Явропа иттипақи билән хитай оттурисидики сүркүлүш давамлиқ күчийәмду?
2021.03.24
Германийә ахбарат вастилири явропа иттипақиниң хитайға йүргүзгән җазаси вә хитайниң қайтурма җазасиға аит муназириләр билән толди.
22-Март явропа иттипақиға әза 27 дөләт вә америка, әнгилийә, канада қошулуп 30 ғәрб дөлити уйғурлар учраватқан зулум түпәйли хитайға қарита җаза йүргүзгән, хитайму шу күни қайтурма һуҗум қозғап, ғәрбниң һөкүмәтсиз 4 тәшкилати билән 10 нәпәр депломатиға җаза йүргүзгәнликини елан қилған иди. Шу күнидин башлап герман тилидики ахбарат вастилирида явропа иттипақиниң хитайға йүргүзгән җазаси билән хитайниң қайтурма җазасиға аит бәс-муназириләр мутләқ үстүнликни игилиди.
Хитай җазалиған 10 нәпәр явропалиқ депломатниң 2 нәпири германийәлик болуп, буниң бири узун йиллардин буян уйғурларға салған зулуми сәвәблик хитайни җазалаш тәшәббусида изчил чиң туруп кәлгән явропа парламентиниң әзаси, явропа иттипақи хитай ишлири комитетиниң рәиси райинхард бүтикофер, йәнә бири парламент әзаси михаел гаһлер иди. Хитай җаза елан қилған 4 тәшкилат ичидә мәркизи берлинда болған “меркато хитай тәтқиқат иниститути” намлиқ ақиллар амбириму бар иди. Райинхард бүтикофер 22-март германийәниң дөләтлик телевизийәси болған ARD ниң зияритини қобул қилғанда хитайниң қайтурма һуҗумидин вә өзини хитайниң “қара тизимлики” гә алғанлиқидин қилчә әҗәбләнмигәнликини әскәртип, хитайни “йүзи қелин вә күлкилик” дәп әйиблигән. Михаел гаһлерму 23-март “германийә долқунлири” радийосиниң зияритини қобул қилғанда, хитайниң бу җазасиға пәрва қилмайдиғанлиқини, өзиниң хитайға бериш яки хитай билән сода қилиш пилани йоқлиқини тилға елип, хитайни мәсхирә қилған.
Бирақ германийә, франсийә, белгийә қатарлиқ дөләтләр хитайниң җазасиға сүкүт қилмиған. 23-Март германийә ташқий ишлар министерлики хитайниң берлиндики баш әлчисини җиддий чақиртип, хитайниң қайтурма җазасини қаттиқ әйиблигән вә германийәниң мәйданини очуқ шәрһийилигән. Франсийә вә белгийәниң ташқий ишлар министерликлириму охшаш тәдбир қолланған.
Ғәрб демократик әллириниң 22-марттики қарари тоғрисида тохталған норвегийәдики уйғур зиялиси бәхтияр өмәр әпәнди, буниң хитайға нисбәтән наһайити күчлүк бир зәрбә болғанлиқини тилға алди. Германийәдики уйғур зиялиси әнвәр әһмәт әпәндиму бу хусуста өз қарашлирини ипадә қилип өтти.
“җәнубий германийә гезити” 23-март елан қилған мәйданини ениқ ипадиләш” намлиқ мақалида, хитай елан қилған бу җазаниң явропалиқларниң уйқусини ечишиға түрткә болидиғанлиқини илгири сүрүп, явропалиқларниң узун йиллардин буян хитайниң алдамчилиқи билән ғәпләт уйқусида ширин чүшкә ғәрқ болғанлиқини, әмди орнидин дәс туруп, хитайға қарши мәйданини ениқ ипадиләйдиған вақит кәлгәнликини һәмдә бу қәдәмни әслидә балдуррақ бесиш лазимлиқини баян қилған.
Мақалида йәнә хитайниң қайтурма һуҗуминиң икки чоң пайдиси тилға елинған. Буниң бири, хитай мәзкур җаза арқилиқ тәвриниш ичидә турған явропа иттипақини америка тәрәпкә иттәргән. Йәнә бири, өткән йили 12-айда хитай зор йол қоюш бәдилигә һапила-шапила имзалиған “явропа иттипақи-хитай мәбләғ селиш келишими” ни суға чилаштурған. 22-Март хитай елан қилған қайтурма җазадин кейин, явропа иттипақи алдимиздики күнләрдә өткүзүлмәкчи болған “мәбләғ селиш келишими” сөһбитини дәрһал бикар қилған. Бу келишимниң әмди явропа парламентида мақуллиқтин өтүши хам хиялға айланған.
“дуня гезити” 22-март елан қилған “немә дегән күлкилик шавқун бу, явропаниң хитайдин қорқушиниң һаҗити йоқ” намлиқ мақалида “хитайниң уйғурларға селиватқан зулумлири сәвәблик явропа иттипақиниң сәври қачисиниң толғанлиқи” сөз беши қилиниду. Мақалида бу қетимқи җазаниң бир башлиниш икәнлики, явропаниң узун йиллардин буян хитай мустәбит һакимийитиниң өзини мустәһкәмлишигә сәһнә болуп бәргәнлики, ақивәт явропа иттипақиниң өзлириниң қиммәт қаришиниң, әркинлик вә демократийәсиниң хитайниң тәһдитигә, таҗавузиға учришиға сәл қариялмайдиғанлиқини көрситип қойғанлиқи баян қилиниду һәмдә хитайға техиму қаттиқ җаза йүргүзүп, бу җазаниң даирисини юқури технологийә саһәсигичә кеңәйтиш тәшәббус қилиниду.
“авгисбург гезити” елан қилған “хитай мүшкүл әһвалға чүшүп қалди” намлиқ мақалида явропа иттипақиниң әмди уйғурларниң вәзийитигә сүкүт қилип туралмайдиғанлиқи әскәртилип, хитайниң явропа иттипақиниң җазасиға қарита қарши җаза елан қилип хаталашқанлиқи илгири сүрүлиду. Мақалида тилға елинишичә, хитайниң явропа иттипақиға әза бәзи дөләтләрдики сиясий вә иқтисадий тәсири йәнила зор болуп, явропа иттипақиниң бундин кейин йәнә хитайға қарши йеңи қарарларни қобул қилишиға әслидә тосқунлуқ қилиш имканийити бар икән. Бирақ, хитай қайтурма һуҗум қозғаш арқилиқ явропа иттипақиға әза дөләтләрниң көзини ечип қойған вә уларниң өзара иттипақлиқини илгири сүрүшкә түрткә болған. Хитайниң әмди явропа иттипақи билән болған һәмкарлиқи сүркүлүш йөнүлүшигә қарап йол алидикән. явропа иттипақиниң уйғурлар сәвәблик қобул қилған бу қарари, өз нөвитидә йәнә униңға әза болған 27 дөләткә “иқтисадий мәнпәәтни дәп, ғәрб қиммәт қаришидин ваз кечишкә болмайду” дегән сигнални беридикән һәмдә дуняда йеңи бир кишилик һоқуқ вәзийитиниң яритилишиға түрткә болидикән.