Һәрбий анализчи александир храмчихин: “оттура асия мәмликәтлириниң армийилири хитай вә талипларға зәрбә берәләмду?”

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2013.12.02
nato-afghanistan.jpg 2001-Йилидин буян америка һәрбий қошунлириниң афғанистанға әвәтилгән тарихи диаграммиси. 2012-Йили 2-май.
AFP

Йеқинда русийә вә оттура асия аммиви ахбарат васитилиридә һәрбий анализчи, русийәниң сиясий вә һәрбий анализ институти мудириниң орунбасари александир храмчихинниң “оттура асия мәмликәтлириниң армийилири хитай вә талипларға зәрбә берәләмду?” намлиқ мақалиси елан қилинди.

Мақалиниң дәсләпки қурлиридила униң аптори оттура асиядики бәш дөләтниң ичидин қазақистан армийисиниң хелила күчлүк вә мустәһкәм икәнликини иқрар қилип, барлиқ дөләтләрниң әскәр сани вә қораллиқ күчлири тәркибини атап чиққан.

Қазақистан армийиси қошна дөләтләргә қариғанда хелила “явропалашқан” болуп, иқтисад җәһәттин йетәрлик тәминләнгән. Аптор мундақ дәп язиду:
“буниңдин ташқири, бу йәрдә славян аһалисиниң нисбити хели үстүн, қазақлар өзлириму мәркизий асияниң башқа мәмликәтлири турғунлириға қариғанда азрақ исламлашқан. Шуниңға қаримастин, бәрибир мәлум җәһәттә исламлишиш йүз бериватиду. Бу җәрян хели тез болмисиму, амма мәһкәм раваҗлиниду. Исламлишиш болупму а қ ш вә нато әскәрлири афғанистандин чиқип кәткәндин кейин җиддий тезләйду, андин талипларниң шималға тарилиш еһтималлиқи интайин юқири болуши мумкин.”

Мақалә аптори, биринчидин, өзбекистанни, иккинчидин, хитайни қазақистан үчүн “классик” һәрбий хәвп туғдуруватқан мәмликәтләр сүпитидә көрсәткән. У өзбекистан һакимийәт бешиға исламчилар кәлгән тәқдирдә икки мәмликәт оттурисида чоқум уруш болуши мумкинликини оттуриға қойиду. Әмди қазақистан вә хитай һәққидә тохтилип, у йәнә мундақ дәп язиду:
“қазақистан хитай үчүн кеңийишниң наһайити яхши бир йолидур, сәвәби бу мәмликәт өзиниң аз аһалиси билән интайин чоң территорийини, шундақла тәбиий мәнбәләрниң зор миқдарини игиләп турмақта. Буниңдин ташқири, бейҗиң қазақистанни контрол астиға еливелип, москваға геосиясий ‛шаһ-мат‚ дейәләйду. Бу җәһәттә шу нәрсә ениқки, қазақистан қораллиқ күчлири өзи ялғуз хитай хәлқ азадлиқ армийисигә җиддий қаршилиқ көрситәлмәйду. Шу мунасивәт билән қизиқ бир соал туғулиду: хитай басқунчилиқ қилған тәқдирдә москва астанаға ярдәмгә келәмду? әпсуски, йүз пирсәнт ишәнч билән ‛һә‚ дәп җаваб беришкә болмайду. Шу мунасивәт билән натони хитайға қарши қошумчә бир бихәтәрлик дәп тонуған қазақистан униң билән алақилирини раваҗландурушқа тиришиду. Бу йәрдә астана чоң хаталиққа йол қойиду. Әгәр русийә ярдәмгә келәмду? дегән соалға йүз пирсәнт ишәнч билән ‛һә‚ дәп җаваб беришкә болмиса, у вақитта натоға нисбәтән 1000 пирсәнт ишәнч билән ‛яқ‚ дәп ейтишқа болиду. Улар советтин кейинки бошлуқта бүгүнки натониң һәқиқәтәнму немә икәнликини чүшинәлмәйватиду.”

А. Храмчихин оттура асия мәмликәтлири ичидә һәрбий қудрәттә иккинчи орунға өзбекистанни қойиду. У мәмликәттә парихорлуқниң юқири дәриҗидә раваҗланғанлиқини, демократик өктичи күчләрниң бастурулғанлиқини, шу сәвәбтин ислам радикаллириниң, биринчи нөвәттә, “хизбут таһрир” тәшкилатиниң мәвҗут һакимийәткә қарши бирдин-бир реал күч икәнликини илгири сүрсә, әмди “өзбекистан ислам һәрикити” ни иккинчи орунға қойиду. Аптор шундақла болупму чечән вә өзбекләрниң талиплар вә “әлқаидә” сепидә актип һәрикәт қиливатқанлиқини көрситип, келәчәктә талипларниң тарилишида өзбекистанниң интайин аҗиз болуп қелиш еһтималлиқини әскәртиду. Мақалидә ейтилишичә, қирғизистан, таҗикистан вә қазақистан өзбекистанниң пәрғанә вадисидин интайин әнсиримәктә икән, чүнки аһалә зич орунлашқан бу районда, болупму яшлар арисида ишсизлиқниң юқири болуши ислам радикаллириниң тәшвиқлириниң күчийишигә сәвәб болуватмақта. А. Храмчихин пәрғанә вадисида чоң исян йүз беридиған болса, у вақитта буниң пәқәт өзбекистаннила әмәс, бәлки қошна мәмликәтләрниму партлашқа елип келидиғанлиқини, чоң вә күчлүк қазақистан буниңға бәрдашлиқ берәлисиму, башқиларниң гумран болидиғанлиқини илгири сүриду.

Мақалә аптори қирғизистан вә таҗикистан һәрбий күчлириниң интайин начар, ички вәзийитиниңму турақсиз икәнликини, әмди түркмәнистан болса битәрәп мәвқәни тутуп келиватқан болсиму, талиплар тәсириниң болмаслиқиға һечкимниң капаләтлик қилалмайдиғанлиқини тәкитләйду.

Шундақ қилип, мақалә аптори а. Храмчихин оттура асияда мәмликәтләр ичидә вә мәмликәтләр ара тоқунушларниң, шундақла талипларниң, мумкин уларни қоллаватқан пакистан вә пакистанниң истратегийилик иттипақдиши хитай тәрипидин келиватқан ташқи хәвпниңму мәвҗут икәнликини илгири сүриду. У 2014-йилдин кейин талипларниң күчийип, қирғизистан вә таҗикистанниң хәвп астида қелиш мумкинликини тәхмин қилиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.