Явропа иттипақи билән хитайниң мәбләғ селиш келишими немидин дерәк бериду?

Мухбиримиз җәвлан
2021.01.05
явропа иттипақи билән хитайниң мәбләғ селиш келишими немидин дерәк бериду? Явропа комиссийониниң рәиси урсула вон дер лейен, явропа кеңишиниң рәиси чарлез мишел, германийә баш министири ангела меркел, фирансийә президенти еммануел макрон вә хитай рәиси ши җинпиң қатарлиқлар тор йиғинида хитай билән явропа бирләшмиси оттурисидики мәбләғ селиш келишимини тәстиқлимақта. 2020-Йили 30-декабир, бирюссел, белгийә.
AFP

Өткән йилниң ахирида явропа иттипақи билән хитай 7 йилдин бери музакирә қилип келиватқан мәбләғ селиш келишимидә бирлик һасил қилғандин кейин көплигән таратқулар мақалә елан қилип, явропаниң бу нуқтиға келишидики сиясий, иқтисадий сәвәбләр вә униң явропаға елип келидиған пайда-зиянлирини тәһлил қилишти.

“җәнубий хитай сәһәр почтиси” да елан қилинған “явропа иттипақи билән хитайниң мәбләғ селиш келишими немишқа явропаниң аҗизлиқини ашкарилап бәрди?” намлиқ мақалидә көрситилишичә, явропа иттипақидики 27 дөләтниң иқтисадиға четилидиған бу ғайәт зор келишим явропаниң корона вирусидин кейин иқтисад вә район характерлик сиясәт җәһәттә аҗизлишип, хитайға зор дәриҗидә беқинип қалғанлиқини көрситип беридикән.

Мәзкур келишим, асия-тинч окян әллири оттурисида имзаланған “район характерлик толуқ сода келишими” дин кейинки иккинчи чоң сода келишими болуп, хитай үчүн наһайити пайдилиқ икән. Йәни хитай бу келишим арқилиқ америка билән болған сода җеңидә тартқан зийинини толдурувелиши мумкин икән.

Явропа иттипақи илгири хитайни “истратегийәлик рәқиб” дәп атиған болсиму, кейин полша, австрийә, венгирийә, италийә қатарлиқ дөләтләрниң солчилиққа еғип кетиши, германийә, франсийә қатарлиқ дөләтләрниң хитай билән яхши мунасивәтни сақлап қалмақчи болуши билән, улар хитай билән һәмкарлишиш йолини таллиған.

Түркийә һаҗәттәпә университети оқутқучиси, истратегийә мутәхәсиси әркин әкрәм әпәнди явропа иттипақиниң хитай билән һәмкарлишиш йолини таллишидики сәвәбләрни баян қилип: “биринчидин, явропа иттипақи хитайниң бир-бирини толуқлиялайдиған тиҗарий мунасивити бар; иккинчидин, явропа иттипақи дуняда америка билән хитайдин қалса үчинчи мустәқил күч болушни арзу қилиду” деди.

Мақалидә билдүрүлүшичә, явропа иттипақи билән хитайниң бу қетимлиқ мәбләғ селиш келишиминиң тәпсилати техи ениқ әмәс икән. явропа иттипақи бу келишимни қобул қилғанда, хитайдин хәлқара әмгәкчиләр тәшкилатиниң мунасивәтлик әһдинамилиригә әмәл қилип, мәҗбурий әмгәкни тамамән бикар қилишни тәләп қилған. Хитай йәнә 2021-йил 3-айда “пуқраларниң һоқуқи вә сиясий һоқуқ хәлқара әһдинамиси” гә қатнишидикән, әмма бу хитай үчүн наһайити қийин бир өткәл икән. Келишим имзаланғандин кейин явропа иттипақи һазирдин етибарән хитайни хәлқара әмгәкчиләр тәшкилатиниң әһдинамисигә риайә қилишқа қистиши керәк икән. Буниң нәтиҗисидә явропа иттипақи билән хитай тибәт, уйғур вә башқа мусулман милләтләр мәсилисидә зиддийәтлишип қелиши яки диялог қуруши мумкин икән.

Әркин әкрәм әпәнди уйғурлар мәсилисиниң бу келишимгә мунасивәтлик әгәшмә мәсилә икәнликини билдүргәндин кейин мундақ деди: “бу келишим һасил болған билән иҗраат җәрянида йәнә мәсилиләр туғулиду. Уйғурлар үчүн бу келишим бир кирзис вә пурсәт. Әмдики гәп, бу кирзисни қандақ қилип пурсәткә айландуруш мәсилисидур”.

Голландийәдә турушлуқ паалийәтчи асийә уйғур ханим явропа иттипақи билән хитайниң бу мәбләғ селиш келишимидин кейин явропаниң уйғурлар мәсилисидики мәйданида өзгириш болмайдиғанлиқини билдүрүп: “явропа кишилик һоқуқ мәсилисини йәнила муһим орунға қойиду” деди.

Әнгилийә “пул-муамилә вақит гезити” дә елан қилинған “хитай явропа иттипақи билән түзгән мәбләғ селиш келишимини америка билән болған сода урушидин кейинки бир мәйдан дипломатик сиясий өзгириш дәп қарайду” намлиқ мақалидә көрситилишичә, 7 йил бурун явропа иттипақи хитай билән мәзкур мәбләғ селиш келишимини музакирә қилишни башлиғанда, хитай бу келишимни сабиқ америка президенти барак обама тәшәббус қилған, хитайни қатмиған “тинч окян сода һәмкарлиқ келишими” (tpp) гә қарши турушқа ярдими болушни үмид қилған. Әмма доналд тирамп америка президенти болғандин кейин, “тинч окян сода һәмкарлиқ келишими” ни бикар қилған. Трамп һөкүмити вәзипидин айрилиш алдида хитай һөкүмити җиддий һәрикәткә келип, америкиниң иттипақдашлири болған асия-тинч окян дөләтлири билән “район характерлик толуқ сода келишими” имзалиғандин кейинла, явропа иттипақи билән мәбләғ селиш келишими һасил қилған. Хитай бу келишимни “истратегийәлик бөсүш” дәп қарайдикән.

Мәзкур мақалидә мундақ дейилгән: “явропа иттипақидикиләрниң қаришичә, ғәрб дөләтлири мәзкур келишим арқилиқ хитайни хәлқара әмгәкчиләр тәшкилатиниң әһдинамисигә әмәл қилип, мәҗбурий әмгәкни чәкләп, әмгәкчиләрниң һоқуқини қоғдашқа һәйдәкчилик қилиду”. Әмма бир хитай профессор хитай һөкүмитиниң мәҗбурий әмгәкни бикар қилмайдиғанлиқини билдүрүп мундақ дегән: “әмгәкчиләр мәсилисидә хитай һәргиз йол қоймайду. Силәр хитайда мустәқил ишчилар уюшмиси бар дәп ойламсиләр? йәнә келип, мәҗбурий әмгәк мәсилиси уйғурлар билән мунасивәтлик, шуңа хитай буниңға техиму унимайду”.

Мақалидә билдүрүлүшичә, явропа иттипақи билән хитайниң бу қетимлиқ сөһбитидә уйғурлар мәсилиси уларниң талаш-тартиш қилидиған асаслиқ мәсилисидин бири болған. Келишим һасил болғандин кейин, кишилик һоқуқ тәшкилатлири, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш әң еғир болған хитай билән һәмкарлишишқа алдирап кәткән явропа иттипақини әйблигән.

Илшат һәсән әпәнди хитайниң өз вәдисигә әмәл қилмайдиғанлиқи явропаниңму билидиғанлиқини, әмма мәнпәәтпәрәслик түпәйлидин уйғурлар мәсилисини бир чәткә қайрип қойидиғанлиқини, хитайдин зәрбә йәп бурниға су кирмигичә хитайға үзүл-кесил қарши турмайдиғанлиқини билдүрди.

Асийә ханим “сизниңчә, явропа хитайға алдиниватамду?” дегән соалимизға җаваб берип: “хитайниң явропаға юмшақ күч билән сиңип кириш тарихи узун, улар мав зедуңниң: “йезилар арқилиқ шәһәрләрни қамал қилиш” тактикиси бойичә, явропа дөләтлириниң һәр қайси булуң-пушқақлириға маканлишип, йәрлик һөкүмәт арқилиқ пүткүл дөләт вә явропа иттипақиниң сияситигә тәсир көрситәләйдиған дәриҗигә барған” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.