Хитай ақ ташлиқ китаб елан қилип, җәнубий деңиздики “игилик һоқуқи” ни қәтий қоғдайдиғанлиқини җакарлиди

Мухбиримиз ирадә
2015.05.26
wyetnam-maniwer-dengiz-teweliki-305.jpg Вйетнам җәнубий деңизда елип барған һәрбий мәшиқ. 2011-Йили 14-июн.
AFP


Хитай һөкүмитиниң талаш - тартиштики аралларда хәлқара қанунларға хилап һәрикәтлирини күчәйтиши америка вә шуниңдәк игилик һоқуқи күриши қиливатқан башқа дөләтләрни қаттиқ биарам қилмақта. Америка дөләт ишлири министири җон керрий йеқинда хитайға қилған зияритидә америкиниң мәзкур мәсилидики мәйданини ениқ оттуриға қоюп, хитайни хәлқара қанунларға һөрмәт қилишқа чақирған. Бирақ, хитай һөкүмити өзиниң ахбарат вастилирини қоллиниш арқилиқ америкини райондики ишларға арилашмаслиқ һәққидә агаһландурди. Нөвәттә бу икки дөләт ариисидики сөз уруши көзәткүчиләрниң диққитини қозғимақта.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, хитай дөләт ишлири кабенти бүгүн дөләт мудапиәсигә аит ақ ташлиқ китабини елан қилип, хитайниң җәнубий деңиздики “игилик һоқуқи” ни қаттиқ қоғдап, мудапиәлиниш иқтидарини өстүрүп, райондики һәрбий күчини күчәйтидиғанлиқини җакарлиди. Мәзкур ақ ташлиқ китабта хитай йәнә алаһидә қилип, җәнубий деңиздики һоқуқини қоғдаш үчүн һава мудапиә қисимлириниң һәрбий күчини күчәйтидиғанлиқини вә илгирики “өзини қоғдаш характерлик” истратегийидин “қоғдаш вә һуҗум қилиш” тин ибарәт қош хил тактикиға өзгәртидиғанлиқини билдүргән.

Бүгүн йәнә хитай, америка вә шуниңдәк башқа игилик һоқуқи тәләп қиливатқан дөләтләрниң барлиқ чақириқлириға қаримай, талаш - тартиштики деңиз районида қурушни пиланлиған икки данә деңиз маяки үчүн қурулуш башлаш мурасими өткүзгән. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчсии хуа чүнйиң бүгүн буниңға изаһат берип, бу қурулуш райондики чарлаш вә қутқузуш, апәттин сақлиниш, муһит қоғдаш вә деңиз йоли бихәтәрликини капаләткә игә қилиш үчүн селиниду, дегән.

Хитайниң еғвагәр түс алған бу һәрикәтлири хәлқараниң қаттиқ диққитини қозғиди. Хәлқара мәтбуатлар буни америкиға берилгән очуқ агаһландуруш, дәп қариди. Чүнки алдинқи чаршәнбә күни америка мудапиә министирлиқи хитайниң җәнубий деңиздики қирғақ районларни тиндуруп ясап чиққан араллириға қарши өзиниң мәйданини ипадиләш йәни америкиниң хитай җәнубий деңизда илгири сүрүватқан игилик һоқуқини тонумайдиғанлиқини ипадиләш үчүн, бир чарлиғучи айропилан чиқарған иди. Чарлиғучи айропилан бу сүний араллар үстидин учуп өтүватқанда хитай һава мудапиә қисимлири 8 қетим америкиниң айропиланиға сегнал әвәтип, уларни бу территорийидин чиқип кетишкә буйриған.

Хитайниң һөкүмәт авази һисаблинидиған “йәр шари вақти гезити” болса вәқәдин кейин бир мақалә елан қилип, америкини қаттиқ тәнқид қилған иди. Мақалидә “әгәр америка хитайниң җәнубий деңиздики паалийәтлиригә қаршилиқ қилишни давам қилса, у һалда җәнубий деңизда уруштин сақлиниш мумкин әмәс. Биз уруштин янмаймиз” дегәндәк ибариләрни қолланған иди.

Америка дөләт ишлири министирлиқиниң баянатчиси җош ернест бүгүнки баянатида хитайниң ақ ташлиқ китабиға қарита бивастә бир инкас қайтурмиди. Әмма у америкиниң җәнубий деңиз мәсилисидики позитсийисидә қәтий чиң туридиғанлиқини вә америкиниң хитайниң бу райондики барлиқ һәрикәтлирини хәлқара қанунларға асасән елип бериш һәққидә агаһландурушини давам қилидиғанлиқини тәкитлиди.

Бүгүн хәлқара мәтбуатлар бу һәқтики хәвәрләр билән тошуп кәтти. Нурғун мәтбуатлар җәнубий деңизни партлаш алдида туруватқан саәтлик бомбиға охшатти. Америкиниң вақит гезити бу мавзудики мақалисидә, әгәр хитай бу территорийидә арал ясашни давам қилса вә хәлқара җәмийәтму бу мәсилидә кәйнигә чекинмисә, районда тоқунуш чиқишиниң муқәррәрлиқини билдүрди.

Бирақ, йәнә бәзи көзәткүчиләр америка вә хитай һәр икки тәрәпниң уруштин амал бар сақлинидиғанлиқини, буниң үчүн хитайниң америкиниң инкасиниң немә болидиғанлиқини тоғра мөлчәрлиши керәкликини билдүргән. Әнгилийидики телеграф гезитиниң истратегийә мутәхәссиси роберт дуҗариктин нәқил елип көрстишичә, америка - хитай һәр икки тәрәпниң бу мәсилидики позитсийиси қаттиқ. Шуңа бу һава территорийисидә бир тоқунуш болуп қелиш еһтималлиқи йүксәк икән. Роберт дуҗарик бу һәқтә тохтилип : һәр иккила дөләт урушни халимайду. Бирақ бу йәрдә һәр икки дөләтниң қизил сиизиқлири бар. Мән хитайниң америка дегән аҗизлаватқан күч, әгәр биз униң айропиланини етип чүшүрсәк, у кәйнигә чекиниду, дәп қарап қелишидин әнсирәймән” дегән. Америкида чиқидиған “дөләт мәнпәәти” мавзулуқ тор журнилида бу һәқтә елан қилинған мулаһизидә “америкиниң әмди җәнубий деңиз мәсилисидә қаттиқ қол болидиған вақти йетип кәлди” дәп көрситилди. Униңда, “хитай талаш - тартиштики аралларда арал ясаш арқилиқ, қарап туруп хәлқараниң көзигә топа чачти” дейилгән вә америка әгәр бу мәсилидики позитсийисидә чиң туруп, буниңға қарши тәдбир алмиса райондики етибариниму йоқитип қойидиғанлиқи баян қилинған.

Йәнә бу тор журнилида елан қилинған “америка буниңға қандақ инкас қайтуруши керәк” мавзулуқ мақалидиму америкиниң бу деңиз райониниң очуқлуқиға капаләтлик қилиши керәклики билдүрүлди. Униңда мундақ дейилгән : америка чоқум бу деңиз территорийисиниң хәлқараға очуқлуқи вә райондики әркин сәпәр қилиш һоқуқидин ваз кәчмәйдиғанлиқини ениқ оттуриға қоюши, бу деңиз райониға өзиниң парахотлирини вә айропиланлирини әвәтип туруши керәк. Ундақ қилмайдикән, бу хитайға “америка хитайниң игилик һоқуқини тонуйду” дегән хата сегнал берип қойиду. Америка бу позитсийисини күчәйтиш үчүн райондики һәрбий мәвҗутлуқини күчәйтиш керәк. Шуниң билән бир вақитта райондики хитайға қарши башқа дөләтләрниму қоллашни күчләндүрүшимиз керәк.

Бу һәқтә елан қилинған мулаһизиләрдә көзәткүчиләр бирдәк, америкиниң чоқум хитайни бу мәсилидә хәлқара қанунларға асасән вә дипломатийигә асасән һәрикәт қилишқа көндүрүши керәкликини тәкитләшмәктә. Бәзи көзәткүчиләр, америка ақсарайниң бүгүн хитайниң ақ ташлиқ китабиға дәрһал инкас қайтурмаслиқиниму америкиниң буниңға қандақ инкас қайтуруш һәққидә җиддий ойлиниватқанлиқиниң ипадиси, дәп қариған.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
Қәшқәр тәнтәрбийә мәктипиниң аз дегәндә 8 нәпәр оқутқучисиниң тутқунда икәнлики ашкариланди
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.