Хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә қарап чиқиш йиғинидин кейинки мулаһизиләр

Мухбиримиз ирадә
2013.10.23
qoralliq-saqchi-herbiy-chong-bazar.jpg 5-Июл қанлиқ бастуруштин кейин, хәлқаралиқ чоң базарниң алдида аманлиқ қоғдаватқан қораллиқ һәрбийләр. 2009-Йили 12-июл, үрүмчи.
AFP

22-Өктәбир күни кишилик һоқуқ кеңишидә хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә қарап чиқиш йиғини ечилиштин бурун дуняниң һәрқайси җайлиридики һечқандақ һөкүмәткә қарашлиқ болмиған мустәқил кишилик һоқуқ органлири хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә мәхсус доклатларни тәйярлап чиқип, кеңәш һәйитигә сунған. Бундин сирт йәнә бу тәшкилатлар йиғин ечилиштин бурун кишилик һоқуқ кеңишиниң мутәхәссис вә һәйитигә қарита очуқ баянатларни елан қилип, хитай һөкүмити җаваб беришкә тегишлик мәсилиләрни агаһландуруп өткән.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 22-өктәбир җәнвәдә елан қилған баянатида, б д т ға әза һәрқайси дөләтләрни хитайдики кишилик һоқуқ актиплири вә пикир әркинликини бастуруш һәрикәтлирини сорашқа үндиди. Улар хитай һөкүмитиниң ахбарат органлири вә ахбаратчиларға қиливатқан бесимини, охшимайдиған пикирдики кишиләрни җазалаватқанлиқини вә хитайда қара түрмиләрниң барлиқини инкар қилип келиватқанлиқини билдүрүп, “хитай һөкүмити әзәлдин һәрхил кишилик һоқуқ келишимлиригә наһайити актиплиқ билән қол қоюп кәлгән, әмма уларни иҗра қилишта болса интайин пассип позитсийидә болуп кәлмәктә” деди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишигә йоллиған доклатта төвәндики 5 мәсилини алаһидә оттуриға қойған:

1. Хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ қоғдиғучилириға бесим, тәһдит ишлитиши вә қанунсиз қолға елиш, аварә қилиш вә һәтта қийнаш һәрикити
2. Хитайниң әдлийә системисида қийнаш васитисиниң бирдәк қоллинилиши
3. Ахбаратқа чәклимә қоюш вә уни контрол қилиш
4. Мәҗбурий ғайиб қиливетиш яки қанунсиз қолға елиш вә әмгәк билән өзгәртиш түзүминиң қанунлаштурулуши
5. Уйғур вә тибәт районлирида кәң давам қиливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики

Буниңдин сирт йәнә, хәлқара кәчүрүм тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишигә йоллиған доклатида 2009-йилидики тунҗи нөвәтлик хитай кишилик һоқуқ вәзийитигә қарап чиқиш йиғинидин кейин кишилик һоқуқ хатирисини яхшилаш үчүн қолға чиққудәк бир илгириләш һасил қилалмиғанлиқини билдүрди. Улар, хитай һөкүмитиниң хитайда кишилик һоқуқни қоғдайдиған мустәқил органларниң қурулуши үчүн һечқандақ һәрикәт қилмиғанлиқи вә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ органлири биләнму һечқандақ һәмкарлиқ орнатмиғанлиқи, хитай һөкүмити гәрчә қолға елинғанларниң тутуп турулушиға аит бир қанун турғузған болсиму, әмма у қанунниң әмәлийләшмәйватқанлиқи, йәнә йүзләрчә, һәтта миңларчә кишиниң қанунсиз һалда, ғәйрий -рәсмий орунларда тутуп турулуватқанлиқини шуниңдәк қейин -қистаққа елиниватқанлиқини билдүрди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати йәнә хитайда пуқраларниң пикир әркинлики, йиғилиш -тәшкиллиниш әркинлики вә ахбарат -учур әркинликиниң техиму дәпсәндә қилиниши вә аз санлиқ милләтләрниң дини һәм мәдәний һоқуқлириниң капаләткә игә қилинмайватқанлиқини тәкитлигән. Улар бу темида мәхсус һалда уйғурлар, тибәтләр вә моңғулларниң намлирини әскәртип өткән.

Дәрвәқә, юқиридикидәк тонулған хәлқаралиқ кишилик һоқуқ органлириниң кеңәш һәйитигә йоллиған доклатлирида уйғурларниң нами мәхсус тилға елинипла қалмай, 22-өктәбирдики йиғин күнидиму уйғурларниң нами америка, канада, әнглийә, фирансийә, чех җумһурийити, японийә қатарлиқ дөләтләр тәрипидинму биваситә тилға елинди. Йиғинда америка башчилиқидики ғәрб әллири вә башқа демократик әлләр бирдәк хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини қаттиқ тәнқид қилди. Әмма илгирики хәвиримиздә тилға елип өткинимиздәк, йиғинда хитай һөкүмитиниң шерик дөләтлири вә бир қисим диктатор дөләтләрниң вәкиллири болса хитай һөкүмитиниң иҗралирини мәдһийилиди. Бу дөләтләр пакистан, қазақистан, сәуди әрәбистан, куба, русийә, конго, чили қатарлиқлардин ибарәт иди.

Йиғиндин кейин, кишилик һоқуқ органлири вәкиллири өзлириниң тивиттирдики баянлири вә ахбарат органлириға қилған баянлири арқилиқ бу дөләтләрни тәнқид қилди. Җәнвәдә турушлуқ “б д т ни көзитиш тәшкилати” ниң директори бүгүн ахбаратқа елан қилған баянатида, алдинқи күни өткүзүлгән сәуди әрәбистанниң кишилик һоқуқ хатирисигә қарап чиқиш йиғинида хитайниң сәуди әрәбистанни қоғдиғанлиқини, бүгүнликтә сәуди әрәбистанниңму бу яхшилиққа җавабән хитай һөкүмитини қоғдиғанлиқини нәқил қилип туруп, бу дөләтләрни өз әйибини йошуруш үчүн өз ара тил бириктүрүвалғанлиқини, буниң толиму ечинишлиқ әһваллиқини билдүрди. У хитай һөкүмити вәкиллири йиғинда оқуп өткән доклатниң пүтүнләй ялғанлиқини билдүрүп : “бу пүтүнләй бир ялғанчилиқ, һәқиқәт болса хитай һөкүмити бир нобел мукапати саһиби болған лю шавбони түрмидә тутуп турмақта, бир йерим милярдқа йеқин нопусниң йиғилиш, пикир қилиш вә дини әркинликтин ибарәт әң асасий һоқуқиниму инкар қилмақта, уйғурлар вә тибәтләр шундақла башқа аз санлиқ милләтләрни бастурмақта” деди.

“б д т ни көзитиш тәшкилати” ниң директори йәнә, хитай һөкүмитиниң бу нөвәт кишилик һоқуқ кеңишиниң даимий һәйәт дөләтлиридин болуп сайлиниш еһтималлиқиниму тәнқид қилип, “хитай һөкүмитини дуня кишилик һоқуқ вәзийитини баһалайдиған дөләт қилип қоюш худди түлкини тохуға қаритип қойғандәкла иш” дегән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлири директори софи ричардсонму бүгүн тивиттир торида елан қилған баһасида, хитайда һечқандақ бир қаналниң 22-чесла кишилик һоқуқ кеңишидики йиғинни тарқатмиғанлиқини әскәртип өтти вә шундақла хитай һөкүмити вәкиллириниң түрмидики нобел саһиби лю шавбониң мәсилисини тилға елипму қоймиғанлиқини “номус қиларлиқ бир иш” дәп әйиблиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.