Уйғурлар дияридики “йеңи гулаг” темиси хәлқарада зор ғулғула қозғимақта (2)
2018.05.23

Өткән бирнәччә йилда уйғурлар диярида иҗра болушқа башлиған сиясий бастурушларниң 2018-йилиниң башлинишиға әгишип техиму қабаһәтлик түс еливатқанлиқи хәлқарадики ахбарат васитилиридә барғансери даимлиқ қизиқ темилардин болуп қеливатқанлиқи мәлум. Болупму бу җәһәттики бастуруш һәрикитидә асасий васитә болуватқан “тәрбийәләш мәркизи” намидики идийә өзгәртиш орунлириниң ички қисмидики бир қисим әһвалларниң ашкара болушиға әгишип ғәрб дунясидики бир қисим нопузлуқ гезит-журналларда бу орунларни “йиғивелиш лагери” дәп аташ, шуниңдәк 2-дуня уруши мәзгилидики натсистлар германийәсиниң ирқий қирғинчилиқ паалийәтлиригә селиштуруш һадисиси оттуриға чиқишқа башлиди.
Уйғурлар диярдики әнә шу хил вәзийәт һәққидә чәтәлликләрни техиму тәпсилий хәвәрдар қилиш мәқситидә америкидики нопузлуқ гезит-журналлардин бири болған “дөләтлик баһа” гезитиниң алий муһәррири җәй нордлингер өткән һәптә америкидики актип сиясий паалийәтчи, адвокат нури түркәл билән мәхсус тор сөһбити өткүзгән иди.
Шу қетимлиқ сөһбәтниң давамида җәй нөвәттики еғир сиясий вәзийәтниң уйғурлар дияридики уйғур нопусиға омуми җәһәттин қандақ қабаһәт туйғуси бериватқанлиқини сориди. Нури түркәл бу һәқтә тохтилип, нөвәттә уйғурлар дияридики кишиләрниң әһвалини “пичақ сөңәккә йәткән” дәп тәсвирләшкә болидиғанлиқини, уйғурларниң маңған-турғининиң һәммиси назарәт астида болғачқа уларни “үсти очуқ түрмә” муһитида яшимақта, дейишкә болидиғанлиқини, бу һалниң һәқиқәтәнму “орвел”чә түс алған бир қабаһәтлик җәмийәтни шәкилләндүргәнликини билдүрди.
Нурий түркәл шу қатарда нөвәттә бу хил йиғивелиш лагерлириға соланған кишиләрниң сани аллиқачан бир милйондин ешип кәткәнликини, шуңа нөвәттә уйғурлар диярида бу хил кәң көләмлик тутқунниң зиянкәшликигә учримиған бирму аилини тапқили болмайдиғанлиқини, йәнә келип нөвәттә мәхсус яш вә оттура яш әрләрниң нишанлиқ һалда тутқун обйекти болуватқанлиқини, буниң билән бирдинла қаранчуқсиз қеливатқан балиларниң һөкүмәт башқурушидики дарилтамларға яки хитай өлкилиригә әвәтиливатқанлиқини, буниң очуқ-ашкара “иҗтимаий қайта қуруш” шәклини еливатқанлиқини баян қилди.
Арилиқта җәй нордлингер нөвәттә мәзкур йиғивелиш лагерлириға қамалған кишиләрниң зор көләмлик қирғинчилиққа дуч келиш еһтимали һәққидә униң қандақ ойлайдиғанлиқини сориғанда нури түркәл нөвәттә мәлум болуватқан “аста сүрәтлик өлтүрүш шәкли”дики әһвалларға бирләштүргән һалда хитай даирилириниң “түп йилтизидин йоқ қилиш лазим”, “пак-пакиз қурутуветиш лазим” дегәндәк қәбиһ ибариләрни ишлитиши шундақ бир еһтималлиқни алға сүридиғанлиқини билдүрди.
Җәй нордлингер шуниңдин кейин уйғурлар бир милләт сүпитидә мушундақ бир зор кризисқа дуч келиватқан мәзгилдә америкидики алақидар һөкүмәт органлиридин уйғурлар үчүн немиләрни тәләп қилидиғанлиқини сориди. Нури түркәл бу мәсилә һәққидә америка сиясий сәһнисидики марко рубию, кристофер симит қатарлиқ шәхсләрниң уйғурлар һәққидики очуқ хәтлири үчүн уйғурларниң миннәтдар икәнликини, әмма шуниң билән биргә америка һөкүмитиниң ашкара сорунларда ашкара баянат елан қилишини, шуниң билән биргә америка мәтбуатлирида уйғурлар һәққидики мәлуматларға техиму көпләп орун берилишни тәләп қилидиғанлиқини, шуниң билән биргә америка һөкүмитиниң илгирики “соғуқ уруш” мәзгилидикигә охшаш явропадики мәмликәтләр билән бу мәсилидә һәмкарлиқ орнитиши лазимлиқини билдүрди.
Нури түркәл сөзиниң ахирида натсист германийәсиниң йәһудийларни зор көләмлик қирип ташлишидәк тарихий трагедийәниң худди мушу йосунда башланғанлиқини, шу вақиттиму кишиләрниң милләт түркүми вә диний етиқадиға асасән лагерларға қамалғанлиқини, буниң нөвәттики дуня үчүн бир җиддий һадисә, дәп қарилиши лазимлиқини тәкитлиди.
Айрим зияритимизни қобул қилған нури түркәл нөвәттә һәрқайси җайларда муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларниң бу җәһәттә қилалайдиған ишлири тоғрилиқ сөз қилип, уйғур муһаҗирлириниң өзлири турушлуқ дөләтниң һөкүмәтлиригә уйғурларниң әһвали һәққидә мураҗиәт қилиши лазимлиқини тәкитлиди.
Мәлум болушичә, нөвәттә бу хилдики тор сөһбәтлири уйғурлар дияриниң әһвалини чәтәлликләргә билдүрүштә бәкму әһмийәтлик болуп, америкидики әң даңлиқ радийо истансилиридин болған “дөләтлик хәлқ радиоси”му 22-май күни бирләшмә агентлиқниң мухбири геррий ши билән мәхсус уйғурлар һәққидә тор сөһбити өткүзгән.