Хитайниң ислам динини “хитайчилаштуруш” пилани немини көзләйду?
2019.01.08

Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики “җаза лагерлири” мәсилисидә болсун, яки уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрниң диний әркинлики һәм кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидә болсун, ташқи дуняға уни һәрхил васитиләр билән пәрдазлап көрситиш тактикиси изчил давамлишип келиватқан иди.
Һалбуки, ғәрб әллиридики кишилик һоқуқ һимайичилири вә бир қисим сиясийонлар һәрхил тиришчанлиқларни көрситип, хитайниң уйғурларға қаратқан тәқибләш сиясәтлирини давамлиқ тәнқид қилиш арқилиқ, хитайниң бу хил тактикилирини нәтиҗисиз қалдурмақта. Анализчиларниң қаришичә, бултур авғусттики б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң уйғур районидики бир милйондин артуқ уйғур вә башқа милләтләрниң җаза лагерлириға қамалғанлиқиға аит доклати, б д т ирқий айримичилиққа қарши туруш комитетиниң йиғинида мәзкур комитетниң муавин рәиси гай микдодогал ханимниң уйғур тутқунлар һәққидә қилған сөзлири шуниңдәк бир қисим америка һөкүмәт рәһбәрлири вә дөләт мәҗлис әзалириниң хитайға қаратқан тәнқидлири бу тиришчанлиқларниң рошән ипадиси икән.
Гәрчә хәлқара сәһниләрдә юқирида дейилип өтүлгәндәк доклат вә баянатлар көпләп елан қилинип турған болсиму, әмма хитайниң уйғурларға тутқан қаттиқ қол сиясити һечқачан юмшашқа қарап йүзләнмигәнлики оттуриға қоюлмақта. Буниң типик мисали хитайниң йеңидин оттуриға қойған ислам динини “хитайчилаштуруш” қанун лайиһәсидур. Уйғур вә башқа мусулман милләтләрниң шуниңдәк пүтүн дуня мусулманлириниң муқәддәс ислам дининиң хитай һөкүмити тәрипидин “хитайчилаштурулуши” һәрқайси ахбарат васитилириниң қизиқ темисиға айланмақта.
5-январ “әлҗәзирә” ториниң мушу һәқтә ишлигән син көрүнүшлүк хәвиридә бу хил “хитайчилаштуруш” ниң мәзмуни тәпсилий баян қилинған. Хәвәрдә әң аввал хитайниң “йәр шари вақти гезити” дә елан қилинған мунасивәтлик хәвәр нәқил елинған. Мәлум болушичә, хитай даирилири өткән шәнбә күни хитайдики сәккиз ислам җәмийитиниң вәкиллири билән көрүшкән һәм улар билән “исламни сотсиялизмға уйғунлаштуруш вә динниң хитайлаштурулушида елинидиған тәдбирләр” һәққидә пикир бирликигә кәлгәнликини билдүргән. Әмма мәзкур қанун лайиһәсиниң тәпсилий мәзмуни яки ислам җәмийитиниң исимлири тилға елинмиған.
Уйғур дияридики нормал диний паалийәтләрму хитай һөкүмити тәрипидин “әсәбий идийәниң ипадиси” дәп тәбир берилгән болуп, намаз оқуған, роза тутқан, өйидә диний китабларни сақлиған, сақал қойған кишиләр вә яғлиқ чигкән аялларниң “диний ашқунлуқ” ниң тәсиригә учриған дегән намда тутқун қилинғанлиқи мәлум. Улардин бәзилири җаза лагерлириға қамалған болса, бәзилири сәвәбсиз җинайәтләр билән җазаға һөкүм қилинған.
“әлҗәзирә” ториниң хәвиридин мәлум болушичә, хитайниң ислам динини “хитайчилаштуруш” лайиһәси хитайниң ичкири өлкилиригичә кеңәйгән. Буниң мисали йеқиндин буян иҗтимаий таратқуларда тарқилип йүргән хитай сақчилириниң йүннән өлкисидики мәлум бир мәсчитни чақмақчи болғанда, шу йәрлик туңган мусулманлириниң қаршилиқ билдүргәнликигә аит син көрүнүшидур. Син көрүнүшидин мәлум болушичә, туңган мусулманлири билән хитай сақчилар арисида тоқунуш пәйда болған, әмма ахирида шу “тоқунушни пәйда қилған” туңганлар омумйүзлүк тутқун қилинған.
Хитай даирилириниң уйғурларниң миллий мәдәнийити, миллий кимлики вә диний кимликигә қарита тәқибләш вә чәкләшни күчәйтишиниң әмдиликтә уларниң миң йиллардин бери етиқад қилип келиватқан ислам динини “сотсиялизмға уйғунлаштуруш” вә “ислам динини “хитайчилаштуруш” пиланини ишқа ашурмақчи болуши муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилириниму қаттиқ әндишигә салмақта.
Ундақта хитай оттуриға қойған ислам динини “хитайчилаштуруш” дегән зади қандақ бир уқум? америка аләм қатниши идарисиниң оптик инженери, уйғурларниң миллий, иҗтимаий, диний вә маарипи мәсилилиридиму издиниватқан доктор әркин сидиқ әпәнди бу һәқтә сөз қилип: “хитай әгәр очуқ-ашкара ислам динини йоқ қилишни башлиса, мусулман дуняси қозғилип қаршилиқ билдүрүши мумкин. Униң үстигә хитай дуняни алдаш җәһәттә биринчи орунда туриду. Шуңа хитай һөкүмити динни ‛сотсиялизмлаштуримиз‚ дейиш арқилиқ, бу алдамчилиқини давамлаштурмақчи һәм ислам динини йоқ қилиш мәқситигә йәтмәкчи,” деди.
Шу қатарда голландийәдики уйғур паалийәтчи, ислам дини бойичә билим игиси әйса савут қари өзиниң пикир-қарашлирини баян қилди. Униң билдүрүшичә, хитай ислам динини “хитайчилаштуруш” арқилиқ уйғурларниң дини вә миллий кимликини өзгәртишкә урунмақта, әмма бу диний әмәлийәткә уйғун әмәс вә мумкин болмайдиған бир иш икән.
У мундақ дәйду: “хитай һөкүмити көп заманлардин бери ‛динни сотсиялизимлаштуруш‚ тәшвиқатини кишиләрниң идийәсигә аз-тола сиңдүрүп кәлгән иди, һазирға кәлгәндә уни рәсмий қанунлаштурушқа урунуватиду. Мениңчә бу мувәппәқийәт қазиналмайду. Мусулманлар һәрқанчә еғир күндә қалсиму, өзиниң дини билән яшашни үмид қилиду. Униңдин башқа туңган мусулманлириға қарайдиған болсақ, улар гәрчә хитайлар билән мәдәнийәт, тил вә өрп-адәт җәһәттин шундақ йеқин болсиму, лекин уларниң дини уларни хитайдин айрип туруватиду. Уларниму мустәқил һакимийити болмиған, әмма шу дин уларни хитайдин пәрқлиқ тутуватиду. Әмәлийәттә буни шәрқий түркистан хәлқиниң имани синилидиған бир күрәш, дейишкә болиду.”
Бултур ноябирда ечилған б д т ниң “хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини қәрәллик көрүп чиқиш йиғини” да хитай вәкилләр уйғур дияридики диний әркинликниң толуқ қоғдашқа еришиватқанлиқини ейтқан иди. Йиғин ахирлишиши биләнла хәлқарада һәрхил инкаслар бәс-бәстә сәһнигә чиқишқа башлиған.
Шу қатарда кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай бөлүминиң директори софий речардсон ханим ислам әллириниң уйғурлар вәзийитигә инкассиз турувелишини қаттиқ әйиблигән.
“әлҗәзирә” телевизийә ториниң хәвиридиму софий речардсон ханимниң сөзлиригә алаһидә орун берилгән. У сөзидә: “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитайдики кәң көләмлик қийнаш, кишиләрниң күндилик турмуш вә нормал диний паалийәтләрдики һәрхил чәклимиләр шундақла милйондин артуқ уйғур қамалған җаза лагерлири һәққидә нурғун доклатларни елан қилип кәлди. Нөвәттә бирләшкән дөләтләр тәшкилати, ислам кеңиши оргини вә башқа һөкүмәтләрниң хитайдин уйғур районида зиярәттә болушни тәләп қилиши интайин зөрүр. Әгәр дунядики һәрқандақ бир һөкүмәт бир милйон мусулманни тутуп соливалған болса, биз чоқум дөләт хәвпсизлик кеңишидин уларниң мәсулийитини сүрүштә қилинғанлиқини күткән болаттуқ. Мениңчә уйғурларму мушундақ муамилидин бәһримән болуши керәк,” дегән.
Бәзи анализчиларниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң һәқ-һоқуқини қәдәмму-қәдәм дәпсәндә қилиши нурғун дөләтләрниң һәрикәтсиз турувелишидин болған икән. Әйса савут қарим бу һәқтә сөз қилип, “әгәр ғәрб әллиридә исламға қарши бир мақалә йезилса яки бирәри муқәддәс китабимиз болған ‛қурани кәрим‚ ни көйдүримән, дәп тәһдит салса, шәрқ вә асия мусулманлириниң кочилири намайишқа толуп кетиду. Һалбуки, хитай һөкүмити нәччә милйон шәрқий түркистан хәлқини җаза лагерлириға қамап, шуларниң идийәсидин исламни пүтүнләй ююп чиқириветишкә урунуватса, көпинчә мусулман дөләтлиридин инкас чиқмайватиду. Әсли мусулман дөләтлири һәрикәткә келиши лазим иди,” деди.
“әлҗәзирә” ториниң хәвиридә баян қилинишичә, хитайниң юқирида ейтип өткән бәш йилда ислам динини пүтүнләй “хитайчилаштуруш” пиланиниң мәқсити бу динниң ибадәт шәклини хитай билән маслаштурушкән.