“хитайниң бүйүк оюни-йеңи чегра, кона дүшмән” намлиқ мақалидә уйғурларниң вәзийити тонуштурулди

Мухбиримиз ирадә
2015.10.21
yipek-yoli-silk-road-305.jpg Йипәк йоли хәритиси. 2010-Йили 11-март.
en.wikipedia.org

Чәтәллик көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң муһим истратегийилик пиланлириниң бири “йеңи йипәк йоли” қурулушини ишқа ашуруш арқилиқ хитайниң райондики сиясий вә иқтисадий тәсирини зорайтиш. Ши җинпиң бу пиланини ишқа ашуруш үчүн зор қәдәмләрни басти. Бирақ, көзәткүчиләр йеңи йипәк йоли истратегийисини әмәлгә ашуруш үчүн пәқәтла зор иқтисадий күч болушниң йетәрлик әмәсликини мулаһизә қилишмақта. Биз алдинқи нөвәтлик аңлитишимизда малийә вақти гезитидә бу һәқтә елан қилинған “хитайниң бүйүк оюни” сәрләвһилик мақалиниң биринчи қисмидин мәлумат бәргән идуқ. Униңда, хитайниң бу истратегийисини ишқа ашурушиға қийинчилиқ пәйда қилидиған аҗиз һалқилири тонуштурулған иди. Бу нөвәтлик аңлитишимизда бу мақалиниң уйғур ели һәққидики мәхсус қисмидин мәлумат беримиз.

Малийә вақти гезитидә “хитайниң бүйүк оюни” сәрләвһисидә елан қилинған мақалиләр топлиминиң биринчи қисмида аптор том мишәл ши җинпиңниң “йеңи йипәк йоли” истратегийисини хитайниң асиядики зор дөләтлик орнини мустәһкәмләш үчүн қолланмақчи болуватқанлиқини, бирақ хитайниң бу пилани алдида йәнә нурғун қийинчилиқлар барлиқини баян қилған иди. У бу қийинчилиқлар үстидә тохталғанда асаслиқ, хитайниң қошна дөләтлири билән болған мунасивити, дөләт ичидики бюрократсийә, хитайниң юмшақ күчи һәм шундақла хитайниң афғанистан-пакистан қатарлиқ дөләтләргә салған мәблиғини қоғдайдиған һәрбий күчи қатарлиқларни пиланни ишқа ашуруштики аҗиз һалқилар, дәп көрсәткән.

Уйғур ели шүбһисизки йипәк йолидики муһим түгүнләрниң бири. Шуңа аптор “хитайниң бүйүк оюни” сәрләвһилик мақалисиниң иккинчи қисмини мәхсус уйғур елигә аҗритип, униң йеңи йипәк йоли қурулушидики әһмийити вә райондики риқабәтләр үстидә тохтилип өткән. “йеңи чегра-кона дүшмән” дәп мавзу қоюлған бу қисимда көрситилишичә, уйғур ели йеңи йипәк йоли қурулушидики интайин һалқилиқ орунларниң бири. Хитай һөкүмити уйғур елигә мәбләғ салғучиларни қачурувәтмәслик үчүн бу йәрни интайин бихәтәр вә муқим дәп көрситишкә урунсиму, әмәлийәт буниң әксичә. Мақалидә бу һәқтә мундақ дейилгән:

Бу йил сентәбирдә байдики көмүр канда қанлиқ вәқә йүз бәрди. Әмма бу вәқәни һечқандақ хитай ахбарати хәвәр қилмиди, һәтта хитай һөкүмити бундақ бир вәқә йүз бәргәнликини етирапму қилмиди. Мана мушуниң өзила хитай ойнимақчи болуватқан бүйүк оюн үчүн хитайниң өз ичидә, оттура асияда вә униңму нерисида тизилип ятқан зор риқабәтләр барлиқини намаян қилип бериду”

Мақалидә йәнә мундақ дейилгән:
Хитай һөкүмити явро-асия райониға қаритилған бу кәң земиндики пиланлирини ишқа ашуруш үчүн ишни алди билән өзиниң ғәрбий районини тинчландуруш билән башлаш керәк. Бирақ, һазирқи әһвалдин қариғанда, хитай һөкүмити уйғур елидики учқунни улғайтиштин башқа ишқа яримайватқан сиясәтлирини өзгәртишни рәт қилмақта.

Аптор мақалисидә, уйғур елиниң йәр асти вә йәр үсти байлиқлири һәм униң оттура асиядин киридиған нефит туруба йоллири өтидиған түгүн болуши сәвәбидин хитай үчүн интайин муһимлиқини, әмма уйғур елиниң вәзийитиниң интайин кәскин икәнликини мутәхәссисләрниң пикирлири һәм шундақла йәрликтики кишиләр билән өткүзгән сөһбәтлири асасида чүшәндүрүшкә тиришқан.

Австралийәдики латроб университетиниң профессори җәймис лейболд бу һәқтә тохтилип, “ши җинпиңниң “йеңи йипәк йоли, бир бәлвағ, бир йол” пилани үчүн уйғур ели һәл қилғуч әһмийәткә игә, шуңа компартийә һәм хитай пуқралирини һәм чәтәл һөкүмәтлирини хитайниң террорлуққа қарши урушиниң ғәлибә қилғанлиқиға һәм шундақла бу йеңи йипәк йолиниң дәрвазиси һесаблинидиған уйғур елигә мәбләғ селишниң пайдисиниң көплүкигә ишәндүрүшкә тиришмақта” дегән.

Апторниң қаришичә, хитай һөкүмити болупму 2009-йилидин кейин уйғур елигә зор мәбләғ селиш арқилиқ бу йәрдә муқимлиқ яритишни көзләп, райондики мәсилиләрни пәқәт “үч хил күч” ләргә артип қоюватқан болсиму, нурғун көзәткүчиләр буниңға ишәнмәйдикән. У, уйғур елидә хитай көчмәнләрниң көпийип кетиши, уйғур яшлириниң әмгәк базирида айримичилиққа учрап ишсиз қелиши, райондики пурсәтләрдин хитай көчмәнләргә охшаш бәһримән болалмаслиқидәк нурғун амилларниң уйғурларни қаттиқ нарази қиливатқанлиқини, ақсуда бир уйғурниң өзигә тамға есип қоюлған дини радикалларға қарши туруш һәққидики тәшвиқат тахтисини көрситип туруп “буниң һәммиси әхләт, бу йәрдә әркинлик йоқ”, дегәнликини баян қилған.

Аптор йәнә уйғур елини сүрәтлигәндә, уйғур елидә шәһәрләрдә сақчи вә һәрбийләрниң интайин көплүкини, һәммә йәрдә қораллиқ сақчиларниң чарлайдиғанлиқини, кишиләрниң дуканларға бихәтәрлик тәкшүрүшидин өтүп киридиғанлиқини җүмлидин қораллинишниң интайин еғирлиқини тәсвирлигән. У үрүмчидики фен гопиң исимлик бир хитай аялни зиярәт қилған. У хитай аял апторға “һәммә нәрсә 2009-йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин өзгәрди. Һазир хитайлар уйғурлардин қачиду, уйғурлар болса хитайлардин қачиду” дегән.

Аптор мулаһизә қилип, хитай һөкүмитиниң пәқәт зораван күчләрнила террорист дәп бастуруп қалмай, бәлки тинчлиқ билән өктичилик қилғанларниму охшаш террорист муамилиси қиливатқанлиқини тилға елип, буниңға илһам тохтини мисал қилип көрсәткән. Тонулған хитай кишилик һоқуқ актипи ваң лишйоң “малийә вақти” гезитигә хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан сияситини мундақ бир сөзгә йиғинчақлиған:
Илһам тохти дәл бир мөтидил аваз иди. Бирақ бу йәрдики мәсилә, һөкүмәт сени я бирақла дүшмән бол яки бирақла ялақчи бол дәйду. Улар оттурида туруп гәп қилидиғанларни яқтурмайду.

Аптор том мешәл мақалиси ахирида юқирида тилға елинған бир қатар мәсилиләр вә мутәхәссисләрниң пикирлиридин чиқиш қилип туруп, хитайниң һазир йүргүзүватқан “бир қолда юмшақ болуш, бир қолда қаттиқ болуш” сияситиниң карға кәлмәйватқанлиқини, һазирқи йеңи бир әвлад уйғурларниң мәсилини йилтизидин һәл қилишни тәләп қилидиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.