Хоңкоңдики наразилиқ һәрикәтлири қораллиқ инқилабқа айлинип кетәмду?

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.10.21
xongkong-namayish-2019-saqchi-basturush.jpg Сақчиларниң хоңкоңдики намайишчи оқуғучиларни көздин яш аққузуш бомбиси, резинкә оқларни атқан вә тутқун қилған. 2019-Йили 13-авғуст.
AP

Анализчилар хоңкоңдики қаршилиқ һәрикәтлириниң қораллиқ инқилабқа айлинип кетиш мумкинликини илгири сүрүшмәктә.

20-Өктәбир күни ғәрб мәтбуатлири хоңкоңда йүз бәргән зор намайиш тоғрисида бәс-бәстә нәқ мәйдандин хәвәрләр тарқатти. 16-Өктәбир америка авам палатасида “хоңкоңниң кишилик һоқуқ вә демократийәси қанун лайиһәси” мақуллуқтин өткәндин кейин, 20-өктәбир күни бу лайиһини қоллаш йүзисидин америка байриқини көтүргән қанчә онмиңлиған кишиләр йәнә кочиға чиқип намайиш елип барған иди.

Мәлум болушичә, түнүгүнки намайишта сақчилар билән намайишчилар оттурисидики тоқунуш әвҗигә чиқип, тоқумичилиқ завутидики отта 5 киши көйүп өлгән. Буниң билән, 5 айдин буянқи намайиш җәрянида өлгән адәмниң сани җәмий 8 кишигә йәткән. Һазирға қәдәр яриланғанлар нәччә йүз киши, қолға елинғанлар 1400 киши болған. Хоңкоң мәтбуатлири һөкүмәт даирилириниң түрмә камирлири йетишмәслик сәвәбидин йеңидин түрмә бәрпа қилишни ойлишиватқанлиқини алдинқи айлардила хәвәр қилишқан иди.

20-Өктәбирдики намайишта йүзигә ниқаб тақивалған кишиләр 78 төмүрйол бекитигә от қоювәткән. Хитай мәблиғи билән ечилған банка вә дуканларни көйдүрүп ташлиған. Нурғунлиған машинилар көйүп күл болған. Йол бойидики вивискилар бузулған. Хоңкоң һөкүмити буниңға қарши алдинқи һәптә елан қилған һәрбий һаләтниң көлимини йәниму бир балдақ кеңәйтип, шәһәр сиртидики 4 районға қәдәр әскәр аҗратқан. Сақчилардин башқа аманлиқ сақлашқа аҗритилған әскәрләрниң сани 9400 кишигә йәткән.

Хоңкоң һөкүмити 6-өктәбир сәһәрдин башлап намайишчиларниң ниқаб тақишини чәклигән иди. Әмма намайишчилар бу түзүмгә изчил риайә қилмиған. Бу қетим сақчи даирилири намайишчиларни асан пәрқләндүрүп тутуш үчүн тәркибигә бирхил химийәлик көк мадда арилаштурулған суюқлуқни машина билән намайишчиларға пүркүгән. Бу суюқлуқ шәһәр мәркизидики “тоққуз әҗдиһа мәсчити” ниң там вә пәләмпәйлириниму булғивәткән.

Гәрчә хитайда мәсчитләр чеқиливатқан, ибадәтләр мәни қилинған, диний етиқад еғир дәпсәндичиликләргә йолуқуватқан болсиму, бирақ диний җәмийәтләргә, диний қурулушларға, диний етиқадқа мутләқ һөрмәт қилиш хоңкоңлуқларниң әнәнисигә айланған болғач, сақчилар мусулманлардин дәрһал әпу сориған. Намайишчи хәлқму мәсчит тамлири вә пәләмпәйләрдики көк рәңни тазилап чиқириш үчүн мәсчит җамаитигә өзлүкидин ярдәмләшкән.

Диққәтни тартидиғини, “тутқунларни хитайға өткүзүп бериш қанун лайиһәси” гә қарши 6-айда намайишлирини башлиған хоңкоңлуқлар бу нуқтида һөкүмәт үстидин ғәлибә қилған болсиму, йәнә немә үчүн қаршилиқлиридин ваз кәчмәйду? немә үчүн уларниң намайишлири барғансери шиддәтлик түс алиду?

Германийә авазиниң 20-өктәбир елан қилған “хоңкоңдики қаршилиқ инқилабқа айлинип кетәмду?” намлиқ мулаһизә хәвиридә баян қилинишичә, намайишчиларниң һуҗумлириниң тиғ учи хитай һакимийитигә қаритилған болуп, улар һазирқи хоңкоң һөкүмитини “хитай компартийәсиниң контроллуқиға чүшүп қалди, хоңкоңлуқларға рәһбәрлик қилиш салаһийитини йоқатти, ‛бир дөләттә икки хил түзүм‚ бәрбат болди, хоңкоңлуқларниң әркинлик, демократийә муһити барғансери тарийип кәтти” дәп қарайдикән вә әркин хоңкоң үчүн күрәшлирини давамлаштуруватмақта икән.

Алдинқи айлири, хитайниң уйғур дияридики җаза лагерлири тоғрисида мәлумати болған хоңкоңлуқ бәзи намайишчилар “биз иккинчи шинҗаң болуп қелишни халимаймиз” дегән лозункиларни көтүрүп намайиш қилишқан иди.

Хоңкоңдики “җәсурлар гуруһи” ниң бир хадиминиң билдүрүшичә, әгәр хоңкоң һөкүмитиниң бастурушлири давамлашқан тәқдирдә, хоңкоңлуқларниң һуҗум нишани өлүк җисимлардин һалқип сақчиларға мәркәзлишидикән вә хоңкоңдики қаршилиқ омуми йүзлүк қораллиқ инқилабқа айлинип кетидикән. Тәйвәнлик бир мулаһизичиниң илгири сүрүшичә, хоңкоңлуқлар һәқиқәтәнму хәлқни тәшкилләп, келәчәктә демократик вә әркин сайлам билән идарә қилинидиған бир һакимийәт қурушниң тәйярлиқини қилмақта икән.

Хәвәрдә тилға елинишичә, хоңкоңлуқларниң намайишлириниң әсли мәқсити һакимийәтни ислаһ қилиш, хитай коммунистик һөкүмитиниң реҗимидин қутулдуруш болған болсиму, намайишчиларниң идийәлиридә бара-бара өзгиришләр барлиққа кәлгән. Мустәқиллиқ тәрәпдарлириниң сани көпийип барған. Буниң муһим сәвәблиридин бири; һазирға қәдәр намайишларда актип рол ойнап тутқун қилинған вә сотниң һөкүмини күтүшкә қоюп берилгән миңлиған яшлар, әгәр бу қаршилиқлар тохтап қалса, бу һөкүмәт ислаһ қилинмиса яки ағдуруп ташланмиса, өзлириниң кәлгүсидә еғир қамақ җазалириға мәһкум болидиғанлиқини билидикән. Уларниң алдинқи һәптә хоңкоң һөкүмитигә сунған 5 түрлүк тәләплириниң биридиму “намайишчиларни сотлимаслиқ, уларға кәңчилик қилиш” орун алған иди.

Хоңкоңниң қануни бойичә, тутқунлар үстидин сот ечилип рәсмий қамақ җазаси елан қилинғанға қәдәр улар әркин қоюп берилидиған болуп, кәлгүсидә бундақ бир еғир ақивәтниң бешиға келишини халимиған нурғунлиған яшлар радикал қаршилиқ йолини таллимақта икән. Әгәр улар һазирқидәк уруп-чеқиш, от қоюш, бузуш, шәһәр қатнишини паләч һалға чүшүрүп қоюш, иш тохтитиш қатарлиқ зорлуқ характерини алған қаршилиқлири арқилиқ һеч болмиса бу һакимийәтни ислаһ қилиш мәқситигә йитәлмисә, у һалда қораллиқ һәрикәт йолини таллашқа башлайдикән.

Һалбуки, көзәткүчиләр хоңкоңдики қаршилиқ әвҗигә чиқса, 1989-йили бейҗиңда йүз бәргән “4-июн тйәнәнмен қирғинчилиқи” ниң хоңкоңдиму йүз бериш еһтимали барлиқини илгири сүрүп, өз әндишилирини ипадә қилип кәлмәктә иди. Хитай һакимийитиниң бундин икки ай илгирила хоңкоңға йеқин болған шенҗен шәһиригә толуқ қоралланған сақчи қисимлирини вә броневик, танкиларни йәрләштүрүп болғанлиқи хәвәрләрдә ашкара болған иди. Әмма түркийәдики һаҗитәпә университетиниң оқутқучиси, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди бу һәқтә тохталғанда, хоңкоңниң бәзи алаһидиликлири сәвәблик хитайниң хоңкоңдики қаршилиқни қораллиқ бастуруш еһтималлиқиниң һазирчә юқири әмәсликини илгири сүрди.

Норвегийәдики уйғур зиялийси пәрһат яқупниң билдүрүшичә, хитай һакимийитиниң хоңкоңда еғир дәриҗидики бастуруш сиясити йүргүзәлмәсликидики муһим сәвәбләрниң бири, бу җайниң муһим иқтисадий мәркәз һәмдә ахбарат әркинлики капаләткә игә болған бир район болғанлиқида икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.