Японийә иқтисад гезити: хитайдики аз санлиқ милләтләр немә үчүн һакимийәткә қарши туриду?
2013.11.06

Японийәдә нәшр қилинидиған нопузлуқ гезитләрдин бири болған японийә иқтисад гезити 28-өктәбир хитайниң тйәнәнмендә йүз бәргән аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәсидин кейин изчил түрдә мәзкур гезиттә уйғурларға аит көплигән мақалиләрни елан қилмақта.
Мәзкур мақалиләрдин “хитайдики аз санлиқ милләтләр немә үчүн һакимийәткә қарши туриду?” сәрләвһилик мақалидә 28-өктәбир хитайниң тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән аптомобил вәқәсиниң хитайниң ғәрбидики уйғур аптоном районидики уйғурларға мунасивәтлик икәнлики баян қилинған.
Мақалидә хитайдики аз санлиқ милләтләрниң өз алдиға мустәқил болуш арзусиниң күндин-күнгә ешип бериши билән биргә, хитай һакимийитигә болған өчмәнликиниңму үзлүксиз күчийиватқанлиқи билдүрүлгән.
Мақалидә, хитай дөлитиниң омумий нопусиниң 92% ини хитай миллити игиләйдиғанлиқи, хитайдики аз санлиқ милләт һесаблинидиған 55 милләтниң пәқәтла омумий нопусниң 8% ини игиләйдиғанлиқи көрситилип, хитай миллитини асас қилған хитай компартийисиниң һакимийәт бешида икәнлики баян қилинған.
Мақалидә хитайниң бәш аптоном райониниң бири болған уйғур аптоном районидики уйғурларниң ислам диниға етиқад қилидиған йипәк йолидики түркий милләт икәнлики, уларниң қой гөшидин тәйярланған түрлүк таамлириниң барлиқи шундақла хитай миллитидин пәрқлиқ өрп-адәт вә мәдәнийәтләргә игә болған хәлқләрдин бири икәнлики әтраплиқ чүшәндүрүлгән.
Мақалидә аптор уйғурларниң 8-әсирдин башлапла уйғур падишаһлиқини қуруп өз алдиға һакимийәт сорап кәлгәнликини, әмма 18-әсирдә чиң сулалиси тәрипидин уйғур елиниң ишғал қилинғанлиқидин ибарәт тарихни әслитиш арқилиқ, уйғурларниң йеқинқи заман тарихида қурған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниму тилға елип өткән.
Мақалидә йәнә 1949-йилдин башлап хитай компартийиси уйғур елини тәлтөкүс ишғалийәт астиға елип өз һакимийитини йүргүзүшкә башлиғанлиқини билдүргән.
Мақалидә, хитайдики уйғурларниң үзлүксиз мустәқил дөләт қурушқа интилип келиватқанлиқини, болупму 1991-йилидин башлап оттура асиядики уйғурлар билән қериндаш болған түркий милләтләрниң мустәқил дөләтләргә игә болуши, уйғур елидики уйғурларниң тарихта қурған шәрқий түркистан дөлитини әслигә кәлтүрүш вә қайтидин дөләт қуруш истикини техиму күчәйтип, уларниң өз алдиға мустәқил дөләт қуруштин ибарәт мустәқиллиқ еңини ашуруш билән биргә, буниңға әгишип уйғур елида түрлүк шәкилдики мустәқиллиқ һәрикәтлириниң мәйданға келишигә башлиғанлиқини билдүргән.
Мақалидә аптор, чәтәлдики уйғур мустәқиллиқ һәрикити тәшкилатлиридин шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилатини америка һөкүмитиниң хәлқара террорлуқ тәшкилатларниң тизимликигә киргүзгәнликиниму алаһидә әскәртип өткән.
Мақалидә хитай һөкүмити билән қаршилишиватқан аз санлиқ милләтләрдин тибәтләрму тилға елинип, уларниң хитай һакимийити билән изчил һалда қаршилишиватқанлиқини оттуриға қоюп,буниңға мисал тәриқисидә тибәтләрниң 2009-йилидин башлап елип бериватқан өзини көйдүрүвелиш характерлик қаршилиқ көрситиш һәрикити үстидә қисқичә тохтилип, һазирғичә йәни бу йилниң бешиға қәдәр бу һәрикәттә йүздин ошуқ тибәтликниң өз җенидин айрилғанлиқини билдүргән.
Мақалидә хитай компартийисиниң тибәттики түрлүк бастуруш сиясәтлиригә қаршилиқ билдүрүватқан тибәтләрниң арзуси болса, тибәтниң роһаний даһийси далай ламаниң йетәкчиликидә тибәт буддизмини асас қилған дөләт қуруштин ибарәт икәнликини баян қилған.
Мақалә 1950-йилидин башлап хитай компартийиси билән далай лама арисида өткүзүлгән түрлүк сөһбәтләр вә келишимләргә хитай компартийисиниң қилчә әмәл қилмиғанлиқини, ақивәттә тибәтниң роһаний даһийси далай ламаниң сәргәрдан болушқа мәҗбурланғанлиқини илгири сүргән.
Мақалидә хитайниң хәлқара мунасивәтләрдики дипломатийисидә болсун вә яки дөләт ичидики сиясәтлиридә болсун уйғур, тибәт вә тәйвәнниң мустәқиллиқиға изчил һалда қарши туруп кәлгәнлики тәкитләнгән.
Мақалидә, уйғур аптоном районидин ибарәт хитайниң нефит байлиқи макани болған бу тупрақтики уйғурларниң бу йәрдики байлиқлардин һечқандақ нәпкә игә болмайватқанлиқи, әмма бу земиндики байлиқлардин пайдилинип һәр җәһәттә гүлләнгән хитай миллитиниң иқтисадта уйғурлардин ғайәт зор пәрқлинидиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Ахирида зияритимизни қобул қилған японийәдики уйғур сиясий актиплиридин гүлистан ханим хитай һакимийитигә уйғурларниң немә сәвәбтин изчил һалда қарши туруп келиватқанлиқи үстидә өз қарашлирини баян қилип өтти.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.