“‛қәғәз йолвас‚ билән ‛җанан әҗдиһа‚ ниң дуняви һөкүмранлиқ талишиши” темисида муһакимә йиғини ечилди

Мухбиримиз әзиз
2017.12.19
qeghez-yolwas-bilen-janan-ejdiha.jpg “‛қәғәз йолвас‚ билән ‛җанан әҗдиһа‚ ниң дуняви һөкүмранлиқ талишиши” темисида ечилған муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2017-Йили 19-декабир, вашингтон.
RFA/Eziz

Америка билән хитайниң дуняви йеңи тәртиптә һөкүмранлиқ орун талишиши барғансери муқимлишиватқан бир пәйттә вашингтон шәһиридики вилсон тәтқиқат мәркизи бу һәқтә муһакимә уюштурди. Муһакимигә тәклип қилинған мутәхәссисләр бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қоюп, буниңдики йүзлинишләр һәмдә тәсәввурларға қарап чиқти.

1950-Йилларда хитай даһийси мав зедоң “америка җаһангирлики -қәғәз йолвас!” дегән һөкүмни оттуриға қойған болуп, шуниңдин кейинки хитай компартийәсиниң түрлүк тәшвиқат буюмлирида бу тәсвир көпләп ишлитилгән иди.

Әмдиликтә болса дуня вәзийитидә йеңи өзгиришләр оттуриға чиқип, “қәғәз йолвас” дәп аталған америка билән өзлирини “әҗдиһаниң пушти” дәп ативалған хитай һөкүмитиниң мунасивитидә йеңи йүзлинишләр оттуриға чиқиватқанлиқи мәлум. Болупму доналд трамп америкиниң йеңи бир нөвәтлик президенти болушниң алди-кәйнидә изчил тәкитләп кәлгән “америка биринчи” шуариниң әмилилишигә әгишип, хитайниң җәнубий хитай деңизида зомигәрлик қилмақчи болуши һәмдә чәтәлләргә хитайниң тәсирини кеңәйтмәкчи болуши билән дуняви йеңи тәртиптә бу икки мәмликәтниң риқабәтчиләрдин болуп қеливатқанлиқи айдиңлашти. Һәрқайси мәтбуатларда бу һәқтики мулаһизиләр қизиқ муһакимә темилиридин бири болуватқан бир пәйттә, 19-декабир чүштин бурун вашингтон шәһиридики “водрув вилсон хәлқара мәркизи” қармиқидики “кисингер институти” мәхсус мушу тема һәққидә муһакимә йиғини өткүзди.
Мәзкур институтниң хадимлиридин санди фо бүгүнки муһакимә йиғиниға риясәтчилик қилди. У алди билән хитай-америка мунасивитидә өткән мәзгилләрдә изчил давам қилип кәлгән өзара мәнәпәәт йәткүзүш асасидики мунасивәткә йеқиндин буян арқиму арқидин “дәз” кетиватқанлиқини, болупму хитай һөкүмитиниң җәнубий деңизда зомигәрлик қилиши һәмдә хитай-америка сода мунасивитидә сүркилиш вәзийитиниң оттуриға чиқиши билән иқлим өзгириши, шималий корейә мәсилиси бир қатар мәсилиләрниң оттуриға чиқиватқанлиқини тәкитләп өтти. У сөзиниң давамида ақ сарай түнүгүн елан қилған “америка қошма штатлириниң 2017-йиллиқ дөләт бихәтәрлик истратегийәси” дә америкиниң йеқин кәлгүсидики тәрәққият мусаписидә хитайниң асаслиқ рәқиб болидиғанлиқи алаһидә әскәртилгәнликини тилға алди.

Сандий фо шу қатарда йеқин кәлгүсидә дуняниң қиммәт қаришини қайси шәкилгә йетәкләш мәсилисидә йеңи хирисларниң оттуриға чиқиватқанлиқини тәкитләп, муһакимигә иштирак қилғучилардин йүн сунни бу мәсилә һәққидә өз қарашлирини оттуриға қоюшқа тәклип қилди. Вашингтон шәһиридики “стемсон мәркизи”ниң шәрқий асия бөлүмидә хитай ишлири бойичә мутәхәссис болуп ишләватқан йүн сун бу һәқтә сөз елип, хитай һөкүмитиниң нәзиридә доналд трамп техи ақ сарайға кирмәй турупла тәйвән президенти сәй йиңвен билән телефонлашқанда хитай-америка мунасивитидики тунҗи “дәз” ниң барлиққа кәлгәнликини тилға алди.

Йүн сунниң пикричә, хитай-америка рәһбәрлири буйил апрелда флорида штатидики маралаго дачисида сөһбәттә болғандин кейин хитай тәрәп америка билән болған мунасивәттә әнәниви һәмкарлиқ мунасивити давамлиқ тәрәққий қилиду, дәп қарашқа башлиған. Әмма аридин узун өтмәйла шималий корейә мәсилиси һәмдә америка-хитай сода мунасивиити түпәйлидин ақ сарайниң хитайни әйиблиши барғансери юғури пәллигә чиққан. Әмма бу йил июн ейидики америка-хитай сөһбитидин кейин америка һөкүмитиниң шималий корейә чегрисидики дәндоң райониға сода чәклимиси қоюши һәмдә тәйвәнгә қорал сетип беришни қарар қилиши бирдәк “доналд трамп билән ши җинпиң оттурисидики ‛шерин ай‚ ниң аяғлашқанлиқиниң бешарити” дәп қаралған.

Әмма униң пикричә, америка президенти доналд трампниң бу йил ноябир ейидики хитай зияритидин кейин икки тәрәп оттурисидики “шерин ай” қайтидин башланған. Шу қетимлиқ зиярәттин кейин америка билән хитай оттурисида ғайәт зор бир сода һәмкарлиқи оттуриға чиққан. Һалбуки бу қетимлиқ “шерин ай”му узақ давам қилмиған. Чүнки шуниңдин узун өтмәйла америка һөкүмити хитайни сода келишимлири саһәси бойичә әйибләшкә башлиған. Бу һал болса ақ сарай түнүгүн елан қилған “а қ ш ниң 2017-йиллиқ дөләт бихәтәрлик истратегийәси” дә толуқ өз әксини тапқан. Буниңда америка һөкүмити хитайни ашкара һалда “америкиниң мәнпәәтигә хирис қилғучи асаслиқ рәқиб” дәп атиған.
Униңдин кейин мәзкур институтниң мудири роберт дәлий сөз алди. У алди билән нөвәттә америка вә хитайниң дуня тәртипидә һөкүмранлиқ талишиш басқучиға өтүватқанлиқини толуқ муәййәнләштүрди. У америка президенти доналд трампниң түнүгүнки нутқида америка билән хитайниң бу хил риқабәткә чүшкәнлики дуняға һөкүмранлиқ қилиш койиға чүшкән “алвасти” билән “пәриштә”ниң елишишидәк бир һаләтни ишарә қилидиғанлиқини тилға алди. Униң қаришида хитайни бу дәриҗидә әйибләшниң һечқанчә зөрүрийити йоқ икән, чүнки хитай һазир иқтисадий җәһәттә йүксәлгән болғачқа тәбиий йосунда америка үчүн “рәқиб” болуп қалған. Бу һал болса америка һөкүмити 18-декабир елан қилған “дөләт бихәтәрлик истратегийәси” дә хитай һөкүмитиниң ташқи сиясәттики барлиқ паалийәтлири “һәрқачан америкиға зиян селишни мәқсәт қилған” дәп хуласиләнгән.

Йиғиндин кейин йүн сүн ханим айрим зияритимизни қобул қилди. Биз хитайдики хәлқ аммисиниң хитай компартийәсигә болған муһәббити барғансери суславатқан шараитта бәзиләрниң “һазир хитай һөкүмити ‛қәғәз йолвас‚ болуп қеливатиду” дәп һөкүм чиқириватқанлиқини, униң бу һәқтә қандақ қарашта икәнликини соридуқ. У бу һәқтә өз қаришини баян қилип, хитай компартийәсиниң йеқинда ечилған 19-қурултийида хитай рәиси ши җинпиңниң өз һоқуқини мутләқ мустәһкәмлигәнликини, шуңа хәлқ аммисиға болған контроллуқниң ши җинпиң дәвридә бошайдиғанлиқиниң һечқандақ бешарити мәвҗут әмәсликини, шуңа хәлқ аммисиниң бу һалда хитайниң тәқдиригә зор тәсир көрситәлишигә бирнәрсә дегили болмайдиғанлиқини алға сүрди.

Шуниңдин кейин муһакимә соруниға кәлгән тиңшиғучилар өзлири қизиққан даирә бойичә соаллар сориди. Лексийә сөзлигүчиләрму бу мәсилиләр һәққидә өз қарашлирини баян қилип өтти.
Йиғинға вашингтон шәһиридики алий мәктәп оқуғучилири вә һәр саһә кишилири қатнашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.