Хитай компартийәсигә қарши кеңийиватқан намайишлар: ши җинпиңниң заваллиқ күни йеқинлаватамду?

Мухбиримиз әзиз
2022.11.29
urumchi-ot-shanghai-namayish Таҗсиман вирус (COVID-19) қамалиға наразилиқ билдүрүп вә үрүмчидә бинаға туташқан от апитидә ойлиридин чиқалмай қаза қилғанларни хатириләп намайиш қиливатқанларни тутқун қиливатқан көрүнүш. 2022-Йили 27-ноябир, шаңхәй.
AFP

Хитай һөкүмити 1989-йили “тйәнәнмен қирғинчилиқи” дин кейин дуч кәлгән бир қетимлиқ әң кәң көләмлик хәлқ намайиши 25-ноябирдин башлап хитайниң һәрқайси чоң шәһәрлиридә, җүмлидин шаңхәй, чоңчиң, гуаңҗу қатарлиқ шәһәрлиридә тушму-туштин башланди. Үрүмчидики “24-ноябир от апити” паҗиәсини пилтә қилған бу намайишларниң әң юқури пәллиси шаңхәйдә оттуриға чиқти. Шу қатарда намайишчи хитайлар “ши җинпиң тәхттин чүшсун! компартийә тәхттин чүшсун!” дәп тунҗи қетим ашкара шоар товлиди.

“вал ситрет журнили” гезитиниң 27-ноябирдики тәһрират мақалисида көрситилишичә, хитайда муһит мәсилиси, йәрлик һөкүмәтләрниң зорлуқ-зомбулуқи яки иқтисадий мәсилиләр түпәйлидин һәр хил көләмдики пуқралар намайиши охшимиған районларда көрүлүп келиватқан болсиму, әмма хитай компартийәсигә вә ши җинпиңға қарши шоарлар бивастә товланған бу хилдики намайиш көрүлүп бақмиған. Йәнә келип изчил түрдә “дуня бойичә әң мукәммәл назарәт системисиға игә болған сақчи дөлити” дәп қарилип келиватқан хитайда хитай компартийәсигә қарши мәнидики һәрқандақ сөз-һәркәтниң бәдили бәкму еғир болидиғанлиқи йиллардин буянқи көплигән тутқун вә бастуруш һәркәтлиридин көпләп мәлум болған. Әнә шундақ мудһиш бәдәлниң сайиси лиңшип туриватқанда миңлиған хитай аммисиниң кочиға чиқип “вирусни нөлгә чүшүрүш” сияситини изчиллаштурушниң чарә-тәдбирлирини бикар қилиш, җүмлидин өлүк һалда иҗра қилиниватқан “қамал чарилири” ни әмәлдин қалдуруш һәққидә ашкара қаршилиқ көрситиши хитай һөкүмитиниң “мукәммәл сақчи дөлити” механизими әмилийәттә һәммигә қадир әмәсликини бивастә һалда көрситип бәргән. Техиму муһими үрүмчидики от апитидә һаятидин айрилғанларниң бирдәк “вирусни нөлгә чүшүрүш” сиясити бойичә өлүк иҗра қилиниватқан қамал тәдбирлириниң қурбани сүпитидә көйүп кәткәнлики, от өчүрүш хадимлириниң вәқә җәрянидики бюрикиратлиқи қатарлиқлар бу хил паҗиәләрниң қамалдики һәммила киши дуч келиши мумкин болған ишлар икәнликини, шундақла вирус юқумиға қарши қамал чарилири түпәйлидин келип чиққан иқтисадий чекинишниң хитайдики нәччә он милйон нопусқа игә оттура тәбиқә қатлимиға қанчилик зиян селивәткәнликини вастилик һалда намайән қилған. Бу һәқтә сөз болғанда “истратегийә вә хәлқара тәтқиқат мәркизи” ниң тәтқиқатчиси брайин харт (Brian Hart) буниң һәқиқәтәнму хитай үчүн зор бир вәқә икәнликини мундақ тәкитләйду:

“дәрвәқә биз һазир, шундақла мушу һәптә ахирида көрүватқан бу мәнзириләр растла аҗайип. Чүнки алди билән бу һал бизгә хитай миқясида бир қетимлиқ омумий хәлқ намайиши болғанлиқини көрситип бәрди. Бундақ һаләт 1989-йилидин буян техи көрүлүп бақмиғаниди. Иккинчидин бу намайишчилар таҗисиман вирусни контрол қилиш чарилиригә вә ши җинпиңға қарши чиққан. Шуниңдәк бу чариләрни вә сиясәтләрни өзгәртишни ашкара тәләп қилған. Мениңчә бу һални өткән 30 йилда задила көрүлүп бақмиған бир әһвал дейишкә болиду”.

Таҗсиман вирус (COVID-19) қамалиға наразилиқ намайиши елип бериватқан намайишчилар, ақ варақ қәғәз тутуп, үрүмчидә от апитидә қаза қилғанларни хатирилимәктә. 2022-Йили 27-ноябир, бейҗиң.
Таҗсиман вирус (COVID-19) қамалиға наразилиқ намайиши елип бериватқан намайишчилар, ақ варақ қәғәз тутуп, үрүмчидә от апитидә қаза қилғанларни хатирилимәктә. 2022-Йили 27-ноябир, бейҗиң.
REUTERS

“блумберг хәвәрлири” ниң 27-ноябирдики обзорида көрситилишичә, хитайда тездин ямраватқан хәлқ намайишлириниң хәлқарада бунчә зор диққәт қозғишидики йәнә бир муһим сәвәб бу һадисиниң хитай рәиси ши җинпиң хитай компартийәсиниң 20-қурултийида үчинчи қетим рәис болуп “сайланған” лиқидин бирәр ай өтүпла башлиниши болған. Болупму ши җинпиңниң “таҗисиман вирусини толуқ контрол қилиш” арқилиқ өзиниң қабил рәһбәр икәнликини намайән қилиш арзуси бир қатар механик чариларни үч йилдин буян қаттиқ қоллуқ билән иҗра қилиш арқилиқ әмәлгә ашқан болсиму, әмма буниң хәлққә қанчилик апәт болғанлиқи “24-ноябир от апити” дин кейин бирақла партлап чиққан. Йәнә келип хитай компартийәси мушу қетимлиқ вирус юқумини контрол қилиш чарилирини дәстәк қилиш арқилиқ “сотсиялизимниң ғәрп демократийәсидин қанчилик илғар икәнлики” ни тәшвиқ қилип кәлгән. Шуниң билән биргә вирус юқумида өлгән кишиләрниң санини йошуруш арқилиқ хитайда вирустин өлгән адәм ғәрп дунясида өлгәнләрдин ғайәт зор дәриҗидә аз икәнликини базарға салған. Һалбуки үч йиллиқ қамал маһийәттә таҗисиман вирусини контрол қилишни әмәлгә ашуралмиған, пәқәт униң тарқилишини мәлум вақит арқиға сүргән. Бу җәрянда ши җинпиңниң “хитай милләтчиликидин илһам алған ғурури” ғәрб дунясиниң ваксинисини импорт қилишни қәтийлик билән рәт қилған. Әмма хитай ишләпчиқарған ваксина бу қетимлиқ вирус юқумида карға кәлмигән. Йәнә келип хитай хәлқиниң омумий иммунет күчиниң қанчилик төвәнлики шунчә ашкара намайән болуватқанда йетәрлик дохтурхана вә үнүмлүк ваксина болмаслиқи хәлқ аммисиниң сәври қачисини толдурған амилларниң бири болуп қалған. Буниң билән ши җинпиңниң “йеңи ераси” һә димәстила патқаққа петип қелиш қисмитигә дуч кәлгән.

CNN Ниң 28-ноябирдики хәвиридә ейтилишичә, шаңхәйдин таки бейҗиңға қәдәр болған җайларда ямраватқан бу хәлқ намайишлири аз дегәндиму 16 шәһәрдә йүз бәргән болуп, булар маһийәттә хитай хәлқиниң хитай компартийәсигә вә ши җинпиңниң рәһбәрликигә болған ғәзәп-нәпритиниң бир қетимлиқ ашкара партлиши һесаплинидикән. Болупму һәрқайси хитай шәһәрлиридики намайишларда намайишчилар һечқандақ хәт йезилмиған сүт рәң қәғәз варақлирини көтүргиничә намайиш қилған һәмдә шу арқилиқ “сөзлигүси бар шунчә көп ишлар болсиму уларниң бирсиниму еғиздин чиқарғили болмайдиғанлиқи” дәк реаллиқни ишарә қилған. Бәзиләр бу һални “ақ қәғәз инқилаби” дәп аташқа башлиған.

CNN Ниң 28-ноябирдики хәвиридә тилға елинған бир өзгичилик шу болғанки, хитай даирилири мәйли үрүмчидә болсун яки бейҗиңда болсун бирдәк бу һални етирап қилмиған. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җав лиҗйән бир қисим мухбирларниң “кәң әвҗ еливатқан намайишлар сәвәбидин нөвәттики вирусни нөлгә чүшүрүш чарилири бикар қилинамду?” дегән соалиға қарита “сиз тилға алған әһвал реаллиқниң инкаси әмәс” дәп җаваб бәргән. Үрүмчидә болса “өсәк сөз тарқатқанлар вә юқумни контрол қилиш чарилиригә қарши туруп җәмийәт тәртивини бузғанларниң қаттиқ җазалинидиғанлиқи” һәққидики сөзләр һөкүмәт баянатидин орун алған. Әнә шу хил реаллиқни көздә тутқан һалда бәзи анализчилар нөвәттики хитай хәлқиниң вирус юқумини контрол қилиш чарилиригә қарши намайишлириниң хитай компартийәси вә ши җинпиңниң һөкүмранлиқини ағдуруп ташлиғудәк қудрәткә игә әмәсликини тәкитләйду. “төпилик” (The Hill) гезитиниң 28-ноябир санида елан қилинған яң җйәнли имзасидики обзорда бу һал алаһидә тәкитлиниду. Шундақла буниң маһийәттә америка һөкүмити үчүн хитайдики пуқравий җәмийәтниң хитай компартийәсигә қарши хәлқ һәркитини қоллаш һәмдә хитай компартийәсини ағдуруп ташлашниң “алтун пурсити” икәнлики ейтилиду. Бу һәқтә сөз болғанда брайин харт нөвәттики әһвалдин қариғанда бу намайишларниң омумий еқимға айлиналиши қийин икәнликини мундақ әскәртиду: “өткән бирнәччә йилда хитай һөкүмити вирусни нөлгә чүшүргәнликини давраң қилип кәлгән болсиму буниңда көплигән гуманлар бар иди. Хитай компартийәси бу тәдбирләрни бир қетимлиқ мувәппиқийәт сүпитидә тәшвиқ қилип кәлгән һәмдә өзлириниң вирусни контрол қилғанлиқиға испат қилған иди. Әмдиликтә бу ишлар ши җинпиң үчүн йеңи бир боюнтуруқ болуп қалди. Әмма униң бу мәсилини қандақ һәл қилиши һәққидә кесип бирнәрсә дегили болмайду. Әмма һәптә ахридики мәнзириләрдин қариғанда ши җинпиң техиму көп хәлқ аммисиниң бу намайишқа әгишип кетишидин сақлиниш үчүн буни қаттиқ қоллуқ билән җимиқтуриветиши мумкин. Шуңа бу намайишлар бәк узун давам қилалмаслиқи мумкин. 1989-Йилидики оқуғучилар һәркитиму пүтүн хитай миқясиға йейилған болсиму аранла икки ай давам қилалиған. Шуңа бу ишларни давамлиқ көзитишимизгә тоғра келиду”.

“вашингтон почтиси” гезитиниң 28-ноябирдики хәвиридә ейтилишичә, хитай һөкүмити тинч шәкилдики бу намайишларни бастурушни башливәткән болуп, нөвәттә қанчилик кишиниң мушу намайишқа бағлинип тутқун қилиниши һәққидә көплигән тәхминләр оттуриға чиқишқа башлиған. Әмма әң муһими бу қетимқи намайишта хәлқниң наразилиқиға чәтәл һакимийәтлири әмәс, бәлки хитай һакимийитиниң өзи сәвәбчи икәнликини хитайларниң билидиғанлиқи ашкара болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.