Мутәхәссисләр: “хитайниң асасий қануни хитай компартийәсиниң бир қорали” (1)
2022.12.08
Хитай таратқулириниң хәвиригә қариғанда, 4-декабир күни хитайниң аталмиш “асасий қанун күни” болуп, бу мунасивәт билән уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитети “партийә 20-қурултийиниң роһини өгиниш, тәшвиқ қилиш вә изчилаштуруш, асасий қанунда бәлгиләнгән хәлқ вәкиллири қурултийи түзүмидә чиң туруш” темисида тәшвиқат паалийити өткүзгән.
Бу паалийәттә хитайниң асасий қануниниң немә икәнлики, қандақ сиясий принсип вә маддиларни өз ичигә алғанлиқи яки униң әһмийити һәққидә гәп болмиған, пәқәт “хитай компартийәси 20-қурултийиниң роһини әстайидил өгинип вә изчиллаштуруш, ши җинпиңниң сиясий-қанун идийәсини йетәкчи қилишта чиң туруш, партийәниң шинҗаңни қанун бойичә идарә қилиш хизмитидики рәһбәрликини күчәйтиш, шинҗаңни идарә қилиштики йеңи истратегийәсини толуқ вә тоғра изчиллаштуруш” һәққидә тәшвиқат елип берилған.
Мунасивәтлик мәлуматларға қариғанда, хитайниң һазирқи асасий қануни 1982-йил 12-айниң 4-күни ечилған 5-нөвәтлик хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи йиғинда мақулланған. Шуниңдин башлап, хитай һөкүмити 4-декабирни “асасий қанун күни” қилип бекитип, җайлардики һөкүмәт органлири арқилиқ тәшвиқат паалийитини давамлаштуруп кәлгән.
Америкадики сиясий анализчи илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, хитайниң “4-декабир асасий қанун күни” тәшвиқат паалийити учиға чиққан бир бимәнилик. Коммунист хитайда қанун дегән шәкилдила мәвҗут, әмәлийәттә йоқ нәрсә. Хитайниң қанун дәвалғини ғәрбтин қобул қилған сөз болуп, ғәрб әллириниң чүшәнчисидики қанун хәлқниң ирадисигә вәкиллик қилса, хитайдики аталмиш қанун һөкүмдарларниң ирадиси вә буйруқиға вәкиллик қилиду.
Хитай асасий қануниниң 33-маддисида: “хитай хәлқ җумһурийәти пуқралири қанун алдида тәң-баравәр. Дөләт кишилик һоқуққа һөрмәт қилиду вә уни қоғдайду” дейилгән; 35-маддисида: “хитай хәлқ җумһурийәти пуқралириниң сөз әркинлики, мәтбуат әркинлики, йиғилиш, җәмийәт қуруш, саяһәт қилиш, намайиш қилиш әркинлики бар” дейилгән. Һалбуки, америкадики кишилик һоқуқ адвокати тең бявниң қаришичә, хитай һөкүмити бу қанунлириниң биригиму әмәл қилмай кәлгән.
Тең бияв әпәнди 2014-йил елан қилған “хитай асасий қануниниң түзүлмә кәмчилики” намлиқ мақалисидә мундақ дәп язиду: “хитай асасий қануни һәққидә гәп болғанда, кишиләр бу қанунниң 2-қисмидики кишилик һоқуққа аит маддиларни, мәсилән, сөз әркинлики, мәтбуат әркинлики, йиғилиш вә намайиш қилиш әркинлики, диний етиқад әркинлики һоқуқлирини, баравәрлик һоқуқи, сайлам һоқуқи, маарип һоқуқи қатарлиқларни тилға елишиду. Әгәр бир дөләтниң асасий қанунидики кишилик һоқуқ маддилириға асасән униң кишилик һоқуқ әһвалини тәсәввур қилғили болса, хитайни яхши дөләт дейишкә болиду. Әмма пүтүн дуня билидуки, хитай дуня бойичә кишилик һоқуқ әһвали әң начар дөләт. 2007-Йил мән ху җия билән бирликтә “хитайниң олимпек йиғинидин илгирики һәқиқий әһвали” намлиқ бир доклат тәйярлиғанидим, униңда хитайдики кишилик һоқуқ әһвали, йәни әркин сөзлигәнләргә җаза бериш, диний зиянкәшлик, халиғанчә қамаш, халиғанчә қийнаш, мәхпий сақчи, базар башқурғучиларниң зомигәрлики, мәҗбурий өй көчүрүш, мәҗбурий бала чүшүрүш, хитайға мәҗбурий қайтуруш, әдлийә чириклики, кимлик кәмситиши… қатарлиқларни баян қилғанидуқ. 7 Йил өтти, кишилик һоқуқ әһвалида қилчә яхшилиниш болмиди; әксичә, кишилик һоқуқни қоғдиғучилар бастурулди, диний зиянкәшликләр әвҗ алди. Болупму тибәт вә шинҗаңда пуқраларниң һоқуқи вә әркинлики күндин күнгә йоқалмақта”.
Тең бияв әпәнди радийомизға қилған сөзидә мундақ дәйду: “хитайниң асасий қанунида хитай пуқралириниң асасий һоқуқи вә әркинликигә мунасивәтлик бәлгилимләр бар. Мәсилән, сайлам һоқуқи, диний етиқад әркинлики һоқуқи дегәндәк. Бирақ наһайити ениқки, хитай һөкүмити бу қанунға әмәл қилмайду. Йәнә бир җәһәттин, хитайниң асасий қанунида ‛төт асасий пиринсип‚, ‛хитай компартийәсиниң рәһбәрлик һоқуқи‚ дегәндәк нәрсиләр бар, булар асасий қанун роһиға хилап. Хитай һөкүмити асасий қанунни тәшвиқ қилимиз дәйду, әмма немини тәшвиқ қилғинини билгили болмайду. Һәр қандақ дөләттә асасий қанун башқа қанунлардин муһим, орни юқири болиду. Хитай һөкүмити бу тәшвиқат арқилиқ өзини асасий қануниниң һөрмитини қиливатқандәк көрситишкә тиришиду, әмма асасий қанун хитайда һечнемә әмәс, һәммини қарар қилидиғини әмәлийәттә хитай компартийәси, у бир мустәбит һакимийәт”.
Хитайниң асасий қануниға мунасивәтлик учурларға қариғанда, 1988-йил, 1993-йил, 2004-йил ечилған хитай хәлқ қурултийи йиғинлирида асасий қанунға түзитиш киргүзүлгән. 2018-Йил 3-айда ечилған 13-нөвәтлик хәлқ қурултийи йиғинида бу қанунға йәнә түзитиш киргүзүлүп, икки қарар һоқуқ тутуш маддиси әмәлдин қалдурулуп, ши җинпиңниң өмүрлүк һөкүмдар болушиға йол ечип берилгән.
Хитай асасий қануниниң 5-маддисида: “җуңхуа хәлқ җумһурийәти дөләтни қанун бойичә идарә қилип, сотсиялистик қанун дөлити бәрпа қилиду. Һәр қандақ тәшкилат яки шәхс асасий қанун вә қанунда бәлгиләнгән һоқуқтин үстүн туралмайду” дейилгән. Әмма тең бяв әпәндиниң қаришичә, хитайда хитай компартийәсиниң һакиммутләқ орни хитайниң асасий қанунидин үстүн болуп, хитай рәһбәрлири бу қанунни өз ирадиси бойичә халиғанчә өзгәртәләйдикән. У бу һәқтә мундақ деди: “хитайниң асасий қануни сиясий вәзийәткә беқип өзгирип туриду. Һазирқи асасий қанун 1982-йил түзүлгән болсиму, хитай компартийәсидики идеологийәлик өзгириш вә хитай рәһбәрлириниң ирадиси билән көп қетим өзгәртилгән, йәни униңға ‛үчкә вәкиллик қилиш идийәси‚, ‛ши җинпиңниң йеңи дәвр сотсиялизм идийәси‚ дегәндәк нәрсиләр қетилип турған. Шуңа у пүтүнләй бир сиясий қорал. Униң ичидә иҗабий көрүнгән маддиларни улар иҗра қилмайду.”
Илшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, хитайниң асасий қануни әмәлийәттә еқи қәғәз, қариси сияһ бир нәрсә. Ши җинпиң гуруһи өзини ғәрб әллиригә қара гуруһ қилип көрситиштин сақлиниш үчүн “дөләтни қанун бойичә идарә қилиш” дегән вевискини есивалған. Ши җинпиңға охшаш мустәбитләр асасий қанунни халиғанчә бузиду вә дәпсәндә қилиду.
Программимизниң иккинчи қисмида, хитайниң асасий қанунида бәлгиләнгән аталмиш миллий аптономийә һоқуқи вә хитай һөкүмитиниң “шинҗаңни қанун бойичә идарә қилиш” дегән нам астида йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайити һәққидә тохтилимиз.