Хитай коммунистлири растинила уйғурларниң мустәқиллиқини қоллиғанму?

Йеңи таңлиқлар телевизийисиниң тор бетидә “хитай коммунистлириниң шинҗаң мустәқиллиқини қоллишиниң сири” намида бир мақалә елан қилинған.
Ихтиярий мухбиримиз ялқун
2012.10.11
qeshqer-kochisi-305.png Қәшқәрдики бир қәдимий көчидин бир көрүнүш
AFP

Мақалидә җяңшиниң руйҗин районида қурулған “хитай совет җумһурийити” ниң асасий қануниниң 14-маддисини вә совет иттипақида нәшр қилинидиған һәқиқәт гезитидә елан қилинған бир мақалидики “советчә коммунистик инқилабниң хитайда ғәлибә қилиши үчүн хитай коммунистлири адәм ишәнгүсиз һәр хил васитиләрни қолланди. Бу васитиләрниң бири, хитайниң чегра районлиридики милләтләрни миллий инқилаб қилишқа, зораванлиқ қилишқа, һәтта земинлири кәң болған уйғур, моңғул, тибәт қатарлиқ милләтләрни хитайдин айрилип мустәқил дөләт қурушқа қутратқулуқ қилди” дегән җүмлиләрни нәқил қилип, хитай коммунистлирини “хитайға асийлиқ қилиш вә хитайни парчилаштәк тарихи җинайәт өткүзди” дәп шикайәт қилиду.

Аптор мақалисидә тилға алған хитай совет җумһурийитиниң асасий қануни 1931-йили җяңшиниң руйҗин районида қурулған хитай совет җумһурийитиниң 1-қетимлиқ вәкилләр қурултийида мақуллинип, 1934-ечилған 2-қетимлиқ вәкилләр қурултийида өзгәртилгән 17 маддилиқ асасий қанун болуп, бу қанунниң 14-маддисида мундақ дейилгән:
“хитай совет һөкүмити хитай чеграси ичидики аз санлиқ милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини вә уларниң хитайдин айрилип мустәқил дөләт қуруш һоқуқини етирап қилиду. Булар уйғур, моңғул, тибәт қатарлиқ хитай чеграси ичидә яшаватқан барлиқ башқа милләтләрни өз ичигә алидиған болуп, булар пүтүнләй өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға, һәтта хитай совет федератсийә һөкүмитидин айрилип чиқип мустәқил болуш һоқуқиға игә. Хитай совет һакимийити, аҗиз азсанлиқ милләтләрниң гоминдаң һәрбий империализминиң бәг-хоҗамлириниң езишидин қутулуп, өз өзигә хоҗа болушиға ярдәм бериду. Хитай совет һакимийити аз санлиқ милләтләрниң мәдәнийити вә тилини тәрәққий қилдурушиға ярдәм бериду.”

Гәрчә, хитай коммунистлири һакимийәтни қолға алғандин кейин юқириқи қанунда тилға елинған мәзмунларниң бириниму әмәлгә ашурмиған, әксичә аз санлиқ милләтләр районлирида хитай коммунистлириниң һамийлиқидики хитай милләтчилириниң һоқуқини тикләп, азсанлиқ милләтләрни, болупму уйғурларни бүгүнкидәк инсан һәқлири әң начар әһвалға чүшүрүп қойған туруқлуқ, йәнә немә үчүн бу мақалидә “хитай коммунистлири шинҗаңниң мустәқиллиқини қоллиған” дегәнгә испат көрситип хитай коммунистлириниң хитай дөлитини парчилимақчи болғанлиқидәк тарихий җинайитини паш қилиду? биз бу соалларға җаваб тепиш үчүн дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйсани зиярәт қилдуқ.

Мақалигә гәрчә “хитай коммунистлириниң шинҗаңни парчилимақчи болғанлиқиниң сири” дәп мавзу қойған болсиму, әмма бешидики бир абзастин башқа қисми пүтүнләй 1945-йили ғулҗида қурулған шәрқий түркистан һөкүмитини вә шәрқий түркистан дөләт армийисини һәмдә совет иттипақиниң бәргән ярдәмлирини тонуштурушқа қаритилған болуп, хитай коммунистлириниң уйғурларниң мустәқиллиқини қоллиғанлиқиға даир башқа һечқандақ пакит көрситилмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.