәвҗутлуқини, сиясий, иҗтимаий, кишилик һоқуқи қатарлиқларни инкар қилмайдиғанлиқини изаһлап өтти. У йәнә, маһийәттә хитайниң “шинҗаң уйғур аптоном райони” дики уйғур қатарлиқ башқа йәрлик милләтләргә һәқиқий “аптономийә һоқуқи” ни берип бақмиғанлиқини әскәртип, хитайниң нөвәттә бу хилдики “сөз оюнлири” арқилиқ уйғурларға йүргүзүватқан мәдәнийәт қирғинчилиқи вә хитайлаштуруш сияситини инкар қиливатқанлиқини баян қилди. У мундақ деди:
“узундин буян, хитай даирилири өзлири қурған аз санлиқ милләтләрниң аптономийәлик районлирида аз санлиқ милләтләрниң һәқиқий аптономийәсини йолға қоймиди. Униң үстигә, йеқинқи йиллардин буян хитай даирилири уйғур районида мәҗбурий ассимилятсийә сияситини йүргүзүп, уларниң тарихи, мәдәнийити, өрп-адити, тил вә динини пүтүнләй вәйран қилип зор бузғунчилиқ елип бериватиду. Әмдиликтә болса, уларни инкар қилишқа урунуп, өзлириниң уйғур районидики юқири бесимлиқ сиясий бастурушлирини, шуниңдәк мәдәнийәт җәһәттики қирғинчилиқини ақлаш һәрикитини зор күч билән күчәйтиватиду. Әмәлийәттә, хитай компартийәси һазирғичә барлиқ милләтләрни кишилик һоқуқидин мәһрум қилип келиватиду. У аз санлиқ милләтләрнила әмәс, хитай пуқралириниму сиясий вә кишилик һоқуқидин мәһрум қалдурмақта. Һалбуки, хитай өзиниң хитайлаштуруш сияситини давамлаштуруп, уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләрни мәҗбурий ассимилятсийә қилип, мәдәнийәт қирғинчилиқи йүргүзмәктә”.
Илшат һәсән әпәнди өзиниң X суписида бу видийони һәмбәһирлигәндә, “ши II ниң җуңхуа империйә тәшвиқат тактикиси күнсери начарлашмақта”, дегән сөз-ибарә билән хитай даирилириниң йеқинқи бир мәзгил ичидә “довйин”, “үндидар” қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда, уйғурларни “нишан” қилған син көрүнүшлүк “васитилик” тәшвиқати арқилиқ өзиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ җинайитини инкар қилишқа урунидиған тәшвиқатлириниң толиму бимәнә вә “сәвийәсиз” икәнликини билдүргән.
“X” суписидики бу видийоға қаритилған инкасларда бәзиләр хитай тәрәптә туруп, бу тәшвиқаттики көз қарашларни қоллиған болса, бәзи инкасларда, хитай компартийәсигә болған наразилиқини билдүргән. У инкасларниң ичидики “җаң сән ли си 8964” намидики “X” қолланғучиси мунуларни язған. “хитай коммунист бандитлири 5 аптономийәниң бири болған уйғур аптономийәсидики уйғурларни җаза лагерлириға солиди. ‛хитай хәлқ җумһурийити‚ төт ялғанни асас қилған сахта вә қанунсиз дөләт, у йеңи шәкилдики қайтидин барлиққа кәлгән қул империйәсидур. Мән, мәдәнийәт, әнәнә яки диндин мәҗбурий шәкилдики ваз кечишкә қошулмаймән. Зораванлиқ астидики бундақ ‛бирлишиш‚ инсанийәткә қарши қилмиштур”.
Мәлум болушичә, хитай даирилири илгириму һәтта уйғур елиниң ичидә “шинҗаң уйғур аптоном райони бирла уйғурларниң аптоном райониму?” дегән соал бойичә пикир қозғаш арқилиқ уйғурларниң бу райондики аптоном һоқуқи йүргүзүш вә йетәкчилик орнини төвәнлитишкә урунған һәм инкар қилған, һәтта кимики уйғурларниң аптоном һоқуқини тәкитлисә уни җазалап кәлгәниди. Әгәр өтмүшкә қайтсақ, бундақ җазалаш 1950-йилларда тунҗи қетим “йәрлик милләтчиликкә зәрбә бериш” һәрикити арқилиқ қаттиқ бир шәкилдә елип берилғаниди.