Хитайниң чекидин ашқан милләтчилики қандақ ақивәтләрни елип келиши мумкин?

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.12.03
Бейҗиңдики җиддийчилик, ши җинпиңниң қәсими Хитай рәиси ши җинпиң вә башқа рәһбәрлири хитай компартийәсиниң музейини зиярәт қилғанда компартийәсигә қәсәм қилди. 2021-Йили 18-июн, бейҗиң.
AP

Йеқинда тәйбейда елип берилған нутуқ сөзләш паалийитидә, америка станфорд университети хитай иқтисад вә түзүлмә мәркизиниң алий тәтқиқатчиси, пирофессор шү чеңгаң хитайниң чекидин ашқан милләтчилики вә кишилик һоқуқ дәпсәндичилик қилмишлирини тилға алған. У йәнә, хитайниң нөвәттики иқтисадий киризис мәсилилириниң кәлгүсидә кәлтүрүп чиқиридиған хирислири һәққидә тохталған.

Пирофессор шү чеңгаң (许成钢) 23-ноябир күни тәйбейда “америка-хитай оюни вә хитайниң нөвәттики иқтисадий қийинчилиқи һәққидә” намлиқ темида мәхсус нутуқ сөзлигән. У бу нутқида, әгәр хитай компартийәси чекидин ашқан милләтчиликни йолға қоюп, натсистлар типидики ирқчи системиға айланса, униң “урушқа интайин йеқин” дөләт болуп қелишидин әнсирәйдиғанлиқини тәкитлигән.

Бу қетимлиқ нутқида шү чеңгаң хитайниң нөвәттә дуч келиватқан иқтисадий мәсилилири һәққидә тохталғинида, униң дөләт түзүлмә-қурулма системисини тилға алған. У бу һәқтә мундақ дегән: “хитайда шәхскә чоқунуштәк идеологийәлик аҗизлиқ мәвҗут. Мән хитайниң нөвәттики сиясий системисиниң коммунизмдин милләтчиликкә өзгиришидин қорқимән. Әгәр хитай чекидин ашқан милләтчиликни тәшәббус қилип, уни натсистлар типидики мустәбитликкә айландурса, йәни әгәр хитай бу йолни таллиған тәқдирдә, бу уни урушқа интайин йеқинлаштуриду.”

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқат ишханисиниң директори һенрик шаҗивиски бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә, шү чеңгаңниң сөзлиригә баһа берип мундақ деди:

“мениңчә, бу йәрдә демәкчи болған милләтчилик, йәни униң ейтқинидәк чекидин ашқан милләтчилик, бир дөләтниң мәлум һәрбий һәрикәт елип беришқа тәйярланған яки тәйярланмиғанлиқиниң ипадилиридин биридур. Бу давалғуш иқтисадий шараит сәвәбидин болиду. Һәммимизгә аян болғинидәк, иқтисад хитай хәлқи билән хитай коммунистик партийәси оттурисидики бир бағлиниш болуп, әгәр иқтисад гүллинип хәлқ пул тапса, бу хитай компартийәсиниң хитайни башқуруш һоқуқиға капаләтлик қилиду. Әмма ундақ болмиса, хитай компартийәсиниң һакимийәтни сақлап қелиш арзуси йимирилиду. Мәлумки, ши җинпиңниң тәйвәнни ишғал қилиш нийитини һәммә адәм билиду, бу бәлким бу йәрдики асаслиқ от ялқуни болуши мумкин. Чүнки, хитай дөләт ичидики әндишиләрни түгитиш үчүн, җамаәт пикрини тәйвән мәсилисигә бурап, хитайни бирликкә кәлтүрүшни синап беқиши мумкин. Мениңчә, шү чеңгаңниң мөлчәри шүбһисизки наһайити қорқунчлуқ вә хәтәрлик әһвалдин сигнал бериду.”

Америкадики хитай анализчиси, “бейҗиң баһари” журнилиниң сабиқ баш муһәррири ху пең әпәндиниң қаришичә, хитай компартийәсиниң чекидин ашқан милләтчилики кәлтүрүп чиқиридиған мәсилиләр, нөвәттә пүтүн дунядики демократик дөләтләр ортақ көңүл бөлүшкә тегишлик мәсилә икән:

“мустәбит һөкүмранлар ички җәһәттә чоң аваричиликләргә йолуққанда, улар диққәтни бураш үчүн сиртта уруш қозғайду. Әмма хитайниң нөвәттики вәзийити үчүн елип ейтқанда, бу хил әһвалниң мумкинчилики йоқ. Чүнки хитайниң һазир чә йетәрлик күчи йоқ, шундақла сиртқа қарита уруш қозғашқиму җүрити йоқ. Коммунист хитай бәлким ички қаршилиқ сәвәбидин йимирилиши мумкин. Һалбуки, униң тәйвәнгә һуҗум қилиш еһтималлиқи наһайити йеқин. Йәни, ‛вәтәнни бирликкә кәлтүрүш‚ намида хитайниң тәйвәнгә һуҗум қилишини әң чоң мумкинчилик дәп қараймән. Мениңчә, хитай компартийәсиниң 100 йилдин буянқи диктаторлуқ түзүмини өзгәртиш үчүн хитай хәлқи өзи тиришиши керәк. Қандақ болушидин қәтийнәзәр, пүтүн дуня хитай компартийәсиниң хирисини һес қилди, бу пүткүл әркин дуня дуч кәлгән әң еғир риқабәт. Шуңа биз униңға йетәрлик диққәт қилишимиз керәк.”

Пирофессор шү чеңгаң мәзкур нутқида йәнә мундақ дегән: “әркинлик болмиған системида кишиләрниң иҗадийәт иқтидари боғулиду. Хитайдики пән-техникиниң тез тәрәққий қилишида қолға кәлтүргән мувәппәқийәтлири униң хәлқарадики демократик қурулмилардин қандақ нәп алғанлиқидин айрилалмайду. Әгәр булар бузулса, һәммә ишлар өзгириду.”

Америкида яшаватқан хитай язғучи вә мустәқил обзорчи сәй шеңкүн (蔡慎坤) шү чеңгаңниң сөзлиригә инкас қайтуруп, мундақ деди:

“өткән он нәччә йилда хитайда бир идийә, бир тәлимат яки бир кишиниң дегини һесаб болуп кәлди. Униң үстигә хитайниң илгирики тәрәққияти асаслиқи ғәрбниң техника җәһәттики мевилирини көчүрүш яки әқлий мүлүк һоқуқини оғрилашни асас қилип кәлди. Хитай компартийәсиниң һазирқи түзүми яки ихтисаслиқларни йетиштүрүш әндизиси һәқиқий талант игилирини йетилдүрәлмәйду. У пәқәтла өзигә садиқ қулларни тәрбийәләйду. Шуңа бундақ әһвалда униң пән-техника саһәсидә дуняни йетәклиши мумкин әмәс.”

Шү чеңгаң мәзкур нутқида хитайниң һазирқи иқтисадий вәзийитиниң совет иттипақи йимирилиштин илгирики мустәбит түзүм кәлтүрүп чиқарған вәзийәт билән охшайдиғанлиқиниму оттуриға қойған. У йәнә, тәйвән даирилириниң чоқум хитай компартийәси һәққидә толуқ чүшәнчигә игә болуш керәкликини, хитай компартийәсиниң мустәбит түзүминиң маһийитини ениқ тонуп йетиши керәкликини тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.