Көзәткүчи илшат һәсән әпәнди хитай тәрәпдари муһаҗир аблимит садиқниң пикирлиригә баһа бәрди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.02.23
2016.02.23
Австралийәдики хитай тәрәпдари муһаҗир аблимит садиқ мухбиримиз билән өткүзгән сөһбити давамида, уйғур районидики мәсилиләрниң, хитай һөкүмити билән қаршилишиш шәклидә әмәс, һөкүмәткә бойсунуш вә һөкүмәткә мәсилиләрни силиқ йол билән мәлум қилиш арқилиқ һәл болуши керәкликини илгири сүрди, әмма у районда мәсилә оттуриға қоюшниң мумкинчилики болған бирәр йолини көрситип берәлмиди.
Аблимит садиқниң сөзлири үстидә пикир баян қилған америкидики сиясий көзәткүчи илшат һәсән әпәнди аблимит садиқниң хитай билән болған мунасивитини сақлаш үчүн һәқ-наһәқни астин-үстүн қиливатқанлиқини, һәтта раст гәп қилиштин ибарәт әқәллий әхлақ өлчиминиму бир чәткә қайрип қоюп қарисиға җөйлүватқанлиқини билдүрди.