Японийә мәтбуати мақалиси: “хитай дөлити-коммунистларниң қимарханиси”

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.02.22
xitay-paychek-pay-chek.jpg Хитайниң пай чеки базири әһвалини көрситидиған чоң екранниң алдида турған хитай пуқраси. 2015-Йили 7-июл, фуяң.
IMAGINECHINA

Японийә “һәптилик хәвәрләр” журнилиниң мухбири вилям допсон мәзкур журналниң 26-январдики санида “хитай дөлити коммунистларниң қимарханиси” намлиқ мақалисини елан қилған. Мақалидә асасән хитайниң үзлүксиз төвәнләватқан иқтисадиға сәвәбчи болуватқан амиллар вә хитай һакимийитидики бир қисим мәсилиләр тоғрисида тохталған.

Мухбир вилям допсон мақалисидә: “ғәрбликләр хитай иқтисадини хитай компартийәсиниң қолида дәп қарайду” дәйду. У бу һәқтә тохтилип, 1-айниң 7-күни хитайниң пайчәк базири ечилип 30 минут ичидә ойлимиған дәриҗидә пай чекидә төвәнләш көрүлгәндә, буниңдин қаттиқ алақзадә болған хитай компартийәсиниң пайчәк базирини дәрһал тақиғанлиқи, пайчекиниң долқунсиман шәкилдә һәр күнлүки өзгирип турушидин ибарәт бу һадисә, базар игиликидики адәттики уқум болсиму, бирақ хитай компартийәси пайчекини хәлқара базарниң әһвалиға қарап көзәтмәстин, бәлки өз сияситигә мәнтиқлап иш көридиғанлиқидин ибарәт компартийәниң бу хил қиммәт қаришиниң ғәрбликләрниң нәзиридә толиму бимәнә иқтисади қараш һесаблинидиғанлиқини баян қилған.

Вилям допсон мақалисидә хитай компартийәсиниң иқтисадиға баһа берип: “хитай 30 йилдин бири өзиниң иқтисадиниң гүлләнгәнликини тәшвиқ қилип кәлгән болсиму, бирақ әмдиликтә хитай иқтисади заваллиққа йүзләнди” дәйду.

Лекин, зияритимизни қобул қилған японийә кагошима хәлқара университетиниң сиясий иқитсад пәнлири доктори, профессор сеиҗи нишихара һазирқи вақитниң өзидә иқтисадниң төвәнлиши ялғуз хитайдила көрүлүватқан мәсилә болмастин, бәлки америка, японийә, корейәдиму бу хил иқтисадий чекинишниң охшаш йүз бериватқанлиқини илгири сүрди.

Вилям допсонниң қаришичә, хитай иқтисадиниң төвәнлишишигә хитай компартийәси өзи сәвәбчи болған болуп, хәлқ пулини чәтәл пулиға алмаштурушта, хәлқ пулини контрол қилиш, базарни қоювәтмәсликтәк сәвәбләр йүзисидин хитай, базар игиликини тәңшийәлмәй иқтисадий тәңпуңлуқини бузған.

Хитай компартийәсиниң һакимийәт мәсулийити һәққидә тохталған аптор: “әгәр америка, японийә, корейә қатарлиқ дөләтләрдә иқтисад төвәнләп дөләт президенти буниңға лайиқ тәдбир қоллиналмиса вәзиписидин истепа бериду. Лекин, бу хил әһвал хитайда йүз бәрсә хитайда һакимийәттә өзгириш болмайду. Бирақ, сиясәттә өзгириш болиду” дәйду.

Мақалидә аптор хитайдики ишчиларниң һөкүмәткә қарши елип барған намайишлири һәққидә тохтилип, буниңда хоңкоңдики “җуңго әмгәкчиләр һәқ-һоқуқ уюшмиси” ниң 2015-йиллиқ хизмәт доклатидики бәзи бир санлиқ мәлуматлардин нәқил алған болуп,униңда дейилишичә, 2015-йили хитайда һөкүмәткә қарши ишчилар намайишиниң сани 2774 қетимға йәткән,бу сан 2014-йили елип берилған намайиш санидин икки һәссә көп икән.

Вилям допсон мақалисидә хитайда немә үчүн намайиш сани йилдин-йилға ешип бариду? дегән соални оттуриға қоюп, униңға: “хитай компартийәсиниң сиясити кишиләрни сараң қилип қоюватиду. Тиҗарәтчиләр хитайниң базар игилик системисиға ишәнмәйду. Компартийәниң тоғра истратегийәси йоқ. Пуқраларни өзигә ишәндүргүдәк әмәлийитиму һәм. Хитайдики дөләт карханилири вәйран болди. Дөләт мәблиғи базарни контрол қилалмиди. Әксичә, компартийә базарни еливалди. Хитайда иқтисад туралғусиз һаләткә өтти. Хитайниң иқтисади пиланини пуқралар коммунистларниң сиясий оюни дәп қарайду” дәп җаваб бәргән.

Апторниң ейтишичә, ғәрблик бир қисим иқтисадшунаслар хитай дөлитигә мәбләғ селишни ойлишиватқан содигәрләргә сигнал берип: “хитай дөлити коммунистларниң қимарханиси. Коммунистларниң контроллуқидики хитай базарлириға мәбләғ салғандин қаидә-түзүмлүк, бир-бирини алдаш чәкләнгән, әхлақий пәзилити болған ғәрбниң қимарханилириға пул ташлиған яхши” дегән.

Японийә “һәптилик хәвәрләр” журнилиниң 9-февралдики санида ши җинпиң һакимийити һәққидә мухбир шанон течиниң “ши җинпиң һакимийитиниң ички зиддийити күчлүк” сәрләвилик мақалиси елан қилинған болуп, мақалидә хитай компартийәсиниң ички зиддийәтлирини келәр қетимлиқ қурултайғичә түгитәлмәслики пәрәз қилинип,бу һәқтә бәзи бир мулаһизиләр йүргүзүлгән.

У мақалисидә, бу йил январ ейиниң оттурилирида мәркәздә ечилған бир қетимлиқ йиғинда ши җинпиң парихорлуққа қарши туруш һәрикитиниң узун муддәт давамлишидиғанлиқини алаһидә тилға елип өткән.
Мухбир шанон течиниң дейишичә, ши җинпиңниң парихорлуққа қарши туруш һәрикити 2016-йили техиму қаттиқ шәкилдә елип берилидиған болуп, хитай пуқралирини һазир һәммидин бәкрәк қизиқтуруватқини бу қетимлиқ һәрикәттә кимниң торға чүшүши икән.

Униң билдүрүшичә, хитай мәркизи комитетиниң ички ишлиридин хәвәрдарлар бир қисим кишиләрниң баянида,2012-йилидин башлап 18-нөвәтлик қурултайғичә изчил һалда пара елип келиватқан вә келәр қетимлиқ қурултайда мәркәзниң асаслиқ һоқуқлиридин бирини елишқа интиливатқан хитай мәркизи комитетидики мәлум бир муһим әрбабниң та һазирғичә қолға елинмаслиқи кишиләрниң ши җинпиңға болған гуманини қозғап қойған.

Шанон течи мақалисидә: “ши җинпиңниң парихорлуққа қарши туруш һәрикитидә униң дүшмәнлири асасән қолға елинип болди. Бирақ, униң әң йеқин бир дости парихор болсиму, йәнила техичә тутулмиди. Әгәр у қолға елинмиса, у чағда ши җинпиңниң бу һәрикити парихорлуққа қарши туруш һәрикити әмәс, бәлки һакимийәт ичидики рәқиблирини тазилаш һәрикити болуп қалиду” дәйду.

Униң тәһлиличә, 2017-йили күздә бейҗиңда 19-нөвәтлик қурултай ечилип дөләт рәиси ши җинпиң, баш министир или кечаңдин башқа мәркәздики барлиқ әмәлдарлар алмишидикән. Шуңа бу қурултай башлинишитн аввал хитайда һазирдин башлап һоқуқ талишиш күриши башланған.

Зияритимизни қобул қилған хитай ишлири көзәткүчилиридин йүки ниши бу һәқтә тохтилип: “хитайдики һоқуқ талишиш күриши тарихтин бири давамлишип келиватқан хитайниң әнәниси болуп,хитай көп партийәлик демократик бир дөләткә айланғандила бу хил хаһиштин халий болиду” деди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.