Мутәхәссисләр: американиң һәрбий қудрити һәр җәһәттин хитайдин зор дәриҗидә күчлүк
2021.11.08
Хитайниң йеқиндин буян түрлүк һәрбий синақлирини, һәрбий паалийәтлирини күчәйтиватқанлиқи хәлқаралиқ ахбаратларда кәң хәвәр қилинди. Униң G20 дөләтләр башлиқлири йиғини ечилиштин аввал “хипәрсоник қорал системиси” йәни хәлқарада “орбита бомба системиси” дәп атилидиған системини синақ қилғанлиқи американиң юқири дәриҗилик һәрбий әмәлдарлири тәрипидин дәлилләнди.
8-Ноябир күни ройтерс агентлиқи елан қилған әң йеңи хәвәрдә болса, хитайниң уйғур елиниң тәклимакан қумлуқида америка деңиз армийәсигә тәвә авиаматкиси вә башқа америка уруш парахотлириға охшитип ясалған моделлар билән уруш мәшиқи қилғанлиқи мәлум болди. Мәксер намлиқ ширкәтниң сүний һәмраһ арқилиқ тартқан сүрәтлирини тәтқиқ қилған мутәхәссисләр хитай армийәсиниң америка авиаматкилириниң моделлири арқилиқ униңға қарши җәң қилишни мәшиқ қилған болуши мумкинликини ейтқан. Америка билән хитай арисида тәйвән мәсилиси сәвәбидин зиддийәт кәскинлишиватқан бир пәйттә хитайниң һәрбий һазирлиқлириниң күчийиши тәбиий һалда униң америкаға қарши уруш тәйярлиқи қиливатқанлиқидәк муназириләрни кәлтүрүп чиқарди.
Америкадики нопузлуқ тәтқиқат органлиридин “ранд тәтқиқат мәркизи” ниң мутәхәсссии сикот һеролд әпәндиниң қаришичә хитайниң юқириқидәк синақлириниң һәммиси ши җинпиңниң хитай армийәсини заманивилаштуруш қурулушиниң бир қисми икән.
“хитай узундин буян хитай армийәсини заманивилаштуруп ислаһ қилишқа тиришиватиду. Улар хитай армийәсиниң истратегийәлик иқтидарини ашурушқа вә шундақла хитай армийәсиниң ядро иқтидари вә көлимини өстүрмәкчи болуватиду. Мән бу синақларни хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң 2050-йилиғичә дунядики илғар сәвийәдә армийә қуруп чиқиш қурулушиниң бир парчиси вә җәряни, дәп қараймән”
Йеқинда америка дөләт мудапиә министирлиқиниң баш штаби болған пентагон, йәни бәш бурҗәклик бина хитайниң һәрбий қудрити һәққидә елан қилған бир мәхсус доклатидиму, хитайниң ядро қораллар базисини тезликтә кеңәйтиватқанлиқини, 2030-йилға барғанда, хитайниң ядро оқ беши саниниң миңға йетиши мумкинликини билдүргәниди.
Сикот һеролдниң қаришичә, хитайниң һәрбий һазирлиқлири диққәт қозғисиму, бирақ у американиң һәрбий җәһәттики қудритигә йетишивелиштин интайин узақта икән. У мундақ деди:
“бу һазирлиқлар америка билән хитайниң һәрбий қудрити арисидики балансни өзгәртәләмду? яқ. Америка үчүн вә американиң земини үчүн буни бир йеңи хирис дәп қарашқа боламду? шундақ. Әмма биз шуниму унтумаслиқимиз керәкки, американиң 1500-3500 гичә болған ядро оқ беши бар болуп, булар хирисни хитай чеграси ичидә тутуп турушқа йетип ашиду. Әлвәттә бу америка қилишни халайдиған иш әмәс, американиң хитайға һуҗум қилиш пилани йоқ. Әмма америка билән хитайниң бир-биригә пәйда қиливатқан тәһдитиниң дәриҗисини селиштуримиз десәк, у һалда биз бу иқтидарға 0-100 гичә номур қоюп бақайли, хитай орбета бомбардиман системисини ишқа кириштүргән тәқдирдә, бәлким униң иқтидари 15-20 пирсәнткә өрлиши мумкин. Әмма америка 1960-йиллардила 100 пирсәнткә йетип болған.”
Мәлум болушичә, америка қуруқлуқ армийәси, һава армийәси, деңиз армийәси, ядро қудрити қатарлиқ һәр җәһәттә хитайдин үстүн болуп, хитай пәқәт қуруқлуқ армийә әскириниң сани җәһәттә америкадин үстүн туридикән. Мәсилән, америка мудапиә минситирлиқиниң хитай һәққидики доклатида көрситилишичә, хитайниң қуруқлуқ армийәси дунядики әң чоң қуруқлуқ армийә болуп, униң 915,000 актип вәзипә өтәватқан әскири бар болса, американиң болса 486,000 нәпәр икән. Бирақ хитайниң қуруқлуқ армийә әскәрлири көпинчә һалларда вақти өткән һәрбий үскүниләрни ишлитидиған болуп, улар заманиви қоралларни ишлитишни билмәйдикән. Заманиви қоралларни ишлитиш үчүн мәшиқ қилишқа еһтияҗлиқ икән. Униң үстигә һазир һәрбий иқтидарда техника үстүн орунда турғанлиқтин, әскәр саниниң көп болушиниң бәк чоң әһмийити йоқ болғачқа, һәр иккила дөләт әскәр санини қисқартишни пиланлимақтикән.
Сикот һеролд әпәндиниң қаришичә, американиң пәқәт ядро күчини нәзәрдә тутқандила хитай техи уни бесип чүшүштин техи бәк узақта икән. У мундақ дәйду:
“американиң қуруқлуқ, һава вә деңиз супилиқ ядро қораллири бар, американиң оттура мусапилик мудапиә системиси бар, балистик башқурулидиған бомбидин агаһландуруш системиси бар. Униң һинди-тинч окянда шерик дөләтлири вә һәрбий базилири бар. Хитай йеңи техникилирини көрситиватиду, бу тәсирлинишкә әрзийду. Биз уни йеқиндин көзитишимиз, диққәт қилишимиз керәк, әмма һошимизни йоқитип өзимизниң һәрбий қудритимизни унтуп қалмаслиқимиз керәк. Хитай немә қилған болушидин қәтийнәзәр, у американиң истратегийәлик қудритиниң орнини өзгәртәлмәйду, у техи һәрқандақ йүз бәргүси кризиста техи американи сәл чағлаш имканиға игә әмәс. Америка һәр җәһәттә һазирниң өзидә вә көргили болидиған келәчәктә хитай армийәсидин зор дәриҗидә қудрәтлик!”
Дәрвәқә, һазир американиң 11 данә ядро енергийәлик авиаматкиси бар болуп, улар адәттики тошуғучиларға қариғанда техиму йирақ мусапини басалайдикән. Уларниң һәр бири 60 яки униңдин артуқ айропилан сиғдуралайдикән.
Хитайниң болса пәқәт лявниң вә шәндуңдин ибарәт икки авиаматкиси бар болуп, уларниң һәр иккиси алдинқи әсирниң 80-йиллиридики совет иттипақи лайиһәлигән кузнетсов типлиқ авиаматкини асас қилип туруп ясалған икән. У адәттики май йеқилғулуқ пар қазанлири билән һәрикәтлинидиған болуп, адәттә 24 дин 36 ғичә күрәшчи айропилан сиғдуралайдикән.