Хитай тәшвиқатчилириға айлиниватқан әҗнәбий “тор тура” саһиблири: мәнпәәтләр вә зәхмәтләр
2021.08.22
Уйғур дияридики ирқий қирғинчилиқниң көплигән пакитлири хәлқараға мәлум болушқа башлиғандин кейин, хитай һөкүмити бу җанлиқ реаллиқни давамлиқ инкар қилишниң әмәлийәттә өзлири үчүн пайдисиз болидиғанлиқини тездин тонуп йәтти. Әнә шу вақитлардин башлап хитай һөкүмитиниң түрлүк сиясәтлирини ақлап, ғәрб дунясиниң қандақ “җаһангирлик” тәбиити барлиқини “паш қилидиған” бир түркүм “тор тура саһиблири” (vloggers) Ғәрб дунясиниң өзидә баш көтүрүшкә башлиди. Уларниң ортақ бир алаһидилики шуки, уларниң һәммиис өз алдиға Йотуб, фейсбок вә тиветтер қатарлиқ таратқуларда мәхсус сәһипә ечип, ғәрб дунясидики ахбарат вастилиридә тилға елиниватқан “уйғур қирғинчилиқи”, “йиғивелиш лагерлири”, “тәрбийәләш мәркәзлири” дегәндәк һадисиләрниң мәвҗут әмәсликини илгири сүргән. Шуниңдәк өзлириниң хитайдики бейҗиң, шенҗен, шиән қатарлиқ шәһәрләрдә яшаватқанлиқини, үрүмчидин қәшқәргичә болған кәң җайларда саяһәттә болғанлиқини, бу җәрянда ғәрб тәшвиқатлирида ейтилған сәлбий һадисиләрниң һечқайсисини көрмигәнликини баян қилиду.
Қизиқарлиқ йери шуки, уларниң хитай һөкүмити мәний қилған, шундақла миңлиған уйғур яшлириниң лагерларға қамилишиға сәвәб болған иҗтимаий таратқу вастилиридин әркин пайдилиниши, хитай тәвәсидә һечқандақ чәклимигә учримиған. Дөләт тәвәлики җәһәттә явропа, шималий америка вә австралийә қатарлиқ охшимиған җайлардин кәлгән бу “тор тура саһиблири” өз тор бәтлиридә хитайда әркин саяһәттә болуш, аҗайип-ғарайип вә таңсуқ хитай таамлиридин йәткүчә һозурлиниш дегәндәк мәишәтлик көрүнүшләрни көпләп тарқитиш арқилиқ хитайниң әмәлийәттә җәннәт кәби макан икәнликини алға сүргән. Сәмимийлик, растчиллиқ вә адиллиқ асасидики маарип тәрбийиси, аилә тәрбийиси вә җәмийәт муһитида өсүп йетилгән бу яшларниң қандақ болуп хитай һакимийитиниң алдамчилиқ механизиминиң тәркибий қисмиға айлинип қелиши һәққдә сөз болғанда америкадики мустәқил анализчи илшат һәсән әпәнди буниңда һәддидин зиядә саддилиқ, ачкөзлүк вә нәпсанийәтчилик қатарлиқ көплигә амилларниң юғурулуп кәткәнликини тәкитләйду.
Бу хилдики әҗнәбий тор тура саһиблириниң “шинҗаңда йиғивелиш лагерлири мәвҗут әмәс”, “ирқиий қирғинчилиқ болуватиду, дегәнләр ялған” дегәндәк мәзмундики қисқа видйолири йотуб қаналлирида уларниң көрүлүш қетим санини шиддәт билән ашурған. Бәзи анализчилар бу санниң шиддәтлик ешип кетиши һәққидә гуманларни қиливатқан болсиму, техиму зор сандики мутәхәссисләр нөвәттә хитай һөкүмитиниң иқтисадий вастилар арқилиқ хитай һөкүмитиниң тәшвиқатлирини “әҗнәбий” зувандин баян қилишниң бир түрлүк ашкариланмиған дөләт сиясити болуп қеливатқанлиқини тәкитләйду. BBC Агентлиқиниң йеқинда елан қилинған бу һәқтики тәпсилий хәвиридиму мушу хил әһваллар алаһидә тилға елиниду. Хәвәрдә ейтилишичә, әнглийәлик ата-бала тор тура саһиблири ле баррет вә оли баррет өзлириниң бир қетимлиқ видийо сөһбитидә “мәркизий хәлқ радийо истансиси” уларниң бу қетимлиқ хитай саяһитигә сәрп болидиған айрупилан белити, ятақ белити вә тамақ хираҗитини үстигә алидиғанлиқини тилға алған. Улар болса буниң бәдилигә хитай ахбаратиниң зияриитни қобул қилип, өзлириниң саяһәт тәсиратини баян қилидиған болған.
Әнглийәлик “йәлтапан әпәнди” (Mr Lightfoot) болса өзиниң бир қетимлиқ видийо баянида “мәркизий телевизийә истансиси мениң бу қетимлиқ хәйнән сәпиримгә көп қолайлиқларни яритип бәрди” дегән. Аридин узун өтмәй BBC агентлиқи униң билән алақилишип, бу һәқтә бир зиярәт өткүзүшни сориғанда, у қәти рәт қилған. Йәнә бир тор тура саһиби баррий җонес ишлигән видийолар хитай башқуришидики “мәркизий телевизийә истансиси” ниң йотуб бетидә елан қилинипла қалмастин, йәнә хитай ташқий ишлар министирлиқиниң “ғәрбтики дүшмән күчләрниң шинҗаң мәсилисини бурмилишиға рәддийә” темисидики бир қетимлиқ мухбирларни күтүвелиш йиғинида мухбирларға “испатлиқ рәддийә” материяли сүпитидә қоюп берилгән. Әҗнәбий тор тура саһиблириниң бу йосунда хитай һөкүмитиниң “қорчақ тәшвиқатчилири” ға айлинип қелишидики иқтисадий амилниң роли тоғрисида сөз болғанда елшат һәсән буниң роһийәт дуняси пүчәк болған бәзи инсанларда көп көрүлидиған һадисиләрдин бири икәнликини тәкитләйду.
Хитай һөкүмитиниң бивастә яки вастилик қизиқтуруш чарилири арқилиқ әҗнәбий тор тура саһиблирини өзигә қаритивелиши һәмдә бу кишиләрниң ағзидин хитай һөкүмитини ақлайдиған баянларниң көпләп берилиши әмилийәттә ғәрб дунясидики бир қисим кишиләрниң хитай һәққидики қарашлирини өзгәртиватқанлиқиму нөвәттә муһим мәсилиләрдин болуп қалмақта икән. Болупму башқиларға қариғанда өз хәлқигә ишиниш әнәниси күчлүк болған ғәрпликләр бу тор тура саһиблириниң баянлирини “һәқиқәт” дәп чүшинип, уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқ, мәҗбурий әмгәк вә туғут контроллуқи қатарлиқ зор мәсилиләрни “төһмәт” қарашқа майил болуп қалидикән. Буниң билән бу хил “чолпанлар” ниң баянлири хитай һөкүмити үчүн ғайәт озр үнүм, уйғурлар үчүн һесапсиз зиянларни пәйда қилмақта икән.
Дәрвәқә, иҗтимаий таратқулардики тор тура саһиблириниң һәммисила мушу хилдики кишиләргә мәнсуп әмәс икән. 2007-Йили өзиниң 26 яшлиқ туғулған күнидә бейҗиңдин үрүмчигә пиядә меңиш сәпирини башлаш билән даңқи чиққан германийәлик тор тура саһиби кристоф рахиг (Christoph Rehage) шу вақитлардин тартип уюр дияридики сиясий вәзийәт һәққидә хитай хәлқигә чүшәнчә беришни муһим нишан қилип кәлмәктә. Униң лав лей дегән хитайчә тәхәллусида “шинҗаңда зади қирғинчилиқ болуватамду?”, “шинҗаңда йиғивелиш лагерлири барму?” дегәндәк видийолири хитай һөкүмитиниң әмәлийәттә учур контроллуқини қайси дәриҗигә йәткүзгәнликини, шуңа һелиғу чәт әлликләр икән, хитай пуқралириниң өзлириму изичл давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқ, мәҗбурий әмгәк, лагирлар қатарлиқ қәбиһликләрни көрүш имканийитигә игә әмәсликини, чүнки хитай компартийәси башқиларниң көрүп қелишини халимиған һәрқандақ шәйини һечкимниң көрүш имканийитигә игә әмәсликини бәкму чүшинишлик шәкилдә баян қилип беридикән.
Мәлум болушичә бу хилдики тор тура чолпанлири нөвәттә көпләп пәйда болуватқан болуп, бу һәқтики мулаһизә вә тәхминләрму көпләп оттуриға чиқмақта икән.