Хитайниң уйғурлар һәққидики учур уруши: алвун билән реаллиқ арисида

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2023.10.18
Хитай һөкүмити уйғур ирқий қирғинчилиқни һәм инкар қилалмайду һәм йошуралмайду Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқиға атап ишләнгән картон.
Yettesu

Өткән он йилға йеқин вақит җәрянида уйғур дияри һәққидә ташқи дуняға әң типик шәкилдә мәлум болуватқан учурлар түрлүк бастуруш, мәҗбурий әмгәк вә қирғинчилиқ һәққидики мәлуматлар болуп кәлди. Әмма 2022-йилидин башлап юқири пәллигә чиқиватқан учур урушида хитай һөкүмитиниң ташқи дуняға намаян қиливатқини пүтүнләй уйғур дияриниң “бәхтиярлиқ вә инақлиққа толған иҗтимаий муһити” һәққидики тәсвирләр болди. Шулар қатарида бу хил сахта учур урушиниң бир йеңи тәсвири 17 мәмликәттин кәлгән 22 мухбирниң 2023-йили 21-сентәбирдин 2-өктәбиргичә давам қилған уйғур дияридики “нәқ мәйдан зиярити” һәмдә бу җәрянда топлиған “нәқ мәйдан тәсирати” болди.

Хитай һөкүмити һәмдә бу мухбирлар гурупписи елан қилған бу һәқтики хәвәрләрдә уларниң базарларни айланғанлиқи һәмдә йәрлик уйғурлар билән параңлашқанлиқи алаһидә гәвдиләндүрүлди. Болупму хитай башқурушидики ахбарат васитилириниң “зиярәткә кәлгән чәтәллик мухбирлар шинҗаңдики мәдәнийәт, диний етиқад вә өрп-адәтләр саһәсидики рәңдарлиқтин һәйран қалди” дегәндәк баянлири кишиләрниң көз өңидә муқимлишип қалған уйғур дияри һәққидики асасий баянларға пүтүнләй зит бир мәнзирини намаян қилди.

Қәшқәр қәдимий шәһриниң ечилиш мурасими, саяһәтчиләр уссул көрүватиду, қәшқәр, 2019-йили 18-авғуст
Қәшқәр қәдимий шәһриниң ечилиш мурасими, саяһәтчиләр уссул көрүватиду, қәшқәр, 2019-йили 18-авғуст
www.gov.cn

Болупму екскурсийә өмики тәркибидики кишиләрниң бири, германийәдики “берлин гезити” ниң тәһрири саймон макс зейс (Simon Max Zeise) ниң “берлинда яшларниң кочида яшайдиғанлиқи яки уларниң йол бойида йетип-қопидиғанлиқи һәммила йәрдә көзгә челиқиду. Әмма мән үрүмчи, қәшқәр яки ғулҗа шәһәрлиридә бундақ яшларни көрүп бақмидим” дегәнлики, канада “күндилик риқабәт гезити” ниң баш муһәррири донован мартен (Donovan Martén) ниң “шинҗаңда диний әркинлик толуқи билән иҗра қилиниветипту. Буни инкар қилғанлар пүтүнләй җаһиллардур” дегәнлики, тоққуз күнлүк зиярәт җәрянида малайсия, иран, қазақистан, белгийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән мухбирларниң һәммисиниң мушу хилдики баһаларни бәргәнлики хитай контроллуқидики “хәлқ гезити” ниң 2-өктәбирдики инглизчә нусхисида толуқ йәр алди. Болупму малайсия мухбирлириниң “һәрбий қораллар вә пичақларни васитә қилған зорлуқ һәрикәтлириниң қанчилик бигунаһ кишиләрниң җениға замин болғанлиқи, бу хил қилмишларни чәкләш йолида елинған тәдбирләрниң әһмийити” дин қариғанда уйғур диярида “ашқунлуқни чәкләш чарилири” ниң вә лагерларда “қайта тәрбийәләш” ниң зөрүрлүкини көрүвалғили болиду, дегән баянлири буниңдики әң чоң мисал болди. Бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилған мутәхәссисләрдин доктур адриян зенз (Adrian Zenz) бу хилдики тәшвиқат паалийәтлириниң дөләт арқа тирәк болуватқан бир зор қурулуш икәнликини тәкитләш билән биргә, униңда қолға кәлгән “нәтиҗә” ләрни дәсмий қилип селинған мәбләғгә селиштурғанда бәкла аз, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлиди. У мундақ деди:

 “хитай һазир тәшвиқат ишлириға милярдлап доллар хәҗләватиду. Улар бу һесабсиз пуллар арқилиқ өзлириниң нәзиридики ‛достанә‚ болған, шундақла хитайға қарита иҗабий қарашта болуватқан дөләтләрдин мухбирларни тәклип қиливатиду. Андин уларниң барлиқ чиқимлирини үстигә елиш билән биргә уларниң шинҗаң һәққидә ‛сүпәтлик доклат‚ ларни тәйярлап чиқишини үмид қиливатиду. Шуңа буларниң һәммиси сепи өзидин тәшвиқатчилиқ саяһити, халас. Бу хилдики екскурсийәләрниң ахири һәр даим ашу өмәкләр тәркибидики бир қисим кишиләр хитайниң ағзини татлиқ қилип қоюш үчүн дәп қойған мундақла бир гәпләрни алаһидә гәвдиләндүрүш билән түгәллиниду. Әнә шу сәвәбтин әслидә мустәқил хәвәр йезишқа тегишлик болған бу мухбирлар қошуни әнә шу тәриқидә хитайниң канийи болуп қеливатиду. Шундақла дәл мушу кишиләрниң һәмкарлишиши түпәйлидин бу райондики инсанийәткә қарши җинайәтләр вә қирғинчилиқ қилмишлири мәлум дәриҗидә йепилип қеливатиду. Йәнә келип бу хил тәшвиқатлар һазир барғансери әвҗигә чиқиватиду. Һалбуки, хитайниң сәрп қилғанлириға нисбәтләштүрүп қарайдиған болсақ, буниңда қолға кәлгән ‛утуқ‚ һәрқачан ‛чиқим‚ дин раврус аз болуп келиватиду. Йәнә бир яқтин, пүткүл шинҗаңни һазир башқа дөләтләрдин кәлгән кишиләргә көрситишниң тәйярлиқлири толуқ тамамланған болғачқа бу җайда барлиққа келиватқанлири пүтүнләй контроллуқ асасидики зиярәт болуватиду. ”

Һалбуки бирләшмә агентлиқниң 4-өктәбирдики хәвиридә хитай ойнап чиққан бу қетимлиқ оюн америка һөкүмитиниң диққитини қозғаватқанлиқи, шуниңдәк буниң әмәлийәттә хитайниң дуня җамаитиниң нәзиридики өз тәсвирини иҗабий шәкилгә алмаштуруш урунушиниң бир қисми икәнлики, хитай һөкүмитиниң болса бу қурулушқа һәр йили нәччә милярд америка доллири хәҗләватқанлиқи алаһидә көрситип өтүлди. Болупму америка ташқи ишлар министирлиқи қармиқидики “дуняви иштирак мәркизи” тәйярлап чиққан бу һәқтики мәхсус доклатниң нәқ мушу вақитта елан қилиниши америка һөкүмитиниң бу мәсилигә қанчилик диққәт қиливатқанлиқиниң бешарити, дәп қаралди.

 “хитай һазир дуня учур муһитини өзгәртишкә қандақ урунуватиду? ” сәрләвһилик бу доклатта хитайдики тәшвиқат уруши, рәқәмлик һакиммутләқлиқ, хәлқара тәшкилатларни суйиистемал қилиш, хитай тиллиқ ахбарат васитилирини контрол қилиш қатарлиқ сәккиз чоң тема бойичә мәхсус баянлар берилгән. Шундақла хитайниң бу қилмишиниң ялғуз хитай һәққидики иҗабий баянларни көпәйтишнила мәқсәт қилмиғанлиқини, буниң өз нөвитидә дуняви миқяста пикир әркинлики вә тәрәққият үчүн қандақ зор хәтәрләрни пәйда қиливатқанлиқини җанлиқ шәрһләп бәргән. Болупму хитайниң дуня учур муһитини қалаймиқанлаштуруп, бу җайда ялған вә бир тәрәплимә учурларни деңиздәк қоюп бериш арқилиқ нурғунлиған дөләтләрни хитай һәққидә хата қарар елишқа, шуниңдәк иқтисад вә бихәтәрлик мәсилилиридә хитайниң йетиләп меңишиға рази болушқа йол ачқан. Йеқинқи мәзгилләрдә болса фейсбок, X (бурунқи тиветтер) , ютуб қатарлиқ иҗтимаий супиларда уйғур дияри, тәйвән боғузи, хоңкоң вәзийити һәққидә ялған учурларни вә ялған һесабатларни төкмә қилиш арқилиқ бу җәһәттики урунушлирини техиму кәң саһәгә вә қатламға кеңәйтишкә урунған. Хитайниң бу хил тәшвиқат җеңи арқилиқ учур муһитини контрол қилиш урунуши һәққидики пикирини сориғинимизда “австралийә истратегийәлик сиясәт институти” ниң тәтқиқатчиси вики шү (Vicky Xu) өзиниң ахбарат саһәсидики хизмәт тәҗрибиси билән бирләштүргән һалда буниң иккиләмчи дәпсәндичиликни кәлтүрүп чиқириши мумкинликини алға сүриду. Чүнки уйғур дияриға зиярәткә кәлгән бу хилдики “екскурсийәчиләр” өз дөлитигә қайтқандин кейин өзлири көргән контроллуқ тәдбирлирини тәшвиқ қилип, шу җайдики һөкүмәтләрниму мушу хилдики тәдбирләрни қоллинишқа қизиқтуруп қоюши мумкин. У мундақ деди:

 “сизниңму хәвириңиз болғинидәк 2017-йили хитайниң башқа өлкилиридин тәшкилләнгән саяһәт гуруппилири шәрқий түркистанда зиярәттә болған. Шу вақитта улар ‛сиясий қанун комитети‚ ниң, ‛муқимлиқни сақлаш ишханиси‚ ниң, шундақла ‛бирләшмә қоманданлиқ суписи‚ ниң қандақ хизмәт қилидиғанлиқи һәққидә хели чоңқур чүшәнчигә игә болған. 2018-Йили болса ниңшя хуйзу аптоном районлуқ сиясий қанун комитетиниң хадимлири шинҗаңға келип тәкшүрүштә болди. 2019-Йили болса хоңкоң сақчи идарисиниң террорлуққа қарши туруш қисимлири шинҗаң сақчилириниң ‛террорлуққа қарши туруш тәҗрибилири‚ ни өгәнди. Андин кейин немә болди? биз шуни бир-бирләп көрдуқки, шәрқий түркистанда иҗра болған контроллуқ вә бастуруш тәдбирлириниң һәммиси башқа өлкә вә районларға тәтбиқланди. Мениң бу йәрдә демәкчи болғиним, бу хил механизм дәл мушу хил саяһәтчиләр гурупписи арқилиқ башқа җайларға тонуштурулиду. Йәнә бир яқтин бу саяһәтчиләр барған җайлардики аһалиләр комитети бу хил өмәк тәркибидики һәр бир шәхсниң һәр бир қәдимини йеқиндин көзәт қилиду. Бундақ әһвалда бу саяһәт гуруппилиридики бирәр инсан йәрлик кишиләрдин әһвал игиләшкә бәл бағлиған һаләттиму һеч нәрсә игилийәлмәйду. Шуңа шәрқий түркистандики бу хил биюрократ қурулма яки идарә қилиш тактикилири дәл мушу хил зиярәтчиләр арқилиқ башқа җайларға тарқилиду. Әгәр ташқи дуня уйғур җәмийити дуч келиватқан апәтләр тоғрисида ойлинип беқишни тоғра тапса шуни ейтишқа болидуки, һазир уйғурларниң бешидики дәпсәндичилик бәкму еғир. Буни тәсәввур қилишқиму илаҗ йоқ. ”

Мутәхәссисләрниң қаришичә, хитай рәиси ши җинпиңниң биваситә көрсәтмиси бойичә иҗра қилиниватқан бу “учур уруши” ниң бир муһим мәзмуни дәл уйғур дияри һесаблиниду. Болупму дуня җамаәтчилики “әмди қайтиланмайду” дәп ишәнгән қирғинчилиқниң уйғур диярида оттуриға чиқиши һәмдә бу һәқтики көплигән сәлбий мәзмунлуқ учурларниң мәлум болуши, җүмлидин бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ға охшаш дуняви тәшкилатларниң бу һәқтә мәхсус доклат елан қилиши бирдәк хитай һөкүмитиниң “йеңидин баш көтүрүватқан дуняви күч” дегәндәк дуняви образиға еғир тәсир йәткүзгән. Бу хил реаллиқ алдида хитай һөкүмити тездин чәтәллик “саяһәтчи” яки “мухбир” намидики кишиләрниң еғизидин өзлири һәққидики бу хил тәнқидләрни инкар қилишниң ақиланә чарә икәнликини тонуп йәткән һәмдә буниңға ғайәт зор мәбләғ аҗратқан. Әнә шу қатарда 22 нәпәр чәтәллик мухбирниң уйғур дияридики “бәхтияр вә инақ җәмийәт” һәққидики баянатлири бириниң арқидин бири оттуриға чиқишқа башлиған. Нөвәттә бу хилдики башқиларниң баянлири арқилиқ хитай һәққидики сәлбий баянларни инкар қилиш урунушиниң йәнә бир муһим мәзмуни сахта иҗтимаий таратқу һесабатлири арқилиқ тор дунясиға йейиливатқан болуп, бу қошундики “ишчилар” саниниң көплүки һәр саһәни чөчүтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.