Чәт әлгә експорт қилиниватқан хотән яңиқиниң пайдиси кимгә болуватиду?
2022.12.30
30-Декабир “хитай ишчилар тори” да хотән наһийәсиниң алаһидә йеза-игилик мәһсулати болған яңақниң қазақистанға екиспорт қилинғанлиқи һәққидә хәвәр берилди. Мәзкур хәвәрдә, 752 тонна яңақ бесилған бир йүк пойизи хотән вогзалидин қозғилип, алатағ еғизида йүк сандуқиға алмаштурулғандин кейин, қазақистанниң мәлум бир райониға йәткүзилидиғанлиқи йезилған. Шундақла, буниң 2022-йили хотән яңақлириниң тунҗи қетим чәт әлгә експорт қилиниши болғанлиқи, бу һадисиниң җәнубий уйғур дияридиики мевә-чевә мәһсулатлириниң дөләт һалқип, експорт қилинишиға йол ечилғанлиқи сөзләнгән.
Яңақ уйғур дияридики әң қәдимий мевилик дәрәхләрниң бири болуп, яңақниң әң сәрхил түрлири иқлим шараити сәвәбидин асасән уйғур дияриниң җәнубий районлириға, болупму хотән бостанлиқиға җайлашқан. Шу вәҗидин яңақ уйғур дияриниң бағвәнчилик игиликидики йәрлик алаһидиликигә игә даңдар мәһсулаттур. Хотән яңиқиниң пости непиз, даниси йоған, меғизи сүпәтлик болуп, уни һөл һәм қуруқ пети истемал қилишқа болиду. “хотән яңиқи” дин ибарәт даңлиқ марка җуғрапийиви вә тарихий асасқа игидур. Әсирләрдин бери хотән деһқанлири яңақни асаслиқ кирим мәнбәлириниң бири қилип кәлгән. яңақни хотән мәдәнийитиниңму маддий асаслиридин бири дейишкә болиду. Уйғур нопуси асаслиқ нисбәтни игиләйдиған хотәндә, яңақ мәһсулатлириниң чәт әлләргә, болупму оттура асиядики қериндаш қошна әлләргә екиспорт қилиниши, кишигә башқичә үмид бәхш етиду, әлвәттә. Чүнки бу иш қаримаққа уйғур деһқанлириниң иқтисадий әһвалиниң яхшилинишиға пурсәт елип келидиған яхши иштәк көрүниду.
Мәзкур хәвәрдә йәнә хотән вилайитиниң мевә ишләпчиқириш көлүминиң 320 миң модин көп икәнлики, буниң йеримидин көпрәк қисмида яңақ терилидиғанлиқи, мәһсулат көлүминиң 29 миң 780 тоннаға йәткүзүлгәнлики сөзләнгән. Шундақла бу җәрянда башламчи ширкәт, деһқанчилиқ коператипи вә деһқан қошулған тиҗарәт әндизисиниң хотән деһқанлирини намратлиқтин қутулдурушта қоллинилғанлиқи тилға елинған.
Әмәлийәттә хитай һөкүмити 2010-йилидики биринчи қетимлиқ аталмиш “мәркәзниң шинҗаң хизмәт йиғини” да хитайниң деңиз яқиси районлиридики 19 өлкә-шәһәргә уйғур елиниң 12 вилайәт, област, шәһәр, йезилирини бөлүп бәргәниди. Әнә шу чағда бейҗиң шәһири хотән вилайитиниң хотән наһийәси, қарақаш наһийәси, лоп наһийәси вә шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәниниң 14-девизийисигә қарашлиқ деһқанчилиқ мәйданини тәрәққий қилдуруш вә намратлиқтин қутулдурушни һөддигә алған. Хотән наһийәси болса хотәндики әң чоң яңақ өстүрүлидиған наһийә һесаблиниду. Бу вәҗидин хотән яңаңчилиқиниң тәрәққиятиму бейҗиң вә хотән наһийәси билән зич бағланған.
“тәңритағ тори” ниң 2022-йили 23-июлдики бир (нөвәттә тордин өчүрүлгән) хәвиридә “шинҗаң мевәчилик горуһи чәклик ширкити” өткән йерим йилда 100 миң тоннаға йеқин яңақ содиси қилғанлиқи хәвәр қилинған. Улар башламчи карихана, һәмкарлиқ коператипи вә деһқан қошулған тиҗарәт әндизиси бойичә, 200 миң мо йәргә яңақ өстүрүшкә закас қобул қилған. Шундақла деһқанлар коперати вә кәнттә завут қуруш арқилиқ 50 миңға йеқин деһқанниң терилғу йәрлирини өткүзүп бериш, ишләмчилик қилиш, пай қошуш қатарлиқ йолларда бай болушиға түрткә болғанлиқини тилға алған.
Демәк, хотәндики деһқанлар аталмиш “деһқанчилиқ коператипи” ға йәрлирини өткүзүп бериш вә башламчи ширкәтләр териқчилиқ базилирини қуруп, деһқанларни мәзкур ишләпчиқириш базилирида ишләмчилик қилиш билән кирим қилиш әһвали хотәндә омумлашқан. Ениқрақ қилип ейтқанда, деһқанлар кәсп өзгәртишкә, деһқанларниң йәрлирини болса аталмиш шинҗаңға ярдәм намида хитайниң деңиз яқисидин кәлгәнләрниң “тәрәққий қилдуруши” ға өткүзүп берилгән.
“хитай милләтләр тори” ниң 2017-йили 1-айниң 10-күни елан қилған бир хәвиридә бу һәқтә тәпсилий мәлуматлар берилгән. Йәни мәзкур хәвәрдә, хотән наһийәси, бозақ йезисиниң азна кәнтидә 4 данә яңақ деһқанчилиқ һәмкарлиқ коператипи бар болуп, улар асаслиқи қәғәз яңақ тиҗаритини қилидикән. Улардин бир коператипқила 100 аилә әза болған болуп, һәр йили 300-500 тоннағичә яңақ сетип, 2 йүз миң йүәнгә йеқин кирим қилидикән. Әмма бу киримни һәр бир аилигә сундурғанда, бир аилигә бир йилда тегидиған пулниң сани аранла 2000 йүән болидикән. Буниңдин көривелишқа болидуки, уйғур деһқанлири һәмкарлиқ коператипигә әза болуп, кәсип өзгәрткәндин кейинму, иқтисадий әһвалида алаһидә бурулуш болмиған.
Йәнә бир мисални алсақ, “тәңритағ тори” 2021-йили 6-априлдики бир хәвиридә, хотән наһийәсидики мивә-бағвәнчилики көлүми 600 миң мо әтрапида болуп, мевилик бағлардин киридиған кирими йәрлик деһқанларниң омумий кириминиң 44 пирсәнтини игиләйдиғанлиқи хәвәр қилинған.
Мәзкур хәвәрдә йәнә хотән наһийисиниң лайқа йезиси, ақчил кәнтидә мивилик көчәт тикиш көлүми 1300 моға йәткәнлики, 2020-йили бу кәнттики һәр бир кишиниң йиллиқ оттуричә кириминиң 10876 йүәнгә йәткәнлики хәвәр қилинған. Демәк, йоқуриқи һесабат бойичә, хотән деһқанлириниң айлиқ кирими аранла 900 йүән хәлқ пули әтрапида болған. Бу сан хитай баш министери ли кечяңниң 2020-йили ечилған хитайниң 13-нөвәтлик хәлқ қурултейи 3-омумий йиғинида тилға алған “600 милюн адәмниң йиллиқ кирими аранла 1000 йүән” дегән өлчәмдинму төвән туриду.
Йоқуриқи бир қатар дәлил-пакитлар вә санлиқ мәлуматлардин шуни кесип ейтишқа болидуки, хитай йеқиндин буян кәң көләмдә тәшвиқ қиливатқандәк “уйғур елида күндин-күнгә раваҗлиниватқан йеза-игилики” ниң, әмәлийәттә йәрлик уйғур деһқанлириниң турмуш сәвийисини өстүрүштә вә уларни намратлиқтин қутулдурушта һеч бир пайдиси болған әмәс. Әксичә бу кәскин өзгиришләр, уйғур деһқанлирини йәрлиридин айриш, уларниң әнәнвий териқчилиқ вә яшаш муһитини бузуш, иҗтимаий һаят қурулмисиға бузғунчилиқ қилиш, нопус қурулмисини шалаңлаштурушта түрткилик рол ойниған. Маһийитидин елип ейтқанда, хитайниң деңиз яқиси районлиридин аталмиш ярдәм намида уйғур елиға кәлгән хитай ширкәтлири вә хитай “ихтисас игилири”, техиму ениқрақи, хитай һөкүмитила уйғур елидики иқтисадий тәрәққияттин әң чоң нәпкә еришкүчиләрдур. Улар қандақтур уйғур деһқанлирини “намратлиқтин қутулдурғучилар” яки “йәрлик игиликни тәрәққий қилдурғучилар” болмастин, бәлки иқтисадий монопуллуқ арқилиқ уйғур ирқий қирғинчилиқини давамлаштурғичилардур.
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.