Хитайниң 2023-йилидики ислаһат пиланида уйғурлар

Обзорчимиз асийә уйғур
2023.01.17
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
shi-jinping-bir-belwagh-bir-yol.jpg Хитай президенти ши җинпиң “бир бәлвағ бир йол” юмилақ үстәл йиғинида. 2017-Йили 15-май, бейҗиң.
AP

“тәңритағ тори” ниң 14-январдики хәвиридин қариғанда, хитай 11-январ иқтисадий ислаһатқа даир бир уқтуруш елан қилған. Уқтурушта, уйғур елини өз ичигә алған шаңхәй шәһири, җяңсу өлкиси, җеҗяң өлкиси, фуҗйән өлкиси, хунән өлкиси, гуаңдуң өлкиси вә чоңчиң шәһири қатарлиқ җайларни “ички вә ташқи содини бир гәвдиләштүрүш синақ райони” қилип бекиткәнлики йезилған. Бу районларниң җуғрапийәлик орнидин қарайдиған болсақ, алдинқи 6 район болса хитайниң деңиз яқиси районлириға мәнсуп болған хитай нопуси зич олтурақлашқан районлардур. Хунән өлкиси билән чоңчиң шәһириму хитай нопусини асас қилған районлар һесаблиниду. Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ сиясәтлири давам қиливатқан бир пәйттә, бундақ бир сиясәтниң оттуриға чиқиши, кишини ойландурмай қалмайду.

Хитай һөкүмити һәр йили декабирниң ахирқи күнлиридә, аталмиш “мәркәзниң иқтисадий хизмәт йиғини” ечип, хитайниң кәлгүси бир йиллиқ иқтисадиға даир сиясәт вә өзгиришләрдин сиртқа учур бериду. 2022-Йили декабирниң 15 вә 16-күнлири ечилған хитайниң мәзкур йиғинида, хитай һөкүмити кәлгүси бир йилда ички еһтияҗни ашурушни асас қилидиғанлиқи үстидә учур бәргәниди. Һалбуки, 11-январда елан қилған иқтисадқа даир ухтурушида ички вә ташқи содини бир гәвдиләштүрүш асас қилинидиғанлиқи сөзләнгән. Демәк, 2023-йили хитайниң пилани ички вә ташқи содини бир гәвдиләштүрүш болиду.

Хәлқара мәтбуатларда хитайда болуватқан бу өзгиришләргә нисбәтән пәрқлиқ қарашлар мәвҗут. Әмма бу қарашлардики бирдинбир ортақлиқ болса, хитайниң “ислаһат вә ишикни ечиветиш сиясити” ни қайтидин йолға қойидиғанлиқидур. Дәрвәқә, хәлқара мәтбуатлар вә көзәткүчиләрниң бу қарашлириға мас һалда, хитай мәтбуатлиридиму, мәзкур һадисини “ислаһат-ечиветишниң 3-нусхиси” дәп тәрипләшмәктә.

У һалда 2023-йили һәқиқәтән уйғур елини өз ичигә алған йеңи бир ислаһат пилани хитайда елип бериламду?

Конкрет қилип ейтқанда, президент трамп дәвридин башланған америка билән хитай арисидики иқтисадий уруш, бүгүнгә кәлгәндә хитайниң ислаһат дәвридә қазанған йүз-абруйлирини йәр билән йәксан қилди. 2001-Йили америкида йүз бәргән “11-сентәбир террорлуқ вәқәси” хитайниң тәрәққиятиға пурсәт елип келиш билән биргә, уйғурларниң хәлқара терроризмға бағлинип, дуняниң көзидин йирақ қелишиға сәвәб болғаниди. Шуниңдин етибарән таки 2016-йили америка-хитай сода уруши йүз бәргәнгә қәдәр, хитай иқтисадий, һәрбий вә дипломатийә җәһәттә күчлинип, һәтта ғәрб демократик қиммәт қарашлириға җәң елан қилиш дәриҗисигә берип йәтти. Әмма уйғурлар үчүн бу дәвр тарихтики әң паҗиәлик қисмәтләр билән толди. Америка билән хитай арисидики сода уруши ақивәттә соғуқ уруш дәриҗисигичә көтүрүлүп, дуня қутуплишиш хәвпигә дуч келип қалғанда, хитайниң тәлийигә вирус апити оттуриға чиқти. Арқидинла русийә украинаға таҗавуз қилип, ғәрб дуняси хитай билән русийәдин ибарәт икки диктатор күчкә бирла вақитта тақабил турушқа мәҗбур болидиған әһвал шәкилләнди. Йәршарилишиш елип кәлгән қулай шараитта хитай иқтисадий пүтүн дуняни өзигә бағлиған болуп, дөләтләрниң хитайдин чәк-чеграни пүтүнләй айриши дәмаллиққа мумкин әмәс иди. Униңға қошулған вирус апити вә украина уруши хитай иқтисадиниң давамлиқ ешишиға бәлгилик шараит һазирлап қоювататти. Дәл мушундақ бир пәйттә хитайдики вирус вабаси ойлимиған йәрдин күчийип, хитайда үч йилға йеқин давам қилған юқум қамалиға сәвәб болди. Бу үч йил уйғурлар үчүнла әмәс, бәлки хитай аһалилири үчүнму қабаһәткә толған йиллар болуп, кишиләр йеқинлиридин, тапқан-тәргинидин бирақла айрилишти. Ишләпчиқириш паләч һалға келип қалған, ишсизлиқ нисбити ашқан, иқтисад чекингән бир дәвр 2022-йили ахири хитайда көрүлди. Болупму “үрүмчи от апити” сәвәблик башланған һөкүмәткә наразилиқ билдүрүш һәрикәтлири, ақивәттә хитайда иқтисадий кризисқа қошулуп, сиясий кризисниң баш көтүрүватқанлиқидин бешарәт бериватқаниди. Өткән йили декабирниң ахири ечилған иқтисадқа алақидар йиғинда, хитай һөкүмити амалсиз иқтисадта чекиниш болғанлиқини тән алған болсиму, лекин сиясий кризисни тилға алмиди. Хитайниң буни тилға алмаслиқи мәсилиниң мәвҗут әмәсликидин дерәк бәрмәйтти әлвәттә.

Демәк, юқириқи әһваллардин қариғанда, хитай иқтисадидила әмәс бәлки сияситидә мәсилә көрүлгәнлики сәвәб “ислаһат-ечиветишниң 3-нусхиси” оттуриға чиққини ениқ. Әмма биз көңүл болидиған мәсилә хитайда ислаһатниң қайта башлиниши болмастин, бәлки буислаһатниң уйғурлар билән болған мунасивитиниң зади қандақ болидиғанлиқидур. У һалда қарап бақайли:

1978-Йили аталмиш 3-омумий йиғиндин кейин, хитайда ислаһат-ечиветиш йолға қоюлидиғанлиқи җакарланди. Һалбуки, уйғурлар иқтисадни тәрәққий қилдуридиған бу пурсәттин хитай тәрипидин қәстән сиқип чиқирилип, биңтуәндин ибарәт бир һәрбий күчниң назарити астиға елинди. Шуниңдин етибарән уйғурлар таки 96-йили елан қилинған аталмиш “7-номурлуқ һөҗҗәт” билән “үч хил күч” төһмити артилғанға қәдәр, васитилик намратлаштурулуш дәврини баштин кәчүрди. 90-Йилиниң ахиридин башлап таки 2010-йилидики аталмиш “1-нөвәтлик мәркәзниң шинҗаң хизмәт йиғини” ечилғанға қәдәр уйғур ели хитайниң деңиз яқиси районлиридики 19 өлкә вә шәһәргә бөлүп берилиш, андин маарип, тил, мәдәнийәт, өрп-адәтлири еғир бузғунчилиққа учраш вә җәмийәттин сиқип чиқирилиш дәврини баштин кәчүрди. 2010-Йилидин тартип уйғурлар ирқий қирғинчилиқ қилиниш басқучиға кирип, таки бүгүнгичә бу қисмәтләрни баштин кәчүрмәктә.

Дәрвәқә, хитайниң ислаһат-ечиветиш дәври уйғурлар үчүн җәмийәттин сиқип чиқирилиш, ассимилятсийә қилиниш вә ирқий қирғинчилиққа учраш дәври болди. У һалда аталмиш ислаһат вә ечиветишниң 3-нусхиси дәп тәрипләнгән хитайниң йеңи ислаһати вә уйғур елиниң бу ислаһаттин орун елиши уйғурлар үчүн немидин дерәк бериши мумкин?

2014-Йили хитай һөкүмити уйғур елини аталмиш “бир бәлвағ, бир йол истратегийәси” ни әмәлийләштүрүштә, ғәрбкә кеңийишниң суписи, муһим қатнаш түгини қилип бекиткән. Шуниңдин етибарән уйғур ели хитайниң деңиз яқиси райони билән явро-асия чоң қуруқлуқини бағлаштики муһим җуғрапийәлик орунға айланған. Хитайниң санаәт ишләпчиқириш линийәсиму, тез сүрәттә уйғур елиға йөткәлгәниди. Болупму 1996-йили йолға қоюлған аталмиш шинҗаңға ярдәм сияситидә, деңиз яқисидики алдин тәрәққий қилған районларниң һәрқайси мәмурий, иқтисадий, маарип, медитсина. . . . . . Қатарлиқ барлиқ орунлири, уйғур елиниң охшаш орунлириға “нишанлиқ ярдәм” беридиған, уйғур елиға ярдәмгә кәлгән мәмурийларға 1-қол башлиқ болуш тәминати вә башқа түрлүк алаһидә имтиязлар берилидиған қилип бекитилгән. Бу вәҗидин уйғур елидә нурғун уйғур мәмурийлар мәмурий орунлардин сиқип чиқирилған, оқуш пүттүргән уйғурлар хизмәтсиз, хизмәттики уйғурлар хизмәттин айрилиш, йөткилиш. . . . . Әһваллири йүз бәргән. Уйғур ели әнә шу хитай өлкисидин ярдәм намида йөткилип кәлгәнләрниң қолиға оңчә қалғаниди. 2010-Йилидин башлап мәзкур сиясәтниң даириси техиму кеңәйтилип, аталмиш “йеңи бир нөвәтлик шинҗаңға нишанлиқ ярдәм сиясити” дейилди. Шундақла деңиз яқисидики 19 өлкә вә шәһәргә уйғур ели бөлүп берилди. Бу қетимқи вәзипә техиму ениқ бекитилип, уйғурлар нопуси зич олтурақлашқан җәнубий уйғур ели хитай өлкилириниң “алдинқи ярдәм нишани” қилип бекитилди. Бу вәҗидин уйғур елидики әң еғир паҗиәләр дәл бу районлардин башлап йүз бәрди. Әң еғир зиянкәшликкә учриғучилар уйғурлар болди. юрт-маканлиридин көчүрүлүш, хитай өлкилиригә йөткилиш, лагерға қамилиш, үч хил күч билән қарилиниш, хитайлаштурулуш. . . . . . Буларниң һәммиси алди билән уйғурлар нопуси зич олтурақлашқан җәнубий уйғур елидә йүз бәрди.

Уйғур елиниң мәмурий һоқуқлири хитайниң деңиз яқиси районлириға өткүзүп берилгәндин кейин, деңиз яқиси райониниң санаәт ишләпчиқириш линийәсини уйғур елиға йөткәш техиму қолайлашқаниди. Болупму аталмиш ғәрбни ечиш сияситидә, хитай һөкүмити “ғәрбниң байлиқ мәнбәсигә шәрқниң техникиси алмаштуруш” намдики сиясәт билән деңиз яқиси районлиридики хитайларниң уйғурларниң байлиқ мәнбәлирини хатирҗәм ечиш вә пайдилинишиға қануний асас һазирлап бәргәниди. Демәк, хитайниң деңиз яқиси районлири билән уйғур елини бағлаш вә деңиз яқисиниң санаәт базисини уйғур елиға йөткәштики мәқсәт ғәрбкә кеңийиш икәнлики ениқ иди. Бу вәҗидин уйғур елини, уйғурлардин тазилаш хитайниң дөләт бихәтәрлики үчүн әң зөрүр хизмәтләрниң биригә айланғаниди.

Он йиллиқ малиманчилиқтин кейинки хитайни сиясий вә иқтисадий кризистин сақлап қалған ислаһат қилтиқи, бу қетимму охшашла хитайни иқтисадий вә сиясий кризислардин сақлап қаларму?

Демәк бүгүн, уйғур елидики иқтисадий тәрәққияттин әң чоң нәпкә еришкүчиләр йәнила деңиз яқиси районлири аһалилиридур. Уйғур елиниң иқтисадий тәрәққияти хитайниң деңиз яқиси райони билән деңиз яқисидин уйғур елиға келип, уйғурларниң барлиқ һәқлирини монопол қилған аталмиш мутәхәсисләр, ишчилар, кадирлар, оқутқучилар, дохтурлар, карханичилар дегәндәк намларда йәрләшкән хитай аһалилириниң мәнпәәтигә мунасивәтлик мәсилә болуп, уйғурлар билән көп алақиси йоқлуқи ениқ. Йәни, бу қетим уйғур елиниң аталмиш “йеңи ислаһат” тики сиртқа ечилидиған районлар қатариға кириши һәргизму уйғур ирқий қирғинчилиқиниң тохтайдиғанлиқи яки уйғурларниң әһвалида өзгириш болидиғанлиқидин әмәс.

Шундақ хуласә қилишқа болидуки, хитай компартийәси һөкүмити иқтисадий вә сиясий кризислардин аман қелиш үчүн аталмиш ислаһатни йолға қоюши мумкин. Әмма униң бу қетим утуқ қазиналиши натайин.

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.