Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати уйғур елидә өткүзгән “террорлуққа қарши туруш бирләшмә маневири” дин хитайниң уруш тәйярлиқиға бир нәзәр

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2024.08.02
shanghai-hemkarliq-terrorluq-namayish Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин башлап баштин-ахири ‛террорлуққа қарши туруш‚ ни баһанә қилип кәлди, шундақла уни өзлириниң мәвҗудийити вә һакимийәт бихәтәрлики үчүн қоллинип кәлди.
Photo: RFA

24-Июл күни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати уйғур елидә “2024-террорлуққа қарши һәмкарлиқ” намида маневир өткүзди. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң характери нуқтисидин ейтқанда, “террорлуққа қарши туруш” мәзкур тәшкилатиниң қурулушидики әң муһим сәвәбләрниң бири һесаблиниду. Мәзкур тәшкилат террорлуққа қарши һәмкарлиқ орнатқандин буян, бу хилдики маневирларни даим өткүзүп келиватиду. Әмма бу қетимлиқ маневирниң уйғур елидә өткүзүлүши һәқиқәтән тунҗи қетимлиқ һесаблиниду. Адәмни әҗәбләндүридиған йери шуки, бу хил маневир уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири йүз бәргән йилларда әмәс, бәлки нөвәттә хитай “шинҗаңда йиллардин буян бир қетимму террорлуқ вәқәси йүз берип бақмиди” дәп тәшвиқ қиливатқан пәйттә елип берилишидур. Демәк, бу маневирниң уйғур елидә елип берилишиниң кәйнидә башқа бир сәвәбләрниң болғанлиқи айдиң.

Адәттә хитайда йүз бәргән бирәр сиясий мәсилиләр, вәқәләр, йеңи сиясәтләр қатарлиқ түрлүк “йеңилиқлар” үстидә һөкүмәт учур васитилири бурун яки кейин ениқлима сүпитидә бир яки бир қанчә парчә мақалә елан қилиду. Шуниңдәк, бу қетимлиқ һәрбий маневир һәққидиму хитайниң соху торида 25-июл бир апторсиз мақалә елан қилинди. Мақалиниң темисиму “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати бирләшмә маневири кәйнидики һеқиқи мәқсәт немә? ” иди. Дәрвәқә мақалида мәлум аптор бу қетимлиқ маневирниң уйғур елидә өткүзүлүш сәвәби, мәқсити вә бу маневирниң хитай нөвәттә өткүзүватқан башқа маневирлар билән болған мунасивити һәққидә тәпсилий тохталған.

Мақалида, бирләшмә маневир өткүзүлгән нәқ мәйданға нәзәр салғанда, адәмни чөчүтидиған бир мәнзириниң көрүнидиғанлиқи, һәр хил танка вә күрәшчи айропиланларниң шинҗаңниң кәң тупрақлирида һәйвәтлик аваз чиқиришлири, алаһидә қисим әскәрлириниң парашут билән нишанға хатасиз чүшүши қатарлиқларниң киши қәлбигә чүшәндүргили болмайдиған бир хил вәһимә пәйда қилалайдиғанлиқи; шундақла, юқири сиҗиллиқтики тәқлидий урушқа қатнашқан барлиқ тәрәпләр әң илғар һәрбий техника вә тактикиларни намаян қилғанлиқи, террорлуққа қарши разведка қилиш, учур урушидин тартип әмәлий җәңгичә, һәр бир һалқиларниң бир-бири билән зич бағланғанлиқи баян қилинған.

Мақалида йәнә, әмәлийәттә бу қетимлиқ маневирниң пәқәт ноқул мәнидики һәрбий маневир болупла қалмай, йәнә писхикилиқ уруш маневири, һәрбий күчини көрситиш арқилиқ, дуняға шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң һәр қандақ бихәтәрлик тәһдитигә тақабил туруш иқтидариға игә икәнликидәк бир учурни бәргәнлики; бу учурниң муқәррәр һалда “шинҗаңда муқимсизлиқ пәйда қилмақчи болуватқан бир қисим кишиләргә еғир зәрбә” болидиғанлиқини баян қилинған. Демәк, бу маневирниң мәқсити уйғурларла әмәс, бәлки уйғур мәсилисигә көңүл болуватқан, хитайниң уйғурлар үстидики җинайәтлирини әйибләватқан, хитайға ембарго йүргүзүп, хитай иқтисадиға еғир зиян елип келиватқан америка башчилиқидики ғәрб дөләтлири икәнлики ашкара.

Қарайдиған болсақ, хитай бу йил июл ейида ялғуз уйғур елидила әмәс, бәлки башқа әлләр билән бирликтә көп қетим бирләшмә маневир елип барди вә давамлиқ елип бармақчи. Бу һәқтә хитайниң соху торида 30-июл күни елан қилинған бир мақалида техиму ениқ тохталған. “хәлқ азадлиқ армийәси йәр шари характерлик бирләшмә һәрбий маневир өткүзүп, пүтүн дуняға мәйдан җакарлиди!” темисидики бу мақалидиму, риқабәт билән пурсәтниң һәр вақит тәңла мәвҗут болидиған дәврдә, хитай армийәсиниң чегра һалқип, дуняға йүзлиниши дәврниң муқәррәр таллиши болидиғанлиқи дейилгән. Шундақла хитайниң нөвәттики һәрбий күчиниң дуня характерлик уруш қилишқа тамамән шараит һазирлиғанлиқи, мәйли деңиз-окянда, мәйли қуруқлуқ яки һава уруши болсун, хитай армийәсиниң қисқа вақитта әскәр, йемәклик вә уруш қораллирини уруш мәйданиға йөткәш иқтидарини һазирлиғанлиқи, қисқиси, хитайниң нөвәттә дунядики әң күчлүк бир һәрбий қошунға игә дөләт икәнлики баян қилинған.

Дәрвәқә, хитайму июлниң бешида явропа иттипақиниң босуғисида белорусийә билән бирликтә “белорусийә-хитай бирләшмә һәрбий маневири” өткүзүп, натоға һәйвә қилғаниди. Кәйнидинла русийә билән һәмкарлишип, җәнубий деңизда бирләшмә маневир өткүзүп, америкаға күч көрсәтти. Йәни хитай 2024-йили киргәндин буян 9 ға йеқин дөләт билән түрлүк шәкилдики “бирләшмә һәрбий маневир” ларни өткүзди. Һәтта йеқинда хитайниң тәклимакан қумлуқида американиң әң йеңи типтики F35-F22 күрәшчи айропилани, авияматкиси вә японийәниң уруш базиси қатарлиқларниң моделини ясап, уларни бомбардиман қилишни мәшиқ қилғанлиқи ашкариланғаниди.

Юқириқи һадисиләрдин шуниси ениқки, хитайниң уйғур елидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр билән бирлишип елип барған һәрбий маневириниң түп мәқсити “террорлуққа қарши туруш” әмәс, бәлки кәлгүсидә йүз бериш еһтималлиқи болған дуня урушиға тәйярлиқ қилиш. Уйғур елидә елип берилған бу қетимлиқ һәмкарлиқ маневириму, ноқул һалдики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр арисидики һәмкарлиқ әмәс, бәлки хитайни қоллайдиған, хитай билән бирликтә ғәрб дунясиға қарши урушқа қатнишалайдиған дөләтләр арисидики һәмкарлиқ.

Хитайниң бу қетимлиқ йәр шариви һәмкарлиқ маневириниң йәнә бир муһим алаһидилики болса, “учур уруши” дики һәмкарлиқи болуп, бу хил учур һәмкарлиқиниң һәрбий маневирдин орун елиши кишини һәқиқәтән чөчүтиду.

 “учур уруши” дегәнлик әмәлийәттә пән-техника арқилиқ калла ююш, бирликсәп һәрикити елип беришни көрситиду. Хитайниң “учур” ни һәрбий қорал сүпитидә қоллиниши бир йеңилиқ әмәс әлвәттә. Учурни қорал сүпитидә қоллиниш хитайниң дөләт қуруш, мәвҗут болуш вә тәрәққий қилишида таянған “үч қорали” ниң бири дәп қарилиду. Бу үч қорал болса, партийә қошунини зорайтиш, учур арқилиқ калла ююш (бирликсәп қуруш) вә күрәш қилиштин ибарәттур. Хитайниң “учур көрүши” ни хәлқаралиқ бирләшмә һәрбий маневирға елип кириши яхшилиқниң бешарити әмәс әлвәттә. Чүнки хитай бу усулда хитай ичидики хәлқләрдин һалқип өтүп, хитайниң һәмкарлашқучи дөләтләрниң хәлқлиригә калла ююш, улардин пайдилинип ғәрб дөләтлиригә бузғунчилиқ қилиш мәқсәтлирини әмәлгә ашуралайду. Бурун хитай бирликсәп арқилиқ хитай муһаҗирлиридин пайдиланған болсақ, мана әмди хитай билән бирләшмә һәрбий маневир өткүзгән дөләтләрниң пуқралиридинму охшаш усулда пайдилиналайду. У чағда ғәрб дунясиниң юқири пән-техникилирини оғрилаш, демократик түзүлмисини қалаймиқан қилиш, ички урушқа селип қоюшларниң һәммиси хитайниң америка башчилиқидики ғәрб дунясини йеңиши үчүн толиму көп қолайлиқларни яритип бериши тәбиий!

[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.