“хәлқ тори” дики ялғанчилиқ вә уйғурларниң реаллиқи

Обзорчимиз асийә уйғур
2023.03.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Хитай һөкүмити уйғур ирқий қирғинчилиқни һәм инкар қилалмайду һәм йошуралмайду Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқиға атап ишләнгән картон.
Yettesu

Көпинчә һалларда җинайәт садир қилғучи өз җинайитини йепиш үчүн ялған сөзләшкә мәҗбур болиду. ялған сөзләшла әмәс, бәлки бу ялғанлириға башқиларниң гумансиз ишиниши үчүн, сахта һәқиқәтләрниму ясашқа мәҗбур болиду. Гәрчә бәзи җинайәтчиләр өзлири ойдуруп чиққан сахта “һәқиқәт” ләр билән кишиләрниң козини бир дәмлик бояш мәқситигә йәтсиму, әмма ялғанчилиқларниң ашкарилиниши муқәррәр болуп, бу пәқәт вақит мәсилисидур халас. Бу мәсилигә бүгүнки реаллиқимизда әң яхши мисал болидиғини дәл хитай компартйәси һакимийити һесаблиниду. Улар дәсләптә лагерларни инкар қилған вә уйғурларға “үч хил күч” билән төһмәт қилғаниди. Әмма бүгүн уйғурларниң лагерларға қамалғанлиқи, худди йәһудийлардәк ирқий қирғинчилиққа учриғанлиқи хәлқаралиқ җиддий мәсилигә айлинип, хәлқараға тонулди. Хитайму буларни инкар қилишқа амалсиз қалғанлиқтин, бу һәқтә ялған тәшвиқатлирини филими ишләп тарқатти вә арқидин лагерларниң, йәни аталмиш тәрбийәләш мәркәзлириниң пүтүнләй тақалғанлиқини җакарлиди. Әмма ирқий қирғинчилиқниң давам қиливатқанлиқини инкар қилалмайтти. Хитай һөкүмити һәтта америка вә ғәрб әллириниң тарихта мустәмликә қилған индиҗинис хәлқләргә йүргүзгән зулумлирини көтүрүп чиқип, өзлириниң уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқини йоллуқ көрсәтмәкчи болушти. Әпсус, хитайниң бундақ логикисиз билҗирлашлири хәлқарада рәт қилинди. Лекин хитай һеч тохтиғини йоқ. Уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ җинайитини йоллуқ көрситиш үчүн давамлиқ тиришмақта вә тиришиватиду.

27-Март хитай “хәлқ тори” да “шинҗаңниң тәрәққияти, америкачә ялғанчилиқларға берилгән җавабтур” намлиқ бир мақалә елан қилинған болуп, мәзкур мақалиму тәбиий һалда хитайниң уйғурлар үстидики җинайәтлирини инкар қилиш арқилиқ уйғурлар вә уйғурларниң қоллиғучилирини ялғанчиға чиқиришни мәқсәт қилған. Ундақта биз хитайниң немә дегәнликигә қарап бақайли.

Мақалиниң бешидила, американиң өткән йили июндин башлап рәсмий иҗра қилинишқа башлиған “уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қануни” ниң пүтүнләй рәзиллик билән уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқидәк ялғанни тоқуп вә уни америка карханилириниң уйғур елидин мәһсулат импорт қилишини чәкләшкә асас қилғанлиқидин қаттиқ рәнҗигән. Хитайниң дейишичә “шинҗаң” ниң тәрәққияти көрүнәрлик болуп, барчә милләтләрниң турмуш сүпитиниң өскәнликидәк һәқиқәт, америкиниң ялғанчилиқлириға яхши рәддийә болармиш. Хитайниң нәзиридики бу “һәқиқәт” ләр болса төвәндикидәк бир қанчә нуқтиларға йиғинчақланған болуп, биз бу ноқтилар билән уйғурларниң реаллиқини селиштуруп көрәйли.

Хитай оттуриға қойған биринчи нуқта болса, уйғур хәлқиниң оттуричә өмриниң 1949-йилидики 30 яштин, 2019-йилидики 75 яшқа узарғанлиқидур. Шундақла уйғурларниң оттуричә өмриниң узуруши дәл хитайниң ярдимидин болғанмиш.

Лекин хитай тәшвиқати бу нуқтида қипқизил ялғанни тоқиди десәк ашурувәткән болмаймиз. Чүнки уйғурларниң оттуричә өмриниң узунлуқи һәққидә хитай һөкүмити йиллардин бери наһайити көп тәтқиқатлар вә издинишләрдә болуп кәлгән. Һәтта уйғурларниң яшаш, озуқлиниш вә ген қурулмисиниң узун өмүр көрүши билән болған алақиси, уйғур тебабитиниң уйғурларниң узун өмүр көрүши билән болған алақиси һәққидиму көп издинишләрдә қилған. Мәсилән, хитай һөкүмитигә қарашлиқ “теббий асас вә клиника” (基础医学与临床) намлиқ журнилида 2005-йили елан қилинған уйғурларниң узун өмүр көрүш сәвәблириниң HLA-DRB, ACE қатарлиқ ген тәркиблири билән болған алақиси һәққидики тәтқиқат мақалиси буниң типик мисалидур. Униңдин башқа уйғурларниң уйғур ели ичидики хитай һөкүмити тақиған “мисраним тори” да елан қилнған, доктор қәйсәр абдукерәмниң илмий мақалисидиму уйғурларниң узун өмүр көрүшигә даир издинишләр йоритилған.

Техиму муһими, хитай һөкүмитиниң уйғур елини “йеңи йипәк йоли қурулушиниң тибабәт вә тәтқиқат мәркизигә айландуруш” диму уйғурларниң өзигә хас тибабәт илми вә озуқлиниш, яшаш адәтлириниң узун өмүр көрүши билән мунасивәтлик болғанлиқидиндур.

Иккинчи тәшвиқат нуқтиси болса, маарип сүпитиниң юқири көтүрүлгәнлики, мәктәпләрниң көпәйгәнлики, саватсизларниң азайғанлиқи, сапаниң юқири көтүрүлгәнликидур. Қаримаққа уйғур елида мәктәпләр һәқиқәтән көпәйди. Әмма бир нуқтини нәзәрдин сақит қилишқа болмайдуки, мәзкур мәктәпләр уйғурларниң тили, мәдәнийити, қисқиси уйғур маарипини пүтүнләй вәйран қилишни шәрт қилған асаста барлиққа кәлтүрүлди. Буниң әң типик мисаллиридин бири “қош тил сиясити”, уйғур тилини маариптин сиқип чиқириш, уйғур балилирини ятақлиқ мәктәпләргә орунлаштуруп, уйғурларни өз миллий кимликини сақлаш имканлиридин мәһрум қилиштур.

Хитай оттуриға қойған үчинчи нуқта болса, уйғурлар ичидә ишләмчиләрниң көпәйгәнлики вә намратларниң йоқалғанлиқидур. Гүзәл турмушниң җапалиқ әмгәктин келидиғанлиқи уйғурларниң әҗдадлиридин удум болуп кәлгән гүзәл әхлақлириниң биридур. Нопусиниң мутләқ көпрәки деһқан болған уйғурларниң намратлишип кетишидә сәвәбләр көп болсиму, әмма әң муһим сәвәбниң хитайниң коллектип игилик түзүлмиси вә биңтуәнниң мәвҗутлуқидур. Хитай түзүлмисидә ғәрбтин пәрқлиқ болған коллектип игиликни асас қилидиған коммунист түзүмидур. Бундақ әһвалда уйғурларниң шәхс мүлклириниң һәммиси хитай һөкүмитиниң иликидә болуп, ярдәмсиз, һоқуқсиз уйғурларниң бай болалишини тәсәввур қилғили болмайду. Бу нуқтидин бүгүнки уйғур ишләмчилириниң көпийиши қаримаққа яхши иштәк көрүнсиму, әмәлийәттә бу уйғур деһқанлириниң тарихтин буян яшап кәлгән маканлири, терилғу йәрлири, деһқанчилиқ кәспидин айрилишнила әмәс, һәтта аилә, бала-чақа, шундақла пүткүл һаят йолини өзгәртишини шәрт қилидиған, қисқиси уйғурларниң нопус қурулмисиға еғир бузғунчилиқ қилишни шәрт қилиду. Демәк, уйғурлар ичидә ишләмчиләрниң көпийиши уйғурларниң хитайлишиш, ассимилятсийә болушини тезлитидиған йәнә бир васитидур. Шуңа уйғур елидики йеза-шәһәр аһалилириниң йиллиқ оттуричә кириминиң өскәнликини уйғурларниң турмушини яхшиланғанлиқиниң дәлили қилиш адәм әхмәқ қилиштин башқа иш әмәс. Техиму муһими, мәзкур мақалида дәлил сүпитидә көрситилгән уйғур елида намратлиқ қалпиқини елип ташлиған 3666 намрат кәнт вә 35 намрат наһийәдикиләрниң 80 пирсәнтидин көпрәки уйғур миллитини тәшкил қилиду. Гәрчә бу намрат наһийә вә кәнттикиләр хитайниң дегинидәк 2020-йили “намратлиқтин омумйүзлүк қутулған” болсиму, уларниң оттуричә кирими йәнила пүткүл хитай бойичә әң төвән нисбәттә туруватқанлиқи шәксиз һәқиқәттур. Бу дегәнлик уйғурларниң иқтисадий әһвали юқири көтүрүлгәндәк қилсиму, әмәлийәттә уйғурлар хитайдики аталмиш 56 милләт ичидики әң намрат милләт қалпиқидин қутулғини йоқ.

Йиғинчақлиғанда, “хәлқ тори” дики бу мақалиниң һечбир илмий асасий йоқ болуп, пәқәтла уйғур ирқий қирғинчилиқини җаһилларчә йошуруш, хитай һөкүмитиниң җинайитини ақлаштин башқа нәрсә әмәс.

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.