Япон милитаризмни ким тәслим қилди?
2015.09.10
3-Сентәбир күни хитай һөкүмитиниң 1949-йилидин буян тунҗи қетим өзиниң японға қарши вә фашизмға қарши урушта ғәлибә қилғучи дөләтлик салаһийитини намаян қилидиған мурасим вә һәрбий парат өткүзүлди. Һәрбий паратта хитайниң һәрбий-сиясий вә иқтисадий күчиниң қудрәт тапқанлиқи намаян қилинғанлиқи, һәтта бир қисим әң илғар қораллири вә техникилириниң көрситилгәнлики һәққидә көпләп йезилди.
Шинхуа агентлиқиниң нәқ мәйдандин тарқитилған көрүнүшлиридин мәлум болушичә, хитай дөләт рәиси ши җинпиң өзиниң тйәнәнмен равиқида сөзлигән ғалибийәтниң 70 йиллиқиға аит нутқида, җуңго хәлқиниң бу урушта ғәлибә қилғучи икәнликини әскәртип мундақ дегән: “җуңго хәлқиниң японға қарши урушиниң башлиниши вақти әң балдур, давамлашқан вақти әң узун болуп, җуңхуа оғул-қизлири таҗавузчиларға қарши тиз пүкмәстин, қан кечип җәң қилип, япон милитарист таҗавузчилирини үзүл-кесил мәғлуп қилип, җуңхуа миллитиниң 5 миң йиллиқ мәдәнийәт тәрәққият мувәппәқийәтлирини қоғдиди, инсанийәтниң тинчлиқ ишлирини қоғдиди, уруш тарихида аҗайип мәнзирә вә җуңхуа миллитиниң җасаритини намаян қилди”.
Хитай дөләт рәиси ши җинпиң сөзидә йәнә ениқ қилип, “җуңго хәлқиниң японға қарши уруши, йеқинқи замандин буян җуңго хәлқиниң ташқи дүшмәнләрниң таҗавузлириға қарши тунҗи қетимлиқ толуқ ғәлибисидур” дәп муәййәнләштүргән.
У нутқида җуңго хәлқиниң японға қарши урушини қоллиған вә ярдәм көрсәткән дөләтләргә рәһмәт ейтидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма конкрет һечқайси дөләтниң намини атмиған һәм әйни вақиттики фашизмға қарши иттипақчи дөләтләр - америка вә совет иттипақиниң ойниған роли һәққидә әскәртмәй, “җуңго хәлқиниң таҗавузчилиққа қарши турушини қоллиған вә ярдәм бәргән чәтәл һөкүмәтләр вә хәлқаралиқ достларға сәми рәһмәт ейтимән”,“җуңго хәлқи японға қарши урушта хәлқара җәмийәтниң кәң даиридә қоллишиға еришти, җуңго хәлқи һәр қайси әл хәлқлириниң җуңгониң японға қарши урушиниң ғәлибиси үчүн қошқан төһписини мәңгү әстә сақлайду” дегән җүмлиләрни ишләткән.
Хитайниң японға қарши урушиниң ғәлибисиниң 70 йиллиқи мунасивити билән хитай ичидики мәтбуатларда җуңго хәлқиниң японға, җүмлидин фашизмға қарши уруш ғәлибисини қолға кәлтүрүшкә қошқан төһпилири вә вәтәнпәрвәрлик роһи һәм башқилар көпләп тәшвиқат қилинип келинмәктә.
Б б с агентлиқиниң йезишичә, тәйвән қатарлиқ чәтәлләрдики хитай тилидики мәтбуатларда болса, хитайниң японийә милитаризминиң ишғалийитигә қаршилиқ көрситиш урушида пәқәт өз күчигә тайинипла ғәлибә қилиндиму? ташқи ярдәмләрниң роли қандақ болди? әйни вақиттики җаң җеши башчилиқидики җуңхуа минго һөкүмити вә армийиси бу урушта муһим рол ойнидиму яки хитай коммунистлириму? дегәндәк бир қатар соаллар қайтидин муһим тема үстидә муһакимә қилинмақта.
“миңпав” гезитиниң мәхсус обзорида әйни вақитта японийәни мәғлуп қилғучи компартийәму әмәс, гоминдаңму әмәс, бәлки асаслиқи америка мәғлуп қилди, бәлки совет қизил армийиси урушниң ахирқи 8 күнидә җәнубқа һуҗум қилип, кирип манҗурийә, шимали корейә, сахалин араллирини игиләп, японийәниң тәслим болушини тезлитиш ролини ойниди, дәп йезилған.
Түркийәниң һаҗи тәппә университетиниң тарих оқутқучи, доктор әркин әкрәмниң қаришичә, тарихий реаллиқ нуқтисидин алғанда, әйни вақитта һәқиқәтән хитай хәлқи японға қарши уруш қилип зор бәдәл төлиди. Бу урушқа мәйли компартийә, мәйли гоминдаң һәммиси қатнашти. Әлвәттә, гоминдаң армийиси асаслиқ җәң қилғучи иди. Лекин, уларниң һечқайсиси японға қарши урушниң ахирқи һәл қилғуч ғәлибисини қолға кәлтүргүчи әмәс, японийә армийисини мәғлуп қилип, уни тәслим болушқа мәҗбур қилғучи америка вә совет иттипақидур.
20-Әсирниң биринчи йеримидики совет-хитай мунасивәтлири, йирақ шәрқ мәсилилири вә уйғурлар тарихи мәсилилири бойичә русчә вә башқа тиллардики көп хил тарихий материялларни тәтқиқ қилип, мәхсус китаб вә мақалиләрни язған, қазақистанда яшайдиған сабиқ совет армийиси полковники қәһриман ғоҗамбәрди әпәндиму америка билән совет иттипақиниң японийә мәғлуп қилиштики һәл қилғуч күч икәнлики һәққидики қарашқа қошулиду.
Униң ейтишичә, америка асия-тинч окян районида японийә армийәсини тармар қилмиса, гоминдаң һөкүмитигә ғайәт зор ярдәм бәрмигән болса, совет қизил армийиси манҗурийәгә кирип кантон армийәсини йоқатмиса, японийә унчә асан тәслим болмайтти. Америка, әнглийә вә совет иттипақидин ибарәт фашизмға қарши иттипақчи күчләр 1945-йили 5-айда гитлер германийәсини тәслим қилип, фашизмға қарши урушни ғәлибигә ериштүрүш билән японийәниң тәслим болуши үчүн толуқ асас яратти. Совет иттипақи милйон кишилик қошунлирини шәрққә йөткиди, америка тинч окян районида японийә армийәсини тармар қилип, японийәгә биваситә һава һуҗумлирини қанат яйдурди. Униң ейтишичә, совет иттипақи 1937-1941-йиллири арисида гоминдаң һөкүмитигә зор миқдарда һәрбий қорал ярақ, оқ дора вә һәрбий мәслиһәтчиси һәм учқучиларни әвәтип ярдәм көрсәтти,. Болупму, 1945-йили, 8-айда қизил армийә қошунлири генерал василйевскйниң қоманданлиқида манҗурийәгә кирип, кантон армийисини йоқатти.
Доктор әркин әкрәмниң қаришичә. Бу қетимқи һәрбий парат вә японға қарши урушқа ким йетәкчилик қилғанлиқи мәсилиси һәққидә муназириләр давамлашмақта. Гоминдаң изчил һалда японға қарши урушқа җаң җеши қоманданлиқ қилғанлиқи, һәтта 8-армийә вә йеңи 4-армийә дегән қошунларму әмәлийәттә җаң җешиниң омумий қоманданлиқи астида болған иди дәп қарайду.
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу қетимқи мурасимға сабиқ гоминдаң партийәсиниң рәиси лйән җәнму қатнашқан болуп, униң ши җинпиң билән көрүшкәндә ейтқан “гоминдаң армийиси җаң җешиниң рәһбәрликидә йүзму йүз уруш сепидики бир қисим чоң җәңләрни қилип япон армийәсини мәғлуп қилди, компартийә қошунлири мав зедуң башчилиқида дүшмән арқа сепидики җәң мәйданида японийә вә қорчақ қошунларни күчлүк контрол қилди вә зәрбә бәрди” дегән сөзлири наразилиқ қозғиған.
Тәйвән һәрбий тәрәп инкас қайтуруп, “8 йиллиқ японға қарши уруш мәйли йүзму- йүз уруш сепи вә арқа сәп болсун һәммисигә җуңхуа минго һөкүмити баш болуп, җаң җеши веййүәнҗаң рәһбәрлик қилған”, дәп билдүргән.