Уйғурлар дияридики “йеңи гулаг” темиси хәлқарада зор ғулғула қозғимақта (1)
2018.05.21

Өткән бирнәччә йилда уйғурлар диярида иҗра болушқа башлиған сиясий бастурушларниң мәркәзлик һалда уйғурларниң миллий кимлики, мәдәнийити, диний етиқади қатарлиқларни нишан қиливатқанлиқи мәлум. 2018-Йилиниң башлиридин тартип бу хилдики сиясий бастурушларниң асасий шәкли һәрқайси җайлардики “тәрбийәләш мәркизи” намида мәвҗут болуватқан йиғивелиш лагерлирида ғайәт зор сандики уйғурларниң қамилишида әкс етишкә башлиди. Шуниң билән биргә дунядики даңлиқ гезит-журналлардин болған “вал стрет журнили”, “нйо йорк вақти”, “вашингтон почтиси”, “муһапизәтчи”, “телеграф”, CNN, ройтерс қатарлиқларниң һәммисидә бу хил йиғивелиш лагерлири һәмдә униңға қамалған уйғурларниң қандақ қисмәтләргә дуч келиватқанлиқи, бу хил лагерларниң бундин кейин қайси йөнүлүшкә меңиш мүмкинлики қатарлиқлар һәққидә көпләп мәлуматлар йәр алди.
Йеқинда америкидики “дөләтлик баһа” журнилиниң алий муһәррири җәй нордлингер америкидики даңлиқ сөһбәт супилиридин “рикошәй мунбири”да 15-май күни мәхсус мушу темини мәркәз қилған һалда америкидики актип сиясий паалийәтчи, адвокат нури түркәл билән сөһбәтләшти. Җәй нордлингер өзиниң йеқинда елан қилған мушу һәқтики мәхсус мақалиисида уйғурлар диярида көпләп қурулған “тәрбийәләш мәркәзлири”ни сабиқ совет иттипақида 1930-йиллардин башлап әвҗ алған “гулаг” намидики сиясий лагерларға охшатқан иди.
Бу қетимқи сөһбәттә җәй нордлингер алди билән уйғурлар дияридики сиясий вәзийәтниң ғайәт зор дәриҗидә яманлишип кетиватқанлиқиниң бир ипадиси “гулаг” шәклидики тәрбиләйәш мәркәзлириниң шиддәт билән көпийиватқанлиқи, нөвәттә бу “гулаг”лардин зор көләмлик бир қирғинчилиқниң һидлири гүпүлдәп пураватқан болсиму, дуняниң бу ишқа техичә сәл қарап келиватқанлиқини, шуңа бу мәсилә һәққидә тәпсилий бир сөһбәт өткүзүш үчүн бүгүнки паалийәтниң тәшкилләнгәнликини баян қилип өтти.
Бу қетимқи сөһбәтниң саһибханилиқини үстигә алған җәй нордлингер шуниңдин кейин уйғурлар һәққидә қисқичә чүшәнчә берип уларниң өзлири “шәрқий түркистан” дәп атап келиватқан вәтинидә узун йиллардин буян хитай һөкүмитиниң бастуруш вә зулум обйекти болуп кәлгәнликини баян қилип өтти.
Шуниңдин кейин сөз алған нури түркәл нөвәттә уйғурлар дияридики зулумниң адәттикичә һалдин һалқип кәткәнликини, җүмлидин хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушқа созулған қоллириниң чәтәлләргичә узираватқанлиқини, шу сәвәбтин чәтәлләрдики уйғурларниң һазир “отниң ичидә көйгәндин тешида көйгән яман” дегәндәк вәзийәттә икәнликини баян қилиш билән сөһбәтни башлиди.
Шуниңдин кейин җәй нордлингер сөз елип, бирмидики роһинга мусулманлири дуч кәлгән бир етник түркүмни қириветиш һәрикитини берма һөкүмитиниң “бир қисим қораллиқларни йоқитиш һәрикити” дәп чүшәндүргинидәк бу хилдики әһвални нөвәттики уйғурларға қандақ тәтбиқлашқа болидиғанлиқини сориди.
Нури түркәл бу мәсилә һәққидә чүшәнчә берип, уйғурларниң луғитидә “террорлуқ” дегән сөзниңму мәвҗут әмәсликини, хитай һөкүмитиниң өткән оттуз-қириқ йилдин буян хәлқарадики вәзийәтниң өзгиришигә асасән “йәрлик милләтчи”, “ислам әсәбийлиик”, “террорчи” дегәндәк намларни иҗат қилип, өзлириниң уйғурларни бастуруш һәрикитини хәлқараға пәрдазлап көрситиш васитиси қиливалғанлиқини, қисмән уйғурларниң зорлуқ күч арқилиқ қәлбидики ғәзәпни ипадиләшлиригә қарапла уйғурларниң қаршилиқини “террорлуқ” дәп әйибләшниң қилчә асаси йоқлуқини баян қилди.
Җәй нордлингер уйғурлар диярида өткән йилдин буян бирдинла яманлишип кәткән сиясий вәзийәтниң бу җайға йеңидин партийә секретари болуп кәлгән чен чуәнго билән зич бағлинишлиқ икәнликини, нәтиҗидә һазир бир милйондин артуқрақ уйғурниң йиғивелиш лагерлириға қамалғанлиқи, чен чуәнгониң болса натсистлар германийәси заманисида “гавлайтер” дәп аталған натсистлар партийәсиниң районлуқ секретарлириға нәқәдәр охшайдиғанлиқини тәкитлиди.
Нури бу һәқтики әһвалларни тәстиқлиғач уйғурларниң 1950-йиллардин тартипла хитай биңтуәни, компартийә комитети вә “қорчақ уйғурлар”дин тәшкил тапқан “аптоном районлуқ һөкүмәт” қатарлиқ үч қат һөкүмранлиқ астида яшап келиватқанлиқини, әмдиликтә болса ашу “қорчақ” орундики уйғурларғиму түрлүк сиясий бәднамларниң артилип, “тәрбийәләш мәркәзлири”гә елип кетиливатқанлиқини баян қилди. Шуниңдәк нөвәттә бу хилдики тутқунниң көплүкидин ғайәт зор қорқунч туйғусиниң һәммила җайға йейилғанлиқини, шу сәвәбтин һечкимму өзиниң қачан бу лагерларға баридиғанлиқини биләлмәс болуп қалғанлиқини, бу җайларға барған уйғурларниң айиғи чиқмас “идийә өзгәртиш” һәрикитиниң қайнимиға ғәрқ болидиғанлиқини билдүрди.
Нури туркәл буниңға улапла бу хилдики йиғивелиш лагерлириға миңлиған, онмиңлиған уйғурларниң қамалғанлиқи мәлум болсиму, уҗайлардин чиқалиған уйғурларниң йоқ дейәрлик икәнлики, хитай һөкүмитиниң хәвәрләрни қаттиқ контрол қилиши, һәтта бу хил лагерларниң мәвҗутлуқини инкар қилиши сәвәблик бу лагерларниң ички қисмидики көплигән әһвалларниң йәнила ташқи дуняға намәлум һалда туруватқанлиқини көрсәтти.
Нури туркәл уйғурлар дияридики “йиғивелиш лагерлири ”һәққидә сөз болғанда хитай һөкүмитиниң немә үчүн мушу хилдики әслиһәләргә бу қәдәр зор күч сәрп қилишиға йошурунған ички вә ташқи сәвәбләрни диққәттин сақит қилишқа болмайдиғанлиқини, болупму уйғурлар дияридәк хитай земининиң алтидин бирини тәшкил қилидиған һәмдә хитайниң нөвәттики “бир бәлвағ бир йол қурулуши”ниң утуқлуқ болуш-болмаслиқиға зор дәриҗидә тәсир көрситәләйдиған бу земинниң хитайниң зор көләмлик нопус көчүрүш лайиһәси үчүнму “муқим” болуши зөрүр икәнликини, йәнә келип нөвәттә иҗра болуватқан ассмилатсийә сиясити үчүнму бу хилдики лагерларниң муһим рол ойнаватқанлиқини, уйғур миллий кимликиниң мәвҗутлуқи хитайларниң нәзиридә кәлгүсидики сиясий малиманниң пилтиси, дәп қариливатқанлиқини көрсәтти.
Нури түркәл бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда “дөләтлик баһа”ға охшаш нопузлуқ ахбарат органлириниң уйғурлар мәсилиси үчүн мушундақ зор һәҗимлик сөһбәтләрни тәшкиллишиниң уйғурлар мәсилисиниң хәлқарада билинишигә зор әһмийәткә игә болидиғанлиқини билдүрди.
Бу қетимқи сөһбәтниң давамиға қизиқсаңлар диққитиңлар кейинки аңлитишимизда болсун.