Анализчилар: “террорлуққа қарши туруш зәрбидар әтрити” әмәлийәттә хитайниң ирқий қирғинчилиқ қоралидур

Мухбиримиз җәвлан
2021.08.07
Анализчилар: “террорлуққа қарши туруш зәрбидар әтрити” әмәлийәттә хитайниң ирқий қирғинчилиқ қоралидур 2021-Йил 7-айниң 5-күни хитай рәиси ши җинпиң буйруқ имзалап, “қораллиқ сақчи қисим шинҗаң баш әтрити” қармиқидики бир алаһидә әтрәткә “террорлуққа қарши туруш зәрбидар әтрити” дәп нам бәргән.
Social Media

2021-Йил 7-айниң 5-күни, йәни “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң йүз бәргинигә 12 йил болған күндә хитай рәиси ши җинпиң хитай һәрбий ишлар комитетиға вакалитән буйруқ имзалап, “қораллиқ сақчи қисим шинҗаң баш әтрити” қармиқидики бир алаһидә әтрәткә “террорлуққа қарши туруш зәрбидар әтрити” дәп нам бәргән. Шуниңдин кейин бу әтрәтниң бирақла даңқи чиқип, хитай таратқулири униң “иш-излири” ни кәң тәшвиқ қилишқа башлиған.

Сиясий көзәтчи елшат һәсән әпәнди хитай рәиси ши җинпиңниң бу қилмишини “хәлқарадин келиватқан наразилиқ вә бесимни көзгә илмиғанлиқ, хәлқара қанунларни дәпсәндә қилғанлиқ, уйғурларға һәйвә қилғанлиқ вә тәһдит салғанлиқ, уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан хитай әмәлдарлирини риғбәтләндүргәнлик, мәлум нуқтидин өзиниң җинайитини етирап қилғанлиқ” дәп чүшәндүрди.

“хәлқ тори”, “тәңритағ тори” қатарлиқ хитай таратқулири бу аталмиш “зәрбидар әтрәт” ниң 31 қетим “террорлуққа қарши җәң” гә қатнишип, 91 “террорчи” ни етип өлтүргәнликини, бир қетимдила нәқ мәйданда 17 адәмни етип, 121 адәмни тутқун қилғанлиқини, йәрлик хәлқ тәминлигән учурлардин пайдилинип “террористлар” ни қәйәрдила болса тепип йоқатқанлиқини бир айдин бери тәшвиқ қилип кәлмәктә икән.

Түркийә һаҗәттәпә университетиниң дотсенти, истратегийә мутәхәссиси әркин әркин әкрәм әпәнди хитай һөкүмитиниң бу қораллиқ сақчи әтрәтни көтүрүп чиқишида сиясий сәвәб барлиқини оттуриға қоюп: “хитай өзиниң һакимийитини қоғдаш үчүн, хитай һөкүмитигә қаршилиқ билдүргән хәлқни терроризмға бағлап йоқитишқа урунуватиду” деди.

Америка Rand сиясәт тәтқиқат орниниң алий тәтқиқатчиси, хитай ишлири мутәхәссиси скот һаролд (Scott Harold) әпәнди хитайниң террорлуқни баһанә қилип, милйонлиған уйғурға зәрбә беришкә урунғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “шуни ейтиш керәкки, шинҗаңда террорлуқ йүз бәрди дегән тәқдирдиму, хитай һөкүмитиниң нәччә милйон уйғурни лагерға солап ирқий қирғинчилиқ йүргүзүшини қандақ қобул қилғили болсун? йәнә келип хитай һөкүмити уйғур районида һәр йәрдә тәқип-назарәт системиси орунлаштурған, җай-җайларда сақчи понкити қурған әһвалда, у йәрдә чоң көләмлик террорлуқ һәрикәтлириниң йүз бериши мумкин әмәс. Мәнчә, ши җинпиң өзиниң күчлүк образини намаян қилиш һәм пүтүн хитай дөлитиниң уни қоллаватқанлиқидәк бир тәсират пәйда қилиш үчүн шундақ қиливатиду. Биз билимизки, диктаторлар қорқуп туруп ялған сөзләйду. Әпсуслинарлиқи шуки, хитай пуқралири уйғурларниң қандақтур хитайларға тәһдит селиватқанлиқи һәққидә тәшвиқатларни көрсә, уйғурларни террорсит дәп чүшиниду һәм уларни мәҗбурий өзгәртип хитайлаштуруш керәк дәп ойлайду. Мәнчә, ши җинпиң һөкүмити хитайдики барлиқ аз санлиқ милләтләрни ассимилятсийә қилип, уларни йеңи типтики хитай пуқраси қилмақчи, йәни уларниң тили, етиқади, ирқи вә тарихини йоқатмақчи. Хитай компартийәси вә хитай миллитигә ишләйдиған хәлқни бәрпа қилиш үчүн күрәш қилмақчи”.

Хитай һөкүмити 2019-йил 7-айда елан қилған “йеңи дәврдики хитай дөләт мудапиәси” намлиқ ақ ташлиқ китабта берилгән мәлуматлардин қариғанда, хитай қораллиқ сақчи қисимлири 2014-йилдин буян уйғур аптоном районлуқ һөкүмәткә маслишип, 1588 “зораванлиқ, террорлуқ гуруһи” ни йоқитип, 12 миң 995 “террорчи” ни қолға чүшүргән.

Елшат һәсән әпәнди бу санлиқ мәлуматларниң хитайниң җинайитини мәлум дәриҗидә ашкарилап беридиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “бу санлиқ мәлуматтин қариғанда, хитай өзигә наразилиқ билдүргән уйғурлардин бир нәччиси бир йәргә келип қалсиму уни террорлуқ гуруһи дәп һесаблиған. Аталмиш террорчи дәп тутқан уйғурларниң сани нәччә милйонға бариду. Бу һәргиз хитай дәватқандәк, террорчиларға зәрбә бериш әмәс, бәлки хәлқара етирап қиливатқан миллий қирғинчилиқтур”.

Хитай рәиси ши җинпиңниң 2015-йилдики һәрбий ислаһатидин кейин, хитайниң қораллиқ сақчи қисимлири ички мудапиә баш әтрити, һәрикәтчан баш әтрәт, деңиз сақчиси баш әтрити қатарлиқ үч тармаққа бөлүнгән. “шинҗаң қораллиқ сақчи баш әтрити” хитай бойичә бирдинбир юқири дәриҗилик һәрбий штат орни һесаблинидикән. Хитай қораллиқ сақчи қисми асасән муқимлиқни сақлап, туюқсиз йүз бәргән қалаймиқанчилиқни бесииқтуруш вәзиписи өтәйдиған күчләр болуп, аталмиш “террорлуққа қарши туруш зәрбидар әтрити” болса һәр қандақ җайда җиддий вәзийәткә тақабил туруш вәзиписини үстигә алған һәрикәтчан қисим икән.

Әркин әкрәм әпәнди уйғурларни қанлиқ бастуруп келиватқан хитайниң, ирқий қирғинчилиқ җинайитигә җавабкар болуштин қечиш үчүн уйғурларни “террорст” дәп қарилашни давам қиливатқанлиқини, буниң үчүн хитайниң аталмиш “зәрбидар әтрәт” ни ирқий қирғинчилиқ қорали һәм тәшвиқат васитиси қиливатқанлиқини билдүрди.

Хитай мәнбәлиридә көрситилишичә, 2009-йил ши җинпиң хитайниң муавин рәиси болған мәзгилидә уйғур районини көздин кәчүрүп икки һәптидин кейин “5-июл вәқәси” йүз бәргән. У хитай рәиси болғандин кейин 2014-йил 4-айда уйғур районини көздин кәчүрүп, хитай қораллиқ қисимлирини қобул қилип, “террорчиларға қаттиқ зәрбә бериш” тоғрулуқ йолйоруқ берип қайтқандин кейин бир күн өтүп үрүмчидә партлаш йүз бәргән. Шуниңдин кейин у уйғурларни кәң-көләмлик бастурушниң пиланини соққан. Бәзи сиясий тәһлилчиләр бу хил аталмиш “террорлуқ” вәқәлирини хитай истихбарат орунлири пиланлиған суйиқәст вә қәстән ойдуруп чиқарған вәқә дәп қариған.

Елшат һәсән әпәнди уйғурларниң миллий кимлики вә етиқадини тамамән йоқитишни көзләватқан хитайниң, қораллиқ сақчи қисимлирини давамлиқ күчәйтиш арқилиқ, уйғурларға давамлиқ қирғинчилиқ елип баридиғанлиқини, , өз вақтида йәһудийларни дүшмән көрүп йоқатмақчи болған натсистларниңму шундақ қилғанлиқини, шуңа хитайға һәргиз ишәнч бағлимаслиқ керәкликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.